Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Садақәтмәнлигиңизни сақлаң!

Садақәтмәнлигиңизни сақлаң!

«Мән өлүп кәткичә дуруслуғимни өзүмдин кәткүзмәймән!» (АЮП 27:5).

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Үч Йәһва гувачиси садақәтмәнлигини қандақ сақлап қалған?

 ЙӘҺВА ГУВАЧИЛИРИ дуч кәлгән төвәндики үч вәзийәтни тәсәввур қилип көрүң. 1) Мәктәптә оқуватқан қериндашниң муәллими оқуғучиларниң һәммиси бирәр мәйрәмгә қатнишидиғанлиғини ейтиду. Қериндишимиз бу мәйрәмниң Худаға яқмайдиғанлиғини билгәнликтин, қатнашмайдиғанлиғини һөрмәт билән чүшәндүриду. 2) Уялчақ яш бурадәр өйму өй вәз қилип, синипдишиниң өйиниң йениға кәлди. Синипдиши илгири Йәһва гувачилирини заңлиқ қилған. Буниңға қаримастин, яш бурадиримиз униң ишигини тақилдатти. 3) Аилә беши өйидикилирини беқиш үчүн тәр төкүп ишләйду. Бир күни башлиғи униңдин қанунсиз бир иш қилишни сориған. Һәтта ишидин айрилиши мүмкин екәнлигини билсиму, у Худаниң хизмәтчиси болғанлиқтин, алдимайдиғанлиғини вә қанунға беқинидиғанлиғини чүшәндүрди (Рим. 13:1—4; Ибр. 13:18).

2. Қандақ соалларни көрүп чиқимиз вә немә сәвәптин?

2 Бу үч кишиниң қандақ охшашлиғи бар? Бәлким, уларниң җасаритини вә растчиллиғини бирдин байқиғансиз. Лекин уларниң йәнә бир алаһидә хислити — садақәтмәнлик. Үчилисиму Йәһваға садиқ болуп қалған. Улар Йәһваниң қанунлирини бузушни рәт қилған. Бу үч қериндашни тоғра иш қилишқа садақәтмәнлик дәвәт қилған. Йәһва һәр үчилисидин пәхирләнгәнлиги сөзсиз. Бизму асмандики Атимиз биздин пәхирлинишини халаймиз. Ундақта мошу соалларни көрүп чиқайли: Садақәтмәнлик дегинимиз немә? У бизгә немә үчүн керәк? Бу қийин заманда садақәтмәнлигимизни сақлап қелишқа немә ярдәм берәләйду?

САДАҚӘТМӘНЛИК ДЕГӘН НЕМӘ?

3. а) Садақәтмәнликни қандақ көрситәләймиз? ә) Қайси мисаллар садақәтмәнликниң мәнасини чүшинишкә ярдәм бериду?

3 Садақәтмәнликни қандақ көрситәләймиз? Йәһвани чиң қәлбимиздин яхши көрүп, Униңға яқидиған иш қилиш арқилиқ көрситәләймиз. Садақәтмәнлик дегән сөз Муқәддәс китапта қандақ ишлитилгәнлигини көрәйли. Бу сөз пүтүн, толуқ, нуқсансиз дегән мәнаға егә. Мәсилән, Тәврат қануни бойичә исраиллиқлар Йәһваға нуқсансиз мални қурбанлиқ қилиши керәк еди b (Ләв. 22:21, 22). Қанунда бир пути, көзи, қулиғи йоқ яки ағриқ мални қурбанлиққа елип келиш мәнъий қилинған. Йәһва үчүн малниң һеч нуқсансиз вә сағлам болуши муһим болған (Мал. 1:6—9). Буниң сәвәви бизгә чүшинишлик. Мәсилән, биз мевә-чевә, китап яки қандақту-бир қурал-сайман сетивалсақ, униң һеч йеридә камчилиғи йоқ вә толуқ яхши болушини халаймиз. Шуниңға охшаш, Йәһваму Униңға болған меһир-муһәббитимиз билән садақәтмәнлигимизниң һеч нуқсансиз болушини халайду.

4. а) Немә үчүн намукәммәл инсан садиқ болалайду? ә) Зәбур 103:12—14кә бенаән, Йәһва биздин немини тәләп қилмайду?

