8-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Миннәтдарлиқ билдүрәйли
«Миннәтдар болуңлар» (КОЛ. 3:15).
2-НАХША Тәшәккүр, Йәһва!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Әйса сақайтқан самарийәлик киши миннәтдарлиғини қандақ билдүргән?
ОН АДӘМНИҢ үмүт шами өчкән. Сәвәви улар мохо кесилигә гириптар болған еди. Амма бир күни улар жирақтин Әйсани көрүп қалди. Улар Әйсаниң һәрқандақ ағриқни сақайталайдиғанлиғини аңлап, уларғиму ярдәм берәләйду дәп ишәнгән. Шуңа улар: «Һәй Әйса, Устаз, бизгә рәһим қилғина!»— дәп вақириди. Он киши кесилидин сақийип кәткән. Уларниң һәммиси Әйсаниң меһрибанлиғи үчүн бәкму миннәтдар болғанлиғи сөзсиз. Бирақ уларниң бири пәқәт миннәтдарлиқ һис-туйғусида болупла қалмай, Әйсаға миннәтдарлиқ b билдүргән. Шу самарийәлик киши «җараңлиқ авазда» Худани мәдһийиләшни башлиған (Луқа 17:12—19).
2, 3. а) Бәзидә миннәтдарлиқни немә үчүн билдүрмәймиз? ә) Бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз?
2 Самарийәлик кишигә охшаш бизму меһрибанлиқ көрсәткәнләргә миннәтдарлиқ билдүрүшни халаймиз. Лекин бәзидә биз рәхмәт ейтишни унтуп қалимиз.
3 Бу мақалидә биз миннәтдарлиқни гәп-сөзлиримиз яки иш-һәрикәтлиримиз билән ипадиләшниң муһимлиғини үгинимиз. Муқәддәс китаптики миннәтдарлиқни көрсәткән вә көрсәтмигән кишиләрниң мисаллирини көрүп чиқимиз. Кейин биз миннәтдарлиқ билдүрүшниң бәзи усуллирини биливалимиз.
МИННӘТДАРЛИҚ БИЛДҮРҮШНИҢ МУҺИМЛИҒИ
4, 5. Биз немә үчүн миннәтдарлиқ билдүрүшимиз керәк?
4 Йәһва Худа — миннәтдарлиқ билдүрүшниң әң яхши үлгиси. Мәсилән, Йәһва Уни хошал қилғанларға мол бәрикәт төкиду (Сам. 2-яз. 22:21; Зәб. 13:6; Мәт. 10:40, 41). Муқәддәс Язмилар бизни: «Рәббимизгә тәқлит қилиңлар, чүнки силәр Униң сөйүмлүк пәрзәнтлири»,— дәп чақириду (Әфәс. 5:1). Шуңа миннәтдарлиқ билдүрүшимизниң асасий сәвәви — биз Йәһвадин үлгә елишни халаймиз.
5 Буниң йәнә бир муһим сәвәви бар. Миннәтдарлиқни тәмлик таам билән селиштурушқа болиду. «Тәң йегән тәнгә сиңиду, ялғуз йегән йәргә сиңиду» дегәндәк, таамни бирси билән бөлүшүп йесиңиз, ялғуз йегәндин яхширақ болиду. Шуниңға охшаш, бирси бизгә рәхмәт ейтса, биз хошал болумиз. Биз башқиларға рәхмәт ейтсақ, улар хошал болиду. Сәвәви улар бизгә бәргән ярдими бекар болмиғанлиғини билиду. Нәтиҗидә шу адәм билән болған достлуқ риштилиримиз мустәһкәмлинип, мунасивитимиз техиму йеқин болиду.
6. Миннәтдарлиқ сөзлири қайси тәрәптин алтун алмиларға охшайду?
