Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Худаниң һарақ-шарапқа болған көзқаришини нәзәрдә тутуң

Худаниң һарақ-шарапқа болған көзқаришини нәзәрдә тутуң

СИЗ Йәһва Худаниң һәрхил һәдийәлиригә миннәтдар екәнлигиңиз сөзсиз. Мәсилән, шу һәдийәләрни қандақ қоллинишни өзүңиз қарар қилалайсиз. Муқәддәс китапта шарапниң Худаниң соғиси екәнлиги йезилған: «Мәшрәпни көңүл ечиш үчүн қилиду вә шарап өмрүңни хошал қилиду» (Вәз 10:19; Зәб. 104:15). Амма бәзи адәмләрниң шарапқа хумар болуп кәткәнлигини байқиғансиз. Дуния йүзи бойичә һәр түрлүк мәдәнийәтләрдә шарапқа қарита һәрхил ой-пикир бар. Ундақта, Худа хизмәтчилиригә һарақ-шарап ичишкә мунасивәтлик дана қарар чиқиришқа немә ярдәм бериду?

Биз қарар чиқарғанда адәмләрниң ой-пикрини әмәс, Худаниң көзқаришини нәзәрдә тутумиз. Шу чағда һаятимиз бәхитлик болиду.

Бәлким, сиз байқиғансиз, дуниядики нурғун адәмләр пат-пат вә һәддидин ташқири көп ичиду. Бирлири дәм елип, һардуғини чиқириш үчүн ичиду, башқилири болса, қийинчилиқлирини унтуш үчүн ичиду. Бәзи йәрләрдә көп ичиш чоң болушниң вә күчниң бәлгүси дәп һесаплиниду.

Худаниң хизмәтчилири болса, көйүмчан Яратқучимизниң йол-йоруғи билән яшайду. Мәсилән, Худа бизни көп ичишниң ақивети тоғрилиқ агаһландуриду. Буни Пәнд-нәсиһәтләр 23:29—35 айәтләрдин оқалаймиз. Бу айәтләрдә көп ичкән кишиниң һәрикәтлири тәсвирлиниду вә бу қандақ қийинчилиқларни туғдуридиғанлиғи йезилған a. Европида хизмәт қилидиған Дэниел исимлиқ ақсақал һәқиқәтни билиштин бурунқи һаяти тоғрилиқ ейтип бәргән. У мундақ дәйду: «Мән мәс болғанда, яман ишларни қилип, буниң аччиқ ақиветини көрдүм. Һазир шуларни ойлисам, техичә қийинилимән».

Ундақта, Худаниң хизмәтчилиригә һарақ-шарапқа бағлиқ дана қарар чиқирип, көп ичишниң яман ақиветидин нери болушқа немә ярдәм бериду? Худаниң көзқаришини қобул қилип, шуниңға мас һәрикәт қилиш.

Муқәддәс китапта шарап тоғрилиқ немә йезилғанлиғи вә адәмләр немә үчүн ичидиғанлиғи тоғрилиқ мулаһизә қилип көрәйли.

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН?

Муқәддәс китапта азирақ ичиш мәнъий қилинмиған. Униңда: «Нениңни хошаллиқта вә шаравиңни көңлүңниң хушлиғида йәп-ичкин»,— дәп, шарап кишини хошал қилидиғанлиғи йезилған (Вәз 9:7). Әйса Мәсиһниңму, башқа Худа хизмәтчилириниңму шарап ичкән чағлири болған (Мәт. 26:27—29; Луқа 7:34; Тим. 1-х. 5:23).

Гәрчә Худа Сөзи шарап ичишни мәнъий қилмисиму, мәс болушни мәнъий қилиду. «Мәс болғичә шарап ичмәңлар»,— дейилгән (Әфәс. 5:18). Шундақла «һарақкәшләрму. . . Худа Падишалиғиниң варислири болмайду» дәп йезилған (Кор. 1-х. 6:10). Демәк, Йәһва Худа һәддидин ташқири шарап ичишни вә мәс болушни қәтъий мәнъий қилиду. Шуниң үчүн һарақ-шарапни ичишкә мунасивәтлик адәмләрниң әмәс, Худаниң ой-пикрини қобул қилишимиз керәк.

Бәзилири «көп ичсәмму мәс болмаймән» дәп ойлайду. Бирақ шундақ ойлаш хәтәрлик. Муқәддәс китапта йезилғандәк, шарапқа берилгән киши еғир хаталиқларни қилип, Худа билән мунасивитини бузуши мүмкин (Тит. 2:3; Пәнд н. 20:1). Әйса мәсхорлар үчүн Худаниң йеңи дуниясида орун йоқ екәнлигини ейтқан (Луқа 21:34—36). Ундақта, көп ичишниң ечинарлиқ ақиветидин нери болушимизға немә ярдәм бериду?

