Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Роһий җәһәттин өсүшкә давамлаштуруң

Роһий җәһәттин өсүшкә давамлаштуруң

«Роһ бойичә иш қилиңлар» (ГАЛАТИЛИҚЛАРҒА 5:16).

НАХШИЛАР: 136, 10

1, 2. Бир бурадәр өзи тоғрисида немини чүшәнди вә у немә қилди?

РОБЕРТ өсмүр чеғида чөмдүрүлүштин өтти, амма һәқиқәт униң һаятида әң муһим нәрсә болмиған. У: «Мән һеч яманлиқни қилмидим, лекин роһий нәрсиләр мән үчүн адәт болуп қалди, учришишлардин қалмай вә жилиға бирнәччә қетим пешқәдәм болуп хизмәт қилип, роһий җәһәттин күчлүк көрүнгиним билән, маңа бирнәрсә йәтмәйватқанлиғини сезәттим»,— дәп ейтқан.

2 Роберт өйләнмигичә униңға немә йәтмәйватқанлиғини чүшәнмигән. Аяли иккиси оюн түридә бир биригә Муқәддәс китапқа асасланған соалларни қоятти. Униң аяли Муқәддәс китапни яхши билип, соалларға җавапларни тез тапатти. Лекин Роберт пат-пат соалларға җавапни билмигәнлигидин уюлатти. У: «Мән өзүмни һечнемә билмигәндәк сезәттим. Шу чағда ичимдә: “Аялимға роһий җәһәттин яхши башчи болушни халисам, бирнәрсә қилишим керәк”,— дәп ойлидим». Роберт һәрикәт қилишқа башлиди. У: «Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлидим, қайта-қайта тәтқиқ қилдим. Шуниң арқилиқ һәқиқәтни яхширақ чүшинип, һәммә нәрсә өз орниға чүшти. Нәтиҗидә чүшәнчигә егә болуп, әң муһими, Йәһваға техиму йеқинлаштим»,— дәп ейтқан.

3. а) Робертниң үлгисидин немигә үгинәләймиз? ә) Һазир қандақ муһим ойларға диққәт ағдуримиз?

3 Робертниң үлгисидин муһим савақ алалаймиз. Муқәддәс китаптин бәзи нәрсиләрни билишимиз, учришишларға һәм хизмәткә қатнишишимиз мүмкин, бирақ бу бизниң роһий адәм екәнлигимизни билдүрмәйду. Бәлким, биз роһий җәһәттин өсүш үчүн бираз қәдәм басқандимиз. Амма өзүмизни тәкшүргәндә, яхшилинишқа болидиғанлиғини чүшинимиз (Филипиликләргә 3:16). Бу мақалидин биз үч муһим соалниң җававини тапимиз: 1) Роһий адәм болған-болмиғанлиғимизни қандақ тәкшүрәләймиз? 2) Роһий җәһәттин йетилиш үчүн немә қилиш керәк?  3) Роһий мәһкәм болғанлиғимизниң күндилик һаятимизда қандақ пайдиси бар?

РОҺИЙ ӘҺВАЛИМИЗНИ ҚАНДАҚ ТӘКШҮРӘЛӘЙМИЗ?

4. Әфәсликләргә 4:23, 24тики мәслиһәт кимләргә тегишлик?

4 Худаға хизмәт қилишни башлиғанда, биз һаятимизниң һәрбир саһасиға тәсир қилған өзгиришләрни қилдуқ. Чөмдүрүлүштин кейинму шундақ қилишни давамлаштурдуқ. Муқәддәс китап бизни әқлимизни «ойғитидиған күч билән йеңилинишқа» дәвәт қилиду (Әфәсликләргә 4:23, 24). Биз намукәммәл болғанлиқтин, дайим өзгиришләрни қилишимиз керәк. Йәһваға көп жил давамида хизмәт қилған болсақму, униң билән болған мунасивитимизни мәһкәм сақлишимиз муһим (Филипиликләргә 3:12, 13).