6 Миннәтдарлиқ билдүрүшниң әһмийити зор. Муқәддәс китапта: «Күмүч қачилардики алтун алмилар — бу өз вақтида ейтилған тоғра сөздур»,— дәп йезилған (Пәнд н. 25:11). Күмүч пәтмусқа тизилған чирайлиқ алтун алмини тәсәввур қилип көрүң. У наһайити қиммәтбаһадур! Сизгә шундақ алма соға қилинса, қандақ һис-туйғуда болаттиңиз? Башқиларға ейтидиған миннәтдарлиқ сөзлириңизму дәл шундақ әһмийәткә егә. Алтундин ясалған алма мәңгү чиримайдиғанлиғини унтумаң. Шуниңға охшаш, сизниң миннәтдарлиқ сөзлириңиз адәмниң жүригидә сақлинип, униңға өмүр бойи мәдәт бериши мүмкин.
УЛАР МИННӘТДАР БОЛҒАН
7. Зәбур 26:6—8дә йезилғандәк, Давут вә башқа зәбур язғучилири миннәтдарлиғини қандақ ипадилигән?
7 Қедимда Худаниң көплигән хизмәтчилири миннәтдарлиқ һиссиятини ипадилигән. Уларниң бири — Давут (Зәбур 26:6—8ни оқуң). Давут пак ибадәтни қәдирлигән вә буни иш-һәрикәтлири билән көрсәткән. У һәтта ибадәтханиниң қурулуши үчүн көп қиммәт нәрсиләрни тәйярлап қойған. Асафниң әвлатлири миннәтдарлиғини билдүрүп, зәбур күйлирини яки мәдһийә нахшилирини язған. Күйләрниң биридә улар Униң карамәтлиридин зоқлинип, Худаға шүкүр ейтқан (Зәб. 75:1). Ениқки, Давут билән Асафниң әвлатлири Йәһва Худа бәргән бәрикәтләрни қәдирлигәнлигини көрситишни халиған. Сиз улардин қандақ үлгә алалайсиз?
8, 9. Әлчи Паул қериндашларни қәдирлигәнлигини қандақ көрсәткән вә буниң нәтиҗиси қандақ болған?
8 Әлчи Паул қериндашларни қәдирлигән вә бу униң сөзлиридин көрүнүп туратти. У дайим улар үчүн Худаға дуа қилип, миннәтдарлиғини ипадилигән. Шундақла у уларни қәдирлигәнлигини хәт арқилиқ билдүргән. Римлиқларға язған хәтниң 16-бабиниң 1—15 айәтлиридә Паул 27 етиқатдашниң исмини тилға алған. У Прискила билән Акиланиң «өз бешини хейим-хәтәргә» салғанлиғини вә Фива исимлиқ қериндашниң «көплигәнләргә, уларниң ичидә [Паулғиму] һимайә болғанлиғини» атап өткән. Паул шу тиришчан әзиз қериндашларни махтиған (Рим. 16:1—15).
9 Паул қериндашларниң намукәммәл екәнлигини билсиму, Римлиқларға язған хетиниң ахирида уларниң яхши пәзиләтлиригә диққәт ағдурған. Қериндашлар пүтүн җамаәт алдида оқулған Паулниң шу иллиқ сөзлирини аңлиғанда, қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилиңа! Нәтиҗидә уларниң Паул билән достлуғи техиму мәһкәм болғанлиғи сөзсиз. Җамаәттики қериндашларниң яхши сөзлири билән иш-һәрикәтлиригә дайим рәхмәт ейтамсиз?
10. Әйса шагиртлириға миннәтдарлиқ билдүргәнлигидин қандақ савақ алимиз?
