1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Йәһвани издигәнләрниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас»
2022-ЖИЛЛИҚ АЙИТИМИЗ: «Йәһвани издигәнләрниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас» (ЗӘБ. 34:10, ЙД).
22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур
БУ МАҚАЛИДӘ *
1. Давут қандақ еғир әһвалға чүшүп қалған?
ДАВУТ өз һаятини сақлап қелиш үчүн қечип жүрәтти. Сәвәви Исраилниң күчлүк падишаси Саул уни өлтүрүшни қарар қилған еди. Давут йемәк-ичмәккә еһтияҗлиқ болғанда, Ноб шәһиридә тохтап, Ахимәләктин бәш нан беришни сориған (Сам. 1-яз. 21:1, 3). Кейин у вә униңға әгәшкән кишиләр бир өңкүрдә паналанған (Сам. 1-яз. 22:1). Қандақларчә Давут бундақ әһвалға чүшүп қалған?
2. Саул өзини қандақ хәтәрлик вәзийәткә дучар қилған? (Самуилниң 1-язмиси 23:16, 17)
2 Саул Давутқа һәсәт қилған, чүнки нурғун кишиләр Давутни җәңләрдә ғәлибиләрни қолға кәлтүргини үчүн махтап, уни яхши көргән. Саул йәнә өзиниң Йәһваға итаәтсизлик қилғанлиғи сәвәплик, Йәһваниң уни рәт қилип, Давутни тәхттә олтиришқа таллиғанлиғиниму биләтти (Самуилниң 1-язмиси 23:16, 17ни оқуң). Шу чағда, Саул техичә Исраилниң падишаси болуп, униң чоң қошуни вә уни қоллайдиған нурғун адәмлири бар еди. Шуңа Давут өз җенини сақлап қелиш үчүн қечип кәткән. Саул һәқиқәтән Худа таллиған Давутни, падиша болуштин тосуп қалалаймән дәп ойлиғанму? (Йәшая 55:11) Муқәддәс китапта бу һәққидә һечнәрсә йезилмиған. Амма биз буни ениқ билимизки, Саул өзини хәтәрлик бир вәзийәткә дучар қилған. Худаға қарши чиққан киши чоқум мәғлуп болмай қалмайду!
3. Давут қийин вәзийәттә өзини қандақ һис қилған?
3 Давут кәмтәр бир адәм болған. У исраилларға падиша болушни өзи таллимиған, бу вәзипини Йәһва Худаниң Өзи униңға тапшурған (Сам. 1-яз. 16:1, 12, 13). Саул Давутни өзиниң әшәддий дүшмини қатарида көргән. Амма Давут шундақ хәтәрлик вәзийәткә чүшүп қалғини үчүн Йәһвани әйиплимигән. У йәнә йәйдиғанға йетәрлик тамиғи болмай қалғини вә өңкүрләрдә пана издигәнлиги үчүн ағринмиған. Әксичә, у өңкүргә йошурунуп жүргән чағларда нурғун гөзәл мәдһийә нахшилирини язған еди. Бәлким, бу мақалиниң асасий айити болған «Йәһвани издигәнләрниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас» дегән сөзләрниму шу йәрдә язған (Зәб. 34:10, ЙД).
4. Қайси соалларни муһакимә қилимиз вә шуларниң җававини билиш немә үчүн муһим?
4 Бүгүнки күндә Йәһваниң көплигән хизмәтчилири йемәк-ичмәк вә турмуш үчүн керәклик нәрсилири кам болуштәк қийинчилиқни баштин өткүзиватиду *. Болупму, йеқинқи тарқилишчан вирус мәзгилидә техиму шундақ болди. Чоң балаю-апәтниң йеқинлап келишигә әгишип, техиму қийин күнләргә дуч келидиғанлиғимизни билимиз (Мәт. 24:21). Шуни әстә тутқан һалда, төвәндики төрт соалға җавап тапимиз: қайси җәһәттин Давутниң яхши нәрсиси кам болмиған? Немә үчүн қанаәтчан болушни үгинишимиз керәк? Йәһваниң бизгә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға немә үчүн ишинәләймиз? Кәлгүсигә қандақ тәйяр болалаймиз?
