Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

«Бизни Мәсиһниң меһир-муһәббити үндәватиду»

«Бизни Мәсиһниң меһир-муһәббити үндәватиду»

«Бизни Мәсиһниң меһир-муһәббити үндәватиду, чүнки... яшаватқанлар өзлири үчүн әмәс... яшисун» (КОР. 2-Х. 5:14, 15).

5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. а) Әйсаниң һаяти вә униң хизмити һәққидә чоңқур ойланғинимизда, қандақ һис-туйғуда болушимиз мүмкин? ә) Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?

 ЙЕҚИН кишимиз өлүп кәткәндә, дәсләптә униң өлүмидин илгирики күнлирини әслигинимиздә, дайим азаплинишимиз мүмкин. Әгәр у өлүп кетиштин илгирики вақитларда азап-оқубәт чәккән болса, техиму азаплинимиз. Кейинирәк вақитниң өтүшигә әгишип, әшу кишиниң бизгә тәлим бериш, илһам бериш яки бизни хошал қилиш үчүн болған ишлири вә ейтқан сөзлири һәққидә ойланғинимизда, биз аста-аста өзүмизни хошалирақ һис қилишқа башлаймиз.

2 Худди мошуниңға охшаш, Әйсаниң азап-оқубәтлири вә өлүми һәққидә оқуғинимизда, биз қайғу-һәсрәт чекимиз. Хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә Мәсиһниң қиммәтлик төләм қурбанлиғиниң әһмийити тоғрилиқ чоңқур ойлинишқа вақит чиқиримиз (Кор. 1-х. 11:24, 25). Бирақ Әйсаниң йәр йүзидә болғанда, қилған сөзлири вә ишлири һәққидә чоңқур ойланғинимизда, буниңдин зор хошаллиқ тапимиз. Униң һазир немә қиливатқанлиғи вә кәлгүсидә биз үчүн немиләрни қилидиғанлиғи һәққидә ойлансақ, бу бизгә илһам-мәдәт бериду. Мошу ишлар вә Униң бизгә болған сөйгүси һәққидә чоңқур ойлиниш бизни өз миннәтдарлиғимизни билдүрүш үчүн әмәлий иш-һәрикәт қилишқа үндәйду. Бу мақалидә шундақ қилишниң әмәлий йоллири үстидә муһакимә қилимиз.

МИННӘТДАРЛИҚ БИЗНИ ӘЙСАҒА ӘГИШИШКӘ ҮНДӘЙДУ

3. Төләмгә болған миннәтдарлиғимизни билдүрүшниң қандақ сәвәплири бар?

3 Биз Әйсаниң һаяти вә өлүми һәққидә ойланғинимизда, миннәтдарлиқ һис-туйғумиз техиму күчийиду. Әйса йәр йүзидики хизмитини давам қилғанда, кишиләргә Худаниң Падишалиғи елип келидиған бәрикәтләр һәққидә үгәткән. Биз төләм қурбанлиғи үчүн миннәтдармиз, чүнки у Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ билән йеқин достлуқ орнитишимизға йол ачиду. Әйсаниң төләм қурбанлиғиға ишәнгәнләрниң мәңгү яшаш вә өлүп кәткән йеқинлирини қайта көрүш үмүтиму бар (Йоһ. 5:28, 29; Рим. 6:23). Биз бу илтипатларға еришишкә лайиқ һеч иш қилмиған. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң биз үчүн қилған ишлириға һәргизму җавап қайтуралмаймиз (Рим. 5:8, 20, 21). Бирақ биз уларға чоңқур миннәтдарлиғимизни ипадиләләймиз. Қандақ?

Мәҗдәллик Мәрийәмниң үлгиси тоғрилиқ чоңқур ойлиниш сизни миннәтдарлиқ көрситишкә қандақ үндәйду? (4, 5-абзацларға қараң)

4. Мәҗдәллик Мәрийәм Әйсаниң өзи үчүн қилғанлириға миннәтдарлиғини қандақ көрсәткән? (Рәсимгә қараң.)