10 Әйса Кичик Асиядики бәзи җамаәтләргә әвәткән хәтлиридә шагиртлирини әмгиги үчүн махтиған. Мәсилән, у Тиятиридики җамаәткә язған хетини мундақ сөзләр билән башлиған: «Мән сениң әмәлийәтиңни, меһир-муһәббитиңни, етиқадиңни, хизмитиңни вә тәқабиллиғиңни билимән, шундақла сениң ахирқи әмәлий ишлириң авалқилардин артуғирақ» (Вәһ. 2:19). Әйса уларниң қизғин хизмитини ейтипла қоймай, уларни яхши ишларға дәвәт қилған пәзиләтлири үчүнму махтиған. Тиятирадики җамаәткә нәсиһәт бәрсиму, Әйса хетини роһландуридиған сөзләр билән башлиған вә ахирлаштурған (Вәһ. 2:25—28). Әйса һәммә җамаәтләрниң Беши болғанлиқтин, бизгә әмгигимиз үчүн рәхмәт ейтиши шәрт әмәс. Шундақ болсиму, у бизгә миннәтдарлиғини билдүриду. Ақсақаллар үчүн немә дегән яхши үлгә!
МИННӘТДАРСИЗ КИШИЛӘРНИҢ МИСАЛИ
11. Ибранийларға 12:16гә бенаән Әсав муқәддәс нәрсиләргә қандақ қариған?
11 Әпсуски, Муқәддәс китаптики бәзи кишиләр миннәтдарсиз болған. Мәсилән, Әсав Йәһва Худани яхши көргән вә һөрмәтлигән аилидә өссиму, муқәддәс нәрсиләрниң қәдригә йәтмигән (Ибранийларға 12:16ни оқуң). Буни нәдин билимиз? Әсав тунҗа оғуллуқ һоқуқини иниси Яқупқа бир қача тамаққа сетивәтти (Ярит. 25:30—34). Кейин Әсав қилған ишиға пушайман қилди. Лекин у өзидә бар нәрсиләрни қәдирлимигәч, тунҗа оғул еришидиған бәрикәтләргә егә болалмиғанлиғи үчүн шикайәт қилишқа һоқуқи йоқ еди.
12, 13. Исраил хәлқиниң миннәтдарсизлиғи қандақ намайән болди вә нәтиҗиси немә болған?
12 Исраиллиқларда миннәтдар болушқа көплигән сәвәпләр болған. Йәһва мисирлиқларға он җаза әвәтип, Исраил хәлқини қуллуқтин азат қилған еди. Кейин Худа Мисир қошунлирини Қизил деңизда чөктүрүветип, Өз хәлқини хәвптин қутқузған. Исраиллиқлар миннәтдарлиқни билдүрүп, Йәһвани мәдһийиләп, ғәлибә нахшисини яңратқан. Амма улар миннәтдарлиқни давамлиқ көрсәткәнму?
13 Йеңи қийинчилиқларға учриғанда, исраиллиқлар Йәһва қилған һәммә яхшилиқларни бир дәмдила унтуп қалди. Кейин хәлиқ миннәтдарсизлиқни намайән қилған (Зәб. 106:7). Қандақ қилип? «Чөл-баяванда Исраилниң һәммә җамаити Муса билән Һарунға налә қилишқа» башлиди. Әмәлийәттә, улар Йәһваға налә қилди яки наразилиқ билдүрди (Чиқ. 16:2, 8). Йәһва Худа хәлиқниң миннәтдарсизлиғини көрүп, улардин көңли қалди. Кейин Худа шу әвлатниң, Каләб билән Йәшуадин башқиси, чөл-баяванда өлүп кетидиғанлиғини ейтти (Сан. 14:22—24; 26:65). Келиңлар, яман вә яхши үлгиләрни қалдурған кишиләрниң мисалидин қандақ савақ елишқа болидиғанлиғини көрәйли.
МИННӘТДАР БОЛУҢЛАР
14, 15. а) Әр-аял бир-бирини қәдирләйдиғанлиғини қандақ көрситәләйду? ә) Ата-анилар балилириға миннәтдар болушни қандақ үгитәләйду?
