6-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһваниң дайим тоғра иш қилидиғанлиғиға ишинәмсиз?
«У Қорам таш, Униң ишлири мукәммәлдур, барчә йоллири адаләтлик, әсла наһәқлиқ қилмайдиған садақәтмән Худадур. У адил вә һәққанийдур» (Қ. ШӘР. 32:4, ЙД).
152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз
БУ МАҚАЛИДӘ *
1, 2. а) Немә үчүн бүгүнки күндә нурғун кишиләр үчүн һоқуқдарларға ишиниш тәс? ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
БҮГҮНКИ күндә нурғун кишиләр үчүн һоқуқдарларға ишиниш тәскә тохтайду. Чүнки улар қануний вә сәясий түзүминиң бай вә күчлүк кишиләргә ян бесип, адаләтни яқлашта намратлар ға сәл қарайдиғанлиғини көрүватиду. Муқәддәс китап наһайити ениқ қилип мундақ дәйду: «Адәм балиси адәм үстидин униң зияниға һөкүмранлиқ қилмақта» (Вәз 8:9). Униңдин башқа, адәмләр йәнә диний устазларниң чирик қилмишлирини көргәнликтин, нәтиҗидә улар Худаға болған ишәнчисини йоқатти. Шуңлашқа бәзидә бир киши Муқәддәс китапни үгинишкә башлиғанда, униң Йәһва вә йәр йүзидики Униңға вәкиллик қилидиғанларға ишинишни үгинишигә ярдәм беришимизгә тоғра келиду.
2 Әлвәттә, Муқәддәс китапни үгиниватқанлар Йәһва вә Униң тәшкилатиға ишинишни үгиниши лазим. Амма пәқәт улар әмәс, узун жиллардин бери һәқиқәттә болған бизләрму, чоқум Йәһваниң иш қилиш усуллириниң әң яхши екәнлигигә ишинишимиз керәк. Бәзидә бизниң Худаға болған ишәнчимиз синилиши мүмкин. Бу мақалидә үч хил вәзийәтни муһакимә қилимиз: 1) Муқәддәс китаптики бәзи үзүндини оқуғанда, 2) Йәһва тәшкилати арқилиқ бизгә йол-йоруқ бәргәндә вә 3) биз кәлгүсидә қийин әһвалға дуч кәлгәндә.
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ОҚУҒАНДА ЙӘҺВАҒА ИШИНИҢ
3. Муқәддәс китаптики бәзи үзүндиләрни оқуғанда Йәһваға болған етиқадимиз қандақ синилиши мүмкин?
3 Муқәддәс китаптики бәзи үзүндини оқуғинимизда, Йәһваниң немә үчүн башқиларға шундақ муамилә қилидиғанлиғи яки бәзи қарарларни чиқарғанлиғини чүшәнмәслигимиз мүмкин. Мәсилән, Санлар китавида Йәһва Дәм елиш күни отун жиққан кишини өлүм җазасиға һөкүм қилған. Самуилниң 2-язмисида, Давут зина қилипла қалмастин, адәм өлтүргән болсиму, Йәһва уни кәчүргән (Сан. 15:32, 35; Сам. 2-яз. 12:9, 13). Бәлким, биз: «Немә үчүн Йәһва зина қилған вә адәм өлтүргән Давутни кәчүривәткән? Амма йенигирәк гуна қилған әшу отун жиққан адәмни кәчүрмәй, өлүм җазасиға һөкүм қилған?»—, дәп ойлишимиз мүмкин. Бу соалға җавап бериш үчүн, Муқәддәс китапни оқуғанда чоқум әстә сақлишимиз зөрүр болған үч нуқтини көрүп бақайли.
4. Яритилиш 18:20, 21 вә Қанун шәрһи 10:17-айәтләр Йәһваниң чиқарған һөкүмлиригә болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду?
