53-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яш жигитләр, пишип йетилгән Худа хизмәтчилири болуңлар
«Сән болсаң чиң вә ғәйрәтлик бол» (ПАД. 1-ЯЗ. 2:2)
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Мувәппәқийәт қазиниш үчүн Мәсиһ әгәшкүчиси немә қилиши керәк?
ДАВУТ падиша оғли Сулайманға шундақ нәсиһәт бәргән: «Сән болсаң чиң вә ғәйрәтлик бол» (Пад. 1-яз. 2:1—3). Бүгүнки күндиму барлиқ Мәсиһ әгәшкүчиси болған әрләр бу нәсиһәткә қулақ селип, Әйса Мәсиһни үлгә қилиши бәк муһим. Ишлирида мувәппәқийәт қазиниш үчүн, чоқум Худаниң қанунлириға бойсунушни үгиниши вә Муқәддәс китап принциплирини һаятиниң һәрқайси саһасида әмәлий қоллиниши керәк (Луқа 2:52). Яш бурадәрләрниң етиқатта пишип йетилгән әр болуши немә үчүн шунчә муһим?
2, 3. Немә үчүн яш бурадәр пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болуши муһим?
2 Бурадәрниң һәм аилидә, һәм җамаәттә интайин муһим вәзипилири бар. Яш бурадәрләр, шәк-шүбһисизки, силәр кәлгүсидики мәсъулийитиңлар һәққидә ойлидиңлар. Силәр Йәһваға толуқ вақитлиқ хизмәт қилалайсиләр. Хизмәт ярдәмчиси, кейин җамаәт ақсақали болалайсиләр. Униңдин башқа, той қилип, балилиқ болушуңлар мүмкин (Әфәс. 6:4; Тим. 1-х. 3:1). Бу мәхсәтләргә йетиш үчүн вә хизмитиңлар утуқлуқ болуши үчүн, етиқатта пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болушуңлар керәк b.
3 Пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болушқа немә ярдәм берәләйду? Буниң үчүн йетилдүрүшкә тегишлик муһим маһарәтләр бар. Ундақта, келәчәктики һәрқандақ вәзипини орунлашқа тәйяр болуш үчүн һазирниң өзидә немә қилалайсиләр?
ПИШИП ЙЕТИЛИШ ҮЧҮН БАСИДИҒАН ҚӘДӘМЛӘР
4. Үлгә қилиш үчүн яхши мисалларни қәйәрдин тепишқа болиду? (Рәсимгиму қараң.)
4 Үлгә қилиш үчүн яхши мисалларни таллаң. Муқәддәс китапта үлгә алалайдиған яш жигитләрниң яхши мисаллири бар. Өтмүштә яшиған әшу кишиләр Худани чиң қәлбидин сөйгән вә Униң хәлқигә ғәмхорлуқ қилиш үчүн һәртүрлүк мәсъулийәтләрни өз үстигә алған. Аилиңиздә вә җамаитиңиздә етиқатта пишип йетилгән әрләр арисидин яхши үлгиләрни тапалайсиз (Ибр. 13:7). Әлвәттә, әң мукәммәл үлгимиз — Әйса Мәсиһтур (Пет. 1-х. 2:21). Шундақ кишиләрниң үлгилирини әстаидил тәтқиқ қилғанда, уларниң әҗайип пәзиләтлиригә диққәт қаритиң (Ибр. 12:1, 2). Кейин улардин үлгә елиш үчүн немә қилишқа болидиғанлиғини ойлиниң.
