51-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Үмүтүмиз чоқум әмәлгә ашиду
«Үмүт болса, көңүлниң совушиға елип кәлмәйду» (РИМ. 5:5).
54-НАХША Етиқатта чиң турайли
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Немә үчүн Ибраһим пәйғәмбәр пәрзәнтлик болидиғанлиғиға үмүтини үзмигән?
ЙӘҺВА ХУДА Ибраһим пәйғәмбәргә униң арқилиқ пүтүн милләтләр бәрикәткә еришидиғанлиғини вәдә қилған (Ярит. 15:5; 22:18). Ибраһимниң Худаға болған ишәнчиси күчлүк болғачқа, у Худаниң вәдиси чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнгән. Бирақ жиллар өтүп, Ибраһим 100 яшта, аяли Сарә 90 яшта болғанда, бу садиқ җүпниң техи оғли йоқ еди (Ярит. 21:1—7). Амма Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Нурғун хәлиқләрниң атиси болуши үчүн, гәрчә үмүт үчүн асас болмисиму, у йәнила үмүт түпәйлидин ишәнди» (Рим. 4:18). Сиз Ибраһимниң үмүтиниң әмәлгә ашқанлиғини билисиз. У узундин буян үмүт қилған оғли Исһақ туғулди, шундақ қилип у ата болди. Ибраһим Йәһваниң Өз вәдисини чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғиға немә үчүн ишәнч қилған?
2. Немә үчүн Ибраһим Йәһваниң вәдиси чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнгән?
2 Ибраһимниң Яратқучи Йәһва билән болған мунасивити интайин йеқин еди (Рим. 4:21). Күчлүк имани түпәйли Ибраһим Йәһваниң разилиғиға еришкән вә Униң көз алдида һәққаний адәм болған (Яқуп 2:23). Римлиқларға 4:18-айәттә көрситилгәндәк, Ибраһимниң етиқадиму, үмүтиму болған. Һазир Римлиқларға 5-бапта әлчи Паулниң үмүт һәққидә немиләрни язғанлиғини көрүп бақайли.
3. Әлчи Паул үмүт һәққидә немә ейтқан?
3 Паул үмүтүмиз «көңүлниң совушиға елип кәлмәйду» дәп язған вә немә үчүн буниңға ишинәләйдиғанлиғимизни чүшәндүргән (Рим. 5:5). Униңдин башқа, үмүтүмиз қандақ күчийидиғанлиғини чүшәндүрүп бәргән. Биз Паулниң Римлиқларға 5:1—5 айәтләрни муһакимә қилғанда, келәчәккә болған үмүтүңиз қандақларчә техиму күчлүк болидиғанлиғини ойлап көрүң. Бу мақалидә үмүтүмизни күчлүгирәк қилиш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Алди билән Паулниң «көңүлниң совушиға елип кәлмәйдиған» әҗайип үмүт һәққидә ейтқанлирини көрүп чиқайли.
ӘҖАЙИП ҮМҮТҮМИЗ
4. Римлиқларға 5:1, 2дә немә тоғрилиқ мулаһизә қилиниду?
4 Римлиқларға 5:1, 2ни оқуң. Паул бу сөзләрни Римдики җамаәткә язған. Улар Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ һәққидә тәлим алған вә етиқади синалған Мәсиһниң шагиртлири еди. Иман-етиқади сәвәплик Худа уларни һәққаний адәм дәп җакалиған вә муқәддәс роһ билән майлиған. Шундақ қилип, улар чоқум әмәлгә ашидиған әҗайип бир үмүткә егә болған.
5. Майланған қериндашларниң қандақ үмити бар?
5 Паул Әфәс шәһиридики майланған етиқатчиларға Худаниң уларға бәргән үмүти тоғрилиқ хәт язған. У бу үмүт уларни мирасқа ериштүридиғанлиғини тилға алған (Әфәс. 1:18). Униңдин башқа, Паул колосилиқларғиму уларниң үмүти чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини тәкитлигән. У уни «силәр үчүн асманда сақлиниватқан үмүт» дәп атиған (Кол. 1:4, 5). Майланғанлар асманда мәңгү яшаш үчүн тирилиду вә Әйса Мәсиһ билән бирликтә һөкүмранлиқ қилиду (Сал. 1-х. 4:13—17; Вәһ. 20:6).
6. Бир майланған бурадәр өзиниң үмити һәққидә немә ейтқан?
