Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Әйса яхши көргән шагирттин алидиған савақлиримиз

Әйса яхши көргән шагирттин алидиған савақлиримиз

«Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, сәвәви меһир-муһәббәт Худадин» (ЙОҺ. 1-Х. 4:7).

3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Худаниң меһир-муһәббити сизгә немиләрни һис қилдуриду?

 ӘЛЧИ ЙОҺАН: «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»,— дәп язған (Йоһ. 1-х. 4:8). Бу аддий бир җүмлә сөз асасий һәқиқәтни есимизгә салиду: Худа, һаятниң мәнбәси, шундақла меһир-муһәббәтниң мәнбәсидур. Йәһва Худа бизни яхши көриду! Униң меһир-муһәббити бизни бехәтәр, шат-хорам вә қанаәт болушқа һис қилдуриду.

2. Мәтта 22:37—40 айәтләргә асасән, қандақ икки әң муһим әмир бар вә немә үчүн иккинчи әмирни орунлаш қийин болуши мүмкин?

2 Мәсиһийләрдин меһир-муһәббәтни чоқум көрситиш тәләп қилиниду. Бу әмир (Мәтта 22:37—40ни оқуң). Йәһва Худани яхши билгәндә, Униң биринчи әмрини орунлаш биз үчүн асан болуши мүмкин. Сәвәви Йәһва мукәммәл, меһрибан вә ғәмхор Худадур. Бирақ иккинчи әмирни орунлаш биз үчүн қийин болуши мүмкин. Немә үчүн? Чүнки бизниң әң йеқин адәмлиримиз, йәни етиқатдашлиримиз намукәммәл. Бәзидә улар көңлүмизни ағритидиған гәп-сөз яки иш-һәрикәт қилиши мүмкин. Йәһва Худа мошундақ қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимизни билип, Муқәддәс китапниң бәзи язғучилирини немә үчүн вә қандақ бир-биримизгә меһир-муһәббәтни көрситиш керәклиги һәққидә ениқ мәслиһәтни йезишқа роһландурған. Уларниң бири әлчи Йоһан болған еди (Йоһ. 1-х. 3:11, 12).

3. Йоһан меһир-муһәббәт тоғрисида немә ейтқан?

3 Йоһан язған хәтлиридә Худаниң һәқиқий хизмәтчилири меһир-муһәббәт көрситиши лазимлиғини тәкитлигән. Һәқиқәтән, Инҗилниң башқа үч язғучисиға қариғанда, әлчи Йоһан Әйсаниң һаяти һәққидә язғанда, «меһир-муһәббәт» дегән сөзни көп қетим қолланған. Йоһан баян қилған Хуш Хәвәр китавини вә үч парчә хәтни язғанда, тәхминән йүз яшта еди. Муқәддәс роһниң илһами билән йезилған мошу язмилар меһир-муһәббәт мәсиһийниң барчә ишлириға тәсир қилиш керәклигини көрситиду (Йоһ. 1-х. 4:10, 11). Амма буни чүшинип йетиш үчүн Йоһанға вақит керәк болған еди.

4. Йоһан һәр дайим меһир-муһәббәтни көрсәткәнму?

4 Йоһан яш чеғида дайим меһир-муһәббәт көрсәтмигән. Мәсилән, бир күни Әйса шагиртлири билән Самарийәдин өтүп Йерусалимға қарап сәпәр қилған. Самарийәдики бир йезиниң кишилири уларға меһмандостлуқ көрсәтмигән. Шу чағда Йоһан немә қилған? У мошу йезиниң хәлқини көйдүрүветиш үчүн асмандин от чүшүрүшни сорашқа Әйсадин рухсәт сориған (Луқа 9:52—56). Йәнә бир вәзийәттә Йоһан башқа әлчиләргә меһир-муһәббәт көрсәтмигән. У акиси Яқуп билән анисини Әйсадин уларға Худа Падишалиғида жуқури мәртивилик орун беришни сорашқа көндүргән. Әлчиләр Йоһан вә Яқупниң қилған ишини билгәндә, улар қаттиқ ғәзәпләнгән (Мәт. 20:20, 21, 24). Лекин Йоһанниң һәммә камчилиқлириға қаримастин, Әйса уни яхши көргән (Йоһ. 21:7).

5. Мошу мақалидә немини көрүп чиқимиз?

5 Бу мақалидә Йоһанниң мисалини вә у язған меһир-муһәббәт һәққидики бәзи ой-пикирләрни көрүп чиқимиз. Андин қериндашлиримизға меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни үгинимиз. Һәмдә аилә бешиниң өз аилисини яхши көридиғанлиғини қандақ көрситәләйдиғанлиғини көримиз.