5. Чоңқур ойлиниш иқтидарини қандақ йетилдүрәләйсиз вә бу немә үчүн муһим? (Зәбур 119:9)
5 Чоңқур ойлиниш иқтидарини йетилдүрүң вә уни сақлаң (Пәнд н. 3:21). Чоңқур ойлиниш иқтидариға егә киши мәлум ишни қилиштин илгири әстаидил ойлиниду. Шуниң үчүн бу иқтидарни йетилдүрүп, сақлашқа тиришиң. Немә үчүн? Чүнки бу дуниядики көплигән яшлар пәқәт өзигә тайиниду яки һис-туйғулириниң тәсиригә берилип һәрикәт қилиду (Пәнд н. 7:7; 29:11). Униңдин башқа, телевизор программилири, фильмлар, интернет вә иҗтимаий торлар сизгә қаттиқ тәсир қилиши мүмкин. Бирақ силәр ойлиниш иқтидарини қандақ йетилдүрәләйсиләр? Авал, Муқәддәс китап принциплирини үгинип, уларниң пайдиси тоғрилиқ ойлиниңлар. Андин бу принципларни һаятиңизда қоллинип, Йәһваниң көңлини хурсән қилидиған қарарларни чиқириңлар (Зәбур 119:9ни оқуң). Бу муһим маһарәтни йетилдүрсиңиз, роһий җәһәттин пишип йетилгән бурадәр болуш үчүн чоң қәдәмни ташлайсиз (Пәнд н. 2:11, 12; Ибр. 5:14). Чоңқур ойлиниш иқтидариниң икки әһвалда қандақ ярдәм беридиғанлиғини көрүп бақайли: 1) етиқатчи аял қериндашлар билән алақә қилиш вә 2) ташқи көрүнүшкә мунасивәтлик қарар чиқириш.
6. Чоңқур ойлиниш иқтидари яш бурадәргә аялларни һөрмәтләшкә қандақ ярдәм бериду?
6 Чоңқур ойлиниш иқтидари сизгә аялларни һөрмәтләшкә ярдәм бериду. Яш бурадәрниң бир қериндашқа қизиқиши вә униң билән йеқин тонушишни халиши нормал әһвал. Бирақ униң той қилиш нийити болмиса, у қиз қериндашни хата һис-туйғуға кәлтүридиған гәп-сөзләрни қилмайду, язмайду вә иш-һәрикәтләрни қилмайду (Тим. 1-х. 5:1, 2). Әгәр у бир қериндаш билән муһәббәтлишип жүриватқан болса, қизниң намиға дағ кәлтүрмәслик үчүн, һечким йоқ әһвалда униң билән ялғуз қалмаслиғи керәк (Кор. 1-х. 6:18).
7. Чоңқур ойлиниш иқтидари яш бурадәргә кийим-кечәк таллашта қандақ ярдәм бериду?
7 Чоңқур ойлиниш иқтидарини йетилдүргән яшлар кийим-кечәк вә чач фасонлирини таллашта яхши қарарларни чиқириду. Дайим йеңилиниватқан мода еқими көпинчә Йәһва Худани һөрмәтлимәйдиған яки әхлақсиз турмуш кәчүридиған кишиләр үчүн лайиһиләнгән вә тәшвиқ қилинған. Шундақ әхлақсиз көзқариши бар кишиләр тар йепишип туридиған яки аялларниң кийимигә охшаш кийимләрни чиқириду. Шуңа, яш бурадәрләр роһий җәһәттин пишип йетилишини халиса, чоқум Муқәддәс китаптики принциплар бойичә кийиниши вә җамаәттики үлгилик Мәсиһ әгәшкүчилиридин үгиниши лазим. У өзигә мундақ соал қойса болиду: «Ташқи көрүнүшүм сағлам ой-пикирлик екәнлигимни вә башқиларни һөрмәтләйдиғанлиғимни көрситәмду? Кийимим башқиларниң нәзәридә мениң Худаға садиқ хизмәтчиси екәнлигимни көрситәмду?» (Кор. 1-х. 10:31—33; Тит. 2:6) Чоңқур ойлиниш иқтидариға егә киши пәқәт етиқатчи қериндашларниң әмәс, асмандики Атисиниңму иззәт-һөрмитигә еришиду.
8. Яш бурадәр қандақ қилип ишәнчлик киши болушқа үгинәләйду?
8 Ишәнчлик киши болуң. Ишәнчлик бурадәр үстигә алған барлиқ мәсъулийәтни әстаидиллиқ билән орунлайду (Луқа 16:10). Мукәммәл үлгимиз Әйса Мәсиһниң мисалини көрүп бақайли. У һәргизму бепәрва яки җавапкарсиз болмиған еди. Әксинчә, у Атиси Йәһва тапшурған вәзипиләрни һәтта орунлаш қийин әһвалдиму орунлиған. Әйса инсанларни сөйгән вә улар үчүн, болупму өз шагиртлири үчүн һаятини пида қилған (Йоһ. 13:1). Әйсани үлгә қилип, сизгә тапшурулған һәрқандақ вәзипини орунлаш үчүн бар күчиңизни чиқириң. Әгәр бу тапшуруқни қандақ қилишини билмисиңиз, роһий җәһәттин пишип йетилгән бурадәрләрдин кәмтәрлик билән ярдәм сораң. «Һәргизму қилинмиғандин яхширақ» дәп қолуңизниң учидила қилип қоймаң (Рим. 12:11). Әксинчә, вәзипиңизни яхши орунлаң, йәни уни «адәмләр үчүн әмәс, бәлки. . . Йәһва үчүн қиливатқандәк» тиришиң (Кол. 3:23). Әлвәттә, сиз мукәммәл әмәс, шуңа кичик пейил болуп, өткүзгән һәрқандақ хаталиғиңизни бойниңизға елип етирап қилиң (Пәнд н. 11:2).