5. Қандақ соаллар роһий әһвалимизни тәкшүрүшкә ярдәм бериду?

5 Мәйли яш, мәйли яшанған болайли, һәммимизгә өзүмизни растчиллиқ билән тәкшүрүш һаҗәт. Биз өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Роһий җәһәттин өсүватқанлиғимни байқаймәнму? Барғансири Мәсиһкә охшаш болуватимәнму? Учришишларға болған көзқаришимдин вә улардики иш-һәрикәтлиримдин немә көрүниду? Сөзлирим һәқиқий нийәтлирим һәққидә немини көрситиду? Тәтқиқ қилиш адитим, кийимим вә ташқи көрүнүшүм һәм мәслиһәтләргә қайтурған инкасим қандақ адәм екәнлигимни көрситиду? Аздурулғанда, қандақ һәрикәт қилимән? Мән йетилгән мәсиһийму?» (Әфәсликләргә 4:13). Бу соаллар бизниң роһий җәһәттин қанчилик өскәнлигимизни ениқлашқа ярдәм бериду.

6. Роһий әһвалимизни тәкшүрүшкә немә ярдәм бериду?

6 Бәзидә роһий әһвалимизни тәкшүрүш үчүн башқиларниң ярдими һаҗәт болуши мүмкин. Әлчи Паул җисманий адәм өз һаят тәрзиниң Худаға яқмайдиғанлиғини чүшәнмәйду дәп ейтқан. Амма роһий адәм Худаниң қандақту бир мәсилигә тегишлик көзқаришини чүшиниду. У җисманий көзқараш билән яшаш Йәһваға яқмайдиғанлиғини билиду (Коринтлиқларға 1-хәт 2:14—16; 3:1—3). Ақсақаллар Мәсиһниң пикир қилиш тәрзини әкс әттүргәнликтин, җисманий көзқараш билән һәрикәт қилишқа башлиғанларни бирдин байқап, уларға ярдәм беришкә тиришиду. Әгәр улар бизгә ярдәм беришкә тиришса, ярдәмни қобул қилип, һаҗәтлик өзгиришләрни қилимизму? Шундақ қилсақ, роһий җәһәттин өсүшни һәқиқәтән халиғанлиғимизни көрситимиз (Вәз 7:5, 9).

РОҺИЙ ӨСҮШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ

7. Роһий адәм дегинимиз пәқәт Муқәддәс китапни билидиған адәм әмәс екәнлигини нәдин билимиз?

7 Роһий адәм болуш үчүн, Муқәддәс китаптин билим елиш йетәрлик әмәс. Мәсилән, Сулайман падиша Йәһва һәққидә көп билгән, һәтта униң дана сөзлириниң бәзилири Муқәддәс китапқа киргүзүлгән. Амма кейинирәк униң Йәһва билән болған мунасивити аҗизлишип, у садақәтмәнлигини сақлимиди (Падишалар 1-язма 4:29, 30; 11:4—6). Ундақта, Муқәддәс китаптин алған билимдин башқа бизгә йәнә немә керәк? Етиқадимизни мустәһкәмләшни давамлаштурушимиз керәк (Колосилиқларға 2:6, 7). Буни қандақ қилалаймиз?

8, 9. а) Етиқадимизни мустәһкәмләшкә немә ярдәм бериду? ә) Тәтқиқ қилип, мулаһизә қилғанда, немини мәхсәт қилишимиз керәк? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

8 Паул биринчи әсирдики мәсиһийләрни «пишип-йетилишкә алдирашқа» үндигән (Ибранийларға 6:1). Биз бу мәслиһәтни қандақ қоллиналаймиз? Буниң бир муһим йоли — «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавини тәтқиқ қилиш. Бу китап сизгә Муқәддәс китап принциплирини һаятта қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду. Әгәр бу китапни тәтқиқ қилип болсиңиз, етиқадиңизни мустәһкәмләшкә ярдәм беридиған башқиму әдәбиятларни оқуп-үгәнсиңиз болиду (Колосилиқларға 1:23). Буниңдин ташқири, билгәнлиримиз һәққидә мулаһизә қилишимиз вә Йәһвадин билимни әмәлийәттә қоллинишқа ярдәм беришини соришимиз лазим.