МЕҺИР-МУҺӘББӘТНИ ӘМӘЛИЙӘТТӘ КӨРСИТИШ

Йәһва Өз меһир-муһәббитини испатлаш үчүн, Өз Оғлиниң җенини биз үчүн пида қилишқа йәргә әвәтти (6, 7-абзацларға қараң)

6. Йәһва бизгә болған меһир-муһәббитини қандақ рошән қилған?

6 Биз меһир-муһәббәт дегән сөзни аңлиғанда иллиқ һис-туйғулар билән ипадиләнгән йеқимлиқ сөзләр пат-пат есимизгә келиду. Бирақ униңдин башқа, чин меһир-муһәббәт иш-һәрикәтләр арқилиқ ипадилиниши керәк (Яқуп 2:17, 26ни селиштуруң). Мәсилән, Йәһва Худа бизни яхши көриду (Йоһ. 1-х. 4:19). У Өз меһир-муһәббитини Муқәддәс китаптики гөзәл сөзләр арқилиқ ипадиләйду (Зәб. 25:10; Рим. 8:38, 39). Лекин Худа пәқәт сөзлири биләнла әмәс, бәлки иш-һәрикәтлири билән бизни яхши көридиғанлиғиға ишәндүриду. Йоһан мундақ дәп язған: «Тәңриниң меһир-муһәббити бизгә шуниңда көрүндики, Худа Оғли арқилиқ биз һаятлиққа еришишимиз үчүн, Өзиниң ялғуз Оғлини дунияға әвәтти» (Йоһ. 1-х. 4:9). Йәһва Өз сөйүмлүк Оғлиниң азап чекишигә вә биз үчүн өлүшигә йол қойған (Йоһ. 3:16). Шуңа Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға гуман қилмаймиз.

7. Әйса бизгә болған меһир-муһәббитини испатлаш үчүн немә қилған?

7 Әйса өз шагиртлирини яхши көридиғанлиғиға ишәндүргән (Йоһ. 13:1; 15:15). Әйса өз шагиртлирини вә бизни қаттиқ яхши көридиғанлиғини пәқәт сөзлири биләнла әмәс, бәлки иш-һәрикәтлири билән испатлиған. Әйса: «Ким өз достлири үчүн җенини пида қилса, униңдин артуқ меһир-муһәббәт йоқ»,— дәп ейтқан (Йоһ. 15:13). Йәһва Атимиз билән Әйса биз үчүн немә қилғанлири һәққидә ойлиғанда, у бизгә қандақ тәсир қилиши керәк?

8. Йоһанниң 1-хети 3:18-айәткә асасән, биз немә қилишимиз керәк?

8 Биз Йәһва билән Әйсаға болған меһир-муһәббитимизни Уларға бойсунуш арқилиқ испатлаймиз (Йоһ. 14:15; Йоһ. 1-х. 5:3). Әйса бир-биримизни яхши көрүшимизни буйриған (Йоһ. 13:34, 35). Биз етиқатдашлиримизға болған меһир-муһәббитимизни пәқәт сөзлиримиз биләнла әмәс, бәлки иш-һәрикәтлиримиз биләнму көрситишимиз лазим (Йоһанниң 1-хети 3:18ни оқуң). Етиқатдашлиримизға болған меһир-муһәббитимизни испатлаш үчүн немә қилалаймиз?

ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗНИ ЯХШИ КӨРҮШ

9. Меһир-муһәббәт әлчи Йоһанни немә қилишқа дәвәт қилған?

9 Әлчи Йоһан дадиси билән қелип, аилисиниң белиқчилиқ тиҗарити билән шуғуллинип пул тапалатти. Бирақ буниң орниға, у һаятини башқиларға Йәһва вә Әйса тоғрисидики һәқиқәтни үгитишкә беғишлиған. Йоһанниң таллиған һаят йоли асан болмиған. Йоһан зиянкәшликкә учрап, азап чәккән вә милади биринчи әсирниң ахирида яшанған чеғида, сүргүн қилинған еди (Әлч. 3:1; 4:1—3; 5:18; Вәһ. 1:9). Һәтта у Әйса тоғрилиқ вәз қилалмиған болсиму, лекин башқилар һәққидә ойлиғанлиғини испатлиған. Мәсилән, у Патмос аралида болғанда, етиқатдашлириниң йеқинда немә иш йүз беридиғанлиғини билиши үчүн, өзи көргән вәһийни йезип, җамаәтләргә әвәткән (Вәһ. 1:1). Бәлким у Патмос аралидики сүргүндин азат болғандин кейин, Әйсаниң һаяти вә хизмити һәққидики Инҗилниң бир китавини язған. Йәнә у қериндашлириға илһам берип уларниң етиқадини күчәйтиш үчүн үч парчә хәтни язған. Сиз әлчи Йоһанниң пидакарлиғидин қандақ үлгә алалайсиз?

