Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Йәһваға тайиниң

Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Йәһваға тайиниң

2021-ЖИЛНИҢ АЙИТИ: «Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Маңа таянсаңлар, күчлүк болисиләр» (ЙӘШАЯ 30:15, ЙД).

152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Давут падишаға охшаш биз немини соришимиз мүмкин?

 БИЗ һӘММИМИЗ тинч-хатирҗәм вә бехәтәр һаят кәчүрүшни халаймиз. Бирму адәм ғәм-тәшвиш ичидә яшашни халимайду. Бәзи вақитларда биз ғәм-тәшвиш билән күрәш қилишимиз мүмкин. Шуңа Йәһваниң бәзи хизмәтчилири Давут падишаға охшаш мундақ сориши мүмкин: «Мән қачанғичә һәр күни ғәм-әндишә қилип, жүригим қан жиғлап жүримән?» (Зәб. 13:2, ЙД)

2. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

2 Ғәм-тәшвиштин пүтүнләй қутулалмисақму, бундақ һис-туйғуни тизгинләш үчүн бар күчимизни чиқиралаймиз. Бу мақалидә, биз бундақ ғәм-әндишиләрни пәйда қилидиған бәзи нәрсиләрни муһакимә қилимиз. Андин, қийинчилиқлиримизни һәл қилғанда, хатирҗәмлигимизни сақлаш үчүн биз қилалайдиған алтә әмәлий усулни көрүп чиқимиз.

БИЗНИ ҒӘМ-ӘНДИШИГӘ САЛИДИҒАН СӘВӘПЛӘР

3. Немә бизни ғәм-тәшвишкә салиду вә биз уларни өзүмиз контрол қилалаймизму?

3 Бизни ғәм-әндишиләргә салидиған ишлар көп болуши мүмкин. Өзүмиз шундақ ишларниң бәзилириниң йүз беришидин сақлиналаймиз. Мәсилән озуқ-түлүк билән кийим-кечәк баһаси вә өй иҗарә һәққи жилдин-жилға өзгирип туриду, бу мәсилиләрни контрол қилалмаймиз. Йәнә хизмәтдашлиримиз яки савақдашлиримизниң һемишәм бизни җинсий әхлақсизлиқ яки ялғанчилиқ қилишқа езиқтурушқа уруниватқанлиғини контрол қилалмаймиз. Шундақла йәнә жутумизда йүз бериватқан җинайәтләрни тохтиталмаймиз. Муқәддәс китап принциплириға мас һаят кәчүрмәйдиған адәмләргә толған дунияда яшаватқачқа, бизму мошу қийинчилиқларға дуч келимиз. Бу дунияниң худаси Шәйтан, бәзи адәмләрниң «мошу қурулумниң ғәм-әндишилири» сәвәплик Йәһва Худаға хизмәт қилмайдиғанлиғини билиду (Мәт. 13:22; Йоһ. 1-х. 5:19). Шуңа бу дунияниң адәмләрни ғәм-тәшвишкә салидиған қийинчилиқларға толғанлиғиға һәйран қалмаймиз!

4. Ғәм-әндишиләргә петип қалғанда, биз немә һәққидә ойлишимиз мүмкин?

4 Ғәм-әндишиләргә шунчә петип қалимизки, һәтта бешимизға һечнәрсә кирип чиқмаслиғи мүмкин. Мәсилән, еһтияҗлиримни тәминләш үчүн йетәрлик пул тапалмаймән яки ағрип қалсам ишқа баралмаймән, һәтта униңдин айрилип қалимән дәп, әнсиришимиз мүмкин. Бәлким Худаниң қанунини бузуп қоюп, Униңға садақәтмәнлигимни сақлап қалалмаймән дәп, ғәм-әндишә қилидиғандимиз. Йеқин арида Шәйтанниң қол астидики адәмләр Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду, шуңа буниңға қандақ инкас қайтуримиз, дәп ғәм-тәшвишкә чүшүшимиз мүмкин. Өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Мениң шундақ мәсилиләр тоғрилиқ ғәм-әндишә қилишим тоғриму яки хатаму?»

5. Әйса әгәшкүчилиригә «әнсирәшни тохтитиңлар», дегәндә немини ейтмақчи болған?

