Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Төләм — Худаниң «мукәммәл һәдийәси»

Төләм — Худаниң «мукәммәл һәдийәси»

«Яхши һәм мукәммәл һәдийәләрниң һәммиси... Атидин» (ЯҚУП 1:17).

НАХШИЛАР: 148, 5

1. Төләм қандақ мүмкинчиликләргә йол ачти?

 ӘЙСА МӘСИҺНИҢ төләм қурбанлиғи көп бәрикәтләргә еришишкә мүмкинчилик бериду. Мәсилән, төләм Адәм атиниң һәққанийлиқни яхши көридиған балилириға, күнләрниң бир күнидә Худаниң аилисиниң әзаси болушқа йол ачиду. Йәнә бир бәрикәт — мәңгү бәхитлик һаят кәчүрүш пурсити. Төләм асмандикиләр вә йәрдикиләрниң һәммиси үчүн муһим мәсилиләр билән бағлиқ (Ибранийларға 1:8, 9).

2. а) Әйса дуасида асмандики вә йәрдики қандақ муһим нәрсиләр һәққидә ейтқан? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Бу мақалидә немини қараштуримиз?

2 Әйса өлүмидин икки жил илгири шагиртлириға мундақ дәп дуа қилишни үгәткән: «Асмандики Атимиз, Сениң исмиң муқәддәс болғай. Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай» (Мәтта 6:9, 10). Келиң, төләмниң Худа исминиң муқәддәс қилиниши, Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиғи вә Худаниң ирадисиниң орунлиниши билән қандақ бағлиниши бар екәнлигини қараштурайли.

«СЕНИҢ ИСМИҢ МУҚӘДДӘС БОЛҒАЙ»

3. Йәһваниң исми немини көрситиду? Шәйтан Йәһваниң исмиға қандақларчә дағ кәлтүрди?

3 Биринчидин, Әйса Мәсиһ Йәһваниң исминиң муқәддәс қилиниши һәққидә дуа қилған. Йәһваниң исми униң ким екәнлигини көрситип, қандақ Шәхс екәнлигини тәсвирләйду. У — каинаттики әң қудрәтлик вә һәққаний Шәхс. Шуниң билән, Әйса Йәһвани «Муқәддәс Атам» дәп атиған (Йоһан 17:11). Йәһва муқәддәс болғанлиқтин, қилған ишлири вә қанунлириниң һәммиси муқәддәс. Лекин Ерәм беғида Шәйтан қувлуқ билән Худаниң инсанлар үчүн неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини қарар қилиш һоқуқи бар екәнлигигә шәк кәлтүрди. Йәһва һәққидә ялғанни ейтиши билән у Худаниң исмиға, йәни абройиға, дағ кәлтүрди (Яритилиш 3:1—5).

4. Әйса Йәһваниң исми муқәддәс қилинишиға қандақ һәссә қошти?

4 Әйса болса Йәһваниң исмини чин жүрәктин яхши көргән вә уни муқәддәс қилиш үчүн қолидин кәлгән һәммисини қилди (Йоһан 17:25, 26). Қандақларчә? Әйса жүрүш-туруши вә тәлимлири билән башқиларға Йәһваниң өлчәмлири дурус вә Униң тәләплири өзүмизгә пайдилиқ екәнлигини көрсәтти (Зәбур 40:8—10ни оқуң). Шәйтан уни азаплиқ өлүмгә дучар қилғандиму, Әйса Худаға болған садақәтмәнлигини сақлап қалди. Шундақ қилип, мукәммәл инсанниң Худаға толуқ итаәт қилалайдиғанлиғини дәлиллиди.

5. Йәһваниң исминиң муқәддәс болушиға қандақ қилип һәссә қошалаймиз?

5 Йәһваниң исмини яхши көридиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? Һаят тәрзимиз арқилиқ. Йәһва биздин муқәддәс болушни тәләп қилиду (Петрусниң 1-хети 1:15, 16ни оқуң). Бу пәқәт Униңға ибадәт қилишимиз вә җан-җигәримиз билән итаәт қилишимиз керәклигини билдүриду. Һәтта тәқипкә дуч кәлсәкму, Йәһваниң тәлимлиригә мас яшашқа бар күчимизни салимиз. Йәһваниң өлчәмлиригә мувапиқ һаят кәчүрүш арқилиқ биз униң исмини мәдһийиләймиз (Мәтта 5:14—16). Шундақ қилип, Йәһваниң қанунлири бизгә пайда елип келидиғанлиғини вә Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлаймиз. Әлвәттә, мукәммәлсиз болғанлиқтин, хаталиқларни өткүзимиз. Лекин шундақ пәйтләрдә чин жүрәктин товва қилип, Йәһваниң исмини шәрмәндә қилидиған ишлардин нери болимиз (Зәбур 79:9).

