Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

4-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Немә үчүн Хатириләш мәрасимиға қатнишимиз?

Немә үчүн Хатириләш мәрасимиға қатнишимиз?

«Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар» (ЛУҚА 22:19).

148-НАХША Йеганә Оғлуңни бәрдиң

БУ МАҚАЛИДӘ *

1, 2. а) Өлүп кәткән йеқинлиримизни, болупму, қайси вақитта әсләймиз? ә) Әйса өлүштин авалқи кечиси немини уюштурған?

 ЙЕҚИН кишилиримизниң өлүп кәткинигә қанчә узун вақит болмисун, биз уларни техичә әсләймиз. Болупму, һәр жили йеқин кишимизниң өлүп кәткән күнидә уларни есимизгә елип, улар билән өткүзгән вақтимизни сеғинимиз.

2 Һәр жили дунияниң җай-җайлиридики миллионлиған Йәһва гувачилири Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн җәм болиду. Биз Әйса Мәсиһни бәк яхши көрүмиз (Пет. 1-х. 1:8). У бизни өлүм вә гунадин қутқузуш үчүн җенини төләм қурбанлиғи сүпитидә бәргән (Мәт. 20:28). Әмәлийәттә Әйса өз әгәшкүчилири униң өлүмини әсләп туришини халиған. У өлүштин авалқи кечиси, шагиртлири билән бир алаһидә кәчлик дәстиханни орунлаштуруп, уларға шундақ буйруқ бәргән: «Буни мени әсләп туруш үчүн қилиңлар» (Луқа 22:19).

3. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

3 Бу Хатириләш мәрасимиға қатнашқанларниң арисидики аз сандики кишиләрниңла асманда яшаш үмити бар. Башқа миллионлиған кишиләрниң йәр йүзи җәннәттә мәңгү яшаш үмити бар. Бу мақалидә биз һәр икки топ кишиләрниң немә үчүн бу Хатириләш мәрасимиға һәр жили қатнишидиғанлиғиниң сәвәплирини көрүп чиқимиз. Йәнә бу жиғилишқа қатнишишниң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини муһакимә қилимиз. Ундақта, һазир майланғанларниң немә үчүн бу жиғилишқа қатнишидиғанлиғиниң бәзи сәвәплирини көрүп бақайли.

МАЙЛАНҒАНЛАР НЕМӘ ҮЧҮН ҚАТНИШИДУ?

4. Немә үчүн Хатириләш мәрасимида пәқәт майланғанлар нан вә шараптин еғиз тегиду?

4 Һәр жили Хатириләш мәрасимиға қатнашқан майланғанлар нан йәп, шарап ичиду. Улар немә үчүн шундақ қилиду? Бу соалға җавап бериш үчүн Әйсаниң йәр йүзидики һаятиниң әң ахирқи күни немә иш йүз бәргәнлигини көрүп бақайли. Әйса Өтүп кетиш һейтидин кейин, Кәчлик хатириләш дәстихини дәп аталған мәрасимни уюштурған. У нан вә шарапни садақәтмән 11 әлчисигә сунуп бәргән. Улар нанни йәп, шарапни ичкән. Униңдин башқа, Әйса уларға икки әһдә, йәни йеңи әһдә вә Падишалиқ әһдә һәққидә сөз қилған * (Луқа 22:19, 20, 28—30). Бу икки әһдә әшу 11 садиқ әлчиләр вә аз сандики Мәсиһ әгәшкүчилиригә асманға чиқип, падиша вә роһаний болуш пурситини ачқан (Вәһ. 5:10; 14:1). Бүгүнки күндә майланған етиқатчиларниң йәр йүзидики қалдуқ әзалирила Хатириләш мәрасимида нан вә шарапқа еғиз тәккүзиду.

5. Майланғанлар өзлириниң қандақ үмити бар екәнлигини билиду?