5 Әйса әгәшкүчилиригә «әнсирәшни тохтитиңлар», дәп ейтқанлиғини билимиз (Мәт. 6:25). Бу бизниң һечнемидин ғәм қилмаслиғимизни билдүрәмду? Яқ, билдүрмәйду. Унтумаң, қедимки замандики Худаниң садақәтмән хизмәтчилиридиму ғәм-әндишиләр болған, бирақ Йәһва Худа улардин хурсән болған b (Пад. 1-яз. 19:4; Зәб. 6:3). Шәк-шүбһисизки, Әйса бизни тинч-хатирҗәмликни сақлашқа дәвәт қилған. У турмушимиздики қийинчилиқлар тоғрилиқ һәддидин зиядә ғәм қилмаслиғимизни халиған, чүнки буниң Худаға хизмәт қилишимизға яман тәсир қилидиғанлиғини билгән. Қандақ усуллар билән ғәм-тәшвиш туйғулиримизни контрол қилалаймиз? (« Буни қандақ қилалаймиз?» намлиқ рамкиға қараң.)

ТИНЧ-ХАТИРҖӘМЛИКНИ САҚЛАШҚА ЯРДӘМ БЕРИДИҒАН АЛТӘ НӘРСӘ

6-абзацқа қараң c

6. Филипиликләргә 4:6, 7-айәтләргә асасән, немә бизгә тинч-хатирҗәмлик бериду?

6 1. Дайим дуа қилиш. Бесим астида болған Худа хизмәтчилири Йәһваға сәмимий дуа қилип, өзини йеник һис қилалайду (Пет. 1-х. 5:7). Йәһва Худа дуалириңизға мундақ җавап бериду, «һәрқандақ [инсанниң] ой-пикирдин үстүн туридиған Тәңриниң» тинч-хатирҗәмлигигә еришәләйсиз (Филипиликләргә 4:6, 7ни оқуң). Йәһва Худа муқәддәс роһ арқилиқ жүригиңизгә тинч-хатирҗәмлик бериду (Гал. 5:22).

7. Дуа қилғанда биз немини әстә тутушимиз керәк?

7 Йәһваға дуа қилғанда, ич-бағриңизни төкүң. Ениқ дуа қилиң. Дуада өз қийинчилиқлириңизни вә һис-туйғулириңизни Униңға ейтип чүшәндүрүп бериң. Әгәр бу қийинчилиқни һәл қилишниң йоли бар болса, уни тоғра һәл қилиш үчүн Худадин даналиқ вә күч сораң. Әгәр бу қийинчилиқни һәл қилиш қолиңиздин кәлмисә, у чағда Йәһва Худадин ғәм қилмаслиққа ярдәм сораң. Сиз дуалириңизда еһтияҗлиқ нәрсиләрни ениқ ейтсиңиз, вақит өтүп, Йәһва Худа бу дуалириңизға қандақ җавап бәргәнлигини көрисиз. Әгәр У дуалириңизға дәрһал җавап бәрмисә, дуа қилишни тохтатмаң. У дуайиңизда еһтияҗлиқ нәрсиләрни ениқ ейтишиңизни һәм тохтатмай дуа қилишиңизни халайду (Луқа 11:8—10).

8. Дуалиримизда немини тилға елишимиз керәк?

8 Йәһва Худаға дуа қилғанда, Униңға ғәм-тәшвишлириңизни ейтипла қоймай, миннәтдарлиғиңизни билдүрүшни унтумаң. Қийинчилиқлириңизниң чечиңиздин тола болушиға қаримастин, еришиватқан бәрикәтлириңиз һәққидә ойлаң. Чоңқур һис-туйғулириңизни сөзлириңиз билән ипадиләлмисиңиз, есиңиздә болсунки, Йәһва Худа сизниң: «Ярдәм бәргинә!»— дегән аддий өтүнүшиңизгә җавап бериду (Тар. 2-яз. 18:31; Рим. 8:26).

9-абзацқа қараң d

9. Һәқиқий бехәтәрликкә қандақ еришкили болиду?

9 2. Өзүңизниң даналиғиңизға әмәс, Йәһва Худаниң даналиғиға тайиниш. Бизниң миладимиздин илгири сәккизинчи әсирдә, Йәһуда хәлқи асурийәликләрниң һуҗум қилишидин қорққан. Йәһуда хәлқи асурийәликләрниң қули болуп қелишни халимиғанлиқтин, улар бутларға сәҗдә қилидиған мисирлиқлардин ярдәм сориған (Йәшая 30:1, 2). Йәһва Худа мисирлиқларға тайинишниң Йәһуда хәлқигә паҗиәлик ақивәт елип келидиғанлиғи һәққидә агаһландурған (Йәшая 30:7, 12, 13). Йәһва Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ һәқиқий бехәтәрликкә қандақ еришкили болидиғанлиғини ейтқан. У мундақ дегән: «Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Маңа [Йәһваға] таянсаңлар, күчлүк болисиләр» (Йәшая 30:15, ЙД).

