Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йәһваниң нийити чоқум әмәлгә ашиду

Йәһваниң нийити чоқум әмәлгә ашиду

«Мән сөз қилған, Мәнму уни әмәлгә ашуримән; Мән буни шәкилләндүргән, Мән буниму вуҗутқа чиқиримән» (ЙӘШАЯ 46:11, КТ).

НАХШИЛАР: 147, 149

1, 2. а) Йәһва бизгә немини ашкарә қилған? ә) Йәшая 46:10, 11 вә 55:11дики сөзләр бизни немигә ишәндүриду?

 «БАШТА Худа асман билән йәрни яратти». Муқәддәс китапниң бу дәсләпки сөзлири аддий болғини билән, мәнаси бәк чоңқур (Яритилиш 1:1). Раст, Худа каинатта яратқан көп нәрсиләрниң пәқәт кичиккинә қисмини көрдуқ. Шуңа, аләм бошлуғи, йоруқлуқ вә тартиш күчи кәби нәрсиләр тоғрилиқ билимимиз чәкләнгән (Вәз 3:11). Лекин Йәһва бизгә йәргә вә инсанийәткә тегишлик нийитини ашкарә қилған. Худа инсанларни өзигә охшитип яратқан вә уларниң йәрдики һаятидин һузурлинишини халиған (Яритилиш 1:26). Улар Йәһваниң балилири, у болса, уларниң Атиси болуш керәк еди.

2 Яритилиш китавиниң үчинчи бабидин билгинимиздәк, Йәһваниң нийитигә, йәни мәхситигә, шәк кәлтүрүлгән (Яритилиш 3:1—7). Лекин Йәһва һәл қилалмайдиған һеч қийинчилиқ йоқ, униңға һечким тосалғу болалмайду (Йәшая 46:10, 11; 55:11). Шуниң үчүн, Йәһваниң дәсләпки нийити дәл өз вақтида әмәлгә ашурулидиғанлиғиға гуманланмисақ болиду!

3. а) Муқәддәс китап хәвирини чүшинишкә қайси муһим тәлимләр ярдәм бериду? ә) Немишкә биз һазир мошу тәлимләрни муһакимә қилимиз? б) Қайси соалларни қараштуримиз?

3 Әлвәттә, биз Йәһваниң йәр билән инсанларға тегишлик нийитини вә Әйса Мәсиһниң Худаниң нийитидики ролини билимиз. Булар Муқәддәс китаптики һәқиқәтләр болуп, бәлким биз Худа Сөзини тәтқиқ қилишни башлиғанда үгәнгән дәсләпки тәлимләр болғанду. Әнди башқиларниңму мошу муһим тәлимләрдин хәвәрдар болғинини халаймиз. Адәмләрни Мәсиһниң өлүмини Хатириләш кечигә тәклип қилиш арқилиқ биздә мундақ қилишниң әҗайип мүмкинчилиги бар (Луқа 22:19, 20). Мошу муһим учришишқа кәлгәнләр Худаниң нийити һәққидә көпирәк билидиған болиду. Шуңа һазир адәмләрниң мошу алаһидә учришишқа келишкә қизиқишини ойғитидиған муһим соалларни мулаһизә қилғинимиз яхши. Бу мақалидә келәрки үч соални қараштуримиз: Худаниң йәр билән инсанийәткә тегишлик нийити қандақ? Немишкә Худаниң нийити әмәлгә ашмиди? Немә сәвәптин Әйсаниң төләм қурбанлиғи Худаниң дәсләпки нийитиниң әмәлгә ешиши үчүн йол ачиду?

ЯРАТҚУЧИНИҢ ДӘСЛӘПКИ НИЙИТИ ҚАНДАҚ БОЛҒАН?

4. Қандақларчә мәвҗудатлар Худаниң «улуқлуғини җакалайду»?

