Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Есиңиздә барму?

Есиңиздә барму?

Сиз мошу жилниң «Күзитиш мунари» журналлирини көңүл қоюп оқудиңизму? Төвәндики соалларға җавап берәләмсиз?

«Әқлиңларни йеңилап, өзгириңлар» дегән ибарә немини билдүриду? (Рим. 12:2)

Әқлимизни йеңилаш үчүн пәқәт яхши ишларни қилиш йетәрлик әмәс. Әксичә, өзүмизни тәкшүрүп, қолумиздин келишичә Йәһваниң өлчәм-қаидилири бойичә яшаш үчүн зөрүр болған өзгәртишләрни қилишимиз керәк (w23.01 8, 9-бәт).

Дунияда йүз бериватқан ишларға қарита тәңпуңлуқни қандақ сақлалаймиз?

Биз һазир дунияда йүз бериватқан ишларға вә уларниң Муқәддәс китаптики бәшарәтләрни қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғини билишкә қизиқимиз. Бу һәққидә параңлашқанда өз пәрәзлиримизни оттуриға қоюшниң орниға, Йәһваниң тәшкилати нәшир қилған материалларға асаслинишимиз керәк (Кор. 1-х. 1:10) (w23.02 16-бәт).

Мәсиһниң чөмдүрүлүши униң әгәшкүчилириниң чөмдүрүлүшидин қандақ пәриқлиниду?

У Худаға беғишланған хәлиқтин чиққачқа, униң өзини биздәк Йәһваға беғишлишиниң һаҗити йоқ еди. У мукәммәл, гунасиз инсан болғанлиқтин, гуналириға товва қилишниң һаҗити йоқ еди (w23.03 5-бәт).

Җамаәттә башқиларға җавап беришкә қандақ ярдәм берәләймиз?

Көпирәк кишиләр җавап берәлиши үчүн, қисқа җавап бәрсәк болиду. Шундақла интайин көп ойларни ейтмаслиғимиз яхши. Шу чағда башқиларниң бир нәрсә дейишигә мүмкинчилиги болиду (w23.04 23-бәт).

Йәшая 35:8дики «Муқәддәс йол» немини билдүриду?

Бу көчмә мәнадики йол исраилларниң Бабилдин жутиға қайтиватқан йолни билдүргән. Бизниң күнлиримиздә «Муқәддәс йол» немини билдүриду? 1919-жилғичә йолни тәйярлаш ишлири, мәсилән, Муқәддәс китапни тәрҗимә қилиш, уни бесип чиқириш вә башқа ишлар қилинди. Худаниң хәлқи «Муқәддәс йол» билән меңиватиду. Бу йол роһий җәннәткә башлап, Худа Падишалиғиниң бәрикәтлиригә ериштүриду (w23.05 15—19 бәтләр).

Пәнд-нәсиһәтләр 9-бап қайси икки аялниң мисалини кәлтүрүп, нәсиһәт бериду?

Пәнд-нәсиһәтләр китавида «ахмақ аялниң» тәкливиниң ақивети «гөргә» йетәкләйдиғанлиғи, «һәқиқий даналиқни» көрситидиған аялниң тәкливини қобул қилғанлар болса, билимгә егә болуп, һаятқа еришидиғанлиғи йезилған (Пәнд н. 9:1, 6, 13, 18) (w23.06 22—24 бәтләр).

Лутниң вақиәсидин Худаниң кәмтәрлиги вә әқил-парасити қандақ көрүнди?

Йәһва Худа Лутқа Содомдин чиқип, тағлиқ районға қечишни буйриған. Лут буниң орниға Зоар дегән шәһәрдә паналинишқа рухсәт қилишни өтүнгәндә, Худа рухсәт қилди (w23.07 21-бәт).

Ери порнография көрсә, аяли немә қилалайду?

Аял киши өзиниң әйиплик әмәслигини есидә сақлиши керәк. У Худа билән мунасивитигә көңүл қоюп, Муқәддәс китаптики Йәһвадин тәсәлли тапқан аялларниң мисаллири һәққидә чоңқур ойлиниши муһим. Аяли йолдишиға порнография көрүшкә езиқтуридиған вәзийәтләрдин нери болушқа ярдәм берәләйду (w23.08. 14—17 бәтләр).

Бирси етиқадимиз синимақчи болса, соалиниң сәвәвини чүшиниш мулайимлиқ билән җавап беришимизгә қандақ ярдәм бериду?

Бирсиниң соаллири униң ой-пикри вә немигә көңүл бөлидиғанлиғини билишниң усули дәп қараң. Шу чағда мулайимлиқ билән җавап берәләймиз (w23.09 17-бәт).

Күч-қувәткә қандақ еришәләйдиғанлиғимиз тоғрилиқ Мәрийәмниң үлгисидин немигә үгинәләймиз?

Мәрийәм өзиниң Мәсиһниң аниси болидиғанлиғини билгәндә, башқилардин күч-қувәт издигән. Җәбраил пәриштә вә Елизабет Язмиларни қоллинип, Мәрийәмни илһамландурған. Бизму башқа қериндашлардин илһам алалаймиз (w23.10 15-бәт).

Йәһва Худа дуалиримизға қандақ җавап бериши мүмкин?

Йәһва дуалиримизни аңлайдиғанлиғини вәдә қилған вә уларниң Униң ирадисигә қандақ бағлинишлиқ екәнлигини әстә тутиду (Йәр. 29:12). Йәһва Худа охшаш дуаларға һәрхил йоллар билән җавап бериши мүмкин, лекин У һәрдайим бизни қоллап-қувәтләйду (w23.11. 21, 22-бәтләр).

Римлиқларға 5:2дә «үмүт» тилға елинған, бирақ немә үчүн 4-бапта йәнә бу тоғрилиқ мулаһизә қилиниду?

Адәм хуш хәвәрни аңлап, йәрдә җәннәттә шат-хорам яшаш үмүтигә егә болиду. Бирақ у синақларға дуч келиду вә уларға бәрдашлиқ берип, Худаниң разилиғини һис қилғанда, үмүти техиму чоңқурлишип, күчлүк болиду (w23.12 12, 13-бәт).