6. Немишкә мукәммәлсиз болсақму, Йәһва бизни һәққаний дәп һесаплайду?

6 Майланғанларниң яки «башқа қойларниң» бири болушимиздин қәтъийнәзәр, төләм қурбанлиғиға ишәнч билдүрсәк, Йәһва гуналиримизни кәчүриду. Худа униңға һаятини беғишлиғанларни хизмәтчилири сүпитидә қобул қилиду. У майланған мәсиһийләрни балилири сүпитидә, «башқа қойларни» достлири сүпитидә һәққаний дәп җакалайду (Йоһан 10:16; Римлиқларға 5:1, 2; Яқуп 2:21—25). Шуңа төләм һазирниң өзидә Атимиз билән яхши мунасивәткә егә болушқа вә униң исмини муқәддәс қилишқа мүмкинчилик бериду.

«СЕНИҢ ПАДИШАЛИҒИҢ КӘЛГӘЙ»

7. Төләм арқилиқ қандақ бәрикәтләргә еришәләймиз?

7 Әйса үлгилик дуасида: «Сениң Падишалиғиң кәлгәй»,— дегән. Төләмниң Худа Падишалиғи билән қандақ мунасивити бар? Худаниң Падишалиғи, йәни һакимийити, Әйса вә 144000 инсанлардин ибарәт. Төләм арқилиқ бу инсанлар асманда һаят кәчүрүшкә тирилиду (Вәһий 5:9, 10; 14:1). Улар Әйса билән 1000 жил бойи падишалар вә роһанийлар сүпитидә йәргә һөкүмранлиқ қилиду. Шу вақит арилиғида Йәһва мошу Падишалиқ арқилиқ йәрни җәннәткә айландуриду вә инсанларға мукәммәл болушқа ярдәм бериду. Йәһваниң асмандики вә йәрдики хизмәтчилириниң һәммиси бир аилә болиду (Вәһий 5:13; 20:6). Әйса Шәйтанниң «бешини йәнчип», униң исияниниң ақиветиниму йоқ қилиду (Яритилиш 3:15).

8. а) Әйса шагиртлириға Худа Падишалиғиниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинишкә қандақ ярдәм бәрди? ә) Худа Падишалиғини қоллайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

8 Әйса шагиртлириға Худа Падишалиғиниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинишкә ярдәм бәрди. Қандақларчә? Әйса чөмдүрүлүштин өтүпла, һәммә җайда «Худаниң Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни» җакалашқа башлиди (Луқа 4:43). Шундақла у шагиртлириға «йәр-зәминниң чәтлиригичә» гувалиқ қилишни тапшурди (Әлчиләр 1:6—8). Бүгүнму Падишалиқ һәққидики вәз иши арқилиқ адәмләрдә төләм тоғрилиқ билим елиш вә Худа Падишалиғиниң пухраси болуш мүмкинчилиги бар. Биз майланғанларға Падишалиқ һәққидики хуш хәвәрни пүтүн йәр йүзигә җакалашқа ярдәм қилишимиз билән Худа Падишалиғиниң садиқ пухралири екәнлигимизни көрситимиз (Мәтта 24:14; 25:40).

«ИРАДӘҢ ОРУНЛАНҒАЙ»

9. Йәһваниң адәмләргә тегишлик нийити әмәлгә ашидиғанлиғиға немишкә ишәнчлик болалаймиз?

9 Әйсаниң «ирадәң орунланғай» дегән сөзлири немини билдүриду? Йәһва бир нәрсини вәдә қилса, у чоқум әмәлгә ашиду (Йәшая 55:11). Шәйтанниң исияни Йәһваға тосалғу қилалмиди. Йәһваниң йәргә тегишлик ирадиси қандақ болған? У пүткүл йәрниң Адәм ата билән Һава аниниң мукәммәл әвлатлири билән толушини халиған (Яритилиш 1:28). Әгәр Адәм ата билән Һава ана балилиқ болмай көз жумған болса, Худаниң йәр йүзини уларниң әвлади билән толдуруш нийити орунланмай қалатти. Шундақ қилип, Йәһва уларниң балилиқ болушиға йол қойди. Төләм Худаға ишәнч көрсәткәнләрниң һәммисигә мукәммәл болуп, җәннәттә мәңгү һаят кәчүрүш мүмкинчилигини бериду. Йәһва адәмләрни яхши көриду вә бизниң у нийәт қилғандәк әҗайип һаят кәчүрүшимизни халайду.