ТУРМУШИҢИЗДА КЕРӘК БОЛИДИҒАН МАҺАРӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ
9. Немә үчүн яш бурадәргә турмушта керәклие маһарәтләрни йетилдүрүш керәк?
9 Роһий җәһәттин йетилиш үчүн турмушта керәклик маһарәтләрни йетилдүрүшиңиз керәк. Улар җамаәттә мәсъулийәтни үстиңизгә елишиңизға, өзүңизни яки аилиңизни беқиш үчүн иш тепишиңизға вә башқилар билән яхши мунасивәт орнитишиңизға ярдәм бериду. Бу пайдилиқ маһарәтләрдин бир нәччисини көрүп бақайли.
10, 11. Яш бурадәр яхши оқушни вә йезишни билсә, буниң өзигә вә җамаәткә қандақ пайдиси болиду? (Зәбур 1:1—3) (Рәсимгиму қараң.)
10 Оқуш вә йезишни үгиниң. Муқәддәс китапта бәхитлик вә утуқлуқ адәм һәр күни вақит чиқирип, Худаниң Сөзини оқуйду вә чоңқур ойлиниду дәп йезилған (Зәбур 1:1—3ни оқуң). Һәр күни Муқәддәс китапни оқуш арқилиқ у Йәһваниң ой-пикир қилиш усулини билиду. Бу униң чоңқур ойлинишиға вә оқуғанлирини һаятида қоллинишиға ярдәм бериду (Пәнд н. 1:3, 4). Немә үчүн җамаәт шундақ бурадәрләргә муһтаҗ?
11 Етиқатчи қериндашлар Муқәддәс китапқа асаслинип, тәлим вә мәслиһәт берәләйдиған бурадәрләргә муһтаҗ (Тит. 1:9). Яхши оқуш вә йезишни билсиңиз, қериндашларниң иман-етиқадини күчәйтишигә ярдәм берәләйдиған нутуқларни вә җавапларни тәйярлалайсиз. Униңдин башқа, сиз шәхсий тәтқиқ қилғанда вә җамаәт жиғилиши вә конгрессларда нутуқ аңлиғанда хатириләрни язалайсиз. Йезип қалдурған хатирилириңиз етиқадиңизни күчәйтишкә вә башқиларни илһамландурушиңизға ярдәм бериду.
12. Башқилар билән алақә қилиш иқтидарини йетилдүрүшкә немә ярдәм бериду?
12 Яхши сөһбәтдаш болушни үгиниң. Бурадәр башқилар билән яхши алақидә болушни үгиниши керәк. Шундақ киши башқиларниң ой-пикирлиригә қулақ салиду вә һис-туйғулирини чүшиниду (Пәнд н. 20:5). У башқиларниң авази, чирай ипадиси вә има-ишаритигә қарап, уларни чүшинишини үгинәләйду. Буни үгиниш үчүн адәмләр билән көпирәк арилишиш муһим. Дайим электронлуқ почта вә қисқа учур қатарлиқ васитиләр билән алақә қилсиңиз, кишиләр билән үзму үз алақә қилиш иқтидариңизни йоқитишиңиз мүмкин. Шуңа, башқилар билән үзму үз параңлишиш үчүн пурсәт яритиң (Йоһ. 2-х. 12).
13. Яш бурадәрләр йәнә немиләрни үгиниши керәк? (Тимотийға 1-хәт 5:8) (Рәсимгиму қараң.)