«МЕНИҢ ҺЕЧНӘРСӘМ КАМ БОЛМАЙДУ»
5, 6. Худа хизмәтчилириниң «һечбир яхши нәрсиси кам болмас» дегәндә Давут немини көздә тутқанлиғини чүшинишимизгә Зәбур 23:1—6 қандақ ярдәм бериду?
5 Давут Йәһваниң хизмәтчилириниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас дегән сөзләрни қилғанда, у немини көздә тутқан? Бу соалға җавап тепишқа Зәбур 23-баптики сөзләрни муһакимә қилиш ярдәм бериду (Зәбур 23:1—6ни оқуң). Давут бу зәбурни мону сөзләр билән башлиған: «Йәһва — мениң Падичим. Мән муһтаҗлиқта болмаймән». Бу зәбурниң кейинки айәтлиридә Йәһвани өз Падичиси сүпитидә қобул қилған кишиниң мол бәрикәтләрдин һузур алидиғанлиғи йезилған. Йәһва уни «һәққанийәт йолида» башлайду. У яхши-яман пәйтләрдә Давутни садақәтмәнлик билән қоллап-қувәтлигән. Давут Йәһваниң «яп-йешил яйлақлирида» яшиғанда, қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғини чүшәнгән. Бәзидә у өзини «өлүм сайиси болған җилғилардин» өткәндәк үмүтсиз һис қилған вә униң көп дүшмәнлири болған. Бирақ Йәһва униң Падичиси болғачқа, Давут һечқандақ хәтәрләрдин қорқмиған.
6 Демәк, Давутниң қайси җәһәттин яхши нәрсиси кам болмиған? Униң Йәһва билән йеқин мунасивәтни сақлиши үчүн зөрүр болған һәммә нәрсилири бар еди. Униң хошаллиғи маддий нәрсиләрниң көп болушиға бағлиқ болмиған. Йәһва тәминләп бәргән нәрсиләргә Давут қанаәт қилған. Униң үчүн әң муһими — Йәһваниң бәрикити вә һимайиси болған.
7. Луқа 21:20—24 айәтләргә асасланғанда, биринчи әсирдә Йәһудийәдә яшиған Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ вәзийәткә дуч кәлгән?
7 Давутниң сөзлири маддий нәрсиләргә мувапиқ көзқарашта болушимизниң муһимлиғини көрүп йетишимизгә ярдәм бериду. Өзүмиздә бар болған маддий нәрсиләрниң һузур-һалавитини көрсәк, бу хата әмәс. Амма уларни һаятимизда әң муһим орунға қоймаслиғимиз керәк. Биринчи әсирдә Йәһудийәдә яшиған Мәсиһ әгәшкүчилири бу муһим һәқиқәтни чүшәнгән (Луқа 21:20—24ни оқуң). Әйса Йерусалим шәһириниң дүшмән қошунлири тәрипидин қоршавға елинғанлиғини көргиниңларда, тағларға қечиңлар дәп нәсиһәт бәргән. Шу чағда улар шәһәрдин қечип кәтсә, аман қалатти. Амма уларға көп нәрсилирини ташлап кетишкә тоғра келәтти. Бир нәччә жил илгири, «Күзитиш мунари» журналида мундақ йезилған: «Улар етизлири, өйлири, һәтта топлиған мал-дуниялирини ташлап кәткән. Улар Йәһваниң қоғдайдиғанлиғиға вә еһтияҗлирини тәминләп беридиғанлиғиға ишәнгән. Шуңа улар Йәһваға ибадәт қилишни һәммә нәрсидин муһим дәп көргән.
8. Биринчи әсирдики Йәһудийәдики Мәсиһ әгәшкүчилириниң мисалидин қандақ муһим саваққа еришәләймиз?
8 Йәһудийәдә яшайдиған биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилиридин қандақ савақ алалаймиз? Жуқурида тилға алған «Күзитиш мунарида» шундақ дәйду: «Маддий нәрсиләргә қандақ көзқарашта болуш биз үчүн синақ болуши мүмкин. Шуңа өзүмизни тәкшүрүп: «Мән үчүн маддий нәрсиләр әң муһимму яки Худадин келидиған қутқузулушму?»—дәп сорап көрсәк болиду. Мошу заманниң ахири йеқинлашқансири, қийинчилиқларға дуч келип, нурғун нәрсиләрдин айрилишимиз мүмкин. Бизму Йәһудийәдин қечип кәткән Мәсиһ әгәшкүчилиригә охшаш һәрқандақ қурбанлиқларни беришкә тәйяр турушимиз керәк.