4 Мәҗдәллик Мәрийәм исимлиқ йәһудий аялниң мисалиға қарап бақайли. Униң тениға чаплишивалған йәттә җин уни қаттиқ азаплиғач, у интайин бечарә һаләткә чүшүп қалған. У чоқум униңдин қутулалмаймән дәп қаттиқ үмүтсизләнгән. Ойлап көрүң, Әйса униң тенидики яман роһларни қоғлап чиқарғанда, у Әйсаға қанчилик миннәтдар болған-һә! Униң миннәтдарлиғи уни Мәсиһ әгәшкүчиси болушқа вә вақти, күчи һәмдә өзидә бар нәрсиләрни ишлитип, Мәсиһниң хизмитини қоллап-қувәтләшкә үндигән (Луқа 8:1—3). Мәрийәм гәрчә Әйсаниң өзи үчүн қилған ишлириға чоңқур миннәтдар болған болсиму, амма у Әйсаниң келәчәктә униң үчүн әң қиммәтлик соғини беридиғанлиғини чүшәнмигән болуши мүмкин. Әйса өз һаятини пүткүл инсанийәтни қутқузуш үчүн бериду, йәни униңға ишәнгән һәрбир киши мәңгүлүк һаятлиққа еришәләйду (Йоһ. 3:16). Бәлким, Мәрийәм өзиниң бу бәрикәткә еришидиғанлиғини билмигән. Шундақтиму, Мәрийәм Әйсаға садақәтмән болуп, өзиниң униңға болған миннәтдарлиғини көрсәткән. Әйса азап түвригидә қийиниливатқанда, Мәрийәм йеқин әтрапта туруп, униңға вә башқиларға һиссий җәһәттин яр-йөләк болған (Йоһ. 19:25). Әйса өлгәндин кейин Мәрийәм вә башқа икки аял қәбиргә хушпурақ буюмларни елип кәлгән (Марк 16:1, 2). Мәрийәм Әйсаға садиқ болғини үчүн Йәһва Мәрийәмни мукапатлиған. У нурғунлиған шагиртлар еришмигән имтиязға еришкән, йәни у тирилгән Әйса Мәсиһ билән көрүшүп, униң билән параңлашқан (Йоһ. 20:11—18).

5. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң биз үчүн қилған барлиқ ишлириға миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

5 Бизму вақтимиз, күчимиз, мал-мүлкимиз арқилиқ Падишалиқ хизмитини илгири сүрүшкә һәссә қошалаймиз вә Йәһва билән Әйсаниң биз үчүн қилған барлиқ ишлириға миннәтдарлиқ билдүрәләймиз. Пак ибадәт паалийәтлирини қоллап-қувәтләш үчүн қурулуш ишлириға вә ибадәт җайлирини асрап сақлаш ишлириға ярдәм берәләймиз.

ХУДАҒА ВӘ ӘЙСАҒА БОЛҒАН СӨЙГҮМИЗ БИЗНИ БАШҚИЛАРНИ СӨЙҮШКӘ ҮНДӘЙДУ

6. Немә үчүн төләмни шәхсән һәрбиримизгә бәргән соға дәп ейталаймиз?