4 Муқәддәс китап бизгә һәрдайим барлиқ иш-вақиәләрниң барчә тәпсилатлирини толуқ ейтип бәрмәйду. Мәсилән, биз Давутниң кейинирәк өз қилмишлири үчүн товва қилғанлиғини билимиз (Зәб. 51:2—4). Амма дәм елиш күни отун жиққан адәмчу? У хаталиғиға пушайман қилдиму? У илгири Йәһваниң қануниға хилаплиқ қилғанму? У бурун берилгән агаһландурушқа қәстән пәрва қилмай яки уни рәт қилғанму? Муқәддәс китапта булар һәққидә һечнәрсә ейтилмиған. Вәзийәт қандақла болмисун, Йәһва наһәқлиқ қилмайдиған Худа екәнлигигә толуқ ишинимиз (Қ. шәр. 32:4). Униң һөкүмлири дәлил-испатларға асаслиниду. У һәргизму миш-миш гәп сөзләргә қулақ салмайду, һечкимни кәмситмәйду, инсанлар тәрипидин бурмиланған амилларниң тәсиригә учримайду (Яритилиш 18:20, 21; Қанун шәрһи 10:17ни оқуң). Йәһва вә Униң өлчәмлирини қанчә көп билсәк, Униң чиқарған һөкүмигә шунчә көп ишинимиз. Бәлким, биз Муқәддәс китапни оқуғанда, бәзи үзүндиләр тоғрилиқ соаллиримиз пәйда болса, дәрһал җавап тапалмаймиз. Амма Худайимиз Йәһва һәққидә билидиғанлиримиз көп. Шуңа Униң һәммә ишларда адил екәнлигини җәзмләштүрәләймиз (Зәб. 145:17).
5. Немә үчүн адаләт туйғумиз ишәнчсиз? (« Немә үчүн адаләт туйғумиз ишәнчлик әмәс?» дегән рамкиға қараң.)
5 Намукәммәллик сәвәплик адаләт туйғумиз ишәнчсиз. Худа бизни Өз образида яратқан. Шуңа һәммимиздә адаләтни яқлаш туйғуси бар (Ярит. 1:26). Амма биз һәммимиз намукәммәл болғачқа, барлиқ дәлил-испатларни толуқ билимиз дәп ойлиған тәғдирдиму, йәнила хата һөкүм чиқиришимиз мүмкин. Юнус пәйғәмбәрниң мисалиға қарисақ, Йәһваниң Нинәвәһ хәлқини йоқ қиливәтмәсликни қарар қилғанлиғини аңлап, Юнус қаттиқ аччиқланған еди (Юнус 3:10—4:1). Амма әшу қарарниң нәтиҗисини көрүп бақсақ, Нинәвәһтики 120000дин артуқ товва қилған хәлиқ қутулуп, аман қалған еди. Бу мисалдин Худа әмәс, Юнус хата һөкүм чиқарғанлиғини көрәләймиз.
6. Немә үчүн Йәһваниң Өзи чиқарған қарарларни бизгә чүшәндүрүш мәҗбурийити йоқ?
6 Йәһваниң Өзи чиқарған қарарларни адәмләргә чүшәндүрүш мәҗбурийити йоқ. Раст, Йәһваниң өтмүштә чиқарған қарари яки чиқармақчи болған қарари һәққидә хизмәтчилири өз ой-пикирлирини баян қилишқа рухсәт қилған (Ярит. 18:25; Юнус 4:2, 3). Бәзи чағларда Йәһва Өзи чиқарған қарарниң сәвәплирини чүшәндүргән (Юнус 4:10, 11). Амма Униң шундақ қилиш мәҗбурийити йоқ. У Яратқучи. Шуңа У бир ишни қилиштин илгири яки кейин бизниң разилиғимизни елишқа муһтаҗ әмәс (Йәшая 40:13, 14; 55:9).
КӨРСӘТМИЛӘРНИ АЛҒАНДА, ЙӘҺВАҒА ИШИНИҢ
7. Бәзидә немә қилиш асан әмәс вә немә үчүн?