НЕМӘ ҮЧҮН, ҚАЧАН ВӘ ҚАНЧӘ ИЧИМӘН?

Ичишкә қарита пәқәт әтрапимиздики адәмләрниң ой-пикринила нәзәрдә тутуш хәтәрлик. Шуңа, Худа хизмәтчилири ичип-йегәндә, Йәһва Худаниң көзқаришини әстә тутиду. Муқәддәс китапта: «Йесәңларму яки ичсәңларму, яки башқа бир нәрсә қилсаңларму, һәммә нәрсини Яратқучиниң шәрипигә қилиңлар»,— дәп йезилған (Кор. 1-х. 10:31). Һазир бәзи соалларни вә Муқәддәс китаптики принципларни көрүп чиқайли:

Һарақ-шарапни башқилардин пәриқләнмәслик үчүн ичимәнму? Чиқиш 23:2дә: «Явузлуққа көпчиликниң кәйнидин жүрмә» дейилгән. Йәһва Худа исраилларни Уни рәнҗитидиған адәмләргә дораштин агаһландурған. Йәһваниң көзқариши өзгәрмиди. Башқиларниң бесимиға берилип, ичимликкә тегишлик көзқаришимиз вә қараримизни өзгәртишкә йол қойсақ, Йәһваниң қанунлирини бузуп, Униң билән мунасивитимизни йоқитип қоюшимиз мүмкин (Рим. 12:2).

Күчлүк екәнлигимни көрситиш үчүн ичимәнму? Бәзи дөләтләрдә һарақни пат-пат вә көп ичиш адәттики бир иш (Пет. 1-х. 4:3). Бирақ Коринтлиқларға 1-хәт 16:13дә: «Һошияр болуңлар, етиқатта чиң туруңлар, әрләрчә йетилиңлар, мустәһкәмлиниңлар»,— дәп йезилған. Спиртлиқ ичимликләр растинла сизгә күчлүк болушқа ярдәм берәмду? Әслидә көп ичиш кишиниң күчлүк әмәс, әксичә аҗиз екәнлигини көрситиду. Йәшая 28:7дә шарап сәвәвидин йолдин адашқанлар «пулаңлап жүриду» вә тоғра қарар чиқиралмайду дәп тәсвирләнгән.

Һәқиқий күч-қувәтни Йәһва Худа бериду вә күчлүк болуш дегинимиз һошияр болуп, етиқатта чиң турушни билдүриду (Зәбур 18:32). Сәмимий Мәсиһ әгәшкүчилири шундақ қилиш үчүн Йәһва Худа билән мунасивитигә тәсир қилидиған нәрсиләрни байқап, улардин нери болиду. Әйса йәрдә болғанда, роһий җәһәттин күчлүк болған вә әтрапидики кишиләр уни җасурлиғи вә мәһкәм болғанлиғи үчүн һөрмәтлигән.

Ичимликни қийинчилиқлиримни унтуш үчүн ичимәнму? Зәбур язғучиси муқәддәс роһниң рәһбәрлиги билән мундақ язған: «Қайғулар жүригимдә көпәйгәндә, Сениң тәсәллилириң мени бәзләйду» (Зәб. 94:19). Ғәм-қайғуға патсиңиз, ичимликкә әмәс, Йәһва Худаға тайиниң. Көп дуа қилиң. Шундақла, җамаәттики роһий җәһәттин йетилгән қериндашлар көп ярдәм қилалайду. Әслидә қийинчилиғини ичимлик билән һәл қилмақчи болған киши әксичә өзигә йәнә қийинчилиқ тепивалиду, чүнки көп ичкәндин кейин өзини туталмай, натоғра қарар чиқирип қоюши мүмкин (Һош. 4:11). Жуқурида тилға елинған Дэниел мундақ дәйду: «Мән көп әнсиридим, өзүмни әйиплик һис қилдим. Бу һис-туйғудин қутулуш үчүн көп ичишкә башлидим. Бирақ нәтиҗидә техиму көп чатақ чиқти. Қәдир-қиммитим вә достлиримдин айрилдим. Кейин маңа ичимлик әмәс, Йәһва Худа керәк екәнлигини чүшәндим. Йәһваниң ярдими билән қийинчилиқлиримни һәл қилалидим». Шуни унтумаңки, вәзийитимиз қанчә үмүтсиз болуп көрүнсиму, Йәһва бизгә һәр вақит ярдәм беришкә тәйяр (Флп. 4:6, 7; Пет. 1-х. 5:7).

