Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Тәтқиқ қилиш усуллири

Тәтқиқ қилиш усуллири

Сизгә қериндашлиримизниң тәрҗимиһаллирини оқуш яқамду?

Һәр күни бир тәрҗимиһални оқуйдиған әр-аял мундақ дәйду: «Бу һекайиләр көп илһам бериду вә уларни хошаллиқ билән оқуймиз! Қериндашларниң үлгилири бизму һәрхил вәзийәтләрдә садиқ болуп қалалайдиғанлиғимизни есимизгә салиду». Охшаш һис-туйғуда болған башқа қериндаш мундақ дәйду: «Бу тәрҗимиһаллар тәсәлли бериду, иш-һәрикәткә дәвәт қилиду вә көңүлгә арам бериду. Бурадәр вә қериндашларниң һаятлири мәналиқ вә улар нурғун мәхсәтләргә қол йәткүзгән. Бу вақиәләр көпирәк хизмәт қилишқа дәвәт қилиду вә балилиримни Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа үндишимгә ярдәм бериду».

Тәрҗимиһаллар Йәһваға көпирәк хизмәт қилишқа, яхши мәхсәтләрни қоюшқа, аҗизлиқлириңиз билән күришишкә вә синақларда садиқ қелип, уларға хошаллиқ билән баш көтирип бәрдашлиқ беришкә дәвәт қилиду. Бу тәрҗимиһалларни қандақ тапалайсиз?

  • jw.org торбетимиздин яки «JW Library» программисидин «Йәһва гувачилириниң тәрҗимиһаллири» намлиқ мақалиләрни издәң.

  • «Йәһва гувачилириниң тәрҗимиһаллирини» «Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИДИН» яки «Күзитиш мунариниң китапханисидин» издәң.