7 Шәк-шүбһисизки, Йәһва һәрдайим тоғра иш қилиду. Амма Йәһваға вәкиллик қилидиған кишиләргә ишиниш анчә асанға чүшмәйду. Бәлким, биз мундақ ойлаймиз: «Улар қарар чиқарғанда Йәһваниң көрсәтмилиригә асаслинамду яки өзлириниң ой-пикригиму?» Қедимқи замандиму бәзи кишиләр шундақ ойлиған болуши мүмкин. Үчинчи абзацта тилға елинған мисални қайта қарап бақайли. Муса пәйғәмбәр Дәм елиш күнигә хилаплиқ қилған әшу адәмни өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиғини җакалиғанда, униң аилисидикиләр: «Мусаниң җакалиған һөкүми һәқиқәтән Худадин кәлгәнму?»— дәп сориған болуши мүмкин. Йә болмиса, Урияниң дости: «Давут падиша болуш һоқуқидин пайдилинип, өлүмдин аман қалди»,— дәп ойлиғанду. Амма есиңиздә болсунки, Йәһва Өзи тәйинлигән кишиләргә ишиниду. Әгәр бизгә йетәкчилик қилидиған бурадәрләргә ишәнмисәк, Йәһваға ишәнмәйдиғанлиғимизни көрситимиз.
8. Бүгүнки күндики вә биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилириниң җамаитидә қандақ охшашлиқ бар? (Әлчиләр 16:4, 5)
8 Бүгүнки күндә Йәһва садиқ һәм әқил-парасәтлик қулни қоллинип, Өзиниң йәрдики тәшкилатиға йол-йоруқ берип келиватиду (Мәт. 24:45). Әшу садиқ хизмәтчиләр худди биринчи әсирдики Рәһбәрлик кеңәшкә охшаш Худаниң хәлқигә ғәмхорлуқ қилиду вә җамаәттики ақсақалларға йол-йоруқ бериду (Әлчиләр 16:4, 5ни оқуң). Җамаәттики ақсақаллар болса, әшу көрсәтмиләргә әмәл қилиду. Әгәр биз тәшкилат вә ақсақалларниң көрсәтмилиригә бойсунсақ, Йәһваниң иш қилиш усуллириға ишинидиғанлиғимизни көрситимиз.
9. Қандақ әһвалларда ақсақалларниң чиқарған қарарлирини қоллап-қувәтләш қийин болуши мүмкин? Немә үчүн?
9 Бәзи вәзийәтләрдә ақсақалларниң чиқарған қарарлирини қоллап-қувәтләш қийин болуши мүмкин. Мәсилән, йеқинқи жилларда нурғун җамаәтләрни яки райондики җамаәтләрни қайта тәшкилләш иши елип берилди. Бәзидә Ибадәт өйлиридин яхширақ пайдилиниш мәхситидә, ақсақаллар бәзи қериндашларға башқа җамаәткә көчүш тәкливини бериду. Әгәр ақсақал шундақ тәклипни бәрсә, биз аилимиз вә достлиримиздин айрилишни халимаслиғимиз мүмкин. Ақсақалларниң қайси вәз ейтқучини, қайси җамаәткә әвәтиши керәклиги тоғрилиқ асмандин бир йол-йоруқ кәлмәйду. Мошу сәвәптин, уларниң чиқарған қарарини қоллап-қувәтләш қийин болуши мүмкин. Бирақ есиңиздә болсунки, Йәһва ақсақалларға ишиниду вә уларниң җамаәт үчүн қарарларни чиқиришиға йол қойиду. Шуңа бизму уларға ишинишимиз керәк *.
10. Ибранийларға 13:17-айәткә асасланғанда, биз немә үчүн ақсақаллар билән һәмкарлишишимиз керәк?
10 Ақсақалларниң чиқарған қарари биз халиғандәк болмисиму, немә үчүн улар билән һәмкарлишип, уларни қоллап-қувәтлишимиз керәк? Чүнки шундақ қилсақ, Йәһваниң хәлқи арисида бирлик вә инақ-иттипақлиқ болушиға өз һәссимизни қошумиз (Әфәс. 4:2, 3). Буниңдин башқа, биз һәммимиз ақсақалларниң қарарини кәмтәрлик билән қоллап-қувәтлисәк, җамаәт гүлләп-яшнайду (Ибранийларға 13:17ни оқуң). Әң муһими, Йәһва бизгә ғәмхорлуқ қилиш үчүн ишинип тәйинлигән кишиләр билән һәмкарлишиш арқилиқ Йәһваға ишинидиғанлиғимизни көрситимиз (Әлч. 20:28).
11. Ақсақаллардин кәлгән көрсәтмиләргә ишинишкә немә ярдәм бериду?
