Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин болди!
ИККИ яш аял Филипининиң Багио шәһиридики сода мәркизини биллә арилап жүргән. Улар Йәһва гувачилириниң қол һарвусини көргән, бирақ униңға йеқин кәлмигән еди. Һарвуниң йенида турған Хелена исимлиқ гувачи иллиқ күлүмсириди. Әшу аяллар тохтимисиму, амма Хеленниң иллиқ күлүмсириши уларға қаттиқ тәсир қилди.
Кейинирәк улар өйлиригә автобуста кетиватқанда, Ибадәт өйидики jw.org дегән йоған йезиқларни көрүп қалди. Шу йезиқларниң улар илгири көргән Гувачиларниң әдәбиятлар қол һарвусидики йезиқларға охшайдиғанлиғи уларниң есигә кәлди. Улар иккилиси автобустин чүшүп, Ибадәт өйиниң дәрвазисида есиқлиқ турған җамаәтләрниң вақит җәдвилини оқуп чиқти.
Һәр иккилиси жиғилишқа кәлди. Улар Ибадәт өйигә киргәндә кимни көрүп қалди? Хеленни! Шу аяллар бу иллиқ күлүмсиригән аялни дәрру тонувалди. Хелен шундақ дәйду: «Улар маңа йеқинлишиватқанда мән бираз әнсиридим. Мән бир ишни хата қилип қойдумму, дәп ойлидим». Бирақ улар маңа немә иш йүз бәргәнлигини чүшәндүрүп бәргән.
Бу аяллар җамаәт учришиши вә сөһбәтлишип өз ара тонушуштин һузурлинип, өзлирини өз өйидә болғандәк һис қилған. Улар қериндашларниң учришиштин кейин Ибадәт өйни тазилаватқанлиғини көргәндә, бизму ярдәм бәрсәк боламду, дәп сориған. Икки аялниң бири башқа дөләткә көчүп кәткән, йәнә бири учришишларға қатнишишни вә Муқәддәс китап үгинишини башлиған. Буниң һәммиси бир күлүмсирәштин башланди.