4 Йәһва — тәңдиши йоқ Пәрвәрдигардур. Униң һәрбир яратмиси әң жуқури өлчәмләргә мас келиду (Яритилиш 1:31; Йәрәмия 10:12). Яратилишниң әҗайиплиғи билән униңдики тәртипкә қарап, немини чүшинишкә болиду? Йәһва яратқанниң һәммиси, кичиккинә нәрсидин әң йоғиниғичә, һәрқайсисиниң пайдиси бар. Шуниң билән, адәм һүҗәйрисиниң мурәккәплигини, йеңи туғулған бовақниң назуклуғини яки күнпетиш мәнзирисини көргәндә өзүңизни қандақ һис қилисиз? Әлвәттә, Йәһва бизни һәқиқий гөзәлликниң немә екәнлигини билиш қабилийити билән яратқанлиқтин, биз буниң һәммисидин зоқлинимиз (Зәбур 19:1; 104:24ни оқуң).

5. Мәвҗудатларниң һәммиси бир-бири билән уйғун һәрикәт қилиши үчүн Йәһва немә қилған?

5 Йәһва мәвҗудатлириниң һәрбиригә бәлгүлүк бир чәк қойған. У тәбиәт қанунлири билән әхлақий қанунларни орнатти. Мошу қанунларниң арқисида каинаттики мәвҗудатларниң һәммиси бир-бири билән уйғун һәрикәт қилиду (Зәбур 19:7—9). Каинатта һәр нәрсиниң өз орни билән атқуридиған роли бар. Мәсилән, тартиш күчи қануни атмосферани йәргә тартип туриду, океанларни вә униңдики суларниң көтирилиши вә тартилишини тәртипләйду. Тартиш күчи болмиса йәр йүзидә һаят мүмкин болмас еди. Каинаттики тәртип — Йәһваниң чәк қойғанлиғиниң нәтиҗиси. Буниңдин Худа йәрни вә инсанларни мәхсәт билән яратқанлиғи көрүниду. Биз вәз қилғанда адәмләргә мошу әҗайип каинатниң Яратқучисини тонуп-билишкә ярдәм беримиз (Вәһий 4:11).

6, 7. Йәһваниң Адәм ата билән Һава аниға бәргән соғилириниң бәзибири немә?

6 Йәһва инсанларниң йәр йүзидә мәңгү һаят кәчүрүшини нийәт қилған (Яритилиш 1:28; Зәбур 37:29). У мәрт Худа болғанлиқтин, Адәм ата билән Һава аниға бебаһа һәдийәләрни бәргән (Яқуп 1:17ни оқуң). Йәһва уларға таллаш әркинлигини һәм ойлаш, яхши көрүш вә достлишишқа охшаш қабилийәтләрни әта қилди. Яратқучимиз Адәм атиға удул сөзләп, итаәт қилишиға тегишлик рәһбәрлик бәрди. Шундақла Адәм ата өзигә, туруватқан җайиға вә һайванатларға ғәмхорлуқ қилишни үгәнгән (Яритилиш 2:15—17, 19, 20). Шуниңдәк, Йәһва Адәм ата билән Һава анини тәм сезиш, силап-сипаш, көрүш, аңлаш вә пураш қабилийәтлири билән яратти. Шуниң үчүн, улар җәннәт беғида қанаәтлинәрлик һаят кәчүрәләтти. Иккилисидә көплигән қизиқарлиқ тапшурмилар болди. Улар мәңгү йеңи нәрсиләрни тонуп-биләләтти.

7 Худаниң нийитигә йәнә немиләр киргән? Йәһва Адәм ата билән Һава анини дунияға мукәммәл пәрзәнтләрни әкелиш қабилийити билән яратқан еди. Вақит өтүп балилириниң балилири болуп, йәр йүзи толғичә шундақ давамлишиши керәк еди. Йәһва дәсләпки балилири Адәм ата билән һава анини яхши көргәндәк, ата-анилардинму өз балилирини яхши көрүшни күтиду. У инсанийәтни әҗайип вә чирайлиқ нәрсиләргә толған йәргә орунлаштурди. Йәһва соға қилған бу өйни улардин һечким тартивалалматти (Зәбур 115:16).