10. Адәмләрни яхши көридиғанлиғиңизни қандақ испатлалайсиз?

10 Сиз адәмләрни яхши көридиғанлиғиңизни һаят кәчүрүш усулиңиз арқилиқ испатлалайсиз. Шәйтанниң дунияси бар вақтимизни вә күчимизни пул тепиш һәм нам-атаққа еришиш үчүн сәрип қилишқа дәвәт қилиду. Буниң орниға, дунияниң җай-җайлиридики барчә пидакар вәз ейтқучилар хуш хәвәрни йәткүзүш вә адәмләрниң Йәһва Худаға йеқинлишишиға ярдәм бериш үчүн имканийитиниң баричә өз вақтини сәрип қиливатиду. Бәзиләр һәтта вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш ишиға өз вақтини толуқ аҗратмақта.

Биз етиқатдашлиримизға вә аилимизгә болған меһир-муһәббитимизни иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ испатлаймиз (11, 17-абзацларға қараң) b

11. Көплигән садақәтмән вәз ейтқучилар Йәһвани вә қериндашлирини яхши көргәнлигини қандақ испатлайду?

11 Көплигән садақәтмән Йәһваниң хизмәтчилири өзиниң вә аилисиниң маддий еһтияҗини қамдаш үчүн толуқ вақит ишлиши зөрүр. Буниңға қаримастин, бу садиқ вәз ейтқучилар Худа тәшкилатини һәрхил усуллар арқилиқ қолидин кәлгиничә қоллап-қувәтләйду. Мәсилән, бәзилириниң тәбиий апәтләрдә ярдәм беришкә имканийити бар, башқа бирлири болса, қурулуш ишлириға қатнишалайду яки һәрким ианә қилиш арқилиқ дуния йүзлүк елип бериливатқан иш-паалийәтләрни қоллап-қувәтләләйду. Улар Худани вә йенидики кишиләрни яхши көргәч буни қилиду. Шундақла қериндашлиримизни яхши көридиғанлиғимизни һерип-чарчишимизға қаримастин, һәр һәптидики җамаәт учришишлириға қатнишиш арқилиқ көрситәләймиз. Һәтта биз хиҗаләт болсақму, җавапларни беришкә тиришимиз. Һәммимиз шәхсий қийинчилиқлиримизға қаримастин, учришишниң алдида вә униңдин кейин башқиларни илһамландуримиз (Ибр. 10:24, 25). Етиқатдашлиримизниң қилған ишлири үчүн биз бәкму миннәтдар!

12. Әлчи Йоһан қериндашлириға болған меһир-муһәббитини йәнә қандақ усул арқилиқ көрсәткән?

12 Әлчи Йоһан қериндашлириға болған меһир-муһәббитини пәқәт уларни махташ арқилиқла әмәс, бәлки уларға нәсиһәт бериш арқилиқму көрсәткән. Мәсилән, Әлчи Йоһан өз хәтлиридә қериндашлирини етиқади вә яхши ишлири үчүн махтиған һәм уларға гуна һәққидә очуқ-ашкарә нәсиһәт бәргән (Йоһ. 1-х. 1:8—2:1; 2:13, 14). Униңға охшаш бизму қериндашлиримизни қилған ишлири үчүн махтишимиз керәк. Амма әгәр бирсиниң натоғра көзқариши яки яман адити пәйда болса, бу тоғрисида меһрибанлиқ билән униңға ейтип, меһир-муһәббәт көрситәләймиз. Әлвәттә, достқа нәсиһәт бериш үчүн җасарәт керәк, бирақ Муқәддәс китап «достларму бир-бирини өткүрләштүрәр» яки тоғра йолға салар, дәп үгитиду (Пәнд н. 27:17).

13. Қандақ иш-һәрикәтләрдин нери турушимиз керәк?