6 Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһниң бизни қанчилик сөйидиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлансақ, бизму уларни сөйүшкә һәрикәт қилимиз (Йоһ. 1-х. 4:10, 19). Биз Әйсаниң өз җенини шәхсән һәрбиримиз үчүн бәргәнлигини тонуп йәткәндә, уларни техиму сөйүшкә тиришимиз. Әлчи Паул буни етирап қилип, өзиниң миннәтдарлиғини галатилиқларға язған хетидә бундақ ипадилигән: «Маңа меһир-муһәббәт көрсәткән һәм өзини мениң үчүн бәргән Худаниң Оғли етиқатим билән яшаймән» (Гал. 2:20). Төләм сәвәплик Йәһва сизни өзигә җәлип қилғачқа, сиз униң дости болалайсиз (Йоһ. 6:44). Йәһваниң яхши тәрәплириңизни көргәнлигини вә Униң дости болалишиңиз үчүн қиммәтлик бәдәл төлигәнлигини билиш қәлбиңизни һаяҗанға салмамду? Йәһва вә Әйсаға болған сөйгүңизни техиму күчәйтмәмду? Биз чоқум өз-өзүмиздин мундақ соришимиз керәк: «Әшу сөйгү мени немә қилишқа үндәйду?»

Худаға вә Мәсиһкә болған сөйгү-муһәббитимиз бизни Падишалиқ хуш хәвирини барлиқ инсанларға ейтишқа үндәйду (7-абзацқа қараң)

7. Рәсимдә көрситилгәндәк, һәммимиз Йәһва вә Әйсаға болған сөйгүмизни қандақ ипадиләләймиз? (Коринтлиқларға 2-хәт 5:14, 15; 6:1, 2).

7 Худаға вә Мәсиһкә болған сөйгүмиз бизни башқиларни сөйүшкә үндәйду (Коринтлиқларға 2-хәт 5:14, 15; 6:1, 2ни оқуң). Сөйгүмизни ипадиләшниң бир усули — қизғинлиқ билән башқиларға вәз қилиш. Биз учратқан һәммә адәмләр билән сөзлишимиз. Кишиләрниң ирқи, қәбилиси, ихтисадий әһвали яки җәмийәттики тутқан орни сәвәплик уларни камситмаймиз. Бу арқилиқ биз Йәһваниң ирадисини орунлаймиз, чүнки «У һәрқандақ адәмләрниң қутқузулушини вә һәқиқәтниң тоғра билимигә келишини халайду» (Тим. 1-х. 2:4).

8. Қериндашларға болған сөйгүмизни қандақ көрситәләймиз?

8 Биз йәнә етиқатчи қериндашлиримизға болған сөйгүмизни көрситиш арқилиқ Мәсиһкә болған сөйгүмизни испатлалаймиз (Йоһ. 1-х. 4:21). Улар синақларни баштин өткүзүватқанда, уларға көңүл бөлүп, қоллап-қувәтләймиз. Йеқин кишисидин айрилип қалғанда тәсәлли беримиз. Ағрип қалғанда, уларни йоқлап туримиз (Кор. 2-х. 1:3—7; Сал. 1-х. 5:11, 14). Улар чүшкүнлүккә чүшкәндә, тәсәлли бериш үчүн қолумиздин келишичә тиришимиз. Улар үчүн давамлиқ дуа қилимиз, чүнки биз шуни ениқ билимизки, «һәққанийниң сәмимий дуаси зор күчкә егә» (Яқуп 5:16).

9. Етиқатчи қериндашларға болған сөйгүмизни ипадиләшниң йәнә бир йоли қайси?

9 Биз қериндашлиримиз билән инақ-иттипақлиқни сақлашқа күч чиқириш арқилиқ уларға болған сөйгүмизни ипадиләймиз. Йәһваниң кәчүрүмчанлиғини үлгә қилишқа тиришимиз. Йәһва Худа Өз Оғлиниң гуналиримиз үчүн өлүшигә рази болған екән, бизму бизгә қарши гуна қилған қериндашлиримизни чин қәлбимиздин кәчүрүшимиз керәк. Әлвәттә, һечқайсимиз Әйса бир тәмсилидә тилға алған рәзил қулға охшаш болуп қелишни халимаймиз. Хоҗайини униң шунчә көп қәризини бекар қиливәткәндин кейинму, у қул башқа бир қулдин азирақ қәризни кәчүрүм қилмиған (Мәт. 18:23—35). Әгәр җамаәттики мәлум бир қериндаш билән араңларда келишмәслик йүз бәрсә, Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишиштин бурун тәшәббускар болуп араңлардики инақ-иттипақлиқни әслигә кәлтүрүшкә һәрикәт қилаламсиз? (Мәт. 5:23, 24) Шундақ қилиш арқилиқ Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә болған чоңқур сөйгүңизни ипадиләләйсиз.