10. Һаяттин өткәнләр төләмниң қандақ пайдисини көрәләйду?

10 Йәһва һәққидә билишкә мүмкинчилиги болмай һаяттин өткән миллиардлиған адәмләр билән немә болиду? Йәһва адәмләрниң яшишини халайду. Шуңа У һәтта өлгәнләрниму тирилдүриду. Төләм қурбанлиғи уларниң тирилдүрүлүшини мүмкин қилиду. Уларниң Йәһва һәққидә билиш вә мәңгү һаят кәчүрүш имканийити болиду (Әлчиләр 24:15). Йәһва — Һаятлиқ мәнбәси. Йәһва өлгәнләрни тирилдүргәндә, у уларниң Атиси болиду (Зәбур 36:9). Шуңа үлгилик дуасида Әйса Йәһвани «Асмандики Атимиз» дәп атиған (Мәтта 6:9). Йәһва Әйсаға өлгәнләрни тирилдүрүш ишида интайин муһим роль бәргән. Әйса: «Мән тирилиш вә һаяттурмән»,— дегән (Йоһан 6:40, 44; 11:25).

11. Худаниң «бүйүк көпчиликкә» тегишлик нийити қандақ?

11 Әйса: «Ким Пәрвәрдигарниң ирадисини орунлиса, шу маңа һәм ака-ука һәм һәдә-сиңил, һәм анидур»,— дәп ейтқан (Марк 3:35). Худа һәрбир милләт, тил вә қәбилидин чиққан инсанларниң униңға ибадәт қилишини нийәт қилған. Улар «һечким саналмайдиған инсанлардин ибарәт бүйүк көпчиликтәк» тәсвирләнгән. Бу көпчилик төләмгә ишәнч билдүрүп, Йәһваға бойсунушни халайду. Улар уни мәдһийиләп: «Ниҗатлиғимиз үчүн биз тәхттә олтарған Худайимизға һәм Қозиға қәриздармиз»,— дәп ейтиду (Вәһий 7:9, 10).

12. Әйсаниң үлгилик дуасидин Йәһваниң инсанийәткә тегишлик нийити һәққидә немини билимиз?

12 Әйсаниң үлгилик дуасидин Йәһва һәм униң нийитигә тегишлик көп нәрсиләрни билдуқ. Биринчидин, Йәһваниң исмини муқәддәс қилиш вә уни мәдһийиләш үчүн бар күчимизни чиқиришимиз керәк (Йәшая 8:13). Шундақла қутқузулушимизни мүмкин қилған Әйсаниң төләми Худаниң исмиға шан-шәрәп кәлтүриду. Әмәлийәттә, Әйса дегән исим «Йәһва — Ниҗаткар» дегәнни билдүриду. Иккинчидин, Йәһваниң Падишалиғи арқилиқ итаәтчан адәмләр төләмниң пайдисини толуқ көрәләйду. Үчинчидин, Йәһваниң ирадисиниң әмәлгә ешишиға һечнәрсә тосалғу қилалмайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Зәбур 135:6; Йәшая 46:9, 10).

ТӨЛӘМ ҮЧҮН МИННӘТДАРЛИҒИҢИЗНИ КӨРСИТИҢ

13. Биз немә сәвәптин чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүмиз?

13 Төләм үчүн миннәтдарлиғимизни көрситишниң бир усули — һаятимизни Йәһваға беғишлап, чөмдүрүлүштин өтүш. Шундақ қилип төләмгә ишинидиғанлиғимизни вә «Йәһваға мәнсүп» екәнлигимизни көрситимиз (Римлиқларға 14:8). Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә Йәһвадин «пак виждан» сораймиз (Петрусниң 1-хети 3:21). Шуңа Йәһва бу өтүнүшимизгә Әйсаниң гуналиримизни жуюш үчүн төкүлгән қенини бизниң яхшилиғимизға пайдилинип җавап бериду. У вәдә қилғанлириниң һәммисини беридиғанлиғиға һеч гуманланмаймиз (Римлиқларға 8:32).

Төләм үчүн миннәтдарлиғимизни қандақ көрситимиз? (13, 14-абзацларға қараң)

14. Йәһва немишкә башқиларни яхши көрүшкә буйриди?

