Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Вақиә

Вақиә

Һәммә адәмләргә ич ағритиш

Бир күни Йеңи Зеландиядики қериндишимиз «Тәнниң әзалири бир-биригә ғәмхорлуқ қилиду» намлиқ видеони көриду. Бу видеода Йәһва Худа һисдашлиқни һис қилипла қалмай, уни әмәлийәттә көрситидиғанлиғи ейтилған (Йәшая 63:7—9). Қериндишимиз үгәнгәнлирини әмәлийәттә қолланмақчи болуп, башқиларға ярдәм қилишниң мүмкинчилигини издәйду. Шу күни у озуқ-түлүк дуканида өйи йоқ бир аялни учраштуруп, униңға тамақ сетип бериш арзусини билдүриду. Әшу аял қарши болмайду. Қериндишимиз тамақни елип кәлгәндә, «Қайғу-һәсрәт болмайдиған вақит келәмду?» дегән варақчини қоллинип, қисқичә вәз ейтиду.

Шу чағда аял көзигә яш алиду. У һәқиқәттә чоң болуп, бирақ көп жиллар бурун җамаәтни ташлап кәткән екән. Йеқинда у Йәһваға дуа қилип, Униңға қайтип келишкә ярдәм сорапту. Қериндишимиз униңға Муқәддәс китапни бериду вә у үгиниш дәрисигә келишиду a.

Биз Йәһва Худадин үлгә елип, башқиларға, шу җүмлидин уруқ-туққанлиримиз вә җамаәттики қериндашларға ич ағриталаймиз. Адәмләргә гувалиқ бериш үчүн һечбир пурсәтни қолдин бәрмәй, һисдашлиқ көрситәйли.

a Паалийәтсиз болуп қалған етиқатдашларға қандақ ярдәм беришкә болидиғанлиғини «Күзитиш мунариниң» 2020-жил, июнь санидики «Мениң йенимға қайтип келиңлар» намлиқ мақалидин биләләйсиз.