50-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Ишәнч вә иш-һәрикәтләр һәққанийлиққа башлайду
«Ибраһим Йәһваға етиқат бағлиған еди, шуңлашқа у һәққаний дәп тонулған» (РИМ. 4:3).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Ибраһимниң етиқади тоғрисида оқуғанда қандақ соал пәйда болуши мүмкин?
НУРҒУН кишиләр Ибраһим пәйғәмбәр тоғрилиқ аңлиған, лекин у һәққидә интайин аз нәрсиләрни билиду. Лекин сиз Ибраһим һәққидә көп нәрсиләрни билисиз. Мәсилән, Ибраһим Худаға ишинидиған кишиләрниң атиси дәп аталғанлиғини билисиз (Рим. 4:11). Бәлким: «Ибраһим пәйғәмбәрдин үлгә елип, униңға охшаш етиқатқа егә болалаймәнму?» дәп ойлайдиғансиз. Һә, егә болалайсиз.
2. Немә үчүн Ибраһимниң үлгисини тәтқиқ қилиш муһим? (Яқуп 2:22, 23)
2 Ибраһимға охшаш күчлүк иман-етиқатқа егә болушниң бир йоли — униң үлгисини тәтқиқ қилиш. У Худаниң буйруғи билән жирақ бир йәргә көчүп барди. Узун жиллар чедирда яшиди вә әң яхши көргән сөйүмлүк оғли Исһақни қурбан қилишқа тәйяр болди. Чүнки Ибраһимниң Йәһваға болған етиқади күчлүк болған. Етиқади күчлүк болғанлиқтин вә көп яхши ишлар қилғачқа, у Худаниң мақуллишиға вә достлуғиға еришкән (Яқуп 2:22, 23ни оқуң). Йәһва Худа һәммимизниң, сизниңму, шундақ бәрикәтләргә еришишиңизни халайду. Шу сәвәптин, У Паул вә Яқупни өз хәтлиридә Ибраһимниң үлгисигә диққәт ағдурушқа илһамландурған. Һазир Римлиқларға 4-бап вә Яқуп китавиниң 2-бабини көрүп чиқимиз. Һәр икки бапларда Ибраһим һәққидә интайин муһим ойлар йезип қалдурулған.
3. Паул билән Яқуп Муқәддәс Язмилардин қайси айәтләрни нәқил кәлтүргән?
3 Паул вә Яқуп һәр иккилиси Яритилиш 15:6-айәттин нәқил кәлтүргән: «[Ибраһим] Йәһваға ишәнди вә шуниң үчүн У уни һәққаний дәп тонуди». Адәм Худани хурсән қилидиған ишларни қилса, Йәһва уни әйипсиз дәп қарайду. Худа намукәммәл вә гунакар инсанни әйипсиз дәп қариши әҗайип әмәсму? Сизму Худаниң көз алдида һәққаний киши болалайсиз. Бу қандақ мүмкин екәнлигини билиш үчүн, Ибраһимниң һәққаний адәм дәп һесапланғанлиғиниң сәвәвини көрүп бақайли.
ҺӘҚҚАНИЙ КИШИ БОЛУШ ҮЧҮН ЕТИҚАТ КЕРӘК
4. Инсанларниң һәққаний болушиға немә тосалғу болиду?
4 Паул Римлиқларға язған хетидә һәммә инсанларниң гунакар екәнлигини тилға алған (Рим. 3:23). Ундақта, бирси Худаниң қобул қилишиға еришип, һәққаний яки әйипсиз киши болуши үчүн немә қилалайду? Худаниң һәммә садиқ хизмәтчилиригә бу соалға җавап тепишқа ярдәм бериш үчүн әлчи Паул Ибраһимниң мисалини қолланди.
5. Йәһва Худа немә үчүн Ибраһимни һәққаний киши дәп атиған? (Римлиқларға 4:2—4)
5 Ибраһим Қанан зиминида яшиғанда, Йәһва уни һәққаний киши дәп җакалиған. Немә үчүн Йәһва Худа шундақ ейталиған? Ибраһим Тәврат қанунини пүтүнләй орунлиғанлиғи үчүнму? Әлвәттә, яқ (Рим. 4:13). Чүнки Тәврат қануни бу вақиәдин 400 жил өткәндин кейин берилгән. Ундақта, Йәһва немә үчүн Ибраһимни һәққаний киши дәп атиған? Йәһва Худа меһир-шәпқитини көрситип, Ибраһимни униң етиқади үчүн һәққаний киши дәп җакалиған (Римлиқларға 4:2—4ни оқуң).