11 Ақсақалларниң көрсәтмилиригә болған ишәнчимизни техиму күчәйтишимизгә немә ярдәм бериду? Улар җамаәткә мунасивәтлик бир ишни бир тәрәп қилғанда, Йәһвадин муқәддәс роһни сорайдиғанлиғини әстә сақлаш. Йәнә Муқәддәс китаптики принципларни вә Йәһваниң тәшкилати тәминлигән көрсәтмиләрни әстаидиллиқ билән қарап чиқиду. Ақсақалларниң һәммиси Йәһвани хурсән қилишни халайду вә пүтүн күчи билән Униң хәлқигә ғәмхорлуқ қилиду. Бу садақәтмән бурадәрләр өзиниң мәсъулийити үчүн Худаниң алдида һесап беридиғанлиғини яхши чүшиниду (Пет. 1-х. 5:2, 3). Мону һәқиқәт тоғрисида ойлап көрүң: дуния ирқ, дин вә сәйяси җәһәттин парчилинип кәтти. Амма Йәһваниң хәлқи бирликтә һәқ Худаға ибадәт қиливатиду. Йәһва Өз тәшкилатини бәрикәтлигәнлиги сәвәплик мошу ишлар әмәлгә ешиватиду.
12. Кишиниң һәқиқәтән товва қилған-қилмиғанлиғини ениқлаш үчүн, ақсақаллар қайси амилларни нәзәргә елиши керәк?
12 Йәһва Худа ақсақалларға җамаәтни пак тутуштәк муһим вәзипини тапшурған. Әгәр бир етиқатчи еғир гуна өткүзсә, ақсақаллар чоқум Йәһва Худаниң тәләплиригә асасән бу кишиниң җамаәттә қелиш-қалмаслиғини қарар қилиши керәк. Йәнә ақсақалларниң қилишқа тегишлик башқиму ишлири бар. Уларниң бири, шу гунани садир қилған кишиниң һәқиқәтән товва қилған-қилмиғанлиғини билиш. Шу киши пушайман қилғанлиғини ейтиши мүмкин. Амма у чин қәлбидин қилған яман ишини растинла өч көрәмду? У охшаш хаталиқни қайта қилмаслиқни қәтъий қарар қилдиму? Әгәр у яман достлар билән арилишип, шундақ гунани өткүзгән болса, у шу достлири билән болған алақини үзүшни халамду? Ақсақаллар Йәһваға дуа қилиду. Улар дәлил-испатлар вә Муқәддәс китаптики принципларни көрүп чиқип, шу гуна өткүзгән кишиниң қилған гунасиға қандақ көзқарашта болуватқанлиғиға һөкүм қилиду. Андин униң җамаәттә қелиш-қалмаслиғини қарар қилиду. Бәзи әһвалларда улар гуна қилған кишини җамаәттин чиқиришни қарар қилиду (Кор. 1-х. 5:11—13).
13. Әгәр аилимиздики бири яки йеқин достимиз җамаәттин чиқирилса, биздә қандақ соаллар пәйда болуши мүмкин?
13 Қандақ вәзийәтләрдә ақсақалларға болған ишәнчимиз синилиши мүмкин? Әгәр җамаәттин чиқирилған киши бизниң аилә әзалиримиздин бири яки йеқин достимиз болмиса, ақсақалларниң қарарини қобул қилиш қийин әмәс. Амма җамаәттин бизниң йеқин кишимиз чиқирилған болсичу? Шундақ әһвалда биз: «Ақсақаллар барлиқ амиллар үстидә һәқиқәтән яхши ойлаштиму? Улар қарарни һәқиқәтән Йәһва халиғандәк чиқардиму?»— дәп ойлишимиз мүмкин. Ақсақалларниң чиқарған қарариға тоғра көзқарашни сақлишимизға немә ярдәм берәләйду?
14. Ақсақаллар аилимиздики бирини яки йеқин достумизни җамаәттин чиқиришни қарар қилса, немини әстә сақлишимиз керәк?