9 Тәтқиқ қилип, мулаһизә қилғанда, Йәһваға итаәт қилишқа вә Униң мақуллишиға еришишкә болған күчлүк арзуни риваҗландурушқа мәхсәт қоюшимиз керәк (Зәбур 40:8; 119:97). Шуниң билән роһий өсүшкә тосалғу болидиған һәрқандақ нәрсини рәт қилишимиз һаҗәт (Титқа 2:11, 12).

10. Роһий җәһәттин өсүш үчүн, яшлар немә қилалайду?

10 Яшлар, силәрдә роһий мәхсәтләр барму? Бәйтәлдә хизмәт қилидиған бир бурадәр наһийилик конгресста чөмдүрүлүш мәрасимидин өтмәкчи болған яшлар билән сөзлишип, роһий мәхсәтлири һәққидә сорайдекән. У көп яшларниң кәлгүсидә Йәһваға қандақ хизмәт қилишни халайдиғанлиғи тоғрисида пухта ойланғанлиғини байқиған. Бәзилири толуқ вақитлиқ хизмәт қилишқа мәхсәт қойса, йәнә башқилири җакалиғучилар аз йәргә көчүшни халайду. Лекин бәзи яшлар униң соалиға қандақ җавап беришни билмәйду. Бу уларниң роһий мәхсәт қоюшни анчә муһим һесаплимайдиғанлиғини билдүрәмду? Яш болсиңиз, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Учришишларға вә хизмәткә пәқәт ата-анам үчүн қатнишимәнму? Яки Йәһва билән шәхсий мунасивәтни риваҗландуримәнму?» Әлвәттә, қанча яшта болғанлиғимиздин қәтъийнәзәр, һәммимиз роһий мәхсәт қоюшқа муһтаҗ. Мәхсәтләр бизгә роһий җәһәттин давамлиқ өсүшкә ярдәм бериду (Вәз 12:1, 13).

11. а) Роһий җәһәттин өсүш үчүн немә қилишимиз керәк? ә) Муқәддәс китаптики кимниң үлгисигә тәқлит қилалаймиз?

11 Яхшилитиш керәк тәрәплиримизни ениқлиғанда, өзгиришләрни қилишқа башлишимиз лазим. Бу — һаят-мамат мәсилиси (Римлиқларға 8:6—8). Йәһва биздин мукәммәлликни тәләп қилмайду вә бизгә ярдәм бериш үчүн муқәддәс роһини бериду. Шундақ болсиму, биз өз тәрипимиздинму көп күч чиқиришимиз керәк. Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси болған Джон Барр бир қетим Луқа 13:24ни чүшәндүргәндә мундақ дегән: «Көп адәмниң тар ишиктин кирәлмәйдиғанлиғиниң сәвәви — Муқәддәс китапни пухта тәтқиқ қилмаслиғида». Биз бәрикәт алмиғичә пәриштә билән күрәшкән Яқуптин үлгә елишимиз керәк (Яритилиш 32:26—28). Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш қизиқарлиқ болалайду, лекин у телевизордин спорт мусабиқисини яки кинони көрүштәк қизиқ болиду дәп күтмәслигимиз һаҗәт. Униңдин өзүмизгә ярдәм беридиған қиммәтбаһа һәқиқәтләрни тепиш үчүн күч селишимиз керәк.

12, 13. а) Римлиқларға 15:5ни әмәлийәттә қоллинишқа немә ярдәм бериду? ә) Петрусниң үлгиси билән мәслиһити бизгә қандақ ярдәм бериду? б) Роһий мәһкәм болуш үчүн немә қилалайсиз? (« Роһий җәһәттин өсүш үчүн немә қилалайсиз?» намлиқ рамкиға қараң).