5 Майланған етиқатчиларниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишқа тәқәза болушиниң йәнә бир сәвәви бар. Бу жиғилиш уларни өз үмүти һәққидә чоңқур ойлиниш пурситигә егә қилиду. Йәһва уларға асманда өлмәйдиған вә чиримәйдиған һаяттин бәһримән болуштәк, әҗайип бир үмүтни бәргән. Әйса вә асмандики һаятлиққа тирилдүрүлгән 144000 киши бирликтә Яратқучи Йәһваниң һузурида болуп, йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилиду (Кор. 1-х. 15:51—53; Йоһ. 1-х. 3:2). Шу майланған етиқатчилар өзлириниң асманда яшаш үчүн талланғанлиғини билиду. Амма шу бәрикәтләргә еришиш үчүн улар чоқум өлгичә садақәтмәнлигини сақлиши керәк (Тим. 2-х. 4:7, 8). Кәлгүсидики үмити тоғрилиқ ойлиниш бу Мәсиһ әгәшкүчилирини шат-хорамлиққа чөмдүриду (Тит. 2:13). Ундақта, башқа қойларчу? (Йоһ. 10:16) Уларниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишниң қандақ бәзи сәвәплири бар?

БАШҚА ҚОЙЛАР НЕМӘ ҮЧҮН ҚАТНИШИДУ?

6. Немә үчүн һәр жили башқа қойлар Хатириләш мәрасимиға қатнишиду?

6 Гәрчә башқа қойлар Хатириләш мәрасимида нан вә шарапқа еғиз тәккүзмисиму, амма улар шу жиғилишта болғинидин интайин хошал болишиду. 1938-жили йәр йүзидә яшаш үмити барлар тунҗа қетим бу алаһидә Хатириләш мәрасимиға қатнишишқа тәклип қилинған еди. «Күзитиш мунари» 1938-жил, 1-март инглиз тилидики санида шундақ йезилған еди: «Башқа қойларниң бу жиғилишқа қатнишиши вә немә иш болидиғанлиғини көрүши интайин мувапиқ... Шәк-шүбһисизки, бу жиғилиш уларниму хошал қилиду». Худди той мәрасимиға тәклип қилинған меһманларға охшаш башқа қойларму, бу Хатириләш мәрасими өткүзүлүшини көргәндә, шат-хорамлиққа чөмиду.

7. Немә үчүн башқа қойлар Хатириләш мәрасимидики нутуқни аңлашқа тәқәза болиду?

7 Башқа қойларниңму өз үмити һәққидә чоңқур ойлиниш пурсити бар. Улар Хатириләш мәрасимидики нутуқни аңлашни тақәтсизлик билән күтиду. Чүнки бу нутуқта Мәсиһ вә униң билән һөкүмранлиқ қилидиған 144000 майланғанларниң миң жиллиқ һөкүмранлиқ мәзгилидә немиләрни әмәлгә ашуридиғанлиғи алаһидә тилға елиниду. Улар Әйса Мәсиһ билән бирликтә йәр йүзини җәннәткә айландуриду вә барлиқ садақәтмән кишиләрниң мукәммәлликкә қайтишиға ярдәм бериду. Йәшая 35:5, 6; 65:21—23 вә Вәһий 21:3, 4-айәтләрдики пәйғәмбәрлик сөзләр кәлгүсидики гөзәл һаятни тәсвирләйду. Бу жиғилишқа қатнашқан нәччә он миллион кишиләр шу бәшарәтләрниң әмәлгә ашқанда, қандақ гөзәл келәчәк болидиғанлиғини көз алдиға кәлтүрүп, шат-хорамлиққа чөмиду. Өзлирини вә йеқинлирини кәлгүси йеңи дунияда тәсәввур қилип, кәлгүсигә техиму үмүт бағлайду вә Йәһвадин ваз кәчмәй, давамлиқ Униңға хизмәт қилиш қарарини күчәйтиду (Мәт. 24:13; Гал. 6:9).

8. Башқа қойларниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишниң йәнә қандақ сәвәви бар?

8 Башқа қойларниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишниң йәнә бир сәвәви бар. Улар Әйсаниң майланған әгәшкүчилиригә болған меһир-муһәббитини вә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ипадиләйду. Муқәддәс китапта бу икки топ арисидики наһайити йеқин мунасивәт болидиғанлиғи алдин-ала ейтилған еди. Уларниң бирқанчисини көрүп бақайли.