13 Өзүңизни беқишни үгиниң. Роһий җәһәттин йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болған әр чоқум өзини вә аилидикилирини беқишни үгәнгән болуши керәк (Тимотийға 1-хәт 5:8ни оқуң). Бәзи дөләтләрдә яш бурадәрләр дадиси яки башқа уруқ-туққанлиридин мәлум бир һүнәрни үгиниду. Йәнә башқа дөләтләрдә оттура мәктәптә оқуғанда сода-тиҗарәт қилиш яки башқа түрлүк кәспий маһарәтләрни үгиниши мүмкин. Мәйли қандақ болушидин қәтъийнәзәр, сизниң иш тепишиңизға ярдәм беридиған маһарәтни үгиниң (Әлч. 18:2, 3; 20:34; Әфәс. 4:28). Җапалиқ ишләйдиған вә вәзипини ахирғичә орунлайдиған ишчи дегән нам-атақни қазиниң. Шундақ болғанда, иш тапалайсиз вә иш-орнуңизни сақлап қелишиңиз мүмкин. Биз мулаһизә қилип чиққан пәзиләтләр вә маһарәтләр Мәсиһ әгәшкүчиси болған әр киши үчүн интайин муһим. Һазир бәзи мәсъулийәтләрни көрүп чиқайли.
КЕЛӘЧӘКТИКИ МӘСЪУЛИЙӘТЛӘРГӘ ӨЗҮҢИЗНИ ТӘЙЯРЛАҢ
14. Яш бурадәр толуқ вақитлиқ хизмәткә қандақ тәйяр болалайду?
14 Толуқ вақитлиқ хизмәт. Нурғунлиған пишип йетилгән әрләр толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни яш чеғидин башлиған. Пионер болуп хизмәт қилиш яш бурадәрниң һәрхил кишиләр билән һәмкарлишип ишләшни үгинишигә ярдәм бериду. Бу хизмәт униңға пулни даналиқ билән хәшләшни үгинишигә ярдәм бериду (Флп. 4:11—13). Толуқ вақитлиқ хизмәткә яхши қәдәм ташлашниң йоли — ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилишни башлаш. Нурғун қериндашлар бир мәзгил ярдәмчи пионер болиду. Бу уларниң пионер болуши үчүн тәйярлиқ қилишиға ярдәм бериду. Бурадәрләрниң пионер болуши қурулушқа қатнишиш яки Бәйтәлдә хизмәт қилиш қатарлиқ толуқ вақитлиқ хизмәт үчүн ишик ечилиши мүмкин.
15, 16. Бир яш бурадәр җамаәткә қандақ хизмәт қилалайду?
15 Хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болуш. Барлиқ етиқатчи әрләр җамаитидики қериндашларға хизмәт қилиш үчүн ақсақал болушни мәхсәт қойса болиду. Униң үчүн бәзи тәләпләргә лайиқ болуши керәк. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Кимки ақсақал болуш үчүн лаяқәтлик болушқа интилса, у яхши бир ишни арзу қилған болиду» (Тим. 1-х. 3:1, ЙД). Бир бурадәр ақсақал болуштин илгири чоқум хизмәт ярдәмчиси болушқа лайәқәтлик болуши керәк. Хизмәт ярдәмчилири ақсақалларға көп тәрәпләрдин әмәлий ярдәмләрни бериду. Ақсақаллар вә хизмәт ярдәмчилири кәмтәрлик билән етиқатчи қериндашларға хизмәт қилиду вә вәз хизмитигә қизғинлиқ билән қатнишиду. Яш жигитләр он нәччә йешидила хизмәт ярдәмчиси болушқа лаяқәтлик болалайду. Вәзиписини яхши ада қилған хизмәт ярдәмчиси жигирмә йешидин ашқанда ақсақал болуп тәйинләләйду.
16 Хизмәт ярдәмчиси вә ақсақаллар болушқа лаяқәтлик болуш үчүн Муқәддәс китапта қандақ пәзиләтләрни йетилдүрүш керәклиги йезилған. Бу пәзиләтләр Йәһва Худаға, аилигә вә җамаәткә болған сөйгү-муһәббәткә асасланған (Тим. 1-х. 3:1—13; Тит. 1:6—9; Пет. 1-х. 5:2, 3). Һәрбир тәләпни чүшинишкә тиришип, униңға мас келиш үчүн Йәһвадин ярдәм сорап дуа қилиң c.
17. Яш бурадәр әр вә аилә беши болушқа қандақ тәйярлиқ қилалайду? (Рәсимгиму қараң.)