10. Қайси бәзи вәзийәтләрдә Йәһва Худаға болған ишәнчиңизни көрситәләйсиз?

10 Йәһваға ишәнчимизни қандақ көрситиләймиз? Бәзи мисалларни көрүп чиқайли. Мәсилән, сизгә жуқури маашлиқ ишни тәклип қилди дәйли, бирақ бу иш көп вақитни тәләп қилиду вә роһий ишлар билән мәшғул болушиңизға кашила болиду. Йә болмиса, ишиңизда Худаға хизмәт қилмайдиған адәм сизгә ашиқ болуп, өз көңлини ипадиләйду. Тәсәввур қилип көрүң, аилиңиздики әң сөйүмлүк адимиңиз сиздин «Мени яки Худайиңни талла», дәп бесим қилиду. Мундақ һәрбир вәзийәттә қарар чиқириш қийин болиду, лекин Йәһва һәрбир вәзийәттә керәклик йол-йоруқни бериду (Мәт. 6:33; 10:37; Кор. 1-х. 7:39). Ундақта соал: сиз Йәһваға тайинип, Униң йол-йоруғиға әмәл қиламсиз?

11-абзацқа қараң e

11. Биз қаршилиқларға учриғанда тинч-хатирҗәмликни сақлаш үчүн Муқәддәс китапниң қайси мисаллирини тәтқиқ қилсақ болиду?

11 3. Яхши вә яман үлгиләрдин савақ елиш. Муқәддәс китапта Йәһва Худаға тайинишниң вә тинч-хатирҗәмликни сақлап қелишниң муһимлиғини көрситидиған мисаллар бар. Бу мисалларни тәтқиқ қилғанда, Худаниң хизмәтчилиригә қаршилиқларға қаримастин, хатирҗәмликни сақлап қелишқа немә ярдәм бәргәнлигигә диққәт қилиң. Мәсилән, йәһудийларниң Алий соти әлчиләрниң вәз қилишини мәнъий қилғанда, улар қорқуп кәтмигән. Әксинчә, улар батурлуқ билән мундақ дегән: «Биз һөкүмран сүпитидә инсанларға әмәс, бәлки Худаға беқинишимиз керәк» (Әлч. 5:29). Һәтта улар қамчиланғандин кейинму, һодуқуп қорқуп кәтмигән. Немә үчүн? Чүнки улар Йәһваниң өзлири тәрәптә екәнлигини билгән. Худа улардин мәмнун яки рази болған еди. Шундақ қилип, улар хуш хәвәрни ейтишини давамлаштурған (Әлч. 5:40—42). Шуниңға охшаш, шагирт Истипанму өлүм алдида болғанда, тинч вә хатирҗәмликни сақлиған болуп, униң «үзи пәриштиниң үзидәк» нурлуқ болған (Әлч. 6:12—15). Немә үчүн? Чүнки у Йәһва Худаниң униңдин рази екәнлигигә ишәнчи камил болған.

12. Петрусниң 1-хети 3:14 вә 4:14-айәтләргә асасән немә үчүн биз зиянкәшликкә учрисақму, бәхитлик болалаймиз?

12 Йәһваниң әлчиләрни қоллап-қувәтлигәнлигигә уларда ениқ испатлар болған. У уларға мөҗүзә қилиш күчини бәргән (Әлч. 5:12—16; 6:8). Бүгүнки күнләрдә У бизләргә мөҗүзә қилиш күчини бәрмәйду. Шундақ болсиму, биз һәққанийлиқ йолида маңғинимиз үчүн зиянәкшликкә учриғанда, Йәһва Өз Сөзи арқилиқ У биздин хурсән болидиғанлиғиға вә Униң роһи биз билән биллә болидиғанлиғиға бизни ишәндүриду (Петрусниң 1-хети 3:14; 4:14ни оқуң). Шуңа кәлгүсидә зиянәкшликкә учрисам, қандақ қилимән, дәп ғәм-тәшвиш қилип жүрүшниң орниға, Йәһваниң бизни қоллап-қувәтләп қутқузушқа қадир екәнлигигә болған ишәнчимизни мустәһкәмләш үчүн бүгүнки күндә немә қилишим керәк дегәнгә көңүл бөлүшимиз керәк. Өтмүштики әгәшкүчиләргә охшаш Әйсаниң вәдисигә чоқум ишинишимиз керәк. У мундақ дәп ейтқан: «Мән силәрниң еғизиңларға даналиқ салимән, униңға барлиқ дүшмәнлириңлар бирлишипму йә қарши туралмайду, йә қарши сөзләлмәйду». Биздә мундақ капаләт бар: «Силәр җениңларни тәқабиллиқ билән сақлап қалисиләр» (Луқа 21:12—19). Шуни һечқачан унтумаңки, Йәһва Худа Өзигә садақәтмәнликни сақлап өлүп кәткән хизмәтчилирини тирилдүрүш үчүн улар һәққидики ушшақ-чүшшәк тәпсилатларни есидә сақлайду.