НЕМИШКӘ ХУДАНИҢ НИЙИТИ ТЕХИ ӘМӘЛГӘ АШМИДИ?

8. Немишкә Худа Адәм ата билән Һава аниға Яритилиш 2:16, 17дики қанунни бәрди?

8 Һәммә нәрсә бирдин Йәһва халиғандәк болмиди. Немә сәвәптин? Адәм ата билән Һава ана таллаш әркинлигиниң чәкләнгәнлигини чүшиниш үчүн Йәһва уларға аддий бир қанунни бәргән еди. У: «Сән бағдики барлиқ дәрәқләрдин тойғичә йегин. Амма яхши билән яманни тонутидиған дәрәқтин йемә, чүнки униңдин йегән күнила чоқум өлисән»,— деди (Яритилиш 2:16, 17). Улар үчүн бу қанунни чүшиниш қийин болмиған. Униңға бойсунушму қийин болмиған, сәвәви бағда башқа дәмлик мевиләр мол болған.

9, 10. а) Шәйтан Йәһвани немә дәп әйиплиди? ә) Адәм ата билән Һава ана немә қилишни қарар қилди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

9 Шәйтан иланни пайдилинип, Һава анини Йәһваға бойсунмаслиққа үндиди (Яритилиш 3:1—5ни оқуң; Вәһий 12:9). У «Худа растинла силәргә бағдики барлиқ дәрәқләрдин йемәңлар, дедиму?» дәп сораш арқилиқ Йәһваниң буйруғиға гуман кәлтүрди. Башқичә ейтқанда, у «шуңа, силәр халиғиниңларни қилалмамсиләр?» дегәндәк болди. Кейин у Һава аниға: «Яқ, силәр өлмәйсиләр»,— дәп ялған ейтти. Андин у Һава анини Худаға бойсунуш шәрт әмәслигигә ишәндүрүшкә урунуп, униңға: «Һалбуки, Худа шуни билидуки, силәр униңдин йегән күндә көзлириңлар ечилиду»,— деди. Шәйтан бу сөзлири билән улар мевини йәп, алаһидә билимгә егә болмаслиғи үчүн, Йәһва уни йейишлирини халимиди дәп ейтмақчи еди. Ахирида Шәйтан «силәр яхши вә яманни билидиған Худадәк болисиләр» дегән ялған вәдә бәрди.

10 Әнди Адәм ата билән Һава аниға қарар қилишқа тоғра кәлди. Улар Худаға итаәт қиламду яки иланға қулақ саламду? Әпсуски, улар Худаға итаәтсизлик қилди. Шундақ қилип, Атиси Йәһвадин үз өрүп, Шәйтанниң исияниға қошулди. Әнди улар Йәһваниң һимайисидин мәһрум болди (Яритилиш 3:6—13).

11. Немишкә Йәһва Адәм ата билән Һава аниниң гунасиға көз жуммиған?

11 Адәм ата билән Һава ана Худаниң қанунини бузғандин кейин, мукәммәлсиз болуп қалди. Униңдин ташқири, Йәһва рәзилликни өч көргәнликтин, улар униң дүшмәнлиригә айланди. Униң «көзи шунчә ғубарсиз едики, рәзилликкә қарап турматти» (Һабаккук 1:13, КТ). Әгәр Алла Адәм ата билән Һава аниниң гунасиға көз жумған болса, йәрдики вә асмандики барлиқ мәвҗудатниң хатирҗәмлиги бузулатти. Пәриштиләрму, адәмләрму Худаниң сөзлиригә ишинишкә болидиғанлиғиға гуманлинатти. Амма У өз өлчәмлиригә садиқ вә уларға һечқачан хилаплиқ қилмайду (Зәбур 119:142). Адәм ата билән Һава аниниң таллаш әркинлиги болған болсиму, улар Йәһваға қарши чиқишниң ақиветидин қачалматти. Нәтиҗисидә, улар өлүп, қайтидин топиға айланди (Яритилиш 3:19).

12. Адәм атиниң балилири билән немә болди?