Әгәр сиз анда-санда ичип турсиңиз, өзүңизгә мошу соалларни қоюп беқиң: Достум яки туққиним көп вә пат-пат ичидиғанлиғим тоғрилиқ әнсиригәнлигини ейтқанму? Шундақ болса, өзүңиз билмәй, хәтәрлик йолда меңиватқан болушиңиз мүмкин. Бурунқиға қариғанда көпирәк ичимәнму? Ундақ болса, бу хумарлиққа елип келиши мүмкин. Бирнәччә күн яки узағирақ спиртлиқ ичимлик ичмәй жүрәләймәнму? Бу соалға «яқ» дәп җавап бәрсиңиз, ичимликкә адәтлинип яки хумар болуп кәткән болушиңиз мүмкин. Буни һәл қилиш үчүн бәлким, кәспий ярдәмгә муһтаҗ болисиз.

Ичимлик ичиш көп қийинчилиқларни туғдуруши мүмкин болғачқа, Худаниң бәзи хизмәтчилири спиртлиқ ичимликни ичмәсликни қарар қилған. Башқилири болса, ичимликниң темини яқтурмиғанлиқтин ичмәйду. Әгәр бирси ичмәсликни қарар қилса, уни тәңқит қилмай, қарарини һөрмәтлисиңиз яхши.

Һарақ-шарап ичишиңизгә чәк қоюш даналиққа ятиду. Мәсилән, қанчә ичидиғанлиғини алдин ала ойлап, қарар чиқарсиңиз яхши. Бәзилири һәптисигә бир қетим яки тамақ билән азирақ ичишни қарар қилиши мүмкин. Йәнә бирлири спиртлиқ ичимликләрниң қайси түрини ичип, қайсисини ичмәйдиғанлиғини алдин ала ойлайду. Мәсилән, улар азирақ шарап вә пивони ичсиму, бирақ спиртлиқ мөлчири жуқури ичимликләрни, һәтта коктейлларни ичмәсликни таллиди. Шундақ қилип, өзүмизгә ениқ қаидиләрни орнатсақ, уларни тутуш асанирақ болиду. Роһий җәһәттин йетилгән қериндаш ичимликкә тегишлик чиқарған қарариға башқиларниң алдида хиҗаләт болмаслиғи керәк.

Шундақла, башқиларниң һис-туйғулирини нәзәрдә тутушимиз керәк. Римлиқларға 14:21дә мундақ йезилған: «Униңдин көрә қериндишиңни путликашаңлиққа дучар қилғузмай, гөшму йемә вә шарапму ичмәяқ қой». Бу мәслиһәтни қандақ қоллансақ болиду? Етиқатдашларға сөйгү-муһәббәт көрситиң. Әгәр ичимликни ичиш бирсини путликашаң қилип қойидиғанлиғини һис қилсиңиз, қериндашқа болған сөйгү-муһәббәт сизни шу вәзийәттә ичмәсликни қарар қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Шундақ қилсиңиз, башқиларниң һис-туйғулириға һөрмәт көрситип, өзүңизниң әмәс, башқиларниң пайдисини издәватқанлиғиңизни көрситисиз (Кор. 1-х. 10:24).

Һөкүмәтму спиртлиқ ичимликләргә мунасивәтлик қанунларни чиқириши мүмкин. Әлвәттә, Худа хизмәтчилири бу қанунларға бойсунуши керәк. Мәсилән, бәзи қанун бойичә бәлгүлүк бир яштин башлап ичимлик ичишкә рухсәт қилиниду яки ичивелип машина һайдаш, йә болмиса қандақту бир техникилиқ әсвапларни ишлитиш мәнъий қилиниду (Рим. 13:1—5).

Йәһва Худа бизгә һәдийә қилған әҗайип соғиларниң бири — таллаш әркинлиги. Шуңа, биз немә ичип-йәйдиғанлиғимизни қарар қилимиз. Ундақта, асмандики Атимизни хурсән қилидиған қарарларни чиқирип, бу соғини қәдирләйдиғанлиғимизни көрситәйли.

a Қошма Штатларниң кесәлләрни нәзәр қилиш вә униң алдини елиш мәркизиниң һесавити бойичә, спиртлиқ ичимликләрни һәтта бир қетим болсиму көп ичип қоюшниң ақивети еғир болиду. У қатиллиқ қилиш, өзини өлтүрүш, җинсий хорлаш, һәмрайиға зораванлиқ көрситиш, жуқумлуқ кесәлләргә гириптар қилидиған яки планланмиған һамилдарлиққа әкелидиған җинсий алақидә болуш вә туғулмиған балиниң өлүши қатарлиқларни өз ичигә алиду.