Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

2-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Әйсаниң инисидин үгиниң

Әйсаниң инисидин үгиниң

«Худаниң вә... Әйса Мәсиһниң қули мәнки Яқуптин» (ЯҚУП 1:1).

11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли

БУ МАҚАЛИДӘ *

1. Яқупниң аилисини тәсвирләп берәләмсиз?

 ӘЙСАНИҢ иниси Яқуп Йәһва Худаға садиқ хизмәт қилған аилидә чоң болған еди *. Ата-аниси, Йүсүп билән Мәрийәм, Йәһвани бәк яхши көргән вә пүтүн күчи билән Униңға хизмәт қилған. Яқупниң бундақ аилидә чоң болуши алаһидә бир бәрикәт болған, чүнки униң акиси вәдә қилинған Мәсиһ болған еди. Шу аилиниң әзаси болуш Яқуп үчүн қанчилик зор шан-шәрәп болған, һә!

Әйса билән биллә чоң болған мәзгилдә, Яқуп акисини яхширақ тонуған (2-абзацқа қараң

2. Яқупниң өз акисиға һәвәс қилишиға қандақ сәвәпләр болған?

2 Яқупниң өз акисиға һәвәс билән қаришиға нурғун сәвәпләр болған (Мәт. 13:55). Мәсилән, Әйса 12 йешида Муқәддәс китапни яхши билгәч, Йерусалимдики билимлик устазларни һәйран қалдурған (Луқа 2:46, 47). Яқуп, бәлким, Әйса билән биллә яғашчилиқ һүнирини қилған болуши мүмкин. Шу сәвәп, у акисини наһайити яхши тонуған. Нейтан Норр бурадәр дайим шундақ дегән: «Бир киши билән биллә ишлигәндә, шу киши һәққидә көп нәрсиләрни үгинисиз» *. Бәлким, Яқуп Әйсаниң әқил-парасәт вә җисманий җәһәттин өсүп йетилишини, Худа һәм инсанларниң яқтурушиға еришкәнлигини көргән (Луқа 2:52). Шуңа биз Яқупни Әйсаниң тунҗа шагиртлириниң бири болған дәп ойлишимиз мүмкин. Амма ундақ болмиған.

3. Әйса йәр йүзидә вәз хизмитини башлиғанда, Яқуп қандақ инкас қайтурған?

3 Әйса йәр йүзидә вәз қилғанда, Яқуп униң шагиртлиридин бири болмиған еди (Йоһ. 7:3—5). Бәлким, Әйсани: «Әқлидин езипту»,—дәп ойлиған уруқ-туққанларниң арисида Яқупму болған болуши мүмкин (Марк 3:21). Униңдин башқа, Әйса түврүк яғачта өлтүрүлгәндә, аниси Мәрийәмниң йенида Яқупниң болғанлиғи һәққидә Муқәддәс китапта һечқандақ бир гәп-сөз йоқ (Йоһ. 19:25—27).

4. Бу мақалидә немә тоғрилиқ муһакимә қилимиз?

4 Кейин Яқуп Әйсаға ишинип, Мәсиһ әгәшкүчилири җамаитиниң һөрмәткә сазавәр әзасиға айланған. Бу мақалидә Яқуптин үгинәләйдиған икки нәрсини муһакимә қилимиз: 1) Немә үчүн чоқум кәмтәр болушимиз керәк? 2) Қандақ қилип яхши тәлим бәргүчи болалаймиз?

ЯҚУПҚА ОХШАШ КӘМТӘР БОЛУҢ

Әйса Яқупқа көрүнгәндә, Яқуп өзини кәмтәр тутқан вә шуниңдин башлап, Мәсиһ әгәшкүчиси болуп, садақәтмәнлик билән хизмәт қилған (5—7 абзацларға қараң)

5. Өлүмдин тирилгән Әйсани көргәндә, Яқуп қандақ инкас қайтурған?

5 Яқуп қачан Әйсаниң садиқ әгәшкүчиси болған? Әйса өлүмдин тирилип, иниси Яқупқа көрүнгәндин кейин (Кор. 1-х. 15:7). Яқуп шу қетим Әйса билән көрүшкәндин кейин, униң шагирти болған. Әлчиләр Йерусалимдики бир өйниң иккинчи қәвитидә вәдә қилинған муқәддәс роһни күткәндә, Яқупму шу йәрдә бар еди (Әлч. 1:13, 14). Кейинирәк у биринчи әсирдики Рәһбәрлик кеңәшниң бир әзаси сүпитидә хизмәт қилип, зор хошаллиқ тапқан (Әлч. 15:6, 13—22; Гал. 2:9). Бәлким, милади 62-жилдин бурун Яқуп майланған етиқатчиларға Худаниң илһамландуруши билән бир парчә хәт язған. Мәйли асманда яки йәр йүзидә яшаш үмитигә егә болушимиздин қәтъийнәзәр, бу хәт бүгүнки күндә биз үчүн пайдилиқ (Яқуп 1:1). Биринчи әсирдики тарихшунас Иосиф Флавийниң сөзигә қариғанда, Яқуп йәһудий баш роһаний Һанания буйруғи билән өлтүрүлгән. Яқуп йәр йүзидики һаяти ахирлашқичә, Йәһваға садиқ болған.