6. Йәһва Худа гунакар кишини қандақ сәвәпләр билән һәққаний дәп қарайду?
6 Әлчи Паул ейтқандәк, Худаға ишәнч қилғанлар «өз етиқати түпәйли һәққаний дәп тонулиду» (Рим. 4:5). Кейин у мундақ дәп қошти: «Давут пәйғәмбәрму ишлиридин қәтъийнәзәр, Худа һәққаний дәп һесаплиған кишини бәхитлик дәп атайду: “Қанунсизлиқлири кәчүрүлгән һәм гуналири йепилған кишиләр бәхитлик, Йәһва гунайини дақимайдиған киши нәқәдәр бәхитликтур”» (Рим. 4:6—8; Зәб. 32:1, 2). Худа Өзигә ишәнгән кишиләрниң гуналирини кәчүрүм қилиду. У уларни пүтүнләй кәчүрүп, буниңдин кейин гуналирини әслимәйду. Етиқади сәвәплик Худа шундақ кишиләрни әйипсиз вә һәққаний дәп қарайду.
7. Худаниң қедимий садиқ хизмәтчилири қандақ қилип һәққаний дәп һесапланған?
7 Худа Ибраһим, Давут вә башқа садиқ хизмәтчилирини һәққаний дәп һесаплисиму, улар намукәммәл кишиләр болған. Амма уларниң етиқади болғачқа, болупму, ишәнчиси йоқ кишиләргә қариғанда, Йәһва Худа уларни әйипсиз дәп қариған (Әфәс. 2:12). Паул Римлиқларға язған хетидә чүшәндүргәндәк, биз Худаниң дости болушимиз үчүн чоқум етиқадимиз болуши керәк. Ибраһим вә Давут, һәр иккилиси Худаниң дости болалиған. Бизму улардин үлгә алалаймиз.
ЕТИҚАТ БИЛӘН ИШ-һӘРИКӘТНИҢ ҚАНДАҚ БАҒЛИНИШИ БАР?
8, 9. Бәзи кишиләр Паул вә Яқупниң язған сөзлиридин қандақ хата хуласә чиқарди вә шундақ ойлишиға немә сәвәп болған?
8 Әсирләр давамида христиан дин рәһбәрлири иман-етиқат билән иш һәрикәт арисидики бағлиниш тоғрилиқ қизғин бәс-муназирә қилип келиватиду. Бәзи дин рәһбәрлири қутқузулуш үчүн Әйса Мәсиһкә ишиниш керәк дәп үгитиду. Бәлким, уларниң мундақ дегәнлигини аңлиғансиз: «Қутулуш үчүн Әйсаға ишиниш йетәрлик». Улар һәтта Паулниң сөзлирини нәқил кәлтүриду: «Худа һәққаний дәп һесаплиған кишини бәхитлик дәп атайду» (Рим. 4:6). Башқилар болса, қутқузулуш үчүн чирколар муқәддәс дәп һесаплайдиған йәрләрни зиярәт қилип, яхши ишларни қилиш керәк дәп ейтиду. Улар дәлил сүпитидә Яқуп 2:24-айәтни ишлитиши мүмкин: «Инсан пәқәт етиқати асасидила әмәс, бәлки ишлири асасида һәққаний дәп җакалиниду».
9 Паул билән Яқуп язған тәлимләр пәриқлиқ болғачқа, дин рәһбәрлириниң ейтишичә, улар бу соалда келишмәй қалди. Бәзи диний устазларниң көзқариши бойичә, Паул Йәһва Худаниң қобул қилишиға еришиш үчүн пәқәт етиқади болсила болди дәп ишәнгән, бирақ Яқуп чоқум яхши иш-һәрикәтләрни қилиш керәк дәп ейтқан. Бир дин профессори мундақ дегән: «Паулниң Худаниң разилиғиға еришиш үчүн иш-һәрикәтниң кериги йоқ, пәқәт етиқади болсила йетәрлик дәп ейтқанлиғини Яқуп чүшәнмигән еди». Бирақ биз билимизки, Паулму, Яқупму хәтлирини Худаниң илһами билән язған (Тим. 2-х. 3:16). Шуңа, уларниң язғанлири бир-биригә мас келидиғанлиғини чүшиниш үчүн алди-кәйнидики айәтләргә қарап бақайли.
10. Паул қайси «ишлар» һәққидә язған? (Римлиқларға 3:21, 28) (Рәсимгиму қараң.)
