Рәһбәрлик кеңәшниң икки йеңи әзаси
2023-ЖИЛИ, 18-январь чаршәнбә күни jw.org торбетидә алаһидә уқтуруш елан қилинди. Бу уқтурушта Гейдж Флигл вә Джеффри Уиндер бурадәрләр, Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңишидә хизмәт қилишқа тәйинлигәнлиги йезилған. Уларниң иккилисиму узақ жиллар бойи Йәһва Худаға садиқ хизмәт қилип кәлмәктә.
Гейдж Флигл бурадиримиз Пенсильвания штатиниң ғәрбий тәрипидә чоң болған. Ата-аниси уни кичигидин һәқиқәттә тәрбийилигән. Өсмүр вақтида униң аилиси вәз ейтқучилар аз болған кичик бир шәһәргә көчүп барди. Буниңдин көп өтмәй, у 1988-жили, 20-ноябрьда чөмдүрүлүштин өткән.
Ата-аниси Гейдж бурадәрни толуқ вақитлиқ хизмәткә дәвәт қилған. Уларниң өйидә пат-пат районға җавапкар ақсақаллар вә бәйтәлликләр меһманда болған. Шуңа Гейдж бурадәр өз көзи билән әшу қериндашларниң хошал-хорамлиқ билән хизмәт қиливатқанлирини көргән. У чөмдүрүлүштин өткәндин кейин, бир жил ичидә, йәни 1989-жили, 1-сентябрьда пионер болуп хизмәт қилишни башлиған. Икки жил өткәндин кейин, у 1991-жили октябрьда Бруклиндики Бәйтәлдә хизмәт қилишни башлиған. У 12 йешида алдиға қойған шу мәхситигә йәткән.
Бәйтәлдә Гейдж бурадәр авал 8 жил басмаханида түпләш ишини қилған, кейин хизмәт бөлүмигә тәйинләнгән. Шу чағда у бирнәччә жил рус тили җамаитидә хизмәт қилған. 2006 жили у Надя исимлиқ қериндашқа өйлинип, улар бирликтә Бәйтәлдә хизмәт қилишни давамлаштурған. Улар авал португал тили җамаитидә вә кейин он жилдин көпирәк испан тилдики җамаәттә хизмәт қилған. Узун жил Хизмәт бөлүмидә ишлигәндин кейин, Гейдж бурадәр Тәлим бериш комитетиға, кейинирәк Хизмәт комитетиға тәйинләнгән. 2022-жили мартта болса, у Рәһбәрлик кеңәшниң Хизмәт комитетиниң ярдәмчиси болушқа тәклип қилинған.
Джеффри Уиндер бурадәр Калифорния штатидики Марриета шәһиридә чоң болған. У кичигидин һәқиқәттә чоң болған вә 1986-жили, 29-мартта чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән. Бир айдин кейин у ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилишни башлиған. У бундақ вәз қилишни интайин яхши көргән. Шуңа у давамлиқ ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилишни қарар қилған. Бирнәччә айдин кейин 1986-жили 1-октябрьдин башлап пионер болған.
Джеффри бурадәр өсмүр вақтида Бәйтәлдә хизмәт қиливатқан икки акисини йоқлап барған. Шу чағда униңда Бәйтәлдә хизмәт қилиш арзу истиги пәйда болған еди. Шундақ қилип, 1990-жили май ейида у Бәйтәлдә хизмәт қилишқа тәклип қилинған.
Джеффри бурадәр һәрхил бөлүмләрдә мәсилән Тазилиқ бөлүмидә, Фермада, Бәйтәл бюросида хизмәт қилған. 1997-жили у Анжела исимлиқ қериндаш билән той қилип, иккиси бирликтә техичә Бәйтәлдә хизмәт қилип кәлмәктә. 2014-жили улар Уорвиктики Дуниявий баш идариниң қурулушиға ярдәм беришкә тәйинләнгән. 2016-жили Паттерсондики Күзитиш мунари тәлим бериш мәркизигә йөткәлгән, шу йәрдә Джеффри бурадәр аудио-видео бөлүмидә хизмәт қилған. 4 жилдин кейин болса, Уорвикқа қайтип, Кадрлар комитетида хизмәт қилишқа тәйинлиниду. 2022-жили март ейида, у Рәһбәрлик кеңәшниң Кадрлар комитетиниң ярдәмчиси болуп тәйинләнгән.
Йәһва бәргән бу «һәдийәләр сүпитидә» инсанлар Падишалиқ вәз хизмитини алға сүрүш үчүн тәр төкүп ишләватиду. Худа уларни мол бәрикәтлисун дәп давамлиқ дуа қилимиз (Әфәс. 4:8).