14 Җамаәттин чиқирилиш бу Йәһваниң орунлаштуруши екәнлигини унтумаслиғимиз керәк. Бу чарә җамаәтни қоғдапла қалмай, гуна өткүзгән киши үчүнму пайдилиқтур. Әгәр гунасиға товва қилмиған киши давамлиқ җамаәттә қалдурулса, бу башқиларға яман тәсир қилип, башқиларму гуна өткүзүши мүмкин (Гал. 5:9). Бу киши қилған ишлирини еғир гуна әмәстәк һис қилиши мүмкин. Шуниң билән у ой-пикири вә иш-һәрикитини өзгәртишкә һәрикәт қилмаслиғиму мүмкин. Нәтиҗидә, у Йәһваниң қайта қобул қилишиға еришәлмәйду (Вәз 8:11). Шуниңға ишинәләймизки, ақсақаллар бир кишини җамаәттин чиқиришни қарар қилишниң бәк җиддий бир мәсилә екәнлигини билиду. Қедимқи Исраилдики һакимларға охшаш уларму һөкүм чиқириш «инсан үчүн әмәс, бәлки Йәһва үчүн» дегән сөзләрни яхши билиду (Тар. 2-яз. 19:6, 7).
ҺАЗИР ЙӘҺВАҒА ИШӘНСИҢИЗ, КЕЛӘЧӘКТИМУ ИШИНИСИЗ
15. Немә үчүн биз һазир һәрқандақ вақитқа қариғанда Йәһваниң йол-йоруғиға ишинишимиз керәк?
15 Бу дуниядики рәзилликләрниң ахирлишидиған вақти йеқинлашқансири, биз һәрқандақ вақитқа қариғанда Йәһваниң иш қилиш усули чоқум әң яхши екәнлигигә болған ишәнчимизни күчәйтишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки бүйүк апәт мәзгилдә бизгә берилидиған йол-йоруқ ғәлитә, қолайсиз вә һәтта әқилгә мувапиқ әмәстәк көрүнүши мүмкин. Әлвәттә, Йәһва һәрбиримизгә шәхсән беваситә сөз қилмайду. Амма У йетәкчилик қилидиған бурадәрләр арқилиқ йол-йоруқ бериши мүмкин. Биз: «Бу растинла Йәһвадин кәлгән йол-йоруқму яки пәқәт йетәкчилик қилидиған бурадәрләрниң ой-пикриму?»— дәп, берилгән көрсәтмиләрдин гуман қилмаслиғимиз керәк. Бу һалқилиқ пәйттә биз Йәһва вә Униңға вәкиллик қилидиған бурадәрләргә ишинимизму? Бу бизниң һазир Йәһваниң тәшкилатидин кәлгән көрсәтмиләргә қандақ көзқарашта болғинимизға бағлиқ. Әгәр һазир шу йетәкчилик қилидиған бурадәрләрниң көрсәтмисигә бойсунсақ, ундақта бүйүк апәт вақтидиму шундақ қилимиз (Луқа 16:10).
16. Йеқин келәчәктә Йәһваниң һөкүмлиригә болған ишәнчимиз қандақ синилиши мүмкин?
16 Йәнә бир муһим иш бар. Бу рәзил дунияниң ахирлишидиған вақтида, Йәһваниң һөкүмигә қандақ инкас қайтуридиғанлиғимиз һәққидә әстаидил ойлап көрүшимиз керәк. Биз көпирәк адәмләрниң Йәһвани тонуп, Униңға ибадәт қилишини үмүт қилимиз. Болупму, Йәһвани тонумайдиған уруқ-туққанлиримизниң қиямәт күни келиштин бурун, Униңға ибадәт қилишни қарар қилишини үмүт қилимиз. Бирақ Йәһва келәчәктә Армагедон урушида Әйса арқилиқ йеқинлиримиз үстидин ахирқи һөкүмини чиқириду (Мәт. 25:31—33; Сал. 2-х. 1:7—9). Йәһва шу чағда кимгә рәһим-шәпқәт көрситидиғанлиғини биз қарар қилалмаймиз (Мәт. 25:34, 41, 46). Ундақта, Йәһваниң һөкүмлиригә ишинимизму яки улар биз үчүн путликашаң болуп, Йәһваға ибадәт қилиштин ваз кечимизму? Наһайити ениқки, кәлгүсидә Униңға пүтүнләй ишинишимиз үчүн һазирниң өзидә Йәһваға болған ишәнчимизни техиму күчәйтишимиз керәк.
