ТӘТҚИҚ ҚИЛИШ УСУЛЛИРИ
Роһий гөһәрләрни тепип, уни һаятиңизда қоллиниң
Муқәддәс китапни оқуғанда, биз издиниш арқилиқ роһий гөһәрләрни тепип чиқалаймиз. Буни әң үнүмлүк усулда қандақ қилалаймиз?
Муқәддәс китаптин оқуған үзиндиләрниң тәпсилатлирини чоңқур издиниң. Мәсилән, бу сөзләрни ким язған, кимгә ейтқан, қачан ейтқан, шу чағда қандақ әһвал болған, алдида қандақ иш йүз бәргән вә буниңдин кейин немә иш болған?
Айәтләрдин немини үгинәләйдиғанлиғиңиз тоғрилиқ ойлиниң. Мундақ соаллар үстидә издинип көрүң: бу айәттә тилға елинған шәхсләр қандақ һис-туйғуда болған? Улар қандақ пәзиләтләрни көрсәткән? Немә үчүн шундақ пәзиләтләрни үлгә қилишим керәк яки йетилдүрүштин сақлинишим лазим?
Үгәнгәнлириңизни һаятиңизда қоллиниң. Мәсилән, вәз хизмитидә яки башқа адәмләр билән алақә қилғанда, үгәнгәнлириңизни әмәлий қоллинип көрүң. Шундақ қилсиңиз, Муқәддәс китапта тилға елинғандәк дана киши болисиз: «Ким дана болса, буни байқайду» (Зәб. 107:43).
-
Тәвсийә: һәптә оттурисидики учришишниң «Худа сөзидики ғәзнә» дегән қисмида үгәнгән нәрсиләрни һаятимизда қандақ қоллинишқа болидиғанлиғи тоғрилиқ ойлинип көрүң. Бу қисмида өз-өзүмиздин сорап көридиған соаллар, чоңқур мулаһизә қилсақ болидиған ой-пикирләр вә ой-пикир жүргүзүшкә ярдәм беридиған сүрәтләр бар.