52-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Яш қизлар, пишип йетилгән Худа хизмәтчилири болуңлар
«Аялларму. . .адәтлиридә чекини билидиған, һәммә нәрсидә садиқ болуши керәк» (ТИМ. 1-х. 3:11).
41-НАХША Йәһваға яш вақтиңдин хизмәт қил!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болуш үчүн немә қилишимиз керәк?
БИЗ бир балиниң интайин тез чоң болуп йетилгинигә һәйран қалимиз. Бундақ өсүп-йетилиш қаримаққа интайин тәбиий. Бирақ пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болуш үчүн көп күч чиқириш керәк b (Кор. 1-х. 13:11; Ибр. 6:1). Буниң үчүн Йәһва билән йеқин мунасивәт орнитиш лазим. Биз Худаға хас пәзиләтләрни йетилдүргәндә, турмушта керәклик маһарәтләрни үгәнгәндә вә кәлгүсидә елишимиз мүмкин вәзипиләргә тәйярланғанда муқәддәс роһқа муһтаҗ болимиз (Пәнд н. 1:5).
2. Яритилиш 1:27дин немиләрни үгинимиз вә бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
2 Яратқучи Йәһва инсанларни әр вә аял қилип яратқан (Яритилиш 1:27ни оқуң). Ениқки, әрләр билән аяллар җисманий җәһәттин пәриқлиқ, бирақ улар йәнә башқа тәрәпләрдинму пәриқлиниду. Мәсилән, Йәһва әрләр билән аялларни алаһидә пәриқлиқ рольларни атқуруш үчүн яратқачқа, улар өз вәзипилирини орунлашқа ярдәм беридиған пәзиләтләргә вә маһарәтләргә муһтаҗ (Ярит. 2:18). Бу мақалидә яш қизларниң пишип йетилгән Худа хизмәтчиси болуши үчүн немиләрни қилалайдиғанлиғини көрүп чиқимиз. Кейинки мақалидә болса, яш жигитләр тоғрилиқ мулаһизә қилимиз.
ХУДАНИ ХУРСӘН ҚИЛИДИҒАН ПӘЗИЛӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ
3, 4. Яш қериндашлар үлгә қилидиған яхши мисалларни нәдин тапалайду? (Рәсимгиму қараң.)
3 Муқәддәс китапта Йәһвани сөйгән вә Униңға хизмәт қилған нурғун аялларниң үлгилири бар (jw.org торбетидики «Муқәддәс намлиқ мақалини оқуң). Худди мақалиниң асасий айитигә мас, улар «өзини тутувалған» вә «һәрқандақ ишта ишәнчлик» болған. Униңдин башқа, яш қизлар өз җамаитидә роһий җәһәттин пишип йетилгән вә үлгә қилишқа лайиқ аял қериндашларни тапалайду. китаптики аял кишиләрдин немини үгинәләймиз?»
4 Яш қизлар, җамаитиңларда пишип йетилгән вә силәр үлгә қилалайдиған қериндашларни тонамсиләр? Уларниң гөзәл пәзиләтлиригә диққәт қилиңлар. Кейин шу пәзиләтләрни қандақ нәмаян қилалайдиғанлиғиңиз тоғрилиқ ойлаңлар. Кейинки абзацларда пишип йетилгән аял болуш үчүн һаҗәтлик үч муһим пәзиләтни көрүп чиқимиз.
5. Пишип йетилгән аял қериндаш үчүн кәмтәрлик немә үчүн муһим?
5 Кәмтәрлик пишип йетилгән Худа хизмәтчиси үчүн муһим болған бир пәзиләт. Кәмтәр аял Йәһва Худа вә башқилар билән яхши мунасивәттә болиду (Яқуп 4:6). Мәсилән, Йәһвани сөйидиған аял аилидики башчилиқ принципиға кәмтәрлик билән бойсуниду (Кор. 1-х. 11:3). Бу принципниң аилидә вә җамаәттә қоллинишиниң алаһидиликлири бар c.
6. Яш қериндашлар Рәбәкәдин кәмтәрлик һәққидә немиләрни үгинәләйду?