17. Йәһваниң чиқарған һөкүми нәтиҗисидә йеңи дунияда қандақ гөзәл ишлар болиду?
17 Йәһваниң чиқарған һөкүмлириниң нәтиҗилирини йеңи дунияда көргинимиздә, қандақ һис-туйғуға чөмидиғанлиғимизни тәсәввур қилип беқиң! Әнди сахта динлар, ачкөз сода-тиҗарәт вә хәлиқни езидиған сәясий түзүмләр болмайду. Уруқ-туққан вә дост-бурадәрлиримизниң кесәл яки қерип өлүп кәткәнлигиниму көрмәймиз. Шәйтан вә җинлар миң жилға кишәнлинип, инсанларға тәсир қилалмайду. Әшу исиянчилар түпәйли пәйда болған барлиқ яманлиқлар пүтүнләй йоқ болиду (Вәһ. 20:2, 3). Шу чағда Йәһваниң иш қилиш усули әң яхши екәнлигигә ишәнгәнлигимизгә толиму миннәтдар болимиз!
18. Санлар 11:4—6 вә 21:5-айәтләрдә хатириләнгән исраиллар һәққидики үзүндиләрдин қандақ саваққа егә болалаймиз?
18 Йеңи дуниядиму Йәһваниң иш қилиш усули тоғра екәнлигигә болған ишәнчимизни синайдиған бәзи қийинчилиқларға дуч келишимиз мүмкин. Мәсилән, исраилларни мисал қилсақ, улар Мисирдики қуллуқтин қутулуп, узун вақит өтмәй, бәзиләр Мисирда йегән йемәкликләрни йейиш мүмкинчилиги болмиғачқа, ағринишқа башлиған. Улар һәтта Йәһва тәминлигән маннаға өч болған (Санлар 11:4—6; 21:5ни оқуң). Бүйүк апәт ахирлашқандин кейин, бизму шу қедимқи исраилларға охшаш ой-пикирдә болушимиз мүмкин. Чүнки йәр шарини пакизлаш вә җәннәткә айландуруш үчүн қанчилик көп хизмәт қилишимиз керәклигини билмәймиз. Дәсләптә, бәлким, шу ишлар еғир жүктәк көриниду яки қолайсизлиқлар туғулиду. Шундақ вәзийәттә Йәһваниң тәминләп бәргәнлиридин ағринимизму? Биз бир нәрсини ениқ билимизки, әгәр һазир Йәһваниң тәминләп бәргәнлиригә миннәтдар болсақ, кәлгүсидиму Униң тәминләп бәргәнлиригә миннәтдар болимиз.
19. Бу мақалидики асасий ой-пикирләрни қандақ хуласә қилисиз?
19 Йәһваниң иш қилиш усули һәрқачан тоғра. Биз буниңға қәтъий ишинишимиз лазим. Униңдин башқа, бизгә йетәкчилик қилидиған бурадәрләргиму ишинишимиз керәк. Чүнки Йәһва Өзи бәргән көрсәтмиләргә уларниң әмәл қилидиғанлиғиға ишиниду. Йәһва Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ бәргән мону нәсиһитини унтуп қалмаслиғимиз керәк: «Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Маңа таянсаңлар, күчлүк болисиләр» (Йәшая 30:15, ЙД).
37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған
^ Бу мақалә Йәһва вә йәр йүзидә Униңға вәкиллик қилидиғанларға болған ишәнчимизни күчәйтишниң зөрүрлигини көрүп йетишимизгә ярдәм бериду. Биз йәнә шундақ қилишниң һазир бизгә қандақ пайдиси барлиғини вә келәчәктә дуч келидиған синақларға өзүмизни тәйярлашқа қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.
^ Бәзи чағларда мәлум бир вәз ейтқучи яки пүтүн бир аилә һазир хизмәт қиливатқан җамаәттә қелиш тәкливини елиши мүмкин. «Вәзилик хизмитимиз» 2002-жил, ноябрь ейиниң «Вәзичиләрниң соаллири» дегән йәргә қараң.