Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһва Худа хәлқини йетәкләйду

Йәһва Худа хәлқини йетәкләйду

«Пәрвәрдигар сениң дайимлиқ йетәклигүчүң болиду» (ЙӘШАЯ 58:11, КТ).

НАХШИЛАР: 152, 22

1, 2. а) Йәһва гувачилириниң башқа динлардин қандақ пәрқи бар? ә) Мошу вә келәрки мақалиләрдә немини қараштуримиз?

 АДӘМЛӘР пат-пат Йәһва гувачилиридин: «Силәрни ким башқуриду?»— дәп сорайду. Уларниң бу һәққидә ойланғанлиғиниң сәвәви — көп динларда рәһбәрлик қилидиған әр яки аял киши бар. Амма биз Рәһбиримизниң намукәммәл инсан әмәс, Әйса Мәсиһниң өзи екәнлигидин пәхирлинимиз! У болса, өзиниң Атиси вә Рәһбири, Йәһва Худаға, итаәт қилиду (Мәтта 23:10).

2 Шуниң билән, бүгүнки күндә Худаниң хәлқини рәһбәрлик қилидиған «садиқ һәм әқил-парасәтлик қул» дәп атилидиған бир топ әр кишиләр бар (Мәтта 24:45). Лекин бизни Оғли арқилиқ Йәһваниң өзи йетәкләватқанлиғини нәдин билимиз? Һазир буниң үч испатини қараштуримиз. Йәһва хәлқини йетәкләш үчүн бәлгүлүк адәмләрни қоллинип кәлгән болсиму, өтмүштиму, һазирму хәлқиниң һәқиқий Рәһбири Йәһваниң өзи екәнлигини ениқ көримиз (Йәшая 58:11).

УЛАРҒА МУҚӘДДӘС РОҺ КҮЧ БӘРГӘН

3. Мусаға Исраил хәлқини йетәкләшкә немә ярдәм бәрди?

3 Худаниң вәкиллиригә муқәддәс роһ күч бәргән. Худа Муса пәйғәмбәрни хәлқиниң рәһбири сүпитидә таллиди. Униң бу наһайити муһим тапшуруқни орунлишиға немә ярдәм бәрди? Йәһва Мусаға Өзиниң муқәддәс роһини бәргән (Йәшая 63:11—14ни оқуң). Демәк, Мусаға Йәһваниң роһи ярдәм бәргәнликтин, хәлиқни әслидә Униң өзи йетәклигән еди.

4. Муса пәйғәмбәр Худаниң роһиға егә болғанлиғи немидин көрүнгән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

4 Хәлиқ Муса пәйғәмбәр Худаниң роһиға егә болғанлиғини көрәлидиму? Әлвәттә. Муса пәйғәмбәр Йәһва бәргән муқәддәс роһ арқилиқ мөҗүзиләрни қилип, Мисирниң күчлүк һөкүмрани пирәвнгә Худаниң исмини мәлум қилди (Чиқиш 7:1—3). Шуниң билән муқәддәс роһ Мусаға көйүмчан вә чидамлиқ болушқа ярдәм бәргән. У башқа хәлиқләрниң рәһимсиз вә залим рәһбәрлиригә һеч охшимиған! (Чиқиш 5:2, 6—9). Шүбһисизки, Йәһва Худа Мусани хәлқиниң рәһбири болушқа таллиған.

5. Хәлқини йетәкләш үчүн Йәһва йәнә кимләргә муқәддәс роһини бәргән?

5 Хәлқини йетәкләш үчүн Йәһва йәнә кимләргә муқәддәс роһини бәргән? Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Нунниң оғли Йәшуа данишмәнлик роһиға толди» (Қанун шәрһи 34:9). «Йәһваниң роһи Гидионға чүшүп» (Һакимлар 6:34). Шундақла «Йәһваниң роһи Давутта болди» (Самуилниң 1-язмиси 16:13). Бу адәмләрниң һәммиси өз күчи билән қилалмайдиған ишларни қилиш үчүн Худаниң роһиға таянған (Йәшуа 11:16, 17; Һакимлар 7:7, 22; Самуилниң 1-язмиси 17:37, 50). Ениқки, уларға улуқ ишларни қилиш күчини Йәһва бәргән, шуңа пәқәт у мәдһийигә лайиқ болған.