6 Рәбәкәниң мисалини көрүп бақайли. У әқиллиқ вә керәк вақитта җасур қарарларни қилалиған аял еди. У қачан вә қандақ иш қилишни яхши билгән (Ярит. 24:58; 27:5—17). Шундақтиму Рәбәкә һөрмәт көрсәткән вә көрсәтмиләргә бойсунушқа тәйяр болған (Ярит. 24:17, 18, 65). Сизму униңға охшаш Йәһваниң орунлаштурушини кәмтәрлик билән қоллап-қувәтләш арқилиқ аилиңизгә вә җамаәттики қериндашларға яхши тәсир қилалайсиз.
7. Кичик пеиллиқ көрситиштә яш қериндашлар Әстәрдин қандақ үлгә алалайду?
7 Кичик пеиллиқ пишип йетилгән Худа хизмәтчилири үчүн йәнә бир муһим пәзиләт. Муқәддәс китапта: «Мулайимларда болса, даналиқ бар»,— дейилгән (Пәнд н. 11:2). Әстәр Худадин әйминидиған интайин кичик пейил аял болған. Шуңлашқа, Әстәр ханиш болғандин кейинму өз бешимчилиқ қилмиған. У акиси Мордикайниң мәслиһитигә қулақ селип, униң сөзлири бойичә иш қилған (Әст. 2:10, 20, 22). Сизму нәсиһәткә қулақ селип, уни һаятиңизда ишлитиш арқилиқ Әстәргә охшаш кичик пеиллиқни нәмаян қилалайсиз (Тит. 2:3—5).
8. Тимотийға 1-хәт 2:9, 10-айәтләр қериндашқа кийиниш вә ясиништа кичик пеиллиқни көрситип, ақиланә таллаш қилишқа қандақ ярдәм бериду?
8 Әстәр кичик пеиллиқни йәнә башқа бир тәрәптин көрсәткән. У «келишкән һәм нурҗамаллиқ» болсиму, бирақ башқиларниң диққитини өзигә тартишқа һәрикәт қилмиған (Әст. 2:7, 15). Аял қериндашлар Әстәрдин қандақ үлгә алалайду? Шундақ қилишниң бир йоли Тимотийға 1-хәт 2:9, 10-айәтләрдә (оқуң) көрситилгән. Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчиси болған аялларни мувапиқ кийинип, сағлам ой-пикирлик болушқа үндигән. Паул бу йәрдә ишләткән грек сөзи аялниң кийиниши вә ясинишидин башқиларға болған һөрмәт көрүнүп туруши керәклигини билдүриду. Биз кийиниш вә ясиништа шундақ кичик пеилликни көрсәткән аял қериндашлардин пәхирлинимиз.
9. Абигалниң мисалидин немини үгинәләймиз?
9 Пәм-парасәт барлиқ пишип йетилгән Худа хизмәтчилири нәмаян қилидиған йәнә бир муһим пәзиләт. Пәм-парасәт дегән немә? Бу яхши һөкүм қилиш, йәни тоғра билән хатани пәриқләндүрүп, андин тоғра йолни таллаш иқтидаридур. Абигалниң мисалини көрүп бақайли. Униң ери хата қарар чиқирип, пүтүн аилини хәтәрлик вәзийәткә чүшәрди. Абигал буни билип дәрһал пәм-парасәтлик билән иш қилған. Бу көплигән кишиләрниң һаятини сақлап қалған (Сам. 1-яз. 25:14—23, 32—35). Буниңдин башқа пәм-парасәт қайси вақитта сөзләп, қачан сүкүт қилиш керәклигини чүшинишкә ярдәм бериду. Шундақла башқиларға көңүл бөлүп, әһваллирини сориғанда, уларни хиҗаләт қилидиған соалларни сораштин җирақ турушимизға ярдәм бериду (Сал. 1-х. 4:11).
ПАЙДИЛИҚ МАһАРӘТЛӘРНИ ЙЕТИЛДҮРҮҢ
10, 11. Яхши оқуш вә йезишниң өзүңиз вә башқилар үчүн қандақ пайдиси бар? (Рәсимгиму қараң.)
10 Аял қериндаш турмушта керәк болидиған маһарәтләрни йетилдүрүши лазим. Кичик чеғида үгәнгән бәзи маһарәтләр қизға чоң болғандиму пайдилиқ болуши мүмкин. Бирқанчә мисални көрүп бақайли.