9. Зәкәрия 8:23-айәттә башқа қойларниң майланғанларға қандақ көзқарашта екәнлиги тәсвирләнгән?

9 Зәкәрия 8:23ни оқуң. Бу бәшарәт башқа қойларниң майланғанлар һәққидә немә ойлайдиғанлиғини җанлиқ тәсвирләп бериду. Бу айәттики бир «йәһудий» вә «сән» дегән сөз-ибариләр охшаш бир топ кишиләрни, йәни майланғанларниң қалдуқ әзалирини көрситиду (Рим. 2:28, 29). Һәрхил тилда сөзләйдиған хәлиқләрдин чиққан он адәм —башқа қойларни көрситиду. Улар бир йәһудийниң кийимини мәһкәм тутиду, йәни улар майланған Әйсаниң әгәшкүчилирини садиқлиқ билән қоллап-қувәтләп, улар билән бирликтә Йәһва Худаға пак ибадәт қилиду. Демәк, башқа қойлар Хатириләш мәрасимида майланғанлар билән биллә болуш арқилиқ улар билән йеқин мунасивәттә болғанлиғини көрситиду.

10. Әзәкиял 37:15—19, 24, 25-айәтләрдики бәшарәтни Йәһва қандақ әмәлгә ашурған?

10 Әзәкиял 37:15—19, 24, 25ни оқуң. Йәһва Худа майланғанлар билән башқа қойларни бир йәргә җәм қилиш арқилиқ бу бәшарәтни әмәлгә ашурған. Бу бәшарәттә икки таяқ тилға елинған. Йәһудий тайиғи бу асманда яшаш үмити бар Әйсаниң майланған әгәшкүчилирини билдүриду (Исраил падишалири келип чиққан қәбилә). Әфраим тайиғи болса йәр йүзидә яшаш үмитигә егә болған башқа қойларни билдүриду. Йәһва Худа бу икки таяқни бирләштүргән, йәни майланғанлар билән башқа қойларни бирләштүрүп, улар бирликтә падиша Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиду. Һәр жили бу икки топ Хатириләш мәрасимиға айрим-айрим қатнашмайду. Бәлки, улар бир пада вә бир падичиға тәвә болуп, Хатириләш мәрасимини өткүзиду (Йоһ. 10:16).

11. Мәтта 25:31—36, 40-айәтләргә асасланғанда, башқа қойлар Мәсиһниң қериндашлирини қандақ қоллап-қувәтләйду?

11 Мәтта 25:31—36, 40ни оқуң. Әйсаниң тәмсилидики қойлар ахирқи күнләрдә яшаватқан һәққаний кишиләрни, йәни башқа қойларни билдүриду. Уларниң йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшаш үмити бар. Улар Мәсиһниң йәр йүзидики қериндашлирини садақәтмәнлик билән қоллап-қувәтләйду, йәни хуш хәвәрни дунияниң җай-җайлирида вәз қилиштәк муһим хизмәтни қилишиға ярдәм бериду. Шу арқилиқ башқа қойлар адәмләрниң Әйсаниң шагиртлири болушиға ярдәм бериштә өз һәссисини қошиду (Мәт. 24:14; 28:19, 20).

12, 13. Башқа қойлар қандақ усулда Мәсиһниң қериндашлирини қоллап-қувәтләйду?

12 Һәр жили Хатириләш мәрасими башлиништин бирқанчә һәптә илгири, башқа қойлар һәқиқәткә қизиқидиған кишиләрни дунияниң җай-җайлирида өткүзүлидиған бу муһим Хатириләш мәрасимиға тәклип қилиш паалийитини уюштуриду. (« Хатириләш мәрасимиға тәйярлиқ көрүватамсиз?» дегән рамкиға қараң.) Улар Хатириләш мәрасимиға керәклик һәммә нәрсиләрни тәйярлиқ қилиду. Гәрчә уларниң җамаитидә майланғанлар болмисиму, шундақ қилиду. Башқа қойлар шундақ йоллар билән Мәсиһниң қериндашлирини қоллап-қувәтлигәнлигидин бәк хурсән болишиду. Улар Мәсиһниң қериндашлири үчүн қиливатқан ишларни Мәсиһ өзи үчүн қиливатқандәк көридиғанлиғини билиду (Мәт. 25:37—40).