6. Немишкә Йәһва исраиллиқларниң өз йетәкчилирини һөрмәтлишини халиған?

6 Муса, Йәшуа, Гидон вә Давут Худаниң муқәддәс роһиға егә болғанлиғини көргәндә, исраиллиқлар немә қилиши керәк еди? Хәлиқ уларни һөрмәтлиши лазим еди. Адәмләр Мусаға наразилиқ билдүргәндә, Йәһваниң немә ейтқанлиғиға диққәт қилиң. У: «Қай ваққичә бу хәлиқ Мениң көзгә илмайду?»— дәп сориған (Санлар 14:2, 11). Хәлқигә рәһбәрлик қилиш үчүн бу адәмләрни Йәһва таллиған. Исраиллиқлар уларға бойсунғанда, әмәлийәттә Рәһбири сүпитидә Йәһваға бойсунған.

УЛАРҒА ПӘРИШТИЛӘР ЯРДӘМ БӘРГӘН

7. Пәриштиләр Мусаға қандақларчә ярдәм бәргән?

7 Худаниң вәкиллиригә пәриштиләр ярдәм бәргән (Ибранийларға 1:7, 14ни оқуң). Худа Мусаға пәриштиләр арқилиқ рәһбәрлик бәргән. Биринчидин, «тикәнликтики көрүнгән пәриштә» униңға Исраил хәлқини азат қилип, уларни йетәкләш тапшурмисини бәрди (Әлчиләр 7:35). Иккинчидин, Худа пәриштиләрни қоллинип, Мусаниң исраиллиқларға йолбашчилиқ қилиши үчүн, униңға Қанунни бәрди (Галатилиқларға 3:19). Үчинчидин, Йәһва униңға: «Мән саңа ейтқан җайға хәлиқни башлап жүргин. Мениң пәриштәм алдиңда маңиду»,— деди (Чиқиш 32:34). Муқәддәс китапта хәлиқ пәриштиниң буларни қилғанлиғини көргәнлиги һәққидә һечнәрсә ейтилмиған. Лекин Мусаниң рәһбәрлик қилиш усулидин пәриштиләр униңға ярдәм бәргәнлиги ениқ көрүнгән.

8. Пәриштиләр Йәшуа вә Хизқияға қандақларчә ярдәм бәрди?

8 Пәриштиләр йәнә кимләргә ярдәм бәргән? Муқәддәс китапта Йәһваниң «қошуниниң сәрдари», йәни пәриштиниң, Йәшуаға Қанаан жутиға қарши җәңдә ғалибә қилишқа ярдәм бәргәнлиги йезилған (Йәшуа 5:13—15; 6:2, 21). Кейинирәк, Хизқия падиша Худа хәлқиниң рәһбири болғанда, наһайити чоң Ассур қошуни Йерусалимни вәйран қилмақчи еди. Бирақ бир кечиниң ичидә, Йәһваниң пәриштиси 185000 адәмни қирип ташлиди (Падишалар 2-язма 19:35).

9. Худаниң вәкиллири мукәммәлсиз болсиму, хәлиқтин немә тәләп қилинған?

9 Пәриштиләр мукәммәл болғини билән, улар қоллап-қувәтлигән адәмләр мукәммәлсиз еди. Мәсилән, бир қетим Муса пәйғәмбәр Худаға шан-шәрәп кәлтүрмиди (Санлар 20:12). Йәшуа гибеонлуқлар униң билән келишим түзмәкчи болғанда, Йәһвадин башчилиқ соримиди (Йәшуа 9:14, 15). Бир вақитта Хизқия падиша тәкәббур болуп кәтти (Тарихнамә 2-язма 32:25, 26). Бу адәмләр намукәммәл болсиму, исраиллиқлардин уларға итаәт қилиш тәләп қилинған. Исраил хәлқи Йәһваниң бу адәмләрни қоллаш үчүн пәриштилирини қолланғанлиғини көргән. Һәқиқәтән, хәлиқни Йәһваниң өзи йетәклигән.

УЛАРНИ ХУДАНИҢ СӨЗИ ЙЕТӘКЛИГӘН

10. Муса пәйғәмбәр қандақларчә Худаниң Қануниға итаәт қилди?