17 Той қилиш вә аилә беши болуш. Әйса ейтқандәк, пишип йетилгән бәзи бурадәрләр бойдақ болуп қелишни қарар қилиду (Мәт. 19:12). Амма сиз той қилишни халисиңиз, әр вә аилә беши болуш мәсъулийәтлириниму үстиңизгә алисиз (Кор. 1-х. 11:3). Йәһва әр кишидин өз аялини сөйүшини вә уни җисманий, һиссий вә роһий тәрәптин тәминлишини тәләп қилиду (Әфәс. 5:28, 29). Бу мақалидә муһакимә қилинған чоңқур ойлиниш иқтидари, аялларни һөрмәтләш вә ишәнчлик болуш қатарлиқ пәзиләтләр вә керәклик маһарәтләр сизниң яхши әр болушиңизға ярдәм бериду. Сиз әр вә аилә беши болуш мәсъулийитиңизни ада қилиш үчүн яхши тәйярлиналайсиз.
18. Яш бурадәр келәчәктә яхши дада болуши үчүн қандақ тәйярлиқ қилалайду?
18 Дада болуш. Той қилғандин кейин дада болушиңиз мүмкин. Яхши дада болушқа мунасивәтлик Йәһва Худадин көп нәрсиләрни үгинәләйсиз (Әфәс. 6:4). Йәһва Оғли Әйсани қанчилик сөйидиғанлиғини вә униңдин рази екәнлигини очуқ ашкарә қилған (Мәт. 3:17). Әгәр келәчәктә дада болсиңиз, балилириңизға дайим уларни сөйидиғанлиғиңизни ейтиң. Қилған яхши ишлири үчүн махтап туруң. Йәһвани үлгә қилидиған атилар пәрзәнтлириниң роһий җәһәттин пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болушиға ярдәм берәләйду. Аилиңиздикиләргә вә җамаәттики қериндашларға меһрибанлиқ билән ғәм қилип, сөйгү-муһәббитиңизни вә миннәтдарлиғиңизни ипадиләш арқилиқ һазирниң өзидә яхши дада болушни үгинәләйсиз (Йоһ. 15:9). Бу сизниң кәлгүсидә яхши әр вә дада болуш мәсъулийитиңизни ада қилишиңизға ярдәм бериду. Шуниң билән биргә сиз Йәһва Худаниң көз алдида қиммәтлик болуп, аилиңизгә вә қериндашларға яр-йөләк болисиз.
ҺАЗИР СИЗ НЕМӘ ҚИЛАЛАЙСИЗ?
19, 20. Яш бурадәрләргә пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчилири болушиға немә ярдәм бериду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
19 Қәдирлик яш бурадәрләр, Әйсадин үлгә елиш үчүн тиришчанлиқ көрситишиңлар муһим. Силәр яхши үлгиләрни таллаш, чоңқур ойлиниш иқтидарини йетилдүрүш, ишәнчлик болуш, турмушта керәклик маһарәтләрни үгиниш вә келәчәктики мәсъулийәтләрни үстүңларға елиш үчүн тәйярлиқ қилишиңлар керәк.
20 Мошу ишлар тоғрилиқ ойлиғанда, бу интайин қийин дәп ойлишиңлар мүмкин. Амма бу силәрниң қолуңлардин келиду. Есиңларда болсунки, Йәһва силәргә ярдәм беришини халайду (Йәшая 41:10, 13). Әлвәттә, җамаәттики қериндашларму силәргә ярдәм бериду. Силәр етиқатта пишип йетилгән бурадәр болғандин кейин, интайин мәналиқ вә қанаәтлинәрлик һаят кәчүрисиләр. Қәдирлик яш бурадәрләр, биз силәрни интайин яхши көрүмиз! Йәһва силәрниң пишип йетилгән етиқатчи болуш үчүн көрситиватқан тиришчанлиғиңларни мол бәрикәтлигәй (Пәнд н. 22:4).
45-НАХША Алға бас!
a Җамаәтлиримиз роһий җәһәттин пишип йетилгән бурадәрләргә интайин еһтияҗлиқ. Бу мақалидә биз яш жигитләрниң пишип йетилгән етиқатчи болуши үчүн немә қилиши керәклиги тоғрилиқ муһакимә қилимиз.
b Алдинқи мақалидики «сөз-ибарә мәнасини» көрүң.