13 Бәзидә қериндашлиримизға болған меһир-муһәббитимизни бәзи иш-һәрикәтләрдин нери туруш арқилиқ көрситәләймиз. Мәсилән, башқиларниң сөзлиригә тезла рәнҗип қалмаймиз. Һазир болса, Әйсаниң йәрдики ахирқи күнлиридә, қандақ вақиә йүз бәргәнлигини көрүп чиқайли. Әйса өз шагиртлириға мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн униң тенини йейиш вә қенини ичиш керәклигини ейтқан (Йоһ. 6:53—57). Бу сөзләр шагиртларни шунчилик чөчүткәнки, һәтта уларниң көпинчиси Әйсани ташлап кәткән. Бирақ Әйсаниң һәқиқий достлири болса, шу җүмлидин әлчи Йоһан ундақ қилмиған. Улар Әйсаға әгишишни тохтатмиған. Бәлким уларму Әйсаниң ейтқан сөзлирини чүшәнмигән вә өзлири һәйран болған. Бирақ Әйсаниң бу садиқ достлири униң сөзлири натоғра дәп ойлимиған вә униңдин хапа болмиған. Әксинчә, улар Әйсаниң сөзлири раст екәнлигини билип, униңға ишәнгән (Йоһ. 6:60, 66—69). Достларниң сөзлирини көңлимизгә алмаслиғимиз наһайити муһим! Хапа болушниң орниға, достларға келишмәсликни бир тәрәп қилишқа пурсәт бериң (Пәнд н. 18:13; Вәз 7:9).

14. Нәмә үчүн қериндашлиримизни өч көрмәслигимиз зөрүр?

14 Әлчи Йоһан қериндашлиримизни өч көрүштинму агаһландурған. Әгәр биз мошу нәсиһәткә қулақ салмисақ, асанла Шәйтанниң қолиға чүшүп қалимиз (Йоһ. 1-х. 2:11; 3:15). Милади биринчи әсирниң ахирида, Худаниң хәлқи арисида өчмәнлик вә бөлгүнчиликни пәйда қилиш үчүн Шәйтан қолидин кәлгәнниң һәммисини қилған. Әлчи Йоһан өз хәтлирини язғанда, Шәйтанниң роһини көрсәткән кишиләр аллиқачан җамаәткә киргән. Мәсилән, Диотрепус бир җамаәттә еғир бөлгүнчиликни пәйда қилған (Йоһ. 3-х. 9, 10). У рәһбәрлик кеңәш җамаәтләргә әвәткән ақсақалларни һөрмәтлимигән. Диотрепус өзи яқтурмайдиған бурадәрләрни қобул қилмақчи болған қериндашларни тосап, һәтта уларни җамаәттин қоғлап чиқиришқа тиришқан. Немә дегән һакавур киши! Шәйтан бүгүнки күндиму Худаниң хәлқини бөлүветиш вә өзигә баш әгдүрүш үчүн бар күчни салиду. Келиңлар, өчмәнликниң җамаитимизни бөлүветишигә һечқачан йол бәрмәйли!

АИЛИҢИЗНИ ЯХШИ КӨРҮҢ

Әйса өз анисиниң җисманий вә роһий еһтияҗлирини қанаәтләндүрүшни Йоһанға тапшурған. Бүгүнки күндиму аилә беши өз аилисиниң еһтияҗлирини қамдиши лазим (15, 16-абзацларға қараң)

15. Аилә башлири немини әстин чиқармаслиғи керәк?

15 Аилә беши өз аилисини сөйидиғанлиғини испатлашниң муһим усуллиридин бири — аилисиниң маддий еһтияҗини қамдаш (Тим. 1-х. 5:8). Бирақ у шуни әстин чиқармаслиғи керәкки, маддий нәрсиләр аилисиниң роһий җәһәттики еһтияҗини қанаәтләндүрәлмәйду (Мәт. 5:3). Әйсаниң аилә башлириға қалдурған улгисини көрүп бақайли. Йоһан баян қилған Хуш Хәвәр китавида, Әйса түврүккә миқлинип, һәтта өлүми алдида өз аилисиниң ғемини йегәнлиги йезилған. Түврүк алдида Йоһан билән Әйсаниң аниси Мәрийәм турған еди. Әйса қаттиқ ағриқ азавиға қаримастин, өз анисиға ғәмхорлуқ қилишни Йоһанға тапшурған (Йоһ. 19:26, 27). Әлвәттә, Әйсаниң анисиниң еһтияҗини қамдайдиған инилири билән сиңиллири болған, бирақ уларниң бириму шу вақитта униң шагирти болмиған. Шуңа Әйса аниси Мәрийәмниң маддий вә роһий еһтияҗлириниму қамдайдиған кишиниң болушини халиған.