6 Майланған етиқатчилар үмүтини интайин қәдирләйду. Шуларниң бири Фредерик Френц бурадәр болған. У узун жиллар Худаға хизмәт қилғандин кейин, 1991-жили мону сөзләрни ейтқан: «Үмүтимиз чоқум әмәлгә ашиду. 144 000 кишиниң һәрбири Худаниң вәдә қилған мукапатиға еришип, һәтта өзлири тәсәввур қилғандинму артуқ бәрикәтләргә еришиду. . . Үмүтүмиз өз қиммитини һәргиз йоқатмайду. Үмитимизниң әмәлгә ешишини қанчә узун күтсәк, шунчә көп миннәтдар болумиз. Һәтта миллион жил күтүшкә тоғра кәлсиму, бу күтүшимизгә әрзийду. Һазир еришкән үмүтүмни техиму қәдирләймән».
7, 8. Худа хизмәтчилириниң көпинчисидә қандақ үмүт бар? (Римлиқларға 8:20, 21) (Рәсимгиму қараң.)
7 Бүгүнки күндә Йәһваға ибадәт қилидиғанларниң көпинчиси башқа үмүткә егә. Ибраһимға охшаш, уларниңму Худа Падишалиғиниң пухралири болуп, йәр йүзидә мәңгү яшаш үмүти бар (Ибр. 11:8—10, 13). Әлчи Паул бу үмүтниң әҗайип келәчәккә йетәкләйдиғанлиғини тилға алған (Римлиқларға 8:20, 21ни оқуң). Келәчәк тоғрисидики вәдини тунҗа қетим билгиниңиздә, сизгә немә алаһидә йеқип қалди? Мукәммәл болуп, гуна қилмайдиған вақтиңизму? Яки өлүп кәткән йеқинлириңизниң җәннәттә қайта яшайдиғанлиғини аңлап хошал болдиңизму? Йәһва бәргән бу «үмүт асасида» бизни әҗайип келәчәк күтиватиду.
8 Мәйли асманда яки йәрдә болсун, мәңгү яшаш үмити бизгә хошаллиқ ата қилиду. Бизниң хошаллиғимиз үмүтүмизни техиму күчәйтиду. Паулниң кейинки язғанлири бу қандақ болидиғанлиғини чүшәндүриду. Һазир униң үмүт һәққидә язғанлирини көрүп бақайли. Бу бизгә үмүтүмизниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчимизни күчәйтиду.
ҮМҮТ ҚАНДАҚ КҮЧИЙИДУ?
9, 10. Әлчи Паулниң мисалидин көргинимиздәк, Худаниң хизмәтчилири немини үмүт қилалайду? (Римлиқларға 5:3)
9 Римлиқларға 5:3ни оқуң. Әлчи Паул ейтқандәк, биз азап чәккәндә үмүтимиз техиму күчийиши мүмкин. Бир қариғанда, бу ғәлитә көринидиғанду. Әмәлийәттә, барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилири қийинчилиққа дуч келиду. Паулниң мисалини көрүп бақайли. У Салоникидики етиқатчиларға мундақ дегән: «Биз силәр билән биллә болғанда, дәрт-һәсрәтләрни баштин кәчүрүдиғанлиғимиз тоғрисида ейтқан едуқ. . . бу әмәлгә ашти» (Сал. 1-х. 3:4). У йәнә Коринттики қериндашларға мундақ дегән: «Силәрни биз Асияда учрашқан дәрт-әләм тоғрисида хәвәрсиз қойғумиз кәлмәйду. Биз интайин қисилған вәзийәттә болдуқ — бу бизниң күчлиримиздин артуқ келип, һәтта биз тирик қелишимизни билмидуқ» (Кор. 2-х. 1:8; 11:23—27).
10 Бизму бүгүнки күндә бәзи қийинчилиқларға дуч келимиз (Тим. 2-х. 3:12). Сизму Мәсиһниң әгәшкүчиси болғачқа, қийинчилиқларға дуч келиватамсиз? Мәсилән, достлириңиз вә уруқ-туққанлириңиз сизни мәсхирә қилип, һәтта қопаллиқ билән муамилә қиламду? Иш орниңизда ялған ейтмайдиғанлиғиңиз үчүн қийинчилиққа дуч келиватамсиз? (Ибр. 13:18). Өз үмүтүңиз һәққидә башқиларға ейтқанда, һөкүмәтниң қаршилиғиға дуч кәлдиңизму? Мәйли қандақ қийинчилиқларға йолуқушимиздин қәтъийнәзәр, Паул хошал болушимиз керәклигини ейтқан. Немә үчүн?
11. Немә үчүн синақларға дуч кәлгәндә, бәрдашлиқ беришимиз керәк?