4 Садақәтмәнликни сақлаш үчүн мукәммәл болуш шәртму? Әлвәттә, яқ, чүнки һәммимиз намукәммәл инсан болғанлиқтин, көп хаталишимиз. Мукәммәл болуш шәрт әмәслигиниң икки сәвәви бар. Биринчиси — Йәһва пәқәт камчилиқлиримизға нәзәр салмайду. Муқәддәс Язмиларда: «Әгәр Йәһ бизниң беқанунлиримизға диққәт ағдурған болса: Йәһва, у чағда ким туруп қалалайду?»— дәп йезилған (Зәб. 129:3 ). Йәһва бизниң гунакар адәм екәнлигимизни чүшиниду вә бизни чин қәлбидин кәчүриду (Зәб. 86:5). Иккинчиси — Йәһва бизниң имканийитимизниң чәклик екәнлигини билиду вә қолумиздин кәлмәйдиғанни тәләп қилмайду (Зәбур 103:12—14ни оқуң). Ундақта, биз Худаниң көз алдида қандақ қилип пүтүн, толуқ яки әйипсиз болалаймиз?

5. Садақәтмәнлик немә үчүн меһир-муһәббәт билән зич бағлиқ?

5 Йәһваниң хизмәтчилири Уни яхши көрсила, садақәтмәнликни сақлап қалалайду. Худаға болған меһир-муһәббитимиз вә садақәтмәнлигимиз толуқ, пүтүн яки нуқсансиз болуши керәк. Меһир-муһәббитимиз биз синаққа дуч кәлгәндиму нуқсансиз болуп қалса, садақәтмәнликни сақлалаймиз (Тар. 1-яз. 28:9; Мәт. 22:37). Жуқурида тилға елинған үч қериндашни есимизгә алайли. Улар немә үчүн тоғра йол тутқан? Мәктәптики яш қериндишимиз оюн-тамашини яхши көрмәмду? Яш бурадиримиз синипдишиниң уни заңлиқ қилишини халамду? Аилә бешиниң ишидин айрилғуси келәмду? Әлвәттә, яқ. Лекин улар Йәһваниң һәққаний өлчәмлири бар екәнлигини билиду вә асмандики Атисини хошал қилишни халайду. Худани сөйгәнликтин, улар қарар қилғанда Йәһваниң көзқаришини нәзәрдә тутиду. Шундақ қилип, улар садақәтмән екәнлигини испатлайду.

НЕМӘ ҮЧҮН БИЗГӘ САДАҚӘТМӘНЛИК КЕРӘК?

6. а) Садақәтмәнлик һәрбиримизгә немә үчүн керәк? ә) Адәм ата билән Һава ана немә сәвәптин садиқ болуп қалмиған?

6 Немә үчүн һәрбиримизниң садақәтмән болушимиз шунчә муһим? Сәвәви Шәйтан Йәһва Худани вә һәрбиримизни әйиплигән. Бу пәриштә Ерәм беғида исиян көтирип, «Дүшмәнгә» яки Шәйтанға айланған. У Йәһвани Өзинила ойлайдиған, ялғанчи вә яман һөкүмран дәп әйипләп, Униң муқәддәс исмиға дағ кәлтүргән. Ечинарлиғи, Адәм ата билән Һава ана Шәйтан тәрәптә туруп, Йәһваға қарши чиқти (Ярит. 3:1—6). Ерәм беғида уларниң Йәһваға болған меһир-муһәббитини мустәһкәмләшниң көп пурсәтлири болған. Бирақ Шәйтан исиян көтәргәндә уларниң меһир-муһәббити толуқ, пүтүн яки нуқсансиз болмиған. Шу чағда йәнә бир соал оттуриға қоюлған: Йәһвани яхши көргәнликтин Униңға садиқлиғини сақлап қалидиған адәм боламду? Башқичә ейтқанда, адәмләр садақәтмәнлигини сақлап қалаламду? Аюпниң заманида дәл шундақ соал пәйда болған.

7. Аюп 1:8—11дә йезилғандәк Йәһва Худа Аюпниң садақәтмәнлигигә қандақ қариған? Шәйтанчу?

7 Аюп исраиллиқлар Мисирда болған вақитта яшиған. Униң садақәтмәнлиги өзгичә болған. Әлвәттә, уму бизгә охшаш намукәммәл болғанлиқтин, хаталиқларни өткүзгән. Шундақ болсиму, Йәһва Худа Аюпни садақәтмәнлиги үчүн яхши көргән. Бәлким, Шәйтан буниңдин бурунму Йәһвани әйипләп, һечбир инсан Униңға садиқ болуп қалмайдиғанлиғини ейтқан. Шуңа, Йәһва Шәйтанниң диққитини Аюпқа ағдурған. Аюпниң һаяти Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини ашкарилиған. Шәйтан униң садақәтмәнлигини синашни тәләп қилған. Йәһва Худа Өзиниң дости Аюпқа ишәнгәнликтин, буниңға йол қойған (Аюп 1:8—11ни оқуң).