13 Үмүтимиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, һәммимизниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишниң йәнә башқа сәвәплириму бар.

БИЗ ҺӘММИМИЗ НЕМӘ ҮЧҮН ҚАТНИШИМИЗ?

14. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ бизгә болған меһир-муһәббитини қандақ көрсәткән?

14 Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ бизгә көрсәткән меһир-муһәббәт үчүн уларға миннәтдармиз. Йәһва нурғун йоллар билән бизгә сөйгү-муһәббитини көрситип келиватиду. Шуларниң ичидики кишини һаяҗанға салидиғини —Өзиниң сөйүмлүк Оғлини биз үчүн азап-оқубәт чекип, тенини пида қилишқа әвәткәнлиги (Йоһ. 3:16). Әйса өзи халап тенини биз үчүн пида қилған. Бу униң бизни толиму яхши көридиғанлиғини ипадиләйду (Йоһ. 15:13). Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң бизгә көрсәткән сөйгү-муһәббитини һечқачан қайтуралмаймиз. Амма һәр күни гәп-сөз вә иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ уларға болған миннәтдарлиғимизни көрситиләймиз (Кол. 3:15). Униңдин башқа, биз һәр жили Мәсиһни Хатириләш мәрасимиға қатнишиш арқилиқ Йәһва Худа вә Әйсаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитини әсләймиз вә уларға болған меһир-муһәббитимизни ипадиләләймиз.

15. Немә үчүн майланғанлар вә башқа қойлар төләм соғисини қәдирләйду?

15 Биз төләм соғисиға интайин миннәтдармиз (Мәт. 20:28). Майланғанлар төләм қурбанлиғини интайин қәдирләйду. Чүнки шу арқилиқ улар асманда яшаш үмитигә еришәләйду. Улар Мәсиһ бәргән төләмгә ишиниду. Шуңа Йәһва Худа уларни һәққаний адәмләр дәп атайду вә уларни Өзиниң пәрзәнтлири сүпитидә қобул қилиду (Рим. 5:1; 8:15—17, 23). Башқа қойларму төләм қурбанлиғини интайин қәдирләйду. Улар Мәсиһ төккән қанға ишиниду. Шуңа улар пак виждан билән дуа қилалайду вә бүйүк апәттин аман-есән өтүшни үмүт қилиду (Вәһ. 7:13—15). Шуңа майланғанларму яки башқа қойларму һәр жили Хатириләш мәрасимиға қатнишиш арқилиқ төләмни қәдирләйдиғанлиғини көрситиду.

16. Мәсиһни Хатириләш мәрасимиға қатнишишимизниң йәнә қандақ сәвәви бар?

16 Бизниң Хатириләш мәрасимиға қатнишишимизниң йәнә бир сәвәви —биз Әйса Мәсиһкә бойсунушни халаймиз. Бизниң үмүтимиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, биз Әйсаниң өлүш алдидики кечидә: «Буни мени әсләш үчүн қилиңлар» дегән буйруғиға әмәл қилимиз (Кор. 1-х. 11:23, 24).

ХАТИРИЛӘШ МӘРАСИМИҒА ҚАТНИШИШНИҢ ҺӘММИМИЗ ҮЧҮН ПАЙДИСИ БАР

17. Немә үчүн Хатириләш мәрасимиға қатнишиш бизни Йәһваға йеқинлаштуриду?

17 Биз Йәһваға техиму йеқинлишимиз (Яқуп 4:8). Биз үгинип өткүнимиздәк, Хатириләш мәрасимиға қатнишиш —Йәһваниң бизгә бәргән үмити вә көрсәткән тәңдашсиз меһир-муһәббити һәққидә чоңқур ойлинишимизға пурсәт яритип бериду (Йәр. 29:11; Йоһ. 1-х. 4:8—10). Кәлгүсигә болған үмүтимиз вә Йәһваниң мәңгүлүк сөйгү-муһәббити тоғрилиқ чоңқур ойлиғинимизда, Униңға болған меһир-муһәббитимиз вә Униң билән болған достлуғимиз техиму күчийиду (Рим. 8:38, 39).