12 Адәм ата билән Һава ана мәнъий қилинған мевини йегәндә, Йәһва уларни өз аилисиниң әзалири болуш имканийитидин мәһрум қилди. Улар Ерәм беғидин қоғлинип, униңға қайта кирәлмәйдиған болди (Яритилиш 3:23, 24). Йәһва уларниң қилған қарариниң ақиветини көрүшигә йол қойди (Қанун шәрһи 32:4, 5ни оқуң). Әнди намукәммәл болғанлиқтин, улар Йәһваниң хисләтлирини толуқ әкс әттүрәлмәтти. Адәм ата әҗайип келәчәктин айрилип, балилириниму униңдин қуруқ қалдурди. У балилириға пәқәт мукәммәлсизлик, гуна вә өлүмни мирас қалдурди (Римлиқларға 5:12). Шундақ қилип, Адәм ата уларни мәңгү һаят кәчүрүш мүмкинчилигидин айриди. Йә Адәм ата билән Һава ана, йә уларниң балилири, дунияға мукәммәл пәрзәнтләрни әкеләлмәтти. Шәйтан Адәм ата вә Һава анини Худадин жирақлаштурғандин тартип та һазирғичә пүтүн инсанларни йолдин езиқтурмақта (Йоһан 8:44).

ТӨЛӘМ ХУДА БИЛӘН ДОСТЛИШИШҚА ЙОЛ АЧТИ

13. Йәһва инсанлар үчүн немини халиди?

13 Йәһваниң адәмзатқа болған меһир-муһәббити совуп кәтмиди. Адәм ата билән Һава ана Худадин үз өрүвалған болсиму, у адәмләрниң униң билән яхши мунасивәттә болушини халиди. У һечкимниң һалак болушини халимиған (Петрусниң 2-хети 3:9). Шу сәвәптин Худа инсанлар униң билән достлуққа егә болуши үчүн дәрһал чарә қолланди. Бирақ у буни қандақларчә өзиниң өлчәмлиригә қарши турмай қилалиди? Көрүп бақайли.

14. а) Йоһан 3:16гә бенаән, Худа инсанларни гуна билән өлүмдин қутулдуруш үчүн немә қилди? ә) Адәмләр билән қайси соални муһакимә қилсақ болиду?

14 Йоһан 3:16ни оқуң. Биз Хатириләш кечигә тәклип қилғанларниң бәзилири бу айәт билән тонуш болуши мүмкин. Лекин Әйсаниң төләм қурбанлиғи мәңгү һаятқа қандақларчә йол ечип бәрди? Адәмләрни Хатириләш кечигә тәклип қилғанда, шу кәчтә улар билән болғанда вә уларға кейинирәк йолуққанда, мошу соалниң җававини тепишқа ярдәм берәләймиз. Шундақ адәмләр төләм һәққидә көпирәк билгәнсири, Йәһваниң адәмзатни қанчилик яхши көридиғанлиғини вә униң қанчилик дана екәнлигини чүшиниду. Уларға төләм һәққидә немиләрни ейтип бәрсәк болиду?

15. Әйсаниң Адәм атидин қандақ пәрқи болған?

15 Йәһва һаятини төләм сүпитидә берәләйдиған мукәммәл адәмни әвәтти. Бу мукәммәл инсан Йәһваға садақәтмәнлигини сақлиши вә җенини адәмзат үчүн пида қилишқа тәйяр болуши керәк еди (Римлиқларға 5:17—19). Йәһва өзиниң тунҗа яратмиси болған Әйсаниң һаятини асмандин йәргә йөткиди (Йоһан 1:14). Шундақ қилип, Әйса Адәм атиға охшаш мукәммәл инсан болған. Лекин Адәм атидин пәрқи — у Йәһваниң мукәммәл адәмгә қойған тәливигә мас һаят кәчүрди. Һәтта әң еғир синақларға дуч кәлгәндиму, Әйса Худаниң һечбир қанунини бузмиди.

16. Немишкә төләмни бебаһа соға дейәләймиз?

