Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Худа Сөзиниң һәқиқәт екәнлигигә өзүңизни қайил қилиң

Худа Сөзиниң һәқиқәт екәнлигигә өзүңизни қайил қилиң

«Сөзүңниң һули — һәқиқәттур» (ЗӘБ. 119:160).

37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Немә үчүн бүгүнки күндә нурғун кишиләр Муқәддәс китапқа ишәнмәйду?

 БҮГҮНКИ КҮНДӘ нурғун кишиләр зади кимгә ишинишни билмәйду. Улар өзлири үмүт қилған кишиләр, йәни сәясәтчиләр, алимлар яки содигәрләр уларниң мәнпәитигә көңүл бөлидиған-бөлмәйдиғанлиғи һәққидә гуман қилиду. Кишиләр диний рәһбәрләргә ишәнмәйду, һәмдә уларниң қолидики Муқәддәс китапқиму гуман билән қариши һәҗәплинәрлик әмәс.

2. Зәбур 119:160-айәткә асасланғанда, биз чоқум немигә ишинишимиз керәк?

2 Биз Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә, Униң һәқиқәтниң Худаси екәнлигигә вә У дайим биз үчүн әң яхши нәрсиләрни тәминләп беридиғанлиғиға ишинимиз (Зәб. 31:5; Йәшая 48:17). Шуни билимизки, Муқәддәс китапни оқуғинимизда, «Сөзүңниң һули — һәқиқәттур» дегән сөзләргә ишинәләймиз b (Зәбур 119:160ни оқуң). Биз йәнә Муқәддәс китапни тәтқиқ қилған бир алимниң язған сөзлиригә қошулимиз: «Худаниң еғизидин чиққан һәрбир сөз һәқиқәт вә чоқум әмәлгә ашмай қалмайду. Худа хәлқиниң буниңға ишәнчи камил, чүнки улар мошу сөзләрни қилған Худаға ишиниду».

3. Бу мақалидә немиләр һәққидә муһакимә қилимиз?

3 Биз башқиларниңму бизгә охшаш, Худаниң Сөзигә ишәнч қилишиға қандақ ярдәм берәләймиз? Муқәддәс китапқа ишәнч қилалайдиғанлиғимизниң үч сәвәвини муһакимә қилайли. Улар: Муқәддәс китапниң мәзмуниниң тоғрилиғи, нурғун бәшарәтләр әмәлгә ашқанлиғи вә униң күчи билән кишиләрниң һаяти өзгәргәнлиги.

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ МӘЗМУНИНИ ҺЕЧКИМ ӨЗГӘРТӘЛИГӘН ӘМӘС

4. Немә үчүн бәзи адәмләр Муқәддәс китап өзгәргән дәп ойлайду?

4 Йәһва Худа тәхминән 40 садақәтмән хизмәтчилирини ишлитип, Муқәддәс Язмиларни қәләмгә алдурған. Бирақ бүгүнки күнгичә һечбир әсли қолязмилар йетип кәлмигән c. Пәқәтла көчүрүлмә нусхилириниң көчүрүлгән нусхилири йетип кәлгән. Шуңа бәзи адәмләр бүгүнки күндә биз оқуватқан Муқәддәс китапниң әсли қолязма тексти билән охшаш екәнлигидин гуманлиниду. Ундақта, Муқәддәс китапниң мәзмуни һечқачан өзгәрмигәнлигигә қандақ ишинәләймиз?

Ибраний Язмиларни кәспий көчүргүчиләр тиришчанлиқ көрситип, Худа Сөзидин көчүргәнлири тоғра болғанлиғиға көз йәткүзгән (5-абзациға қараң.)