10 Худаниң вәкиллирини униң Сөзи йетәклигән. Исраил хәлқигә берилгән Қанун Худаниң Сөзидә «Мусаниң қануни» дәп аталған (Падишалар 1-язма 2:3). Лекин Муқәддәс китапта бу Қанунни бәргән Йәһва екәнлиги ениқ йезилған. Муса пәйғәмбәрму бу Қанунға итаәт қилиши керәк болған (Тарихнамә 2-язма 34:14). Мәсилән, Йәһва униңға муқәддәс чедирни қуруш һәққидә көрсәтмиләрни бәргәндә, «Муса һәммә нәрсини Йәһва буйруғинидәк қилди. Нәқ шундақ қилди» (Чиқиш 40:1—16).

11, 12. а) Йошия вә башқа падишалардин немә тәләп қилинған? ә) Худаниң Сөзи өзигә рәһбәрликни алған әр кишиләрни қандақ йетәклигән?

11 Йәшуа рәһбәрлик қилишни башлиғанда, униң қолида Худаниң Сөзи болған вә Йәһва Худа униңға: «Мошу Қанун китави еғизиңдин нери болмисун, лекин униңдин кечә-күндүз үгәнгин»,— дегән (Йәшуа 1:8). Буниңдин кейин Худа хәлқигә рәһбәрлик қилған падишалардинму Қанунни һәр күни оқуш, уни көчириш вә «мошу Қанунниң пүткүл тохтамлирини вә сөзлирини тиришчанлиқ билән орунл[лаш]» тәләп қилинған (Қанун шәрһи 17:18—20ни оқуң).

12 Худаниң Сөзи өз бойниға рәһбәрликни алған әр кишиләрни қандақларчә йетәклигән? Йошия падишаниң үлгиси һәққидә ойлинип беқиң. Мусаниң Қануни тепилғандин кейин, Йошияниң кативи уни падишаға оқушқа башлиди a (Изаһәткә қараң.). «Падиша Тәврат китавиниң сөзини аңлиғанда өз кийимлирини житивәтти». Шуниң билән, Худаниң Сөзи Йошияни жутидики һәммә бутларни вәйран қилишқа вә Өтүп кетиш һейтини бурун һечқачан болмиғандәк нишанлашқа дәвәт қилди (Падишалар 2-язма 22:11; 23:1—23). Йошия падиша вә башқа садиқ йолбашчилар Худа Сөзиниң рәһбәрлигигә риайә қилғанлиқтин, улар хәлиққә бәргән көрсәтмилириниму өзгәртишкә тәйяр болған. Бу өзгиришләр Худа хәлқигә итаәтчан болушқа ярдәм бәргән.

13. Худа хәлқиниң рәһбәрлири башқа хәлиқләрниң рәһбәрлиридин немә билән пәриқләнгән?

13 Башқа хәлиқләрниң рәһбәрлири пәқәт инсан даналиғи билән чәкләнгән. Мәсилән, Қанаан жутиниң йолбашчилири вә хәлқи һәтта йеқин туққини, охшаш җинислиқ киши вә һайван билән җинсий мунасивәттә болуш, балиларни қурбан қилиш вә бутларға чоқунуштәк жиркиничлик ишлар билән шуғулланған (Лавийлар 18:6, 21—25). Шундақла, Бабилниң вә Мисирниң рәһбәрлиридә Худа хәлқиниң тазилиққа тегишлик қаидилиригә охшаш қаидилири болмиған (Санлар 19:13). Худаниң хәлқи болса, әксичә, садиқ рәһбәрлириниң уларни ибадәтни пак тутушқа, җисманий тазилиқни сақлашқа вә җинсий әхлақсизлиқтин нери турушқа дәвәт қилғанлиғини көргән. Уларни Йәһваниң өзи йетәклигини бәк ениқ.

14. Немишкә Йәһва хәлқиниң бәзи йолбашчилирини җазалиған?

14 Һәтта бу садиқ рәһбәрләрму Йәһваниң көрсәтмилиригә һәрқачан риайә қилмиған. Уларниң бәзилири Худаға һеч қулақ салмай, Худа Муқәддәс роһи, пәриштилири вә Сөзи арқилиқ бәргән рәһбәрликни рәт қилған. Бәзи вәзийәтләрдә Йәһва мәзкүр йолбашчиларни җазалиған яки уларниң орниға башқа адәмни қойған (Самуилниң 1-язмиси 13:13, 14). Кейин, Йәһва мукәммәл бир рәһбәрни тайинлиған.