13. Йәһва Худаға таянмиған вә тинч-хатирҗәмликни сақлалмиған адәмләрниң мисаллирини тәтқиқ қилип қандақ савақ алимиз?

13 Йәһва Худаға таянмиған вә тинч-хатирҗәмликни сақлалмиған адәмләрниң мисаллиридинму үгинәләймиз. Бу сәлбий үлгиләрни тәтқиқ қилиш улар өткүзгән хаталиқларни қайтилмаслиғимизға ярдәм бериду. Мәсилән, Йәһуда падишаси Аса униңға қарши зор бир қошун һуҗум қилип кәлгәндә, Йәһваға таянған вә Униң бәрикәтлишигә еришип җәңдә ғәлибә қазанған (Тар. 2-яз. 14:9—12). Бирақ кейинирәк Аса падишаға Исраил падишаси Бааша кичигирәк қошун билән қарши чиққанда, у илгәркидәк Йәһваниң қутқузишиға тайинишниң орниға, һәқ төләп сүрийәликләрдин һәрбий ярдәм сориған (Тар. 2-яз. 16:1—3). У һаятиниң ахирида еғир кесәлгә дучар болғандиму, Йәһваниң ярдимигә таянмиған (Тар. 2-яз. 16:12).

14. Асаниң хаталиқлиридин немини үгинәләймиз?

14 Башта Аса қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва Худаға көз тиккән. Амма кейинирәк Аса Худадин ярдәм соримай, мәсилиләрни өз алдиға һәл қилишни халиған. Қаримаққа, Асаниң исраиллиқларға қарши туруш плани, йәни сүрийәликләрдин ярдәм сораш өзлири үчүн әң яхши амалдәк көрүнгән. Бирақ уларниң тинчлиғи узун давам қилмиған. Йәһва Худа пәйғәмбәр арқилиқ падиша Асаға мундақ дегән: «Сиз Сирия шаһиға тайинип, Худайиңиз Йәһваға үмүт артмиғиңиз үчүн, Сирия шаһиниң әскири қолуңиздин қутулди» (Тар. 2-яз. 16:7). Биз Йәһва Худаниң Сөзидики көрсәтмилиригә қулақ салмай, өзүмизгә һәддидин зиядә ишәнч қилип, мәсилиләрни өз алдимизға һәл қилиштин қәтъий пәхәс болушимиз керәк. Һәтта тез қарар чиқириш керәк болсиму, тинч-хатирҗәмликни сақлап Йәһваға тайинишимиз керәк, шу чағда У тоғра қарар чиқиришимизға ярдәм бериду.

15-абзацқа қараң f

15. Муқәддәс китапни оқуғанда немә қилишимиз керәк?

15 4. Муқәддәс китаптики айәтләрни әстә сақлаш. Тинч-хатирҗәмликни сақлаш вә Йәһваға тайинишниң қанчилик муһим екәнлигини көрситидиған Муқәддәс китаптики айәтләрни оқуғанда, уларни есиңиздә сақлавелишқа тиришиң. Бу айәтләрни ядқа еливелиш үчүн уларни үнлүк оқуш яки йезивалған айәтләрни дайим оқуп туруш пайдилиқ болиду. Йәһва Худа Йәшуаға дана болуш үчүн Қанунни төвән авазда дайим оқуш керәклигини ейтқан. Йәшуаниң Тәврәттин оқуғанлири униңға қорқмаслиққа вә Худа хәлқигә йетәкчилик қилишқа ярдәм бәргән (Йәшуа 1:8, 9). Адәттә әндишигә вә қорқунучқа салидиған вәзийәтләргә учриғанда, Худа Сөзидики көплигән айәтләр сизгә тинч-хатирҗәмликни бериду (Зәб. 27:1—3; Пәнд н. 3:25, 26).