5. Ибранийчә Язмиларни көчүрүп көпәйтиш хизмити қандақ елип берилгән? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

5 Муқәддәс Язмиларниң мәзмуни сақлинип қелиши үчүн Йәһва Муқәддәс Язмиларни көчүрүшни буйриған. У Исраил падишалиридин Қанунни көчүрүшни тәләп қилған вә Лавий қәбилисидикиләргә бу Қанунниң мәзмунини хәлиққә үгитишни буйриған (Қ. шәр. 17:18; 31:24—26; Нәһ. 8:7). Йәһудийлар Бабилдики сүргүндин өз жутиға қайтип кәлгәндә, бир топ мәхсус Муқәддәс китапни көчүридиған кишиләр Ибраний Язмиларни көп қетим көчүрүп язған (Әзра 7:6). Әшу кишиләр еһтиятчан болған. Нәтиҗидә көчүргүчиләр пәқәт сөзләрнила санап қалмай, бәлки һәрбир һәрипни санап, көчүрүлмә нусхиниң тоғра болушиға капаләтлик қилишқа тиришқан. Шундақтиму, инсанлар намукәммәл болғачқа, көчүрүш җәриянида бәзи кичик хаталиқлардин сақлиналмиған. Лекин охшаш текст нурғун көчүрүлүп көпәйтилгәч, уларни селиштуруш арқилиқ әшу хаталиқларни тепип чиқишқа болиду. Қандақ усулда?

6. Муқәддәс Язмилар көчүрүп көпәйтилгәндә, йүз бәргән хаталиқларни қандақ тепип чиқишқа болиду?

6 Бүгүнки күндә алимлар хаталиқларни тепип чиқиш үчүн ишәнчлик бир усулни қоллиниду. Буни бир мисал арқилиқ чүшәндүрүшкә болиду. Мәсилән, 100 киши охшаш бир бәт текстни көчүрди дәйли, бир киши көчүрүлмә нусхисида бир кичик хаталиқни өткүзди. Бу хаталиқни тепип чиқишниң усули — бу нусхини башқиларниң көчүргән нусхилири билән селиштуруш. Худди шуниңдәк, Муқәддәс китапниң қедимий қолязма көчүрмә нусхилирини бир-биригә селиштуруш арқилиқ алимлар бәзи хаталиқларни, чүшүп қалған йәрләрни тепип чиқалайду.

7. Нурғунлиған Муқәддәс китапниң қолязма көчүрүлмилири қанчилик тоғра?

7 Муқәддәс Язмиларниң қедимий қолязмилирини көчүрүп көпәйткүчиләр уни тоғра көчүрүш үчүн көп җапалиқ әмгәкләрни қилған. Бу нуқтини испатлайдиған бир мисални көрүп бақайли. Ибраний Язмиларниң әң қедимқи толуқ қолязма көчүрүлмә нусхиси милади 1008 яки 1009-жилға йетип кәлгән, у Ленинград қолязмиси дәп атилиду. Амма йеқинки заманда көплигән Муқәддәс китапниң қедимқи қолязмилири вә бәзи ушшақ парчилири тепилған болуп, улар Ленинград қолязмисидин 1000 жил авалқи дәвиргә тәвә. Бәзи кишиләр шу қедимий қолязма билән Ленинград қолязмиси арисида 1000 жил пәриқ болғачқа, Ленинград қолязмиси униңдин илгирики заманға тәвә қолязмиға охшимайду дәп қариған. Амма уларниң арисида чоң пәриқ болмиған. Илгирики қолязмиларни кейинирәк тепилған қолязмилар билән селиштурған алимлар бәзи бир сөздә өзгириш болған болсиму, Муқәддәс китапниң мәзмуни, йәни учурларниң өзгәрмәй сақлинип қалғанлиғини байқиған.

8. Муқәддәс китапниң Грек Язмилириниң көпәйтилгән нусхилири билән бәзи қедимий әдәбий әсәрләрниң көпәйтилгән нусхилири қандақ селиштурулған?

8 Қедимқи Ибраний қолязмиларни көчүргүчиләргә охшаш дәсләпки Мәсиһ әгәшкүчилириму еһтиятчанлиқ билән илгири грек тилда йезилған 27 китапни көчүрүп көпәйткән, улар әшуларни җамаәт жиғилишлири һәмдә вәз хизмитидә ишләткән. Бир алим Грек Язмиларниң қолда көчүрүлгән нусхилирини шу замандики башқа әдәбий әсәрләрниң қолда көчүрүлгән нусхилири билән селиштурған. Нәтиҗидә, у шундақ хуласигә кәлгән: «Грек язмиларниң қолда көчүрүлгән нусхилириниң сани көп вә мәзмуни толуқ сақланған». «Йеңи Әһдиниң анатомияси» намлиқ китапта мундақ дейилгән: «Шуниңға ишинишкә болидуки, ишәнчлик Грек язмиларниң заманивий тәрҗимисидики мәзмунларни оқуғинимизда, қедимда шу Язмиларни қәләмгә алғанлар ипадиләнгән мәзмун билән һечқандақ чоң пәрқи йоқ».