11 Оқуш вә йезишни үгиниң. Бәзи мәдәнийәтләрдә оқуш вә йезиш аяллар үгиниши керәк муһим маһарәт дәп саналмайду. Бирақ һәрбир Мәсиһ әгәшкүчиси үчүн оқуш вә йезиш интайин муһим d (Тим. 1-х. 4:13). Шуңа, оқуш вә йезишни үгинишиңизгә бир нәрсиниң тосалғу болушиға йол қоймаң. Буниң сиз үчүн қандақ пайдиси бар? Бу маһарәтләр сизгә ишқа кирип, пул тепишиңизға ярдәм берәләйду. Шундақла, Худа Сөзини чоңқурирақ тәтқиқ қилип, башқиларға яхши тәлим беришиңизгә ярдәм бериду. Һәммидин муһими, Худаниң Сөзини оқуп, чоңқур мулаһизә қилғанда Яратқучи Йәһваға техиму йеқин болалайсиз (Йәшуа 1:8; Тим. 1-х. 4:15).
12. Пәнд-нәсиһәтләр 31:26-айәт башқилар билән алақә қилиш қабилийитини йетилдүрүшкә қандақ ярдәм берәләйду?
12 Яхши сөһбәтдаш болушни үгиниң. Бу барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн интайин муһим бир маһарәт. Бу тоғрисида Яқуп бизгә яхши мәслиһәтләрни бәргән: «Һәрқандақ адәм аңлашқа тез, сөзләшкә алдиримайдиған, болуши керәк» (Яқуп 1:19). Башқиларниң сөзлирини диққәт билән тиңшисиңиз, уларға һисдашлиқ яки «һәмдәртлик» көрситәләйсиз (Пет. 1-х. 3:8). Әгәр бириниң немә дәп ейтқанлиғини яки униң қандақ һис-туйғуда болуватқанлиғини чүшәнмисиңиз, мувапиқ соалларни сораң. Андин бираз ойлинивалғандин кейин сөзләң (Пәнд н. 15:28). Өз-өзүңиздин сорап көрүң: «Мән ейтмақчи болған сөзләр кишигә илһам-мәдәт берәмду? Һөрмәт вә меһрибанлиқ көрситәмду?» Башқилар билән яхши алақә орниталайдиған пишип йетилгән қериндашлардин үгиниң (Пәнд-нәсиһәтләр 31:26ни оқуң). Уларниң сөзләш усулиға диққәт қилиң. Алақә қилиш маһаритиңизни қанчә яхши йетилдүрсиңиз, башқилар билән болған мунасивитиңиз техиму яхширақ болиду.
13. Турмушта пишшиқ болушни қандақ үгинишкә болиду? (Рәсимгиму қараң.)
13 Турмушта пишшиқ болушни үгиниң. Нурғун җайларда өй ишлирини көпинчә аял кишиләр қилиду. Сиз аниңиздин яки башқа қериндаштин көп нәрсиләрни үгинишиңиз мүмкин. Синди исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Апам мени тәр төкүп әмгәк қилиштин хошаллиқ тепишни үгәтти. Бу әң қиммәтлик соғиларниң бири. Тамақ етиш, тазилаш, тиккүчилик вә керәклик нәрсиләрни сетивелиш қатарлиқ маһарәтләрни үгиниш турмушимни асанлаштурди вә Йәһваға көпирәк хизмәт қилишимға пурсәт яратти. Апам маңа меһмандост болушниму үгәтти. Шуниң үчүн маңа үлгә болалайдиған нурғун қериндашлар билән тонуштум» (Пәнд н. 31:15, 21, 22). Турмуш ишлирини үгәнгән тиришчан меһмандост аял аилиси үчүнму, җамаәт үчүнму чоң бәрикәт (Пәнд н. 31:13, 17, 27; Әлч. 16:15).
14. Кристаллниң тәҗрибисидин немиләрни үгинисиз вә диққитиңизни немигә қаритишиңиз керәк?