11 Биз азап-оқубәткә дучар болғандиму, хошал-хорам болалаймиз. Чүнки бу муһим бир пәзиләтни йетилдүрүшимизгә ярдәм берәләйду. Римлиқларға 5:3тә мундақ дейилгән: «Азапларда тәқабиллиқ туғулуду». Барлиқ Мәсиһ әгәшкүчилири азап-оқубәткә дуч келиду, шуңа уларниң һәммиси бәрдашлиқ беришкә бәл бағлап, Йәһваға давамлиқ хизмәт қилиши керәк. Шундила күткән мукапитимизға еришип, үмүтүмизниң әмәлгә ешишини көрәләймиз. Әйса ейтқан тәмсилдә ташлиқ тупраққа чүшкән уруқ чоңқур йилтиз тартмай қуруп кәткәндәк, бәзи кишиләр дәсләптә һәқиқәт сөзини хошаллиқ билән қобул қилиду, амма «қийинчилиқлар яки зиянкәшликкә учриғандин кейин» һәқиқәттин ваз кечиду. Биз һәргизму уларға охшиғумиз кәлмәйду (Мәт. 13:5, 6, 20, 21). Әлвәттә, қаршилиқларға яки синақларға дуч келиш асан әмәс. Амма уларға бәрдашлиқ берип, Йәһваға давамлиқ хизмәт қилсақ, буниң қандақ пайдисини көрүмиз?
12. Синақларға бәрдашлиқ беришниң қандақ пайдиси бар?
12 Яқуп синақларға бәрдашлиқ беришниң пайдисини тәкитләп өткән. У мундақ язған: «Тәқабиллиқ болса, силәрниң һәммә җәһәттин сағлам һәм мукәммәл вә һәммә нәрсидә нуқсансиз болушуңлар үчүн, толуқ мөлчәрдә көрүнсун» (Яқуп 1:2—4). Яқуп тәқабил турушни яки бәрдашлиқ беришни бир вәзипә яки иш билән селиштурған. Бу вәзипиниң мәхсити немә? Тәқабил турсақ, техиму чидамчан болуп, ишәнчимиз мәһкәм болиду вә Худаға көпирәк тайинимиз. Синақларға бәрдашлиқ беришимизниң йәнә бир муһим пайдиси бар.
13, 14. Бәрдашлиқ беришимиз немигә ериштүриду вә бу бизниң үмүтүмизгә қандақ тәсир қилиду? (Римлиқларға 5:4)
13 Римлиқларға 5:4ни оқуң. Әлчи Паул тәқабил туруш «мақуллашни» елип келидиғанлиғини ейтқан. Бәрдашлиқ бәрсиңиз, Йәһваниң мақуллишиға еришисиз. Әлвәттә, синақларға яки қийинчилиқларға дуч келишимиз Йәһвани хошал қилмайду. Йәһва сиздин рази болиду. Бәрдашлиқ беришиңиз билән Йәһваниң көңлини хурсән қилисиз. Униң мақуллишиға еришиш чоң бәрикәт! (Зәб. 5:12)
14 Билгинимиздәк, Ибраһим синақларға садақәтмәнлик билән бәрдашлиқ бәргәндә, Йәһва униңдин рази болған. Худа уни Өзиниң дости дәп қарап, һәққаний адәм дәп һесаплиған (Ярит. 15:6; Рим. 4:13, 22). Бизму Ибраһимға охшаш болалаймиз. Йәһваниң мақуллишиға еришиш қанчә көп яки қәйәрдә хизмәт қиливатқанлиғимизға әмәс, синақларға бәрдашлиқ берип, садиқ болуп қалғанлиғимизға бағлиқ. Йешимиз, вәзийитимиз вә қабилийитимиз қандақ болушидин қәтъийнәзәр, һәммимиз бәрдашлиқ берәләймиз. Һазир сиз бир синаққа садақәтмәнлик билән бәрдашлиқ бериватамсиз? Шундақ болса, Йәһва Худа сиздин интайин хошал. Йәһваниң бизни қобул қилиши үмүтүмизни күчәйтиду.
ТЕХИМУ КҮЧЛҮК ҮМҮТ
15. Римлиқларға 5:4, 5-айәтләрдә Паул йәнә немә деди вә қандақ соал пәйда болиду?
15 Паул чүшәндүргәндәк, синақларға бәрдашлиқ бериш арқилиқ биз Йәһваниң қобул қилишиға еришимиз. Паулниң чүшәндүрүшигә давамлиқ диққәт қилип бақайли: «Мақуллаш үмүтни елип келиду, үмүт болса, көңүлниң совушиға елип кәлмәйду» (Рим. 5:4, 5). Бәлким, бу бәзиләрни қаймуқтуруп қоюши мүмкин. Немә үчүн? Чүнки сәл илгири Римлиқларға 5:2дә йезилғандәк, Паул Римдики Мәсиһ әгәшкүчилириниң Худаниң шан-шәрәплик үмитигә аллиқачан егә екәнлигини тилға елип өткән. Немә үчүн у йәнә үмүт һәққидә сөз қилған?