10, 11. Ақсақаллар Йәһваға вә Әйсаға болған сөйгүсини қандақ ипадиләләйду? (Петрусниң 1-хети 5:1, 2)

10 Ақсақаллар Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә болған сөйгүсини қандақ ипадиләләйду? Буниң муһим бир йоли — Әйсаниң қойлириға ғәмхорлуқ қилиш (Петрусниң 1-хети 5:1, 2ни оқуң). Әйса буниң муһимлиғини әлчи Петрусқа ениқ көрсәткән. Петрус Әйсадин үч қетим танғандин кейин, бәлким, у Әйсани сөйидиғанлиғини испатлимақчи болған. Әйса тирилгәндин кейин Петрустин: «Йоһан оғли Симун, сән мени сөйәмсән?»— дәп сориған. Биз шуниңға ишинәләймизки, Петрус өзиниң устазини сөйидиғанлиғини испатлаш үчүн һәрқандақ ишни қилишқа тәйяр болған. Әйса Петрусқа: «Қойлиримни отлат» дегән (Йоһ. 21:15—17). Петрус өмриниң ахирғичә көйүмчанлиқ билән Мәсиһниң қойлириға ғәмхорлуқ қилип, өзиниң һәқиқәтән Әйсани сөйидиғанлиғини испатлиған.

11 Мәсиһни хатириләш мәрасиминиң алди-кәйни дики бирқанчә һәптидә, ақсақаллар, өзүңларниң Мәсиһниң Петрусқа қилған сөзлирини муһим дәп қарайдиғанлиғиңларни қандақ көрситәләйсиләр? Силәр вақит чиқирип, падиларни йоқлаш вә вәз қилишта паалийәтсиз жүргән қериндашларни Йәһваниң қойниға қайтуруп келиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтсәңлар, Йәһва вә Әйсаға болған сөйгүңларни көрситисиләр (Әзәк. 34:11, 12). Силәр йәнә Муқәддәс китапни үгиниватқан кишиләргә вә Хатириләш мәрасимиға йеңидин қатнашқанларға көңүл бөләләйсиләр вә әшу Мәсиһ әгәшкүчиси болуш еһтимали бар кишиләрни қарши елиш үчүн күч чиқиралайсиләр.

МӘСИҺКӘ БОЛҒАН СӨЙГҮМИЗ БИЗНИ ҖАСАРӘТЛИК БОЛУШҚА ҮНДӘЙДУ

12. Немә үчүн Әйсаниң өлүмидин илгири қилған сөзлири үстидә ойлиниш бизгә җасарәт бериду? (Йоһан 16:32, 33)

12 Әйса өлүминиң илгирики кечиси шагиртлириға мундақ дегән: «Дунияда силәрни дәрт-әләмләр күтүватиду, лекин җасур болуңлар! Мән дунияни йәңдим» (Йоһан 16:32, 33ни оқуң). Әйсаниң җасарәт билән дүшмәнлиригә қарши турушиға вә өлүмигә қәдәр садақәтмәнлигини сақлап қелишиға немә ярдәм бәргән? У Йәһваға таянған еди. Әйса өз әгәшкүчилириниңму шуниңға охшаш синақларға дуч келидиғанлиғини билгәчкә, Йәһвадин уларға ғәмхорлуқ қилишни өтүнгән (Йоһ. 17:11). Немә үчүн бу бизгә җасарәт бериду? Чүнки Йәһва Худа һәрқандақ дүшмәнлиримиздинму күчлүк (Йоһ. 1-х. 4:4). Йәһва Худа һәммә нәрсини көрүп туриду. Биз шуниңға ишинәләймизки, әгәр биз Униңға таянсақ, қорқунучимизни йеңип җасаритимизни көрситәләймиз.