14 Өзүңизни беқишни үгиниң. Һәммә Мәсиһ әгәшкүчилири өзини тәминләшни үгиниши муһим (Флп. 4:11). Кристалл исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Оттура мәктәптә оқуватқан чеғимда ата-анам келәчәктә турмушумда керәклик болидиған дәрисләрни таллишимға ярдәм бәрди. Дадам мени бухгалтерияни үгинишкә үндиди, кейин бу турмушумда көп ярдәм бәрди». Пул тепишнила әмәс, уни даналиқ билән хәшләшниму үгиниң. Шундила бар пулни даналиқ билән қоллинишни үгинисиз (Пәнд н. 31:16, 18). Зөрүр болмиған қәризгә кирип қелиштин сақлиниң вә аддий турмуш кәчүрүштин қанаәт һасил қилиң, шундила зеһниңизни Худаға хизмәт қилишқа қариталайсиз (Тим. 1-х. 6:8).
КЕЛӘЧИГИҢИЗ ҮЧҮН ӨЗҮҢИЗНИ ТӘЙЯРЛАҢ
15, 16. Немә үчүн җамаәттикиләр той қилмиған қериндашларни бәк қәдирләйду? (Марк 10:29, 30)
15 Йәһвани хурсән қилидиған пәзиләтләрни йетилдүрүң вә турмушиңизда керәклик маһарәтләрни үгиниң. Бу сизгә һаятиңизда яхши қарарларни чиқиришқа ярдәм бериду.
16 Бир мәзгил той қилмай ялғуз өтүшиңизни қарар қилишиңиз мүмкин. Әйса Мәсиһ ейтқандәк, бәзи аяллар той қилмай өтүшни таллайду (Мәт. 19:10—12). Башқилири болса, һәр түрлүк вәзийәт сәвәвидин той қилмайду. Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ той қилмиған қериндашларни һәргизму кам дәп санимайду. Дунияниң һәрқайси җайлирида той қилмиған қериндашлар җамаәт үчүн чоң бәрикәт. Улар башқиларни яхши көрүп, сәмимий көңүл бөлгәнликтин, нурғун қериндашлар үчүн ача-сиңиллар вә аниларға охшаш болиду (Марк 10:29, 30ни оқуң; Тим. 1-х. 5:2).
17. Яш қериндаш толуқ вақитлиқ хизмәткә һазирдин башлап қандақ тәйярлиқ қилалайду?
17 Сиз толуқ вақитлиқ хизмәткә қатнишалайсиз. Дунияниң һәрқайси җайлирида аял қериндашлар вәз ейтиш хизмитидә көп әмгәк қилиду (Зәб. 68:11). Толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни ойлиниватамсиз? Сиз пионер, қурулуш ишлирида пидаий хизмәтчи болушқа яки Бәйтәлдә хизмәт қилишқа мәхсәт қоялайсиз. Мәхситиңиз тоғрилиқ Йәһваға чиң қәлбиңиздин дуа қилиң. Шундақ мәхсәткә йәткән қериндашлар билән параңлишиң. Өзүңизниңму шуниңға лаяқәтлик болуши үчүн немиләрни қилишиңиз керәклигини биливелиң. Өз әһвалиңизға қарап план түзүң. Әгәр сиз толуқ вақитлиқ хизмәтчи болсиңиз, Йәһва үчүн көпирәк хизмәт қилалайсиз.
18. Немә үчүн аял қериндаш һәмрайини наһайити әстаидиллиқ билән таллиши керәк? (Рәсимгиму қараң.)
18 Той қилишни қарар қилишиңиз мүмкин. Бу мақалидә үгинип өткән пәзиләтләр вә маһарәтләрни йетилдүрүш сизниң иқтидарлиқ аял болушиңизға ярдәм берәләйду. Әгәр сиз той қилишни ойлиған болсиңиз, һәмра таллашта еһтиятчан болуң. Чүнки той қилиш һаятиңизда чиқиридиған муһим қарарлардин бири. Есиңиздә болсунки, сиз той қилғандин кейин чоқум ериңизниң башчилиғиға бойсунушиңиз керәк (Рим. 7:2; Әфәс. 5:23, 33). Шуңа, өзүңиздин сорап көрүң: «Мән таллиған жигит пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчисиму? У һаятида Йәһвани биринчи орунға қоямду? У дана қарар чиқирамду? У хаталиғини етирап қиламду? У аялларни һөрмәтләмду? У аиләвий ибадәткә башчилиқ қилаламду? Аилисини роһий, маддий вә һис-туйғу җәһәттин қамдаш үчүн керәклик маһарәтләрни йетилдүргәнму? У өз мәсъулийитини яхши ада қиламду? Униң җамаәттә қандақ җавапкарлиғи бар вә уларни қандақ орунлайду?» (Луқа 16:10; Тим. 1-х. 5:8). Әлвәттә, әгәр яхши әр болидиған жигит билән той қилишни халисиңиз, өзүңизму яхши аял болушни үгинишиңиз керәк.