9. Йәшая 40:8-айәткә асасланғанда, Муқәддәс китапниң мәзмуни һәққидә немини билимиз?

9 Нурғун әсирләрдин бу ян нусха көчүргүчиләр көп тәр төкүп әстаидиллиқ билән Муқәддәс Язмиларни көчүргәчкә, бүгүнки күндә биз тоғра Муқәддәс китапни оқушқа имканийитимиз болди d. Биз шуниңға ишинимизки, Йәһва Худа бүгүнки күндә биз үчүн Өз Сөзиниң тоғра йетип келишигә ярдәм бәргән (Йәшая 40:8ни оқуң). Әлвәттә, бәзи кишиләр бәлким Муқәддәс китаптики учурларниң өзгәрмәй, бизниң вақитқичә йетип кәлгәнлиги, Муқәддәс китапниң Худаниң илһами билән йезилғанлиғини испатлимайду дейиши мүмкин. Муқәддәс китапниң Худаниң илһами билән йезилғанлиғини испатлайдиған бәзи дәлилләрни көрүп бақайли.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ БӘШАРӘТЛӘР ИШӘНЧЛИК

Left: C. Sappa/DeAgostini/Getty Images; right: Image © Homo Cosmicos/Shutterstock

Муқәддәс китаптики бәшарәтләр бурунму, һазирму әмәлгә ешип келиватиду (10, 11-абзацларға қараң) f

10. Петрусниң 2-хети 1:21-айәтниң растлиғини испатлайдиған әмәлгә ашурулған бир бәшарәтни мисалға кәлтүрүң. (Рәсимләргә қараң.)

10 Муқәддәс китаптики нурғунлиған бәшарәтләр йезилип, нәччә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған. Тарихий дәлил-испатлар әшу бәшарәтләрниң ишәнчлик екәнлигини испатлайду. Биз буниңдин һәйран болмаймиз. Чүнки биз Муқәддәс китаптики бәшарәтләрниң Йәһвадин кәлгәнлигини билимиз (Петрусниң 2-хети 1:21ни оқуң). Қедимқи Бабил шәһириниң һалак болуши һәққидики бәшарәтләрни көрүп бақайли. Миладидин бурунқи 8-әсирдә Йәшая пәйғәмбәр Худаниң илһами билән һәйвәтлик Бабил шәһириниң башқилар тәрипидин егиләвалинидиғанлиғи һәққидә бәшарәт ейтқан. Йәшая бу шәһәргә һуҗум қилидиған кишиниң исми Қорәш болидиғанлиғи вә униң шәһәрни қандақ бойсундуридиғанлиғини ениқ ейтқан еди (Йәшая 44:27—45:2). Буниңдин башқа, Йәшая Бабил шәһириниң пүтүнләй вәйран болуп, адәм яшимайдиған харабигә айлинидиғанлиғини ейтқан (Йәшая 13:19, 20). Бәшарәттә ейтилған ишлар йүз бәргән. Миладидин илгирики 539-жили Бабил шәһири Мидия билән Парс тәрипидин бойсундурулған. Һазир бу шәһәрниң пәқәт бир дога таш харабиси қалди. («Мәнгү шат-хорам яшаң!» дегән китапниң электронлуқ нәшириниң 3-дәрис, 5-қисмидики «Муқәддәс китап Бабилниң вәйран болушини алдин-ала ейтқан» намлиқ видеони көрүң.)

11. Даниял 2:41—43 айәтләрдики бәшарәт бүгүнки күндә қандақ әмәлгә ешиватқанлиғини чүшәндүрүң.