6. Яқуп қайси җәһәттин диний йетәкчиләрдин пәриқлиқ болған?

6 Яқуп кәмтәр адәм болған. Немә үчүн шундақ дәймиз? Яқупниң вә нурғунлиған диний устазларниң Әйсаға қайтурған инкасини селиштуруп бақайли. Яқуп һәзрити Әйсаниң Худаниң Оғли екәнлигини испатлайдиған рошән дәлил-испатни көргәндә, у буни кәмтәрлик билән қобул қилған. Йерусалимдики баш роһанийлар болса, ундақ қилмиған. Мәсилән, улар Әйсаниң Лазарни тирилдүргәнлигини инкар қилалмиған. Улар Әйсани Йәһва Худаниң вәкили болуп кәлгәнлигини етирап қилишниң орниға, Әйса билән Лазарни өлтүрмәкчи болушқан (Йоһ. 11:53; 12:9—11). Кейинирәк Әйса өлүмдин тирилдүрүлгәндә, улар бу һәқиқәтни кишиләрдин йошурушқа урунған (Мәт. 28:11—15). Мәғрурлуқ сәвәплик, шу диний йетәкчиләр Мәсиһни рәт қилған.

7. Немә үчүн чоқум мәғрурлуқтин сақлинишимиз керәк?

7 Биз үчүн савақ: мәғрурлиништин сақлинип, Йәһвадин үгинишкә тәйяр болуң. Худди кесәллик җисманий тенимиздики жүрәк артерия томурлирини қаттуруп, жүрәкниң соқушиға тосқунлуқ қилғанға охшаш, мәғрурлуқ көчмә мәнадики жүригимизни қаттуруп, Йәһваға итаәтчан болушимизға тосқунлуқ қилиду. Пәрисийләрниң мәғрурлуғи жүрәклирини қаттурувәткәч, Худаниң роһи Әйса Мәсиһниң үстидә болғанлиғи вә у Худаниң оғли екәнлигини ениқ көрситидиған дәлил-испатларға ишинишни рәт қилған еди (Йоһ. 12:37—40). Уларниң мәғрурлуғи интайин хәтәрлик болған. Сәвәви бу уларни мәңгүлүк һаятқа еришиштин тосуп қойған (Мәт. 23:13, 33). Давамлиқ Худаниң Сөзи вә муқәддәс роһниң, миҗәз-хулқимизни шәкилгә кәлтүрүп, тәпәккүр вә қарар қилишимизға тәсир қилишиға йол беришимиз нәқәдәр муһим! (Яқуп 3:17) Яқуп кәмтәр болғач, у өзини Йәһваниң тәрбийиләп түзитишигә йол бәргән. У кәмтәр болғини үчүн маһир тәлим бәргүчи болалиған. Һазир шуни көрүп бақайли.

ЯҚУПҚА ОХШАШ МАҺИР ТӘЛИМ БӘРГҮЧИ БОЛУҢ

8. Маһир тәлим бәргүчи болушимизға немә ярдәм бериду?

8 Яқупниң кишини һәйран қалдуридиған бу дуниядин алған билими йоқ еди. Шәк-шүбһисизки, шу замандики диний устазлар, Яқупниму әлчи Петрус вә Йоһанға охшаш, «оқумиған аддий» адәм дәп қариған (Әлч. 4:13). Амма Яқуп маһир тәлим бәргүчи болған. Буни униң исми билән аталған язмини оқусақ ениқ көрәләймиз. Яқупқа охшаш, бәлким, бизниңму бу дуниядин алған билимимиз көп әмәс. Шундақ болсиму, Йәһваниң роһи вә Униң тәшкилатиниң тәлим-тәрбийиси ярдимидә маһир тәлим бәргүчи болалаймиз. Һазир биз Яқупниң маһир тәлим бәргүчи болушта қалдурған үлгисидин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни көрүп бақайли.