9. Әлчи Паулниң ибранийларға бәргән нәсиһәт-сөзлири бизни немә қилишқа илһамландуриду?
9 Әшу Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн һәммә нәрсилирини ташлап, өз турмушини қайтидин башлаш қанчилик қийин болғанлиғини тәсәввур қилаламсиз? Улар турмушқа керәклик маддий еһтияҗлирини Йәһваниң тәминләп беридиғанлиғиға ишиниши керәк еди. Амма улар ярдәмсиз қалмиған. Римлиқлар Йерусалимни қоршавелиштин бәш жил бурун, әлчи Паул ибранийларға бәзи қиммәтлик нәсиһәтләрни бәргән: «Һаятиңларда пулпәрәсликкә орун болмисун. Бариға қанаәт қилиңлар, чүнки У мундақ дегән: “Сени һәргиз қалдурмаймән һәм сени һечқачан ташлимаймән”. Шуңа биз җасурлуққа толуп, мундақ дәп ейталаймиз: “Йәһва —мениң Ярдәмчимдур, қорқмаймән. Адәм балиси маңа немә қилалисун?”» (Ибр. 13:5, 6) Шәк-шүбһисизки, Паулниң сөзлиригә қулақ салғанлар аддий яшашқа асанла көнгән. Улар турмуштики маддий еһтияҗлирини Йәһваниң тәминләп беридиғанлиғиға ишәнгән. Паулниң бу сөзлири еһтияҗлиримизни Йәһваниң тәминләп беридиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтәләйду.
БАРИҒА ҚАНАӘТ ҚИЛИМИЗ
10. Паул өзиниң қандақ “сирини” бизгә ейтип бәргән?
10 Паулниң Тимотийға бәргән нәсиһити бүгүнки күндә биз үчүнму пайдилиқ. У мундақ дәп язған еди: «Шуңа йемәк-ичмәк, кийим-кечәк һәм макан-җайимиз болса, шуларға рази болайли» (Тим. 1-х. 6:8). Бу бизниң яхши тамақлардин, чирайлиқ өйдин һузур-һалавәт көрүшимизгә вә бәзидә йеңи кийим-кечәкләрни сетивелишқа болмайду дегәнни билдүрәмду? Паул әсли шундақ демәкчи әмәс еди. Паул өзиниң “сири” һәққидә ейтип, биз өзүмиздә бар маддий нәрсиләргә қанаәт қилишимиз керәк дегән (Флп. 4:12). Әң қиммәтлик байлиғимиз —маддий нәрсилиримиз әмәс, бәлки Йәһва билән болған достлуқ мунасивитимиз (Һаб. 3:17, 18).
11. Мусаниң исраилларға ейтқан сөзидин қанаәтчан болуш тоғрилиқ немини үгинәләймиз?
11 Өзүмизниң маддий еһтияҗлириға болған көзқаришимиз билән Йәһваниң көзқариши арисида пәриқ болуши мүмкин. Исраиллиқлар 40 жил чөлдә жүргәндин кейин, Мусаниң уларға немә дегәнлири һәққидә ойлинип көрәйли: «Йәһва Худайиңлар силәрни қолуңларниң һәммә ишлирида бәрикәтлиди, бу дәһшәтлик чөлдики сәпириңларда илтипат көрсәтти. Мана, Худайиңлар Йәһва сениң билән 40 жил болмақта, шуңлашқа сән һечнәрсидә муһтаҗлиқ тартмидиң» (Қ. шәр. 2:7). Йәһва 40 жил җәриянида исраилларни манна билән тәминләп кәлгән. Уларниң Мисирдин чиққанда кийгән кийим-кечәклири житилип кәтмәслигигә Йәһва капаләтлик қилған (Қ. шәр. 8:3, 4). Гәрчә бәзиләр Йәһваниң тәминләп бәргәнлирини йетәрлик әмәс дәп ойлиған болсиму, Муса исраилларни әскәртип, уларда еһтияҗлиқ һәммә нәрсилири бар екәнлигини уларниң есигә салған. Әгәр қанаәтчан болушни үгәнсәк, һәтта Йәһва тәминлигән аддий нәрсиләрниму қәдирләймиз. Уларни Йәһвадин кәлгән бәрикәт дәп қарап, миннәтдар болсақ, У хошал болиду.