ЙӘҺВА МУКӘММӘЛ РӘҺБӘРНИ ТАЙИНЛИДИ

15. а) Пәйғәмбәрләр мукәммәл бир рәһбәрниң тайинидиғанлиғини қандақ көрсәтти? ә) Ким мукәммәл рәһбәр болған?

15 Әсирләр бойи Йәһва Худа хәлқини йетәкләйдиған мукәммәл рәһбәрни тайинлайдиғанлиғини вәдә қилип кәлгән. Мәсилән, Муса исраиллиқларға: «[Йәһва, ЙД] хәлқиңниң арисида өз бурадәрлириңниң ичидин силәргә мәндәк бир пәйғәмбәрни қопуриду. Униң өзигә қулақ селиңлар»,— дегән (Қанун шәрһи 18:15). Йәшая пәйғәмбәрниң ейтишичә, шу киши йетәкчи һәм сәркәрдә болиду (Йәшая 55:4). Шундақла Даниял пәйғәмбәр Мәсиһниң «Әмир» болидиғанлиғини язған (Даниял 9:25). Ахири, Әйса Мәсиһ өзини Худа хәлқиниң «Даһийи» дәп атиған (Мәтта 23:10ни оқуң). Әйсаниң шагиртлири униңға тәйярлиқ билән әгишип, уни Йәһва Худа таллиғанлиғиға ишәнгән (Йоһан 6:68, 69). Йәһваниң өз хәлқини Әйса Мәсиһ арқилиқ йетәкләйдиғанлиғиға уларни немә ишәндүргән?

16. Әйсаниң муқәддәс роһқа егә екәнлигини немә испатлиған?

16 Әйсаға муқәддәс роһ күч бәрди. Әйса чөмдүрүлүштин өткәндә, Йәһия пәйғәмбәр «асманниң ечилишини һәм униңға кәптәр түридә чүшиватқан муқәддәс роһни» көрди. Буниңдин көп вақит өтмәй, роһ Әйсани «чөлгә беришқа үндиди» (Марк 1:10—12). Мәсиһниң йәрдики хизмити давамида, муқәддәс роһ униңға тәлим беришкә вә мөҗүзиләрни қилишқа күч бәргән (Әлчиләр 10:38). Шуниң билән, муқәддәс роһниң ярдими арқилиқ у меһир-муһәббәт, хошаллиқ вә мәһкәм ишәнчкә охшаш хисләтләрни көрситәлигән (Йоһан 15:9; Ибранийларға 12:2). Башқа һечқандақ йолбашчида муқәддәс роһқа егә екәнлигини көрситидиған шунчилик рошән испат болмиған. Дәрһәқиқәт, Әйса Йәһва Худа таллиған Рәһбәр болған.

Әйса чөмдүрүлүштин өткәндә пәриштиләр униңға қандақ ярдәм бәрди? (17-абзацқа қараң)

17. Пәриштиләр Әйсаға қандақ ярдәм бәргән?

17 Әйсаға пәриштиләр ярдәм бәргән. Әйса чөмдүрүлгәндин кейин бираз вақит өтүп, «пәриштиләр келип, униңға хизмәт қилишқа башлиди» (Мәтта 4:11). Өлүмидин бирнәччә саат бурун болса, «асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп, уни қувәтләндүрди» (Луқа 22:43). Әйса өзигә ярдәм һаҗәт болғанда, Йәһва Худа пәриштилирини әвәтип, уни мустәһкәмләйдиғанлиғини билгән (Мәтта 26:53).

18, 19. Худа Сөзи Әйсаниң һаяти билән тәлимигә қандақ тәсир қилған?