14 Аилидә. Һәрбир аилә әзасиниң миннәтдарлиқ билдүрүши өйдикиләрниң һәммисигә пайда елип келиду. Аилидикиләр өз ара қанчилик көп миннәтдарлиқ билдүрсә, бир-биригә шунчилик йеқин болиду. Улар бир-бириниң хаталиқлириниму тез кәчүриду. Рәпиқисини қәдирләйдиған әр киши аялиниң яхши сөзлири билән ишлирини байқапла қоймай, уни махтайду (Пәнд н. 31:10, 28). Дана аял йолдишини немә үчүн қәдирләйдиғанлиғини ейтип туриду.
15 Ата-анилар, балилириңларға миннәтдар болушни қандақ үгитәләйсиләр? Есиңларда болсун, балилар һәрбир сөзүңиз билән иш-һәрикитиңизни дорайду. Балиңизниң сизгә қилған яхшилиғи үчүн рәхмәт ейтсиңиз, униңға яхши үлгә көрситисиз. Башқилар униңға яхшилиқ қилғанда, миннәтдарлиқ билдүрүшни үгитиң. Миннәтдарлиқ жүрәктин чиқидиғанлиғини вә униң яхши сөзлири башқиларға тәсир қилалайдиғанлиғини балиңизға чүшәндүрүң. Мәсилән, Клари исимлиқ яш аял мундақ дегән: «Апам 32 йешида үч бала билән ялғуз қалди. Өзүм 32 яшқа киргәндә, апамға биз үчимизни қатарға қошуш қанчилик еғир болғанлиғини ойлидим. Шуңа биз үчүн қилған қурбанлиқлириға чәксиз миннәтдар екәнлигимни ейттим. Апам йеқинда сөзлиримниң униң үчүн бәкму қиммәтбаһа екәнлигини вә у һәрдайим сөзлиримни әслигәндә, кәчкичә шат-хорам болидиғанлиғини ейтти».
16. Миннәтдарлиқ билдүрүш башқиларни илһамландуридиғанлиғи тоғрисида мисал кәлтүрүң.
16 Җамаәттә. Қериндашларға рәхмәт ейтип турсақ, уларға тәсәлли беримиз. Бир мисални көрүп чиқайли. 28 яшлиқ Хорхе исимлиқ ақсақал қаттиқ ағрип қелип, учришишларға бир ай баралмиған. Сақийип қалғандин кейин, учришишларға қатнашсиму, тапшуруқларни орунлалмиған. Хорхе мундақ дегән: «Имканийитим чәклик болғанлиғи вә җамаәттики вәзипиләрни орунлалмиғанлиғим үчүн, һечнемигә яримайдиғандәк һис қилдим. Лекин бир учришиштин кейин бир бурадәр қешимға келип: “Аиләмгә көрсәткән әҗайип үлгиңиз үчүн рәхмәт. Ахирқи бирнәччә жилда ейтқан нутуқлириңиз бизгә қанчилик ярдәм бәргәнлигини тәсәввур қилалмайсиз. Уларниң ярдими билән роһий җәһәттин өстуқ”,— деди. Буни аңлап өпкәм өрүлүп, мән көз яш қилдим. Мән дәл шу сөзләрни аңлашқа муһтаҗ едим».
17. Колосилиқларға 3:15тә ейтилғандәк, Йәһваниң мәртлиги үчүн миннәтдарлиқни қандақ билдүрәләймиз?
17 Мәрт Худайимимизға. Йәһва Худа бизгә роһий озуқни тәғдим қилмақта. Мәсилән, учришишларда, журналлардин вә торбетимиздин пайдилиқ көрсәтмиләрни алимиз. Нутуқни тиңшиғанда, мақалини оқуғанда яки интернет-телевизиясини көргәндә: «Бу дәл мениң үчүн ейтилған екән» дегән вақтиңиз болғанму? Йәһваға миннәтдарлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Колосилиқларға 3:15ни оқуң). Буниң бир йоли — мошу соғилар үчүн дуада дайим шүкүр ейтиш (Яқуп 1:17).