ЙӘҺВАНИҢ СИЗГӘ ҒӘМХОРЛУҚ ҚИЛИДИҒАНЛИҒИҒА ИШИНИҢ
12. Давут өзигә әмәс, Йәһваға таянғанлиғини қандақ көрсәткән?
12 Давут Йәһваниң садиқ екәнлигини вә Уни сөйгән кишиләргә У чоңқур көңүл бөлидиғанлиғини билгән. Давут 34-зәбурни язғанда, һаяти хәвп-хәтәр астида болсиму, Худаниң пәриштиси уни қоғдаватқанлиғини иман көзи билән көргән (Зәб. 34:7). Бәлким, Давут Йәһваниң пәриштисини дүшмәнләрниң келишини күзитип турған даладики чедир тиккән бир җәңчигә охшатқан. Давут батур бир җәңчи болған вә Йәһва униңға падишалиқни беришни вәдә қилған. Шундақтиму, Давут дүшмәнни мәғлуп қилишта өзиниң таш атидиған қабилийити яки қиличиға таянмиған (Сам. 1-яз. 16:13; 24:12). Давут Йәһваға тайинип, Униң ихласмәнләрни қоғдайдиған пәриштисигә ишәнч қилған. Әлвәттә, биз бүгүн мөҗүзилик йол билән қоғдилишни үмүт қилмаймиз. Амма биз билимизки, Йәһваға ишәнч бағлиғанлар, һәтта өлүп кәтсиму, мәңгүлүк һаятқа еришиду.
13. Магогдин болған Гог һуҗум қилғанда, биз немә үчүн аҗиздәк көрүнимиз, амма немә үчүн қорқмаслиғимиз керәк? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
13 Йеқин кәлгүсидә Йәһваниң бизни қоғдашқа қадир екәнлигигә болған ишәнчимиз синаққа дуч келиду. Магогдин болған Гог, йәни Дөләтләр иттипақи Худа хәлқигә һуҗум қилғанда, һаятимиз хәтәр ичидә қалғандәк ойлишимиз мүмкин. Амма биз Йәһваниң бизни қоғдалайдиғанлиғиға вә қутқузидиғанлиғиға чоқум ишинишимиз керәк. Биз қаримаққа һечқандақ һимайиси йоқ қойлар охшаш көрүнимиз (Әзәк. 38:10—12). Бизниң қолумизда қураллиримиз йоқ вә җәң қилишниму үгәнмәймиз. Шуңа дөләтләр бизгә асанла һуҗум қилалаймиз дәп ойлайду. Улар бизниң ишәнч көзүмиз билән көргәнлиримизни көрәлмәйду. Биз Худаниң пәриштилириниң Униң хәлқи әтрапиға чедир тикип, уларни қоғдашқа тәйяр болғанлиғини көрүмиз. Амма улар роһий җәһәттин қарғу болғач, биз көргәнләрни көрәлмәйду. Асмандики қошунларниң биз үчүн җәң қилғанлиғини көргәндә, улар бәк һәйран қелишиду! (Вәһ. 19:11, 14, 15)
КӘЛГҮСИ ҮЧҮН ТӘЙЯРЛИҚ ҚИЛИҢ
14. Кәлгүсигә тәйярлиқ қилиш үчүн әң авал немә қилишимиз керәк?
14 Кәлгүсигә тәйярлиқ қилиш үчүн һазир немә қилалаймиз? Әң авал биз маддий нәрсиләргә тоғра көзқарашта болушимиз вә бир күни өзүмиздә бар болған барлиқ нәрсиләрни ташлап кетишимиз керәклигини чүшинишимиз керәк. Биз йәнә қанаәтчан болушимиз вә Йәһва билән болған мунасивитимиздин зор хошаллиқ тепишимиз керәк. Яратқучимизни қанчә яхширақ тонуғансири, Магогдин болған Гог һуҗум қилғанда, Униң бизни қоғдашқа қадир екәнлигигә болған ишәнчимиз шунчә қәтъий болиду.