16-абзацқа қараң g

16. Йәһва Худа бизгә етиқатдашлиримиз арқилиқ тинч-хатирҗәмликни сақлап қелишқа вә Униңға тайинишқа қандақ ярдәм бериду?

16 5. Худа хәлқи билән арилишиш. Йәһва Худа бизгә етиқатдашлиримиз арқилиқ тинч-хатирҗәмликни сақлап қелишқа вә Униңға тайинишқа ярдәм бериду. Учришишлиримизда сәһнидин ейтилған мәслиһәтләрдин, қериндашларниң җаваплири вә илһам беридиған гәп-сөзлири бизгә тәсәлли бериду (Ибр. 10:24, 25). Җамаәттики ишәшлик достларға ғәм-тәшвишлиримизни ейтқанда, йениклишип қалимиз. Достниң ейтқан яхши сөзи ғәм-әндишини басар (Пәнд н. 12:25).

17-абзацқа қараң h

17. Ибранийларға 6:19-айәткә асасән, еғир вақитларда Худа Падишалиғиға болған үмүтимиз бизгә тинч-хатирҗәмликни сақлашқа қандақ ярдәм бериду?

17 6. Үмүтни мәһкәм сақлаш. Еғир вақитларда хатирҗәмликни сақлашқа ярдәм беридиған Худа Падишалиғиға бағлиған үмүтимиз «җан үчүн ләңгәрдәк» болиду (Ибранийларға 6:19ни оқуң). Йәһва Худа вәдә қилған келәчәктә сәлбий ой-пикирләр болмайдиғанлиғи һәққидә ойлиниң (Йәшая 65:17). Өзүңизни азап-оқубәтләр болмайдиған йеңи дунияда тәсәввур қилиң (Мика 4:4). Башқиларға үмүтиңиз тоғрисида ейтсиңиз, өзүңизниң үмүтиңизни техиму мустәһкәмләләйсиз. Вәз хизмәттә вә шагирт тәйярлаш ишида қолуңиздин кәлгәнниң һәммисини қилиң. Буни қилсиңиз «ахириғичә үмүттә толуқ ишәнчигә егә» болисиз (Ибр. 6:11).

18. Келәчәктә биз қандақ қийинчилиқларға дуч келимиз вә уларға бәрдашлиқ бериш үчүн немә қилишимиз керәк?

18 Заманниң ахири йеқинлишиватқансири, бизни тәшвишкә салидиған көп қийинчилиқларға дуч болушимиз мүмкин. 2021-жилниң айити бу қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә вә хатирҗәмликни сақлашқа ярдәм бериду. Буни өз күчимиз билән әмәс, Йәһваға тайинип қилалаймиз. Келиң, 2021-жилда Йәһва Худаниң вәдисигә ишинидиғанлиғимизни иш-һәрикәтлиримиз билән көрситәйли: «Тинч-хатирҗәмликни сақлап, Маңа таянсаңлар, күчлүк болисиләр» (Йәшая 30:15, ЙД).

49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз

a 2021-жилниң айити Йәһваға ишинишниң қанчилик муһим екәнлигини көрситиду. Сәвәви биз һазир вә келәчәктә ғәм-тәшвишкә салидиған қийинчилиқларға дуч келимиз. Бу мақалидә, мошу жилниң айитидики әмәлий мәслиһәтләрни қоллиниш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

b Бәзи садиқ қериндашлар һәддидин зиядә ғәм-тәшвиш яки вәһимә һис қилғач, азап-оқубәт чекиду. Бу бир кесәлликниң түри, шуңа уларни Әйсаниң ғәм-әндишиләр тоғрилиқ ейтқан сөзлири билән чаташтурмаслиғимиз керәк.

c СҮРӘТТӘ: 1. Күн бойи қериндишимиз ғәм-тәшвишлири һәққидә қизғин дуа қиливатиду.

d СҮРӘТТӘ: 2. У ишта чүшлүк тамақ вақтида, даналиққа егә болуш үчүн Муқәддәс китапни оқуватиду.

e СҮРӘТТӘ: 3. У Муқәддәс китаптин оқуған яхши вә яман үлгиләр үстидин ойлиниватиду.

f СҮРӘТТӘ: 4. Ядида сақлавелиш үчүн илһам беридиған айәтни тоңлатқуға чаплаватиду.

g СҮРӘТТӘ: 5. Достлири билән хизмәттә болғанлиғидин рази боливатиду.

h СҮРӘТТӘ: 6. Келәчәк һәққидә ойлап, үмүтини мустәһкәмләватиду.