11 Муқәддәс Язмилардики бәшарәтләрниң әмәлгә ешиши пәқәт өтмүштики иш әмәс. Биз бәзи бәшарәтләрниң әмәлгә ешиватқанлиғини бүгүнки күндә көрүватимиз. Мәсилән, Даниял пәйғәмбәрниң Англо-Америка дуния күчи тоғрисидики бәшарәтниң әмәлгә ешиватқанлиғи һәққидики мисални көрүп бақайли (Даниял 2:41—43ни оқуң). Бәшарәт буни ениқ көрситидуки, Англия вә Америка худди төмүргә охшаш «қаттиқ болуп», икки қетимлиқ дуния урушида ғәлибә қилипла қалмай, һазирму давамлиқ ғайәт зор һәрбий күчкә егә. Йәнә бир җәһәттин, әшу дөләтниң пухралири ишчиларниң һоқуқини вә хәлиқниң мәнпәитини қоғдаш яки мустәқиллиқ тәләп қилиш һәрикәтлирини уюштуруш арқилиқ шу дөләтләрниң һөкүмранлиқ күчини ичидин аҗизлаштуриду. Дуниядики сәясәтләрни тәтқиқ қилидиған бир мутәхәссис мундақ дәйду: «Бүгүнки күндә дунияда сода-санаити тәрәққий қилған демократик дөләтләрниң арисида Америкидәк сәясий җәһәттин бөлүнүп кәткән дөләт йоқ». Дуния күчиниң бир қисми болған Англиядиму йеқинки жилларда сәясий бөлүнүшләр техиму күчәйди. Чүнки кишиләр Европа Иттипақидики дөләтләр билән қандақ мунасивәттә болуш һәққидә охшаш бир пикирдә болалмай бөлүнүп кәтти. Бу бөлүнүшләр Англо-Америка дуния күчиниң һәрикәткә келишни кәскин қарар қилишиға тосалғу болуп келиватиду.

12. Муқәддәс китаптики бәшарәтләр бизни немигә қайил қилиду?

12 Аллиқачан әмәлгә ашқан нурғунлиған Муқәддәс китап бәшарәтлири бизниң Йәһваниң вәдилири келәчәктә әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтиду. Бизму худди Йәһваға мундақ дуа қилған Зәбур язғучисиға охшаш һис қилимиз: «Мениң җеним Сениң ниҗатиңни күтүп, аҗизланди. Мән сөзлириңгә ишинимән» (Зәб. 119:81). Йәһва Худа Өз Сөзи болған Муқәддәс китап арқилиқ меһрибанлиқ билән бизгә «келәчәк вә үмүт» бериду (Йәр. 29:11). Бизниң келәчәккә болған үмүтимиз инсанниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки Йәһваниң вәдисигә бағлиқ. Биз Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни қизғин үгиниш арқилиқ Худаниң Сөзигә болған ишәнчимизни давамлиқ ашурайли.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ҺЕКМӘТЛИК СӨЗЛӘР МИЛЛИОНЛИҒАН АДӘМЛӘРГӘ ЯРДӘМ БЕРИВАТИДУ

13. Зәбур 119:66, 138-айәтләргә асасланғанда, Муқәддәс китапниң ишәнчлик екәнлигиниң йәнә бир испати немә?

13 Муқәддәс Язмиларға ишәнч қилалишимизниң йәнә бир испати — униңдики нәсиһәт сөзлиригә әмәл қилғанда, кишиләрниң турмуши яхшилинидиғанлиғини көрүш (Зәбур 119:66, 138ни оқуң). Мәсилән, илгири аҗришиш алдида турған бир җүп әр-аял Муқәддәс китаптики нәсиһәтләрни һаятида әмәлий қолланғанлиқтин, қайта яришивелип, инақ-иттипақ турмуш кәчүргән. Уларниң балилириму Мәсиһкә әгәшкән аилидә чоң болуп, өзини бехәтәр һис қилған (Әфәс. 5:22—29).

14. Муқәддәс китап һәқиқитини әмәлий қоллиниш кишиләрниң һаятини яхши тәрәпкә өзгәртәләйдиғанлиғини мисал арқилиқ ейтип бериң.