16 Мукәммәл инсан сүпитидә Әйса адәмзатни гуна вә өлүмдин қутулдурған. Әйса Адәм ата қандақ болуши керәк болса, дәл шундақ болди: у мукәммәл болди вә Йәһваға қалдуқсиз садақәтмәнлик билән итаәтчанлиғини сақлиди (Тимотийға 1-хәт 2:6). Әйса биз үчүн җенини пида қилди вә униң төләм қурбанлиғи һәммә әрләр, аяллар вә балиларниң мәңгү һаят кәчүрүшигә йол ачти (Мәтта 20:28). Һәқиқәтән, төләм — Худаниң дәсләпки нийитиниң орунлинишиға ишик ачидиған ачқуч (Коринтлиқларға 2-хәт 1:19, 20).

ЙӘҺВА ХУДА ҚАЙТИШИМИЗ ҮЧҮН ИШИК АЧТИ

17. Төләм арқилиқ немә мүмкин болди?

17 Йәһва төләмни бериш үчүн әң жуқури баһа төлиди (Петрусниң 1-хети 1:19). У бизни шунчилик қәдирләйдики, һәтта йеганә Оғлиниң биз үчүн өлүшигә йол қойди (Йоһанниң 1-хети 4:9, 10). Қандақту бир мәнада Әйса бизгә Адәм атиниң орниға ата болди (Коринтлиқларға 1-хәт 15:45). Әйса бизгә мәңгү һаят кәчүрүшкила әмәс, келәчәктә қайтидин Худаниң аилисигә қайтишимизға пурсәт бәрди. Һә, Әйсаниң қурбанлиғиниң асасида Йәһва өз һәққанийлиғиға зит болмастин, адәмләрни өз аилисигә қайтидин қобул қилалайду. Барлиқ садиқ адәмләр мукәммәлликкә еришидиған пәйт қанчилик көп хошаллиқ әкелидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа! Ахири, асман вә йәрдикиләрниң һәммиси Худаниң инақ-иттипақ аилиси болиду. Шу вақитта һәммимиз Худаниң пәрзәнтлири болимиз (Римлиқларға 8:21).

18. Йәһва қачан «барлиғиға һәммә нәрсә болиду»?

18 Адәм ата вә Һава ана Йәһвадин ваз кәчсиму, Худа адәмләргә меһир-муһәббәтни көрситишни тохтатмиди вә төләмни орунлаштурди. Қанчилик мукәммәлсиз болсақму, Шәйтан бизниң Йәһваға садақәтмән болуп қелишимизға тосалғу қилалмайду. Төләм арқилиқ Йәһва Худа бизниң һәққаний болушимизға ярдәм бериду. Униң Оғлиға «етиқат билдүргән һәрбир киши» мәңгү һаят соғисиға еришкәндә, һаят қандақ болидиғанлиғини тәсәввур қилиңа! (Йоһан 6:40). Көйүмчан вә дана Атимиз өзиниң дәсләпки нийитигә бенаән, инсанларни мукәммәлликкә ериштүриду. Шу чағда Йәһва «барлиғиға һәммә нәрсә болиду» (Коринтлиқларға 1-хәт 15:28).

19. а) Төләмгә болған миннәтдарлиқ бизни немигә дәвәт қилиду? (« Лайиқ адәмләрни издәшни давамлаштурайли» намлиқ рамкиға қараң.) ә) Келәрки мақалидә немини қараштуримиз?

19 Төләмгә болған миннәтдарлиғимиз бизни мошу бебаһа һәдийә һәққидә башқиларға ейтишқа дәвәт қилиши керәк. Йәһва төләм арқилиқ инсанларниң һәммисигә мәңгү һаят кәчүрүшкә мүмкинчилик бериватқанлиғини билишимиз лазим. Лекин төләмниң яхшилиғи пәқәтла бу әмәс. Төләм Шәйтан Ерәм бағда оттуриға қойған мәсилиләрни һәл қилиду. Буниң қандақ болидиғанлиғи келәрки мақалидә қараштурилиду.