16. Адәмниң үмүти қандақ күчийиду? (Рәсимгиму қараң.)
16 Паул үмүт һәққидә немә үчүн йәнә бир қетим ейтқанлиғини чүшиниш үчүн үмүтниң күчийидиған сүпити барлиғини есимиздә сақлайли. Мәсилән, Худа Сөзидики әҗайип үмүтни тунҗа қетим аңлиған вақтиңиз есиңиздиму? Шу вақитта бәлким йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшаш үмүти арзу-хиялдәк көрүнгән, бирақ Йәһва вә Униң вәдилири һәққидә көпирәк билгәнсири, бу үмүтниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнчиңиз күчәйди.
17. Һаятиңизни Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өткәндин кейин үмүтиңиз қандақ күчийиду?
17 Һаятиңизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өткәндин кейинму, билимиңиз ашқансири вә роһий җәһәттин пишип йетилгәнсири, үмүтиңиз техиму күчәйди (Ибр. 5:13—6:1). Бәлким, Римлиқларға 5:2—4 айәтләрдики сөзләрниң раст екәнлигигә көз йәткүздиңиз. Сиз һәрхил қийинчилиқларни баштин кәчүрдиңиз. Бирақ уларға бәрдашлиқ берип, Худаниң сиздин хурсән болғанлиғини һис қилдиңиз. Шу чағда Униң вәдилирини әмәлгә ашуридиғанлиғиға болған ишәнчиңиз техиму күчәйди. Бу үмүт қәлбиңиздә чоңқур йилтиз тартип, сиз үчүн техиму муһим болди. Бу һаятиңизниң һәрқайси саһасида, мәсилән, аилидикилириңиз билән муамилә қилғанда, қарар чиқарғанда, һәтта вақтиңизни ишләткәндә күчлүк тәсир көрсәтти.
18. Йәһва Худа қандақ капаләт бериду?
18 Худаниң қобул қилишиға еришкәндә егә болидиған үмүт һәққидә ейтқандин кейин, әлчи Паул муһим бир ойға диққәт ағдурди. У бу үмүтниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини тәкитлигән. Немә үчүн буниңға ишинишкә болиду? Йәһва Худа Паул арқилиқ пүткүл Мәсиһ әгәшкүчилиригә шундақ капаләт бәргән: «Үмүт болса, көңүлниң совушиға елип кәлмәйду, чүнки бизгә берилгән муқәддәс роһ арқилиқ Рәббимизниң меһир-муһәббити қәлбимизгә қуйулди» (Рим. 5:5). Шундақ екән, үмүтүңизниң чоқум әмәлгә ешишиға ишинишиңизгә йетәрлик сәвәпләр бар.
19. Үмүтүңизгә мунасивәтлик немигә ишәнчлик болалайсиз?
19 Мошу тоғрилиқ ойлап беқиң: Йәһва Худа Ибраһимға вәдә бәргән, униңға рази болған вә дости дәп атиған. Ибраһимниң үмүти әмәлгә ашқан. Муқәддәс китап мундақ дәйду: «Ибраһим чидамлиқ көрсәткәндин кейин, у мошу вәдигә еришти» (Ибр. 6:15; 11:9, 18; Рим. 4:20—22). Һәқиқәтән униң үмүти ақланди. Йәһваға садиқ қалсиңиз, сизниңму үмүтиңиз чоқум әмәлгә ашиду. Чүнки Йәһва сизгә бәргән үмүт һәқиқий үмүттур. Бу үмүт сизни хошаллиққа ериштүриду вә көңлүңизни қалдурмайду (Рим. 12:12). Паул мундақ дәп язған: «Силәр үмүттә муқәддәс роһниң қудритиниң молчилиғида болушуңлар үчүн, үмүт мәнбәси Худа, силәрни етиқатиңлар арқилиқ толуқ шат-хорамлиқ вә хатирҗәмлик билән толтурғай» (Рим. 15:13).
55-НАХША Садиқлар көрәр мәңгү һаятлиқни
a Бу мақалидә Йәһваниң бизгә қандақ үмүт бәргәнлиги вә бу үмүтниң әмәлгә ашидиғанлиғиға немә үчүн ишинәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз. Римлиқларға 5-бап һазир биздә бар болған үмүтниң тунҗа қетим һәқиқәтни үгәнгән вақтимиздики үмүт билән қайси тәрәптин пәриқлинидиғанлиғини билишимизгә ярдәм бериду.