Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Таштики йезиқ: «Яһвәһ Сабаот Һагавниң оғли Һагафқа ләнәт қилсун»

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Қедимий йезиқ Муқәддәс китапни қандақ қоллап-қувәтләйду?

ЙЕРУСАЛИМДИКИ Муқәддәс Язмилар зиминлири музейиға тәвә, тәхминән миладидин илгәрки 700—600 жиллири арилиғида хәт оюлған бир парчә таш бар. Бу таш Исраил зиминидики Һеброн шәһиридин анчә жирақ әмәс бир җайдики қәбирстанлиқ қилинған өнкүрдин елинған. Бу ташта мундақ йезилған: «Яһвәһ Сабаот Һагавниң оғли Һагафқа ләнәт қилсун». Бу қедимий йезиқ Муқәддәс китапни қоллап-қувәтләйду. Қандақ? Худаниң исми Йәһва қедимий ибранийчә ЙҺВҺ һәриплири билән йезилған. Демәк бу Худа исминиң қедимки дәвридә һәммигә тонушлуқ болғанлиғи вә күндилик турмушта ишлитилгәнлигини көрситиду. Шәк-шүбһисизки, башқиму қәбирә қилинған өнкүрләрдики язмилар адәмләрниң бир бири билән көрүшүш яки өзлирини йошуруш үчүн ишлитидиған өнкүрләрниң тамлирида Худаниң исминиң башқа шәклини өз ичигә алған өзлириниң шәхсий исимлирини вә Худаниң исмини язғанлиғини көрситиду.

Грузия университетниң доктори Рэйчел Набулси бу йезиқлар һәққидә мундақ дегән: «Бу таштики йезиқларда Худаниң исми қайта-қайта ишлитилгәнлиги биз үчүн муһим вә улар Исраил вә Йәһуда хәлқиниң күндилик турмушида Худаниң исми муһим екәнлигини көрситиду». Алимниң бу сөзлири Муқәддәс китапта ибранийчә ЙҺВҺ һәриплири билән йезилған Худаниң исминиң нәччә миң қетимлап учришишниң наһайити тәбиий әһвал екәнлигини тәстиқләйду. Адәмләрниң шәхсий исимлири пат-пат Худаниң исмини өз ичигә алған.

Ташта йезилған «Яһвәһ Сабаот» дегән ибарә «Самави қошунларниң Сәрдари Йәһва» дегәнни билдүриду. Демәк, пәқәт Худаниң исми дегән ибариләр әмәс, бәлки «Самави қошунларниң Сәрдари Йәһва», дегән ибариниң һәм қедимий заманларда көп ишлитилгәнлигини көрситиду. У йәнә «Самави қошунларниң Сәрдари Йәһва» дегән ибарә ибраний Язмиларда, болупму Йәшая, Йәрәмия вә Зәкәрия китаплирида 283 қетим учрайдиғанлиғиниң бәкму әқилгә мувапиқ екәнлигини тәстиқләйду.