10 Паул Римлиқларға 3 вә 4-бапларда қайси «ишлар» һәққидә язған? У асасән Синай теғида Мусаға берилгән қанун тоғрилиқ ейтқан (Римлиқларға 3:21, 28ни оқуң). Қаримаққа, Паулниң күнлиридә бәзи йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилири Тәврат қануни күчини йоқатмиди вә униңдики тәләпләрни орунлаш шәрт дәп ойлиған. Шу сәвәптин, Паул Ибраһимниң мисалини кәлтүрүп, Худаниң көз алдида һәққаний болуш үчүн «қанун ишлирини» орунлаш әмәс, ишәнч билдүрүш керәклигини чүшәндүрмәкчи болған. Буни билиш бизни илһамландуриду, чүнки Худаға вә Әйсаға ишәнч көрсәтсәк, Худаниң көз алдида һәққаний болалаймиз.
11. Яқуп қандақ «ишлар» тоғрисида язған?
11 Яқупниң хети 2-баптики «ишлар» әлчи Паул тилға алған «Қанун әмәлийитини» яки Қанун тәләплирини билдүрмәйду. Яқуп ейтқан «ишлар» Мәсиһ әгәшкүчилириниң күндилик һаятида қилидиған ишларни көрситиду. Бу күндилик ишлар Худаға болған етиқатниң бар-йоқлиғини көрситиду. Һазир Яқуп қолланған икки мисални көрүп бақайли.
12. Яқуп етиқат билән иш-һәрикәтниң арисидики бағлинишни қандақ чүшәндүргән? (Рәсимгиму қараң.)
12 Биринчи мисалда Яқуп һәммә Мәсиһ әгәшкүчилири башқиларға үз-хатирә қилмаслиғи керәклигини чүшәндүргән. У бу нуқтини чүшәндүрүш үчүн, бай адәмгә яхши муамилә қилип, амма кәмбәғәлни пәс көргән бир кишиниң мисалини кәлтүрди. Шу киши Худаға ишинимән дәп ейтиши мүмкин, бирақ ишлири билән буни көрсәтмәйду (Яқуп 2:1—5, 9). Иккинчи мисалда кийим вә йемәк-ичмәккә муһтаҗ болған қериндишини көрүп, амма униңға әмәлий ярдәм қилмиған бир киши тоғрилиқ ейтқан. Шу киши өзиниң етиқади барлиғини ейтсиму, униң һәрикәтлири етиқади йоқлиғини көрситиду. Яқуп язғандәк, «әгәр етиқатниң әмәлияти болмиса, у өлүк етиқаттур» (Яқуп 2:14—17).
13. Яқуп етиқат билән иш-һәрикәтниң муһимлиғини қандақ тәкитлиди? (Яқуп 2:25, 26)
13 Яқуп өз ишәнчисини иш-һәрикити билән көрсәткән Раһабниң үлгисини кәлтүрди (Яқуп 2:25, 26ни оқуң). Раһаб Йәһва Худа тоғрилиқ аңлиған вә Униң исраилларни қоллап-қувәтлигәнлигини чүшәнгән (Йәшуа 2:9—11). У икки исраил пайлақчини хәтәрлик вәзийәттә қоғдап, өзиниң етиқадини иш-һәрикәтлири билән көрсәтти. Раһаб намукәммәл болсиму вә Исраил хәлқидин чиқмисиму, Ибраһим пәйғәмбәргә охшаш һәққаний дәп җакаланған. Раһабниң мисалидин көргинимиздәк, ишәнчимизни иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ көрситишимиз интайин муһим.
14. Немә үчүн Паул билән Яқупниң язғанлири бир-биригә уйғун дәп ейталаймиз?
14 Аддий сөз билән чүшәндүргәндә, Паул билән Яқуп иман-етиқат билән иш-һәрикәтниң пәриқлиқ тәрәплирини чүшәндүргән. Паул йәһудий етиқатчиларға Тәврат қанунини орунлаш арқилиқла Йәһваниң қобул қилишиға еришәлмәйдиғанлиғини ейтқан. Яқуп болса, етиқадимизни башқиларға яхшилиқ қилиш арқилиқ көрситәләйдиғанлиғимизни тәкитлигән.
15. Иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ етиқадимизни нәмаян қилидиған қандақ йоллири бар? (Рәсимләргиму қараң.)