18. Ибадәт өйүмиз үчүн миннәтдар екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?
18 Биз ибадәт қилидиған җайларни пакиз вә сәрәмҗан тутқанда, Йәһваға миннәтдарлиғимизни ипадиләймиз. Ибадәт өйини бесиқтуруш вә яхши һаләттә тутушқа өз һәссимизни қошайли. Җамаәтниң аудио вә видео аппаратурисиға җавапкар болсақ, уни авайлап ишлитәйли. Ибадәт өйүмизни мувапиқ һаләттә тутсақ, уни узақ қоллинип, чоң ремонт қилишниң һаҗити болмайду. Шу чағда дуния йүзи бойичә Ибадәт өйлирини қуруш үчүн яки җөндәш үчүн көпирәк пулни сақлап қалимиз.
19. Наһийилик назарәтчи вә униң аялиниң мисалидин қандақ савақ алимиз?
19 Биз үчүн көп әмгәк қилғанларға. Миннәтдарлиқ сөзлиримиз башқиларниң өз қийинчилиқлириға болған көзқаришини өзгәртәләйду. Бир наһийилик назарәтчи билән униң аялиниң мисалини көрүп чиқайли. Қишниң бир соғ күни улар әтигәндин кәчкичә хизмәт қилип, һерип һалидин кетип, өйигә аран-аран йетип кәлгән. Өйниң ичи соғ болғанлиқтин, аяли пальтоси билән ухлапту. Әтигәнлиги турғанда, у йолдишиға хизмәтни давамлаштурушқа күчи йоқ екәнлигини ейтқан. Шу күни Бәйтәлдин аялиға хәт кәпту. Шу хәттә хизмити вә сәвир-тақити үчүн махташ сөзлири йезилған екән. Һәр һәптә бир өйдин йәнә бир өйгә көчүш қийин екәнлигини Бәйтәлдики қериндашлар чүшинидиғанлиғиму йезилған. Йолдиши мундақ дәйду: «Шу сөзләр аялимға қаттиқ тәсир қилип, у наһийилик хизмәтни қалдуруш тоғрисида башқа сөз қилмиған. Әксинчә, мән бирнәччә қетим хизмәтни қалдурмақчи болғанда, аялим мени давамлиқ хизмәт қилишқа дәвәт қилди». Бу әр-аял наһийилик хизмитини 40 жил җәриянида давамлаштурған.
20. Һәр күни немә қилишқа тиришишимиз керәк вә немә сәвәптин?
20 Миннәтдар екәнлигимизни гәп-сөзүмиз биләнму, иш-һәрикәтлиримиз биләнму көрситәйли. Бизниң мулайимлиқ билән қилған сөзүмиз яки меһрибанлиқ билән қилған бир ишимиз миннәтдарсиз кишиләргә толған бу дунияда роһи чүшкән қериндишимизни илһамландуруп, күч-мәдәт бериши мүмкин. Шуниң билән, мәңгү үзүлмәйдиған достлуқ риштилирини бағлайду. Әң муһими, биз мәрт вә миннәтдар Атимиз Йәһвани үлгә қилимиз.
148-НАХША Йеганә Оғлуңни бәрдиң
a Миннәтдарлиқ билдүрүш тоғрисида Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә мохо кесилигә гириптар болған самарийәлик бир кишидин немини үгинәләймиз? Бу мақалидә мошу вә башқа мисалларни көрүп чиқимиз. Биз миннәтдарлиқ билдүрүшниң немә үчүн шунчилик муһим екәнлигини вә буниң бәзи усуллирини үгинимиз.
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Миннәтдар болуш бир кишиниң яки нәрсиниң қәдригә йетиш яки уни қәдирләшни билдүриду. Миннәтдарлиқни билдүрүш үчүн ейтилған сөзләр чин жүрәктин чиққан, хурсәнлигини вә разилиғини көрситидиған болуши керәк.