18 Әйсани Худаниң Сөзи йетәклигән. Әйса хизмитиниң биринчи күнидин та азап түврүгидики өлүмигичә, Муқәддәс Язмиларниң өзини йетәклишигә йол қойған. У һәтта өлүми алдидики ахирқи сөзлиридә, Мәсиһкә тегишлик бәшарәтләр һәққидә ейтқан (Мәтта 4:4; 27:46; Луқа 23:46). Лекин Әйсаниң заманидики роһий рәһбәрләр униңға қәтъий охшимиған. Худаниң Сөзи уларниң тәлимлиригә зит кәлгәндә, улар уни көзгә илмиған. Әйса Язмиларни нәқил кәлтүрүп, улар һәққидә: «Бу хәлиқ Мени еғизи билән һөрмәтләйду, лекин уларниң жүриги Мениңдин жирақтур. Улар бекардин Маңа ибадәт қиливатиду, чүнки тәлиматлири бари-йоқи инсаний әмирләрдур»,— дегән (Мәтта 15:7—9). Йәһва хәлқини башқуруш үчүн униң Сөзигә лайиқ яшимиған адәмләрни һечқачан таллиматти.

19 Әйса Мәсиһ башқиларға тәлим бәргәндиму Худа Сөзини қолланған. Диний рәһбәрләр уни синимақчи болғанда, у җавап бериш үчүн өз даналиғиға яки һаят тәҗрибисигә таянмиған. Униң орниға, Язмиларға асаслинип тәлим бәргән (Мәтта 22:33—40). Шундақла, Әйса адәмләргә асмандики һаяти һәққидә яки каинатниң қандақ яритилғанлиғи тоғрисида һәйран қалдурарлиқ һекайиләрни ейтип берәләтти. Лекин у ундақ қилмиған. У Худа Сөзини яхши көргән, шуңа уни һәммисигә йәткүзүшкә тәшна болуп, «уларниң әқиллирини Муқәддәс Язмиларни чүшинишкә пүтүнләй ачти» (Луқа 24:32, 45).

20. а) Әйса Йәһвани қандақ мәдһийилигән? ә) Әйса билән Һиродниң арисида қандақ пәриқ болған?

20 Тиңшиғучилири Әйсаниң сөзләш усулидин һәйран қалсиму, у һәрқачан шан-шәрәпни өзиниң Устази, Йәһваға, кәлтүргән (Луқа 4:22). Бир бай адәм Әйсани «яхшилиқ бәргүчи Устаз» дәп атап, уни мәдһийилимәкчи болғанда, у кәмтәрлик билән: «Сән немишкә мени яхшилиқ бәргүчи дәйсән? Бир Худадин башқа һечким яхшилиқ Бәргүчи әмәс!»— дегән (Марк 10:17, 18). Буниңдин тәхминән сәккиз жилдин кейин I Һирод Агрипа Йәһудийәдә һөкүмранлиқ қилишни башлиди. У Әйсаға һеч охшимиған. Һирод бир алаһидә учришишта бәк қиммәт падишалиқ кийимини кийгән. Адәмләр уни көргәндә улар: «Бу аваз инсанниң әмәс, амма худаниң!»— дәп вақирашти. Һирод падиша шөһрәтпәрәс болуп, Йәһваға шан-шәрәп кәлтүрмигәнликтин, «қуртларға йәм болуп, өлди» (Әлчиләр 12:21—23). Буниңдин ениқ көргинимиздәк, Йәһва Худа Һиродни рәһбәр сүпитидә таллимиған. Әйса болса, һәрдайим Йәһвани Алий Йолбашчи сүпитидә мәдһийилигән вә уни Йәһва таллиғанлиғини испатлиған.

21. Келәрки мақалидә немә қараштурилиду?

21 Йәһва Әйсаниң пәқәт бирнәччә жил әмәс, узақ вақит Рәһбәр болушини халиған. Тирилгәндин кейин Әйса шагиртлириға: «Маңа асман һәм йәрдики пүткүл һакимийәт берилди»,— дәп ейтқан. Кейин: «Мошу дуния қурулуми аяқлашқичә, барлиқ күнләрдә мән силәр билән болимән»,— дәп қошти (Мәтта 28:18—20). Бирақ Әйса асмандики көзгә көрүнмәйдиған шәхс болса, у қандақларчә Худаниң йәрдики хәлқини башқуралайду? Йәһва Әйсаниң вәкиллири сүпитидә йәрдә кимләрни қоллиниду? Мәсиһийләр Худаниң вәкиллирини қандақ тонивалалайду? Бу соалларниң җаваплири келәрки мақалидә қараштурилиду.

a Бу Муса пәйғәмбәр язған түп нусха һөҗҗәт болуши еһтимал.