15 Һәққаний болушимиз үчүн Йәһва Худа биздин Ибраһим қилған ишларни қилишимизни тәләп қилмайду. Әмәлийәттә, иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ етиқадимизни нәмаян қилишниң нурғун йоллири бар. Биз җамаәткә йеңидин кәлгәнләрни иллиқ қарши алалаймиз, ярдәмгә муһтаҗ қериндашлиримизға ярдәм қолини суналаймиз, аилә әзалиримизға яхшилиқ қилалаймиз. Бу ишларниң һәммиси Худани хурсән қилиду вә Униң бәрикитигә ериштүриду (Рим. 15:7; Тим. 1-х. 5:4, 8; Йоһ. 1-х. 3:18). Ишәнчимизни иш-һәрикәтлиримиз билән көрситишниң муһим йоли — хуш хәвәрни қизғинлиқ билән вәз қилиш (Тим. 1-х. 4:16). Һәммимиз Йәһваниң вәдилири әмәлгә ашидиғанлиғи вә Униң йоллири әң яхши екәнлигигә ишинидиғанлиғимизни иш-һәрикитимиз арқилиқ ениқ нәмаян қилалаймиз. Әгәр шундақ қилсақ, Худа бизни һәққаний киши дәп атайду вә Униң дости болалаймиз.
ҮМҮТ ЕТИҚАДИМИЗНИ КҮЧЛӘНДҮРИДУ
16. Ибраһимниң етиқади билән үмүтиниң қандақ бағлиниши болған?
16 Римлиқларға 4-бапта Ибраһимдин үгинәләйдиған йәнә бир савақ бар. Бу бапта үмүтниң муһимлиғи тәкитләнгән. Йәһва Худа Ибраһимға нурғун милләтләрниң атиси болидиғанлиғи вә йәр йүзидики «пүткүл милләтләрниң» у арқилиқ бәрикәткә еришидиғанлиғини вәдә қилған. Бу немә дегән нәқәдәр гөзәл бир үмүт-һә!? (Ярит. 12:3; 15:5; 17:4; Рим. 4:17) Бирақ Ибраһим 100 яшқа, Сарә 90 яшқа киргәндиму, техичә балиси болмиған. Инсанниң көзқариши бойичә, Ибраһим билән Сарәниң пәрзәнт сөйүши мүмкин әмәс еди. Бу Ибраһим үчүн һәқиқәтән бир синақ болған. «Нурғун хәлиқләрниң атиси болуши үчүн, гәрчә үмүт үчүн асас болмисиму, у йәнила үмүт түпәйлидин ишәнди» (Рим. 4:18, 19). Ахирида, у узун жиллар күткән оғли Исһақ туғулуп, Ибраһим бир дада болған (Рим. 4:20—22).
17. Худаниң дости болуп, һәққаний адәм болалайдиғанлиғимизни қәйәрдин билимиз?
17 Биз Худаниң қобул қилишиға еришәләймиз вә Ибраһимға охшаш Униң дости болалаймиз. Паул бу һәққидә мону сөзләрни язған: «Амма “у һәққаний дәп тонулди”, дегән сөзләр униң үчүнла йезилмиди, бәлки тонулидиғанлар, биз үчүнму, йезилди, чүнки Һакимдаримиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаға бизму етиқат бағлидуқ» (Рим. 4:23, 24). Худди Ибраһимға охшаш, бизму Йәһваға ишәнч бағлап, яхши иш-һәрикәтләрни қилишимиз вә Йәһваниң вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға күчлүк ишәнчимиз болуши керәк. Паул Римлиқларға йезилған хәт 5-бапта үмүтүмиз һәққидә техиму көпирәк нәрсиләрни язған. Кейинки мақалидә буларни муһакимә қилимиз.
27-НАХША Йәһва тәрәптә туруңлар
a Биз Худаниң мақуллишиға еришип, Униң көз алдида һәққаний болушни халаймиз. Бу мақалидә буниң үчүн немә қилишимиз керәклигини вә етиқадимиз билән иш-һәрикәтлиримизниң бағлинишини көрүмиз. Бу ойлар Паул вә Яқупниң хәтлиридики сөзләргә асасланған.
b СҮРӘТТӘ: Паул йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилирини «Қанун ишлириға», йәни көк жип билән тикилгән кийим кийиш, Өтүп кетиш һейтини нишанлаш вә жуюш рәсимләрни орунлашқа охшаш ишларни қилишқа әмәс, етиқатқа диққәт қилишқа дәвәт қилған.
c СҮРӘТТӘ: Яқуп кәмбәғәл етиқатчиларға ярдәм беришкә охшаш яхшилиқларни қилип, етиқадини көрситишкә илһамландурған.