8. Шәйтан Аюпни қандақ синиған?

8 Шәйтан — интайин рәһимсиз қатил. У Аюпни мал-мүлкидин мәһрум қилған, хизмәткарлирини өлтүргән вә нам-абройиға дағ кәлтүргән. Шәйтан Аюпниң аилисигә һуҗум қилип, сөйүмлүк он балисини һаятидин айриған. Андин кейин, у Аюпниң саламәтлигигә зиян кәлтүргән: яра-чирақ Аюпни бешидин тапиниғичә қаплап, җенини азаплиған. Аюпниң аяли дәрт-әләмгә чидимастин гаңгирап қелип, униңға: «Худани қарғап, өлүп кәтсәңмамду»— деди. Аюп өзиму өлүмни тилигән, лекин у садақәтмәнлигини сақлап қалған. Шу чағда Шәйтан башқа бир амал тапқан: у Аюпниң үч достини қолланған. Улар Аюпни йоқлашқа кәлсиму, униңға тәсәлли беришниң орниға, уни рәһимсиз әйиплигән. Улар Аюпниң бешиға кәлгән азапларниң һәммисини Худа кәлтүргән дәп, Аюпниң садақәтмәнлиги Худани һеч қизиқтурмайдиғанлиғини ейтқан. Улар һәтта Аюп гуналири үчүн азап чекиватиду дәп ейтмақчи болған (Аюп 1:13—22; 2:7—11; 15:4, 5; 22:3—6; 25:4—6).

9. Аюп азап чәксиму, немә қилмиған?

9 Шундақ азапларға Аюп қандақ чидиған? Әлвәттә, у мукәммәл болмиған. Аюп үч сахта достини әйиплигән вә аччиқлинип, кейин пушайман қилған сөзләрни ейтқан. У Худани әмәс, мүмкин өзини адил һесаплиған еди (Аюп 6:3; 13:4, 5; 32:2; 34:5). Бирақ әһвал шунчә чидиғусиз болуп кәткәндиму, Аюп Йәһва Худадин баш тартмиди. У сахта достлириниң ялған әйиплиригә ишәнмәй: «Һәргиз силәрни растчилар, дәп етирап қилмаймән, өлүп кәткичә нуқсанлиғимни зади тартқузмаймән!»— дәп ейтқан (Аюп 27:5). Бу сөзләр чоңқур мәнаға егә. Аюп мәйли қандақ синақларға дуч кәлсиму, бәрибир садиқ болуп қалған. Демәк, бу бизниңму қолумиздин келиду.

10. Шәйтан Аюпниң вақтида оттуриға қойған мәсилә сиз билән қандақ бағлиқ?

10 Аюпниң вақтида оттуриға қоюлған мәсилә һәрбиримиз билән бағлиқ. Шәйтан сизни Йәһвани чин жүрәктин яхши көрмәйду, өз җенини сақлап қелиш үчүн Йәһваға ибадәт қилишни тохтитиду дәп ейтиду. Башқичә қилип ейтқанда, Шәйтан сизни һәргизму Йәһваға садақәтмән болалмайду дәп, нийитиңизгә гуман кәлтүриду (Аюп 2:4, 5; Вәһ. 12:10). Бундақ әйип һәқиқәтән көңлүңизгә еғир келиду. Бирақ бу тоғрисида ойлинип көрүң: Йәһва сизгә әҗайип имканийәт бериватиду. Йәһва Худа сизгә ишәнгәнликтин, Шәйтанниң сизни синишиға йол берип, садақәтмән екәнлигиңизни испатлалайсиз. Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини дәлилләшкә өз һәссиңизни қошалайдиғанлиғиңиз сөзсиз. Йәһва сизгә ярдәм беришкә вәдә қилиду (Ибр. 13:6). Аләм Егиси бизгә ишәнч қилиду. Бу немә дегән шан-шәрәп! Садақәтмәнликниң қанчилик муһим екәнлигини чүшинәмсиз? Садақәтмәнликни сақлисақ, Шәйтанниң әйивини йоққа чиқирип, Атимизниң муқәддәс исмини улуқлишимиз вә Униң һөкүмранлиғини қоллап-қувәтлишимиз мүмкин. Қандақ қилип садиқ болуп қалалаймиз?

