Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Немә үчүн Йәһва Худа пахтәкләрни вә кәптәрләрни қурбанлиққа елип келишкә йол қойған?

ТӘВРАТ қануни бойичә, пахтәкләр һәм кәптәрләрни Йәһва қурбанлиқ сүпитидә қобул қилған еди. Тәвратта қурбанлиқ һәққидә ейтилғанда, бу қушлар дайим биргә тилға елиниду. Униңдин башқа, уларниң бириниң орниға башқисини қурбанлиққа беришкә болатти (Лав. 1:14; 12:8; 14:30). Буниң қандақ пайдиси болған? Мәсилән, пахтәкләрни тепиш дайим асанға чүшмигән. Немә үчүн шундақ болғанлиғини көрүп бақайли.

Пахтәк

Адәттә пахтәкләр Исраил зиминида иссиқ айларда яшиған. Лекин һәр жили улар октябрь ейида җәнуптики иссиғирақ дөләтләргә учуп кетәтти. Баһарда болса, улар йәнә Исраилға қайтип келәтти (Күй. к. 2:11, 12; Йәр. 8:7). Шуңа қедимда исраиллар үчүн қишта пахтәкләрни қурбанлиққа елип келиш имканийити болмиған.

Кәптәр

Пахтәкләргә қариғанда, кәптәрләр адәттә башқа йәргә учуп кәтмәтти. Шу сәвәптин, уларни Исраил зиминидин һемишәм тепиш мүмкин болған. Униңдин башқа, кәптәрләрни көндүрүшкә болатти (Йоһан 2:14, 16ни селиштуруң). Бир китапта мундақ йезилған: «Палестина зиминидики шәһәр-йезиларниң һәммисидә кәптәрләр көндүрүлгән еди». Һәрбир өй егиси кәптәрләр үчүн кәптәрхана яки тамни оюп уга ясап берәтти(«Bible Plants and Animals») (Йәшая 60:8ни селиштуруң).

Угидики кәптәр

Көргинимиздәк, исраиллар жил бойи асанла еришкили болидиған қурбанлиқларни елип келәләтти. Бу Йәһваниң көйүмчан вә ғәрәз уқидиған Худа екәнлигини һәм биздин мүмкин әмәс нәрсиләрни һәргизму тәләп қилмайдиғанлиғини көрситиду.