19. Немә үчүн «ярдәмчиниң» роли һөрмәтлик болиду?
19 Муқәддәс китапта яхши аялни ериниң «ярдәмчиси» вә униң үчүн «мувапиқ» һәмрайи дәйду (Ярит. 2:18). Бу аялниң абройини төвән чүшүрәмду? Әлвәттә яқ. Ярдәмчи болуш шан-шәрәплик вәзипә. Әмәлийәттә Муқәддәс китап Йәһва Худани «Ярдәмчи» дәп тәсвирләйду (Зәб. 54:4; Ибр. 13:6). Буниңдин шундақ хуласә қилалаймизки, Худа аялға бу рольни уни төвән көрүш үчүн әмәс, бәлки уни шан-шәрәпкә ериштүрүш үчүн бәргән. Аяли ерини қоллап қувәтләп, чиқарған қарарини әмәлгә ашурушқа ярдәм бәрсә, униңға яхши ярдәмчи болалайду. У Йәһвани чиң қәлбидин сөйгәчкә, ериниң иззәт-һөрмәт қазинишиға күч чиқириду (Пәнд н. 31:11, 12; Тим. 1-х. 3:11). Йәһваға болған сөйгү-муһәббитиңизни чоңқурлаштуруп, өй ичидә һәм җамаәттә башқиларға ярдәм бериш арқилиқ кәлгүсидә яхши аял болушқа тәйярлиқ қилалайсиз.
20. Ана аилисигә қандақ яхши тәсир қилалайду?
20 Кәлгүсидә ана болушиңиз мүмкин. Той қилғандин кейин силәр пәрзәнтлик болушуңлар мүмкин (Зәб. 127:3). Шуңа, буни алдин-ала ойлап көрсиңиз, даналиқ билән һәрикәт қилисиз. Той қилишни яки ана болушни қарар қилсиңиз, бу мақалидә муһакимә қилинған пәзиләтләр вә маһарәтләр сизгә ярдәм бериду. Сизниң сөйгү-муһәббитиңиз, меһрибанлиғиңиз вә сәвирчанлиғиңиз балилириңизниң өзини бехәтәр һис қилишиға вә сағлам аилә муһитиға еришишигә һәссә қошалайду (Пәнд н. 24:3).
21. Биз аял қериндашлиримизға қандақ қараймиз вә немә үчүн? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
21 Аял қериндашлар, силәрни бәкму яхши көримиз, чүнки силәр Йәһва Худа вә җамаәт үчүн көп ишларни қиливатисиләр (Ибр. 6:10). Өзүңизниң вә башқиларниң һаятини техиму гөзәл қилиш үчүн есил пәзиләтләрни риваҗландуруш вә керәклик маһарәтләрни үгиниш үчүн көп күч чиқириңлар вә келәчәктики вәзипиләргә һазирдин башлап тәйярлиқ қилиңлар. Силәр Йәһваниң тәшкилати үчүн интайин қиммәтлик мәрвайитқа охшаш!
3-НАХША Худа Өзи меһир-муһәббәттур
a Қәдирлик яш аял қериндашлар, җамаәттикиләр силәрни бәк қәдирләйду. Силәр Худаға хас есил пәзиләтләрни вә маһарәтләрни йетилдүрүп, келәчәктики вәзипиләргә тәйярлиқ қилип, роһий җәһәттин пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болалайсиләр. Нәтиҗидә, Йәһва Худаға хизмәт қилишта көп бәрикәтләргә еришисиләр.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси бу дунияниң даналиғидин әмәс, бәлки Худадин үгиниду. У Әйсани үлгә қилип, Йәһва билән мәһкәм мунасивәтни сақлап қелиш үчүн җапалиқ ишләйду вә башқиларға сөйгү-муһәббитини көрситиду.
d Оқушниң муһимлиғи тоғрисида jw.org торбетидин «Немә үчүн китап оқуш балилар үчүн муһим? 1-қисим. Оқуш яки көрүш» (рус) дегән мақалини көрүң.