БҮГҮНКИ КҮНДӘ ХУДАҒА ҚАНДАҚ САДИҚ БОЛАЛАЙМИЗ?

11. Биз Аюпниң үлгисидин немини үгинәләймиз?

11 «Ахирқи күнләрдә» Шәйтан Худаниң хәлқигә техиму вәһший һуҗум қиливатиду (Тим. 2-х. 3:1). Бу мүшкүл заманда садиқ болуп қелиш үчүн немә қилалаймиз? Биз Аюпниң үлгисидин немини үгинәләймиз? Аюп синақларға дуч келиштин бурунму садиқ болған. Һазир униң үлгисидин садақәтмәнликни сақлашқа ярдәм беридиған үч савақни көрүп чиқайли.

Садақәтмәнлигимизни сақлашқа немә ярдәм бериду? (12-абзацқа қараң) c

12. а) Аюп 26:7, 8, 14тә йезилғандәк, Аюп әйминишни вә Худани һөрмәтләшни қандақ үгәнгән? ә) Биз жүригимизни қандақ қилип қорқунуч сезимигә толдуралаймиз?

12 Аюп Йәһвадин әймингән, шуңа Уни техиму қаттиқ яхши көргән. Аюп Йәһва яратқан гөзәл мәвҗудатларға қарап, чоңқур ойлинишқа вақит чиқарған (Аюп 26:7, 8, 14ни оқуң). У йәр, асман, булутлар вә чақмақ тоғрисида ойлинип, Худадин әймингән. Аюп мәвҗудатлар тоғрилиқ билиминиң бәкму аз екәнлигини чүшәнгән. Шундақла у Йәһваниң һәрбир сөзини қәдирлигән. Аюп: «Униң вәсийәтлиригә әмәл қилип, һәргиз чәтнимидим, Униң тохтамлирини өзәмниң адитидин артуқ сақлидим»,— дегән (Аюп 23:12). Аюп Йәһваниң улуқ ишлиридин зоқланған вә Уни чоңқур һөрмәтлигән. У Атисини яхши көрүп, Униң жүригини хошал қилишни халиған. Шу сәвәптин Аюп садиқ болуп қелишқа бәл бағлиған. Биз Аюптин үлгә елишимиз керәк. Аюпниң замандашлириға қариғанда, биз әҗайип мәвҗудатлар тоғрилиқ көпирәк билимиз. Буниңдин башқа биздә Йәһваниң қандақ Шәхс екәнлигини биливелишкә ярдәм беридиған Муқәддәс китап бар. Билгәнлиримиз жүригимизни қорқунуч сезимигә толдуриду, шундақ әмәсму?! Йәһвадин әйминип, Уни һөрмәтлигәнлигимиз бизни Уни яхши көрүшкә вә Униңға итаәт қилишқа дәвәт қилиду (Аюп 28:28).

Порнографияни көрүштин қечиш арқилиқ садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз (13-абзацқа қараң) d

13, 14. а) Аюп 31:1дә йезилғандәк, Аюп итаәтчан екәнлигини қандақ көрсәткән? ә) Биз Аюптин қандақ үлгә алалаймиз?

13 Аюп һәрқандақ вәзийәттә итаәтчан болуп, садақәтмәнлигини сақлиған. Аюп садиқ болуш үчүн итаәтчанлиқ керәклигини чүшәнгән. Әмәлийәттә, биз һәр қетим Худаға бойсунғанда, Униңға садиқ болуш арзуюмиз техиму күчийиду. Аюп күндилик турмушида Худаға бойсунушқа тиришқан. Мәсилән, у аялларға муамилә қилишта бәк еһтиятчан болған (Аюп 31:1ни оқуп). Өйләнгән әр киши болғанлиқтин, у яридин башқа һечбир аял кишигә көз ташлимиған, чүнки буниң натоғра екәнлигини чүшәнгән. Биз яшиған дуния бизни җинсий әхлақсизлиқ қилишқа аздуриду. Аюптин үлгә елип, бизму өмүрлүк җүптимиз болмиған кишигә романтикилиқ һис-туйғуда болуштин нери болумизму? Уятсиз сүрәтләр яки порнографияниң һәрқандақ түрини көрүштин оттин қачқандәк қачимизму? (Мәт. 5:28). Һәр күни өзүмизни тизгинләш үчүн күч чиқарсақ, садақәтмәнлигимизни қәтъий сақлап қалимиз.