13. Араматиялиқ Йүсүп җасаритини қандақ көрсәткән?

13 Араматиялиқ Йүсүпниң мисалини қарап бақайли. У йәһудийларниң һөрмитигә еришкән киши болуп, Алий кеңәшминиң, йәни йәһудийларниң Алий сотиниң бир әзаси еди. Бирақ Әйса йәр йүзидә хизмитини давамлаштуриватқанда, Йүсүп өз җасаритини көрсәтмигән. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, гәрчә Йүсүп падишалиқ хуш хәвиригә қизиқиш көрсәткән болсиму, өзиниң Әйсаға ишәнгәнлигини башқилардин йошурған (Йоһ. 19:38). Шәк-шүбһисизки, у йәһудийларниң арисидики нам-шөһрити вә абройиниң чүшүп кетишини халимиған. Бирақ Муқәддәс китап Әйса өлгәндин кейин униң җасарәтлик болғанлиғи һәққидә мундақ дәйду: «У җасурлуққа толуп, Пилатниң алдиға бардидә һәм Әйсаниң җәсидини сориди» (Марк 15:42, 43). Шу чағда һәммиси униң Әйса Мәсиһни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билгән.

14. Әгәр инсанлардин қорқсиңиз немә қилишиңиз керәк?

14 Сизму худди Йүсүпкә охшаш инсанлардин қорққанму? Мәктәптә яки иш орнида өзүңизни башқиларға Йәһва гувачиси дәп тонуштуруштин хиҗил боламсиз? Башқилар мән тоғрилиқ немә ойлайду дәп әнсирәп, вәз ейтқучи болуш яки чөмдүрүлүшни арқиға сөрәмсиз? Һәргизму қорқунуч һис қилип, тоғра ишни қилиштин тохтап қалмаң. Давамлиқ Йәһва Худаға ялвуруп дуа қилиң. Униң ирадисини орунлаш үчүн җасарәт беришини өтүнүң. Йәһваниң дуалириңизға қандақ җавап қайтурғанлиғини көргиниңиздә, иман-етиқадиңиз күчийип, техиму җасарәтлик болисиз (Йәшая 41:10, 13).

ШАТ-ХОРАМЛИҚ БИЗНИ БӘЛ ҚОЮВӘТМӘЙ ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛИШҚА ҮНДӘЙДУ

15. Әйса өз шагиртлириға көрүнгәндин кейин, уларниң хошаллиғи уларни немә қилишқа үндигән? (Луқа 24:52, 53)

15 Әйса өлгәндин кейин униң шагиртлири интайин азапланған еди. Өзүңизни уларниң орниға қоюп, тәсәввур қилип көрүң: улар әң яхши көргән достидин айрилип қалған. Әнди улар өзлириниң үмүти пүтүнләй йоқалғандәк һис қилған (Луқа 24:17—21). Лекин һәзрити Әйса уларға көрүнгәндә, у вақит чиқирип, Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни әмәлгә ашурушта өзиниң қандақ роли барлиғини уларға чүшәндүргән. У йәнә шагиртлириға муһим бир хизмәтни тапшурған (Луқа 24:26, 27, 45—48). Әйса асманға чиқип кетип, 40 күн өткәндин кейин уларниң қайғу-һәсрити зор шат-хорамлиққа айланған. Улар өз устазиниң һаят екәнлигини вә өзлириниң йеңи вәзиписини орунлашқа ярдәм беришкә тәйяр екәнлигини билип, хошал-хорамлиққа чөмгән еди. Хошаллиғи уларни Йәһвани мәдһийиләшкә үндигән (Луқа 24:52, 53ни оқуң; Әлч. 5:42).