9. Яқупниң тәлим бериш усулини қандақ тәсвирләп берәләйсиз?

9 Яқуп қийин сөз-җүмлиләрни ишләтмигән яки мурәккәп чүшәндүрүшләрни бәрмигән. Нәтиҗидә, униң сөзлирини аңлиғанлар немә қилиши керәклигини вә уни қандақ қилиши керәклигини билгән. Мәсилән, Яқупниң Мәсиһ әгәшкүчилири ғәзәпләнмәй, адаләтсизликкә сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бериши керәклигини аддий усул билән үгәткәнлигини көрүп бақайли. У мундақ дәп язған: «Биз тәқабил турғанларни бәхитлик дәп атаймиз. Силәр Аюпниң тәқабиллиғи һәққидә аңлиғансиләр һәм Йәһва бәргән ақивәтни көрдиңлар. Шуни байқидиңларки, Йәһва Өз сезимлиридә интайин юмшақ вә рәһимдилдур» (Яқуп 5:11). Диққәт қилсиңиз, Яқуп Муқәддәс китапқа тайинип, қериндашлириға тәлим бәргән еди. У Худаниң Сөзини ишлитип, Яратқучиниң Аюпқа охшаш садиқ болғанларни һемишәм мукапатлайдиғанлиғини тилға елип, бу һәқиқәтни аңлиғучиларниң чүшинәлишигә ярдәм бәргән. Яқуп аддий сөз-җүмлиләр вә әқилгә мувапиқ чүшәндүрүшләрни бәргән. У шу арқилиқ кишиләрниң диққитини өзигә әмәс, Йәһваға қаратқан.

10. Тәлим бәргәндә, Яқупни үлгә қилишниң бир усули қайси?

10 Биз үчүн савақ: тәлим бәргәндә, сөз-җүмлиләр аддий болсун вә Худаниң Сөзини ишлитиң. Бизниң мәхситимиз қанчилик билидиғанлиғимиз билән башқиларни тәсирләндүрүш әмәс, бәлки, Йәһваниң қанчилик көп билидиғанлиғи вә шу кишиләргә интайин көңүл бөлидиғанлиғини көрситиштур (Рим. 11:33). Биз дайим Муқәддәс китапни ишлитип, бу мәхсәткә йетәләймиз. Мәсилән, биз Муқәддәс китапни үгиниватқан кишигә немә қилишимиз керәклигини ейтишниң орниға, уларниң Муқәддәс китаптики үлгиләр үстидә чоңқур мулаһизә қилишиға вә Йәһваниң ой-пикири вә һис-туйғулирини чүшинишигә ярдәм беришимиз керәк. Шундила, улар бизни әмәс, Йәһвани хурсән қилиш үчүн һәрикәт қилиду.

11. Яқупниң күнлиридә, бәзи Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән? Яқуп уларға қандақ нәсиһәт бәргән? (Яқуп 5:13—15)

11 Яқуп әмәлийәтчан адәм болған. Буни у язған хәттин көрүвелишқа болиду. Яқуп етиқатчи қериндашлириниң дуч келиватқан қийинчилиқлирини билгән вә шуларға қарши туруш үчүн немә қилиши керәклиги һәққидә ениқ мәслиһәтләрни бәргән. Мәсилән, бәзи Мәсиһ әгәшкүчилири нәсиһәтләрни әмәлий қоллинишқа алдиримиған (Яқуп 1:22). Бәзилири бай кишигә пәриқлиқ муамилидә болған (Яқуп 2:1—3). Йәнә башқилири тилини тизгинләштә қийналған (Яқуп 3:8—10). Шу етиқатчиларниң камчилиқлири көп болған болсиму, амма Яқуп уларниң керәклик өзгиришләрни қилалайдиғанлиғиға ишәнгән. У мулайимлиқ билән, амма удул нәсиһәт бәргән вә роһий аҗизлишип қалғанларни ақсақаллардин ярдәм сорашқа илһамландурған (Яқуп 5:13—15ни оқуң).

12. Муқәддәс китапни үгиниватқанларға ярдәм бәргәндә, иҗабий көзқарашни қандақ сақлалаймиз?