14 Йәһваниң меһир-муһәббити у қилған һәммә нәрсигә тәсир қилиду. Йәһва хизмәтчилириниң униңға тәқлит қилип, бир-бирини яхши көрүшини халайду (Йоһанниң 1-хети 4:8—11). Биз адәмләрни яхши көрсәк, асмандики Атимизниң оғуллири болушни халайдиғанлиғимизни көрситимиз (Мәтта 5:43—48). Башқиларни яхши көрүш Йәһвани яхши көрүштин кейинки иккинчи әң муһим әмир (Мәтта 22:37—40). Худаниң Падишалиғи һәққидә вәз қилишимиз адәмләргә болған меһир-муһәббитимизни көрситиду. Әгәр башқиларни, болупму қериндашлиримизни, яхши көрүш буйриғиға итаәт қилсақ, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз «камаләткә йетиду» (Йоһанниң 1-хети 4:12, 20).

ТӨЛӘМ АРҚИЛИҚ ЙӘҺВАНИҢ БӘРИКӘТЛИРИГӘ ЕРИШИМИЗ

15. а) Йәһва бизгә һазир қандақ бәрикәтләрни бериватиду? ә) Келәчәктә қандақ бәрикәтләргә еришимиз?

15 Биз төләмгә ишәнгәнликтин, Йәһва гуналиримизни «жуюдиғанлиғиға» ишәндүриду. У гуналиримизни пүтүнләй кәчүриду (Әлчиләр 3:19—21ни оқуң). Жуқурида тилға елинғандәк, Йәһва төләмниң асасида бәзибир адәмләрни асмандики аилисиниң әзаси болушқа қобул қилиду. Булар — майланған мәсиһийләр (Римлиқларға 8:15—17). «Башқа қойлар» болса, йәрдики аилисиниң әзаси болушқа тәклип қилиниду. Андин кейин улар мукәммәл болуп, ахирқи синақтин өтиду. Әгәр улар Йәһваға садақәтмәнликни сақлап қалса, у уларниму пәрзәнтлири сүпитидә қобул қилиду (Римлиқларға 8:20, 21; Вәһий 20:7—9). Йәһва һәммә пәрзәнтлирини мәңгү яхши көриду. Төләм әбәдил-әбәт бәрикәтләрни әкелиду (Ибранийларға 9:12). Йәһва бизгә бәргән бу бебаһа соғини биздин һечким тартивалалмайду.

16. Төләм бизни қандақ азат қилиду?

16 Әгәр гуналиримизға товва қилсақ, һаман бир күни Йәһваниң аилисиниң әзаси болимиз вә Шәйтан буниңға һеч тосалғу қилалмайду. Әйса өз җенини «бир қетим һәм мәңгүгә» пида қилди. Демәк, төләм әбәдий төләнди (Ибранийларға 9:24—26). Адәм ата бизгә өлүмни мирас қалдурди, лекин Әйсаниң қурбанлиғи бизгә мәңгү һаят әкелиду. Төләм түпәйлидин биз өлүмдин қорқмай, Шәйтанниң дуниясидин азат қилинимиз (Ибранийларға 2:14, 15).

17. Йәһваниң меһир-муһәббити сиз үчүн немини билдүриду?

17 Худаниң вәдилири һәрдайим орунлиниду. Йәһва орнатқан тәбиәт қанунлири һечқачан өзгәрмәйдиғандәк, Йәһваму һечқачан өзгәрмәйду. У һечқачан көңлүмизни қалдурмайду (Малаки 3:6). Йәһва бизгә һаятни һәдийә қилип қоймайла, өзиниң меһир-муһәббитиниму көрситиду. «Пәрвәрдигар бизгә көрсәткән меһир-муһәббәтни тонуп-билдуқ вә униңға ишәндуқ. Худа — меһир-муһәббәттур» (Йоһанниң 1-хети 4:16). Униң вәдилири дайим әмәлгә ашиду. Йеқин арида йәр әҗайип гөзәл җәннәткә айлиниду. Йәһваниң меһир-муһәббитигә тәқлит қилип, һәммимиз шу хисләтни башқиларғиму көрситәләймиз. Шу чағда Униң асмандики вә йәрдики хизмәтчилириниң һәммиси бир еғиздин: «Худайимизға мубарәк, шан-шөһрәт, даналиқ, тәшәккүр, шан-шәрәп, қудрәт вә күч әбәттин-әбәткичә болсун! Амин» — дәйду (Вәһий 7:12).