16. Әйсаниң шагиртлирини қандақ үлгә қилалаймиз?

16 Биз Әйсаниң шагиртлирини қандақ үлгә қилалаймиз? Пәқәт Мәсиһни хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики бир қанчә һәптиләрдила әмәс, бәлки жил бойи Йәһваға шат-хорамлиқ билән хизмәт қилалаймиз. Буниң үчүн Худа Падишалиғини һаятимизда биринчи орунға қоюшимиз керәк. Мәсилән, нурғун кишиләр вәз хизмитигә қатнишиш, ибадәт жиғилишлири вә аиләвий ибадәтләрни өткүзүш үчүн иш орнидики вақтини яхши планлайду. Йәнә бәзи қериндашлар җамаәт үчүн көпирәк иш қилиш яки вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ җайларға көчүп бериш үчүн, башқилар чоқум зөрүр дәп қариған бәзи маддий нәрсиләрдин ваз кечиду. Йәһваға давамлиқ хизмәт қилиш үчүн сәвирчан болушимиз керәк. Бирақ һаятимизда Худа Падишалиғини биринчи орунға қойсақ, У бизни мол бәрикәтләйдиғанлиғини вәдә бериду (Пәнд н. 10:22; Мәт. 6:32, 33).

Мәсиһни хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә Йәһва вә Әйсаниң шәхсән сиз үчүн немиләрни қилғанлиғи тоғрилиқ ойлинишқа вақит чиқириң (17-абзацқа қараң)

17. Мошу жилдики Әйсани хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә сиз немә қилишни қәтъий қарар қилдиңиз? (Рәсимгә қараң.)

17 4-апрель, сәйшәнбә күни Мәсиһни хатириләш мәрасимиға қатнишишни тақәтсизлик билән күтиватимиз. Бирақ әшу вақитқичә Әйсаниң һаяти вә өлүми, у вә Йәһва Худаниң бизгә көрсәткән сөйгү-муһәббити һәққидә давамлиқ чоңқур ойлиниң. Хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә мошундақ қилишниң пурситини қолдин бәрмәң. Мәсилән, Муқәддәс китапниң «Мәдһийә тәрҗимисиниң» Ә қошумчисидики 16-изаһитидин «Әйсаниң йәрдики һаятиниң ахирқи һәптиси» намлиқ җәдвәлдә көрситилгән вақиәләрни оқуш вә чоңқур ойлиниш үчүн вақит чиқириң. Шундақ қилғиниңизда, миннәтдарлиғиңизни, сөйгүңизни, җасаритиңизни вә хошаллиғиңизни ашуридиған Муқәддәс китап үзүндилирини издәп көрүң. Андин кейин чин көңлүңиздин миннәтдарлиғиңизни билдүрүшниң қандақ усуллири барлиғини тепип чиқишқа тиришиң. Шундила Хатириләш мәрасимиға қатнишиш үчүн чиқарған тиришчанлиғиңизни Әйсаниң унтумайдиғанлиғиға ишинәләйсиз (Вәһ. 2:19).

25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси

a Мәсиһни хатириләш мәрасиминиң алди-кәйнидики һәптиләрдә биз Әйса Мәсиһниң һаяти вә өлүми, у вә униң Атисиниң көрсәткән сөйгү-муһәббити һәққидә чоңқур ойлинишимиз керәк. Бундақ қилиш бизни Йәһва вә Әйсаниң қилғанлири үчүн миннәтдарлиғимизни билдүрүшкә үндәйду. Бу мақалидә биз төләм үчүн миннәтдарлиғимизни Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә болған сөйгү-муһәббитимизни әмәлий көрситишниң усуллири һәққидә муһакимә қилимиз. Биз йәнә қериндашлиримизни сөйүш, җасарәт көрситиш вә вәз хизмитидин хошаллиқ тепиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимиз һәққидә үгинимиз.