12 Роһий җәһәттин өсүш үчүн күч салғанда, муқәддәс роһ пикир қилиш тәрзимизни өзгәртишкә ярдәм бериду. Аста-аста биз Мәсиһкә охшаш ойлашқа үгинимиз (Римлиқларға 15:5). Муқәддәс роһ яман һәвәслиримиздин ваз кечишкә вә Худаға яқидиған хисләтләрни риваҗландурушқа ярдәм бериду (Галатилиқларға 5:16, 22, 23). Әгәр биз мал-мүлүк яки оюн-тамашигә көп көңүл бөлүватқанлиғимизни байқисақ, берилмәслигимиз керәк. Йәһвадин муқәддәс роһ сорап, тоғра нәрсиләргә диққәт ағдурушимизға ярдәм беришини соришимиз лазим (Луқа 11:13). Әлчи Петрусниң мисалини ядимизға алайли. У һәрдайим Мәсиһтәк ойлимиған (Мәтта 16:22, 23; Луқа 22:34, 54—62; Галатилиқларға 2:11—14). Лекин у берилмигән вә Йәһва Худа униңға ярдәм бәргән. Вақит өтүп, Петрус Әйсаниңкидәк пикир қилиш тәрзини көрситишкә үгәнди. Бизму буниңға үгинәләймиз.

13 Кейинирәк Петрус бизгә ярдәм беридиған хисләтләрни атап өтти (Петрусниң 2-хети 1:5—8ни оқуң). Биз өзүмизни тутуш, тәқабиллиқ, қериндашлиқ сөйгү вә башқиму яхши хисләтләрни риваҗландурушимиз керәк. Биз өзүмиздин һәр күни: «Роһий җәһәттин мустәһкәмлиниш үчүн бүгүн қандақ хисләтни риваҗландуралаймән?»— дәп сорисақ болиду.

КҮНДИЛИК ҺАЯТТА МУҚӘДДӘС КИТАП ПРИНЦИПЛИРИНИ ҚОЛЛИНИҢ

14. Роһий адәм болушимиз һаятимизға қандақ тәсир қилиду?

14 Мәсиһкә охшаш пикир қилишимиз иштики яки мәктәптики иш-һәрикәтлиримизгә, сөзлиримизгә вә һәр күни қандақ қарар қилидиғанлиғимизға тәсир қилиду. Қарарлиримиз Мәсиһкә тәқлит қилишқа тиришиватқанлиғимизни көрситиду. Роһий адәм сүпитидә биз һечнәрсиниң Йәһва билән мунасивитимизни бузушини халимаймиз. Яман ишларни қилишқа езиқтурулғанда, роһий мәһкәм болғанлиғимиз аздурушқа қарши турушқа ярдәм бериду. Қарар қилмастин бурун, тохтап, өзүмиздин мундақ соришимиз лазим: «Бу мәсилидә Муқәддәс китапниң қайси принциплири ярдәм бериду? Бу вәзийәттә Мәсиһ немә қилатти? Йәһваға қайси қарар яқиду?» Биз мундақ мулаһизә қилишни адәткә айландурушимиз керәк. Һазир һаятимизда учритишимиз мүмкин болған бирнәччә вәзийәтни қараштурайли. Һәрбиридә дана қарар қилишқа ярдәм беридиған Муқәддәс китаптики принципни муһакимә қилайли.

15, 16. Мәсиһкә охшаш ойлиғанлиғимиз келәрки вәзийәтләрдә тоғра қарар қилишқа қандақ ярдәм бериду: а) яр таллиғанда? ә) достларни таллиғанда?

15 Яр таллаш. Коринтлиқларға 2-хәт 6:14, 15тики (оқуң) Муқәддәс китап принципини алайли. Паул роһий адәм билән җисманий адәмниң көзқаришидики пәриқни ениқ көрсәтти. Бу принцип яр таллашқа қандақ ярдәм бериду?