12 Биз үчүн савақ: әмәлийәтчан болуң, амма башқиларға иҗабий көзқарашни сақлаң. Муқәддәс китапни үгиниватқан нурғун кишиләр Худаниң нәсиһәт сөзлирини һаятида әмәлий қоллиништа қийнилиши мүмкин (Яқуп 4:1—4). Яман адәтлирини йилтизидин қомуруп ташлап, Мәсиһкә охшаш пәзиләтләрни йетилдүрүшигә бираз вақит кетиши мүмкин. Биз Яқупқа охшаш, чоқум Муқәддәс китапни үгиниватқанларға қайси җәһәттин өзгиришләрни қилиши керәклигини удул ейтип, уларни шундақ қилишқа илһамландурушимиз керәк. Биз йәнә иҗабий көзқарашни сақлап, Йәһваниң кәмтәр кишиләрни Өзигә җәлип қилидиғанлиғиға вә һаятида өзгиришләрни қилишиға күч-мәдәт беридиғанлиғиға ишинишимиз керәк (Яқуп 4:10).

13. Яқуп 3:2-айәткә асасланғанда, у немини етирап қилған?

13 Яқуп өзигә қарита тоғра көзқарашни сақлиған. Яқуп өз аилисиниң келип чиқиши яки шан-шәрәплик вәзиписи болғанлиғи сәвәплик, өзини алаһидә һис қилмиған яки өзини қериндашлиридин жуқури орунға қоймиған. У башқа етиқатчиларни «қәдирлик қериндашлирим» дәп атиған (Яқуп 1:16, 19; 2:5). У башқиларниң алдида өзини мукәммәл адәмдәк тутушқа урунмиған. Әксичә, «һәммимиз көп хаталишимиз» дегән сөзләрни ейтиш арқилиқ өзиниңму намукәммәл екәнлигини етирап қилған (Яқуп 3:2ни оқуң).

14. Немә үчүн өзүмизниң хаталишидиғанлиғимизни етирап қилишқа тәйяр болушимиз керәк?

14 Биз үчүн савақ: есиңиздә болсунки, һәммимиз гунакар инсан. Биз һәргизму өзүмизни үгитиватқан кишиләрдин үстүн дәп ойлимаслиғимиз керәк. Немә үчүн? Әгәр үгәнгүчиләргә өзүмизни нуқсансиздәк һис қилдурсақ, бәлким улар: «Мән һечқачан Худаға мукәммәл бойсуналмаймән»,—дәп ойлиши мүмкин. Амма Муқәддәс китапниң принциплириға әмәл қилишниң асан әмәслигини сәмимийлик билән етирап қилғинимизда вә Йәһваниң өзүмизни өзгәртишимизгә қандақ ярдәм қилғанлиғини чүшәндүргинимиздә, үгиниватқанлар өзлириниңму Йәһваға хизмәт қилалайдиғанлиғини көрүп йетишигә ярдәм беримиз.

Яқуп ишләткән тәмсилләр аддий, ениқ вә үнүмлүк болған (15, 16-абзацларға қараң) *

15. Яқуп ишләткән тәмсилләрни қандақ тәсвирләп берәләйсиз? (Яқуп 3:2—6, 10—12)

15 Яқуп қәлбкә чоңқур тәсир қилидиған тәмсилләрни ишләткән. Шәк-шүбһисизки, муқәддәс роһ униңға ярдәм бәргән. Бәлким, у акиси Әйса ишләткән тәмсилләрни тәтқиқ қилип үгиниш арқилиқ, қандақ тәлим бериш һәққидә нурғун нәрсиләрни үгәнгән болуши мүмкин. Яқуп язған хетидә аддий вә әмәлий қоллинишчан тәмсилләрни ишләткән еди (Яқуп 3:2—6, 10—12ни оқуң).

16. Немә үчүн үнүмлүк тәмсилләрни ишлитишимиз керәк?

16 Биз үчүн савақ: үнүмлүк тәмсилләрни ишлитиң. Мувапиқ тәмсилләрни ишләтсиңиз, аңлиғучилириңиз муһим нуқтини аңлапла қоймай, бәлки шу ой-пикирләрни көз алдиға кәлтүрәләйду. Уларниң мейисидә тәсвирий рәсимләрни сизғандәк болисиз. Бу рәсимләр аңлиғучилириңизниң Муқәддәс китаптики муһим һәқиқәтләрни әстә сақлишиға ярдәм бериду. Әйса үнүмлүк тәмсилләрни ишлитишкә уста болған. Иниси Яқупму униң үлгисигә әгәшкән. Келиң, һазир Яқупниң мисаллиридин бирини көрүп, немә үчүн шу мисал шунчә үнүмлүк екәнлигини муһакимә қилип бақайли.

17. Яқуп 1:22—25 айәтләрдә ишлитилгән тәмсил немә үчүн үнүмлүк?