14 Муқәддәс китаптики дана мәслиһәтләрни әмәлий қоллиниш, һәтта хәтәрлик җинайәтчиләрниңму һаятини өзгәрткән. Һазир Джек исимлиқ бириниң мисалини көрүп бақайли e. У интайин явуз бири болғачқа, түрмидә өлүмгә һөкүм қилинғанлар арисидики хәтәрлик бири дәп қаралған. Бирақ у бир қетим Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишигә қатнашқан. У тәтқиқ өткүзиватқан бурадәрниң ақкөңүллигини көрүп, қаттиқ тәсирләнгән вә Муқәддәс китап үгинишини башлиған. У Муқәддәс китаптики нәсиһәтләрни турмушида әмәлий қолланғансири, униң миҗәз-хулқида вә жүрүш-турушида зор өзгиришләр болған. Ахирида у чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи болушқа лайиқ болған вә кейин чөмдүрүлүштин өткән. У қизғинлиқ билән башқа җинайәтчиләргә Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилған һәмдә төрт кишиниң һәқиқәтни тонушиға ярдәм бәргән. Өлүм җазаси иҗра қилинидиған күни Джек аллиқачан өзгәргән бир адәм еди. Униң адвокати шундақ дегән: «Джек мән 20 жил бурун тонуған адәм әмәс. Йәһва гувачилириниң тәлим-тәрбийиси уни өзгәртти». Гәрчә Джекниң өлүм җазаси йәнила иҗра қилинған болсиму, амма униң мисали бизниң Худа Сөзигә вә униң кишиләрни яхши тәрәпкә өзгәртиш күчиниң барлиғиға ишинәләйдиғанлиғимизни ениқ көрситиду (Йәшая 11:6—9).

Муқәддәс китапниң нәсиһәтлири арқа көрүнүши бир-биригә охшимайдиған нурғун кишиләрниң турмушиниң яхшилинишиға ярдәм бәрди (15-абзацқа қараң) g

15. Муқәддәс китаптики һәқиқәтни әмәлий қоллиниш бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқини қандақ пәриқлиқ қилиду? (Рәсимгә қараң.)

15 Йәһваниң хәлқи Муқәддәс китап һәқиқитини әмәлий қолланғачқа, уларниң арисида бирлик вә инақ-иттипақлиқ бар (Йоһ. 13:35; Кор. 1-х. 1:10). Бу дунияда нурғунлиған кишиләр миллити вә сәясий көзқариши яки җәмийәттики тутқан орни охшимиғачқа, бөлүнүп кәткән. Бирақ биз инақ-иттипақлиқ вә тинчлиқни сақлаватимиз. Бу нурғун кишиләрниң диққитини тартиду. Йәһваниң хәлқи арисидики бу инақ-иттипақлиқни көргән Джин исимлиқ бир жигит буниңдин қаттиқ тәсирләнгән. У Африкидики бир дөләттә чоң болған. Ички уруш йүз бәргәндә, у бир армиягә қатнашқан. Бирақ кейин башқа бир дөләткә қечип кәткән. У шу йәрдә Йәһва гувачилирини учратқан. Джин мундақ дәйду: «Мән һәқиқий динға әгәшкүчиләрниң сәясәткә арилашмиғанлиғини вә уларниң арисида бөлүнүш йоқлиғини билдим. Улар бир-бирини сөйиду. Илгири мән һаятимни бир дөләтни қоғдашқа беғишлиған едим, лекин Муқәддәс китаптин һәқиқәтни үгәнгәндин кейин, һаятимни Йәһваға беғишлидим». Джин һаятини пүтүнләй өзгәрткән. У өзидин пәриқлиқ арқа көрүнүштики кишиләргә қарши уруш қилишниң орниға, һазир учратқан һәрбир адәмгә кишиләрни инақ-иттипақлаштуридиған Муқәддәс китап һәқиқити һәққидә вәз ейтиду. Мәйли қандақ арқа көрүнүштики киши болсун, Муқәддәс китапниң нәсиһәтлиригә қулақ селип яшиса, буниң пайдисини көриду. Бу Худаниң Сөзигә пүтүнләй ишинәләйдиғанлиғимизниң күчлүк бир дәлил-испати.