15. Илгирики қайси тәҗрибилири, Давутқа Йәһваниң униңға дайим ярдәм беридиғанлиғини көрсәткән?
15 Давутқа йәнә немиләрниң ярдәм қилғанлиғи вә униң мисали, бизгә синақларға тәйярлиқ қилишимизға қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини мулаһизә қилип бақайли. Давут: «Йәһваниң яхшилиғини тетиғин вә көргин. Униңда пана тапқан киши бәхитликтур» дегән (Зәб. 34:8, ЙД). Бу сөзләр Давутниң Йәһва Худаниң қоллап-қувәтлишигә немә үчүн тайинидиғанлиғини билгәнлигини чүшәндүрүп бериду. Давут дайим Йәһваға таянған. Худаму Давутни һәргиз үмүтсизләндүрмигән. Яш вақтида Давут филистийәлик ғайәт йоған җәңчи Ғолиятқа қарши җәңгә чүшкәндә, шундақ дегән: «Бүгүн Йәһва сени мениң қолумға тапшур[иду]» (Сам. 1-яз. 17:46). Кейин Давут Саул падишаға хизмәт қиливатқанда, Саул уни бирқанчә қетим өлтүрмәкчи болған. Лекин Йәһва Давутқа яр болуп, һемишәм униң билән болған (Сам. 1-яз. 18:12). Давут илгири Йәһваниң ярдимини баштин кәчүргәнликтин, у һазирқи синақлардиму Униңға тайиниши керәклигини билгән.
16. Қандақ әмәлий йоллар билән Йәһваниң яхшилиғини тетип көрәләймиз?
16 Биз һазир Йәһваниң йолбашчилиғиға көпирәк тайинишни үгәнсәк, Униң кәлгүсидә бизни қутқузалайдиғанлиғиға техиму ишинимиз. Йәһваға тайинип, ғоҗайинимиздин дәм елишни сораш иман вә ирадилик болушни тәләп қилиду. Шундақ қилсақ, биз чоң жиғилишларға қатнишалаймиз яки хизмәт қилиш күнимизни тәңшәшни сорисақ, барлиқ җамаәт жиғилишлиримизға қатнишалаймиз һәмдә вәз хизмәткә техиму көп вақит сәрп қилалаймиз. Ғоҗайин тәливимизни рәт қилип, хизмитимиздин айрилип қалдуқ дәп пәрәз қилайли. Йәһваниң биздин һәргиз айрилмайдиғанлиғи вә бизни ташлимайдиғанлиғи вә зөрүр болған маддий еһтияҗлиримизни һемишәм тәминләп беридиғанлиғиға ишинимизму? (Ибр. 13:5) Йәһва у садақәтмән Худадур. Нурғунлиған пүтүн күн толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқан қериндашлар ярдәмгә әң еһтияҗлиқ болғанда, Йәһваниң уларға қандақ ярдәм бәргәнлиги һәққидә өз кәчүрмишлирини сөзләп берәләйду.
17. 2022-жиллиқ айәт қайси вә немә үчүн бу айәт мувапиқ талланған?
17 Йәһва Худа биз билән биллә, шуңа алдимизда келидиған күнләрдин қорқушимизниң һаҗити йоқ. Биз униң падишалиғини һаятимизда биринчи орунға қойсақла, Яратқучимиз Йәһва бизни һәргиз ташлимайду. Алдимиздики қийин күнләргә һазир тәйяр болуш вә Йәһваниң бизни һәргизму ташлавәтмәйдиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиш үчүн, Рәһбәрлик кеңәш 2022-жиллиқ айәткә Зәбур 34:10-айәтни таллиди: «Йәһвани издигәнләрниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас».
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
^ 2022-жили үчүн Зәбур 34:10-айәттин елинған мону сөзләр жиллиқ айәт сүпитидә талланди: «Йәһвани издигәнләрниң һечбир яхши нәрсиси кам болмас». Йәһваниң көплигән садиқ хизмәтчилири бай әмәс. Ундақта, немә үчүн уларниң яхши нәрсиси кам әмәс дәймиз? Бу айәтниң мәнасини чүшиниш қандақ қилип кәлгүсидики қийин күнләргә тәйяр болушимизға ярдәм берәләйду?
^ «Күзитиш мунариниң» (рус) 2014-жил, 15-сентябрь санидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.