18. Әйсаниң үлгиси һәққидә ойлиниш бизни немигә дәвәт қилиду?

18 Әйсани үлгә қилиш истигимиз күчийиду (Пет. 1-х. 2:21). Хатириләш мәрасимидин бирқанчә күн илгири биз Әйсаниң йәр йүзидики ахирқи бир һәптидә баштин өткүзгән кәчүрмишлирини, йәни униң өлүми вә тирилиши һәққидә Муқәддәс китаптики үзүндилирини әстаидил оқуймиз. Хатириләш мәрасими өткүзүлгән кечиси биз Әйсаниң бизгә көрситилгән сөйгү-муһәббитини әслитидиған нутуқни аңлаймиз (Әфәс. 5:2; Йоһ. 1-х. 3:16). Әйсаниң өз җенини пида қилғанлиғи һәққидә оқуп, чоңқур ойланғинимизда, Әйса маңған йолда меңип, уни үлгә қилиш истигимиз күчийиду (Йоһ. 1-х. 2:6).

19. Худаниң меһир-муһәббити ичидә өзүмизни сақлаш үчүн немә қилалаймиз?

19 Биз Худаниң меһир-муһәббити ичидә өзүмизни сақлашқа техиму бәл бағлаймиз (Йәһ. 20, 21). Биз Худаниң меһир-муһәббити ичидә өзүмизни сақлаш үчүн Униңға пүтүн күчимиз билән бойсунушқа, муқәддәс исмини улуқлашқа вә Униң көңлини хурсән қилишқа тиришимиз (Пәнд н. 27:11; Мәт. 6:9; Йоһ. 1-х. 5:3). Мәсиһниң төләм қурбанлиғини Хатириләш мәрасимиға қатнашқанда, Йәһваға һәр күни: «Йәһва мән Сениң меһир-муһәббитиңдә мәңгү қелишни халаймән!» дегән қарар билән яшашқа техиму бәл бағлаймиз.

20. Хатириләш мәрасимиға қатнишишниң қандақ муһим сәвәплири бар?

20 Мәйли асманда яки йәр йүзидә яшаш үмитигә егә болайли, Мәсиһниң төләм қурбанлиғини Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн нурғун сәвәплиримиз бар. Һәр жили хатириләш күнидә җәм болуп, биз яхши көргән кишини, йәни Әйса Мәсиһниң өлүмини әсләймиз. Униңдинму муһими, Йәһва Худаниң Өз Оғлини биз үчүн төләм сүпитидә төләшкә әвәтип, бизгә көрсәткән тәңдашсиз сөйгү-муһәббитини әскә алимиз. Бу жилдики Мәсиһни Хатириләш мәрасими 2022-жили, 15-апрель, җүмә күни, күн олтарғанда өткүзүлиду. Биз Йәһва Худа вә Униң Оғли Әйсани бәкму яхши көрүмиз. Шуңа Мәсиһ өлгән күнини әскә алидиған бу жиғилишқа қатнишишни қолдин бәрмәсликкә тиришимиз. Бу биз үчүн интайин муһим жиғилиш!

14-НАХША Худа һәммини йеңилайду

^ Үмүтимиз йәр йүзидә яки асманда яшаш болсун, һәр жили Хатириләш мәрасимиға қатнишишқа тәқәза болумиз. Һазир мошу жиғилишқа қатнишишниң Муқәддәс китапта қандақ сәвәпләр көрситилгәнлигини вә шу жиғилишқа қатнишишниң биз үчүн қандақ пайдиси барлиғини муһакимә қилимиз.

^ Йеңи әһдә вә Падишалиқ әһдә тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2014-жил, 15-октябрь саниниң 15—17 бәтлиридә кәлтүрүлгән «Силәр “роһанийлар падишалиғи” болисиләр» намлиқ мақалигә қараң.