16. Әлчи Йоһанниң нурғун қандақ вәзипилири болған?

16 Әлчи Йоһанниң вәзипилири бәк нурғун болған. У әлчиләрниң бири болуп, вәз қилиш ишиға йетәкчилик қилған. Бәлким Йоһанниң аяли болған. Шуңа у аилисиниң маддий һәм мәнивий еһтияҗлириниму қамдашта тәңпуңлуқни сақлиши керәк еди (Кор. 1-х. 9:5). Бүгүнки күндә аилә башлири буниңдин қандақ савақ алиду?

17. Аилә бешиниң өз аилисиниң роһий еһтияҗлирини қанаәтләндүрүши немә үчүн муһим?

17 Аилә беши сүпитидә бурадәр бирнәччә муһим вәзипиләргә егә болуши мүмкин. Мәсилән, у өз жүрүш-туруши билән Йәһвани мәдһийилиши үчүн, ишта тиришчан болуши лазим (Әфәс. 6:5, 6; Тит. 2:9, 10). Йәнә униң җамаәттә көплигән вәзипилири болуши мүмкин. Мәсилән, у етиқатдашларға илһам берип, ғәмхорлуқ көрситиду һәм вәз қилиш ишида йетәкчилик қилиду. Шуниң билән биргә, у аяли вә балилири билән Муқәддәс китапни дайим оқуп тәтқиқ қилиши зөрүр. Аилә беши аилә әзалириниң җисманий, һис-туйғу вә роһий җәһәттики еһтияҗлирини яхши қанаәтләндүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәткәндә, улар буниң үчүн бәкму миннәтдар болиду (Әфәс. 5:28, 29; 6:4).

«МЕҺИР-МУҺӘББИТИМДӘ ҚАЛИСИЛӘР»

18. Әлчи Йоһан немигә күчлүк ишәнч бағлиған?

18 Әлчи Йоһанниң өмри узун болған вә һаятида көп вақиәләрни баштин кәчүргән. У униң етиқадини аҗизлаштуридиған көплигән қийинчилиқларға дуч кәлгән. Лекин у Әйсаниң әмирлирини, шу җүмлидин қериндашларни яхши көрүш әмрини һәрдайим қолидин келишичә орунлиған. Нәтиҗидә, Йоһанниң Йәһва Худа вә Әйсаниң уни яхши көридиғанлиғиға вә қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериши үчүн күч беридиғанлиғиға ишәнчи камил болған (Йоһ. 14:15—17; 15:10; Йоһ. 1-х. 4:16). Нә Шәйтан, нә униң дунияси Йоһанға меһир-муһәббәтни һис қилиш, ипадиләш вә көрситишкә тосалғулуқ қилалмиған.

19. Йоһанниң 1-хети 4:7-айәт бизни немигә дәвәт қилиду вә немә үчүн?

19 Биз Йоһанға охшаш, һечкимни яхши көрмәйдиған Шәйтан башқуруватқан дунияда яшаватимиз (Йоһ. 1-х. 3:1, 10). Гәрчә Шәйтан қериндашлиримизни яхши көрмәслигимизни халисиму, амма биз униңға бой бәрмисәк, у бизни буни қилишқа мәҗбурлалмайду. Қериндашлиримизға меһир-муһәббитимизни гәп-сөз арқилиқ ипадиләшкә вә иш-һәрикәтләр арқилиқ испатлашқа бәл бағлайли. Шу чағда Йәһваниң аилисиниң әзаси болуштин һузурлинимиз вә һәқиқий әһмийәтлик һаят кәчүримиз (Йоһанниң 1-хети 4:7ни оқуң).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

a Әлчи Йоһан Муқәддәс китапта «Әйсаниң яхши көргән шагирти», дәп аталған (Йоһ. 21:7). У яш чеғида көп әҗайип яхши хисләтләргә егә болған. Жиллар өтүп, Йәһва Худа уни қоллинип, меһир-муһәббәт тоғрисида көп нәрсиләрни яздурған. Бу мақалидә Йоһанниң язғанлирини вә униң мисалидин қандақ савақ алидиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.

b СҮРӘТТӘ: Ишләмчан аилә беши тәбиий апәтләрдә ярдәм бериду, дуния йүзлүк вәз қилиш ишини ианә қилиш арқилиқ қоллайду вә башқиларни униң аилиси билән өткүзүлгән аиләвий ибадәткә қатнишишқа тәклип қилиду.