16 Достларни таллаш. Коринтлиқларға 1-хәт 15:33тики (оқуң) Муқәддәс китап принципини алайли. Роһий адәм етиқадини аҗизлитиши мүмкин адәм билән дост болмайду. Ундақта, бу принципни һәр түрлүк вәзийәттә қандақ қоллинишқа болидиғанлиғи һәққидә ойлиниң. Мәсилән, иҗтимаий алақә васитилирини қоллинишқа тегишлик қарар қилғанда, бу принцип қандақ ярдәм бериду? Онлайн оюнларни натонуш адәм билән ойнаш-ойнимаслиқни қарар қилғандичу?

Қарарлирим роһий өсүшимгә ярдәм берәмду? (17-абзацқа қараң)

17—19. Роһий адәм болуш сизгә келәрки вәзийәтләрдә қандақ ярдәм бериду: а) «өлүк ишлардин» нери турушқа? ә) яхши мәхсәтләрни қоюшқа? б) келишмәсликләрни һәл қилишқа?

17 Роһий әһвалимизға зиян кәлтүридиған ишлар. Ибранийларға 6:1дә (оқуң) муһим агаһландуруш бар. Айәттә йезилған нери туришимиз керәк болған «өлүк ишларға» немә кириду? Роһий өсүшимизгә һеч ярдәм бәрмәйдиған пайдисиз бекар ишлар кириду. Бу агаһландуруш мошу соалларға җавап елишқа ярдәм бериду: «Мону иш пайдилиқму яки «өлүк ишларға» ятамду? Пул тепишқа тегишлик бу тәғдимни қобул қилишим керәкму? Немишкә дунияниң әһвалини өзгәртишкә тиришиватқан мошу дуниядики топларға қошулмаслиғим керәк?»

Қарарлирим роһий мәхсәтләрни қоюшқа ярдәм берәмду? (18-абзацқа қараң)

18 Роһий мәхсәтләр. Тағдики тәлимидә Әйса мәхсәтләр һәққидә яхши принципни көрсәткән (Мәтта 6:33). Роһий адәм Падишалиқни өзиниң һаятида биринчи орунға қойиду. Бу принцип төвәндики соалларға җавап беришкә ярдәм бериду: «Оттура билим алғандин кейин, алий мәктәпкә чүшишим керәкму? Тәғдим қилинған ишни қилишим тоғриму?»

Қарарлирим инақлиқта яшашқа ярдәм берәмду? (19-абзацқа қараң)

19 Келишмәсликләр. Башқилар билән җедәллишип қалғанда, бизгә Паулниң Римдики мәсиһийләргә бәргән мәслиһити ярдәм бериду (Римлиқларға 12:18). Әйсаға тәқлит қилғанлиқтин, биз «һәммиси билән течлиқта» болушқа тиришимиз. Башқилар билән келишмәсликләр пәйда болғанда қандақ инкас қайтуримиз? Башқа бирсиниң көзқаришини қобул қилиш биз үчүн қийинму? Яки башқилар бизни инақлиқни сақлашқа тиришидиған адәмдәк биләмду? (Яқуп 3:18).

20. Алға бесиш үчүн немә қилалайсиз?

20 Бу мисаллар Муқәддәс китап принциплири Худа роһи бизни йетәкләйдиғанлиғини испатлайдиған қарарларни қилишқа ярдәм беридиғанлиғини көрситиду. Роһий адәм болсақ, һаятимиз бәхит-саадәтлик болиду. Жуқурида тилға елинған Роберт: «Йәһва билән һәқиқий мунасивәтни риваҗландурғанда, мән яхши йолдаш вә яхши ата болдум. Мән бәхитлик вә бариға шүкүр қилдим»,— дәп ейтти. Роһий адәм сүпитидә алға бесиш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилсақ, буниң көп пайдисини көримиз. Һазир бәхитлик һаят кәчүрәләймиз, келәчәктә болса, «һәқиқий һаятлиққа» еришимиз (Тимотийға 1-хәт 6:19).