17 Яқуп 1:22—25ни оқуң. Яқуп ишләткән әйнәк һәққидики тәмсил үнүмлүк болғанлиғиниң бирқанчә муһим сәвәплири бар. У муһим һәқиқәтни үгитишни көңлигә пүккән, йәни Худаниң Сөзидин пайдилиниш үчүн биз уни оқупла қоймай, чоқум оқуғанлиримизни турмушимизда әмәлий қоллинишимиз керәк. Яқуп аңлиғучилирини дәрһалла әйнәккә қараватқан кишини көз алдиға кәлтүрәләйдиған тәмсилни таллиған. У шу тәмсил арқилиқ немини үгәтмәкчи болған? Әгәр бир киши әйнәккә қариса вә у түзитәләйдиған бир нуқсанни көрсә, амма һечнемә қилмиса, бу ахмақлиқ болидиғанлиғини көрсәткән. Худди шуниңға охшаш, әгәр биз Худаниң Сөзини оқуп, миҗәз-хулқимизни өзгәртиш керәклигини байқисақ, амма һечбир әмәлий иш қилмисақ, бу ахмақлиқ болиду.

18. Тәмсилләрни ишләткәндә, биз чоқум қайси үч ишни қилишимиз керәк?

18 Тәмсил ишләткәндә, Яқупни үлгә қилип, үч ишни қилалайсиз: 1) таллиған тәмсил муһим һәқиқәтни үгитишиңизгә ярдәм беридиғанлиғиға капаләтлик қилиң, 2) аңлиғучилириңиз асан чүшинәләйдиған тәмсилни ишлитиң вә 3) тәмсилдики һәқиқәтни қандақ әмәлий қоллиналайдиғанлиғини ениқ көрситиң. Әгәр мувапиқ тәмсилләрни ойлап тепиш қийин болса, «Күзитиш мунари әдәбиятлириниң көрсәткүчидин» издинип көрүң. «Тәмсилләр» дегән мавзу астидин нурғун мисалларни тапалайсиз. Шуларни ишләтсиңиз болиду. Шу есиңиздә болсунки, худди микрофон авазни яңрақ қилғиниға охшаш, тәмсилләр сиз үгәтмәкчи болған муһим нуқтини күчәйтиду. Шуңа тәмсилләрни пәқәт муһим һәқиқәтни алаһидә тәкитлимәкчи болғанда ишлитиң. Әлвәттә, тәлим бериш маһаритимизни өстүрүшни һәммимиз халаймиз. Шундақ қилишниң муһим сәвәви, башқиларниң диққитини өзүмизгә җәлип қилиш әмәс, бәлки, мүмкинқәдәр техиму көпирәк кишиләрниң Йәһваниң шат-хорамлиққа толған аилисиниң бир әзаси болушиға ярдәм бериштур.

19. Етиқатчи қериндашлиримизни қәдирләйдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз?

19 Бизниң мукәммәл акимиз билән биллә чоң болуш пурситимиз болмиған болсиму, амма биз Мәсиһ әгәшкүчилири җамаитидә нурғунлиған қериндашлиримиз билән биллә Йәһваға хизмәт қилиш шан-шәрипигә егә. Биз улар билән йеқин мунасивәттә болуш, улардин үгиниш вә вәз ейтиш һәмдә тәлим бериш хизмитидә садақәтмәнлик билән өз ара һәмкарлишиш арқилиқ, уларға болған сөйгү-муһәббитимизни ипадиләймиз. Көзқараш, иш-һәрикәт вә тәлим бериш усулимизда, Яқупни үлгә қилишқа тиришсақ, Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз вә сәмимий кишиләрниң асмандики меһир-муһәббәтлик Атимизға йеқинлишишиға ярдәм қилимиз.

35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға

^ Яқуп Әйса билән бир аилидә чоң болған. У Худаниң мукәммәл Оғлини башқа һәрқандақ кишиләргә қариғанда яхширақ билгән. Һазир биз биринчи әсирдики Мәсиһ җамаитиниң бир түврүги болған Әйсаниң иниси Яқупниң һаяти вә тәлимлиридин немиләрни үгинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз.

^ Биз аддийлаштуруп, Яқупни Әйсаниң иниси дәп атаймиз. У әмәлийәттә Әйсаниң ана бир иниси болуп, ениқки, Муқәддәс Язмилардики Яқуп язған хәтни у қәләмгә алған.

^ Нейтан Норр Рәһбәрлик кеңәшниң бир әзаси болған. Униң йәр йүзидики һаяти 1977-жили ахирлашқан.

^ СҮРӘТТӘ: Яқуп кишиләр асан чүшинәләйдиған кичик отни тәмсил қилип, тилни қалаймиқан ишлитишниң хәтирини көрситип бериватиду.