ХУДАНИҢ ҺӘҚИҚӘТ СӨЗИГӘ БОЛҒАН ИШӘНЧИҢИЗНИ ДАВАМЛИҚ КҮЧӘЙТИҢ

16. Худаниң Сөзигә болған ишәнчимизни күчәйтиш немә үчүн бәк муһим?

16 Бу дунияниң вәзийити барғансири яманлишиватқанда, һәқиқәткә болған ишәнчимизму техиму көп синақларға дуч келиду. Кишиләр ой-пикримизгә гуман уруғини чечиши мүмкин. Бәлким, Муқәддәс Язмиларниң тоғрилиғиға яки бүгүнки күндә Йәһва Өзигә ибадәт қилғучиларни йетәкләшкә тәйинлигән садиқ вә әқил-парасәтлик қул һәққидә гуман пәйдә қилиши мүмкин. Амма биз Йәһваниң Сөзиниң һемишәм тоғра екәнлигигә ишәнсәк, етиқадимиз бундақ һуҗумларға қарши туралайду (Зәб. 119:112). Башқиларға һәқиқәтни сөзләш вә уларни шу һәқиқәткә мас яшашқа илһамландуруштин номус һис қилмаймиз (Зәб. 119:46). Һәмдә биз зиянкәшликни өз ичигә алған әң қийин вәзийәтләрдиму сәвирчанлиқ вә хошалиқ билән бәрдашлиқ берәләймиз (Кол. 1:11; Зәб. 119:143, 157).

17. Бу жиллиқ айәт бизгә немини әскәртиду?

17 Йәһваниң бизгә һәқиқәтни ашкарилап келиватқанлиғи үчүн һәқиқәтән миннәтдармиз! Әшу һәқиқәт иман-етиқадимизни мустәһкәмләйду вә барғансири қалаймиқанчилиқ көпийип кетиватқан бу дунияда қандақ яшаш керәклигини үгинишимизгә ярдәм бериду. У бизгә Худа Падишалиғи ериштүридиған гөзәл келәчәк үмүтини бериду. 2023-жиллиқ айәт Худа Сөзиниң һәқиқәт екәнлигигә болған ишәнчимизни күчәйтишимизгә ярдәм бәрсун! (Зәб. 119:160)

143-НАХША Зулмәт дуниядики нур

a 2023-жиллиқ айәт үчүн «Сөзүңниң һули — һәқиқәттур» дегән сөзләр талланди. Бу сөзләр бизниң иман-етиқадимизни күчәйтиду (Зәб. 119:160). Шәк-шүбһисизки, сизму бу сөзләргә ишинисиз. Бирақ нурғун адәмләр Муқәддәс китапниң тоғрилиғиға вә униң бизгә ишәнчлик көрсәтмиләрни берәләйдиғанлиғиға ишәнмәйду. Бу мақалидә сәмимий кишиләрниң Муқәддәс китапқа ишинишигә вә униңдики көрсәтмиләрниң ишәнчлик екәнлигини көрүп йетишигә ярдәм беридиған үч дәлил-испатни муһакимә қилимиз.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Мошу айәттә ишлитилгән «һули» дегән ибранийчә сөзниң мәнаси җәми, пүтүнләй вә умумий.

c «Қолязма» дегән сөз қедимий заманда йезилған һөҗҗәтни билдүриду.

d Муқәддәс китапниң өзгәртилмигәнлиги тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн, jw.org торбетигә кирип, «Издәш» дегән йәргә «Тарих вә Муқәддәс китап» дегән сөзләрни йезиң.

e Бәзи исимлар өзгәртилгән.

f СҮРӘТТӘ: Худаниң буйруғи билән һәйвәтлик қедимий Бабил шәһири харабиликкә айланған.

g СҮРӘТТӘ: Сәһниләштүрүлгән вақиә. Башқиларға қарши уруш қилишниң орниға бир жигит Муқәддәс китаптин тинч яшашни үгинип, башқиларниңму шундақ қилишиға ярдәм бериватиду.