Мал-дунияға тәңпуң көзқарашта болуш арқилиқ садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз (14-абзацқа қараң) e

14 Аюпниң мал-мүлүккә болған көзқаришидинму униң Худаға итаәтчан болғанлиғи көрүниду. У өз байлиғиға таянса, еғир гуна қилидиғанлиғини чүшәнгән (Аюп 31:24, 25, 28). Бүгүнки күндә адәмләр байлиқни һаяттики әң муһим нәрсә дәп ойлайду. Әгәр биз Муқәддәс китапта ейтилғандәк, мал-дуния билән пулға тәңпуң көзқарашта болсақ, садақәтмәнликни сақлаш қараримиз күчийиду (Пәнд н. 30:8, 9; Мәт. 6:19—21).

Үмүтимизни үзмәслик арқилиқ садақәтмәнлигимизни сақлалаймиз (15-абзацқа қараң) f

15. а) Аюпқа садақәтмәнлигини сақлашқа йәнә немә ярдәм бәргән? ә) Биз немигә үмүт бағлишимиз керәк вә бу үмүт бизгә қандақ ярдәм бериду?

15 Худа уни мукапатлайдиғанлиғиға үмүт қилип, Аюп садақәтмәнлигини сақлиған. Аюп өзиниң садақәтмәнлигигә Худаниң нәзәр салидиғанлиғиға ишәнгән (Аюп 31:6). У қийинчилиқларни баштин кәчүргән болсиму, Йәһва униңға ахирида мукапат беридиғанлиғиға гуман қилмиған. Йәһва Аюпниң садақәтмәнлигини көрүп, хурсән болған вә шуниң үчүн Аюп намукәммәл адәм болсиму, униңға мол бәрикәт төккән (Аюп 42:12—17; Яқуп 5:11). Келәчәктә уни техиму зор бәрикәтләр күтмәктә. Йәһва сизниңму садақәтмәнлигиңизни мукапатлайдиғанлиғиға ишәнчиңиз камилму? Худайимиз Йәһва — һечқачан өзгәрмәйдиған Худа (Мал. 3:6). Әгәр Йәһваниң садақәтмәнлигимизни қәдирләйдиғанлиғини унтумисақ, келәчәккә болған гөзәл үмүт отимиз һечқачан өчмәйду (Сал. 1-х. 5:8, 9).

16. Сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

16 Садақәтмәнлик йолида меңип, бу йолдин чиқмаң. Бәзидә бу йолда өзүңизни ялғуз һис қилишиңиз мүмкин. Лекин сиз һәргизму ялғуз әмәс, чүнки йәр йүзидики миллионлиған садақәтмән кишиләр сизгә һәмра болиду. Шуниң билән биллә, сиз садақәтмәнлигини сақлиған Йәһваниң қедимки хизмәтчилириниң қатариға қошулалайсиз. Улар өлүм алдидиму садақәтмән болуп қалған (Ибр. 11:36—38; 12:1). Ундақта, Аюпниң «Мән өлүп кәткичә Худаға болған садиқлиғимдин қайтмаймән!» дегән сөзигә қошулуп, тутқан йолумиздин қайтмайли. Садақәтмәнлигимиз Худайимиз Йәһваға мәңгү шан-шәрәп кәлтүрсун!

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

a Садақәтмәнлик дегән немә? Йәһва немә үчүн хизмәтчилириниң бу хислитини қәдирләйду? Садақәтмәнлик немә сәвәптин һәммимиз үчүн муһим? Муқәддәс китап бу соалларға қандақ җавап беридиғанлиғини көрүп чиқимиз. Садақәтмәнлигимизни күндин-күнгә мустәһкәмләш үчүн немә қилишимиз керәклигини биливалимиз. Шундақ қилғанда мол бәрикәтләргә еришимиз.

b Малларға қарита қоллинилған «нуқсансиз» дәп тәрҗимә қилинған ибраний сөз адәмләргә қарита қоллинилған «садиқ» дегән сөз билән бағлиқ.

c СҮРӘТТӘ: Яш Аюп балилириға Йәһваниң әҗайип мәвҗудатлири тоғрилиқ ейтип бериватиду.

d СҮРӘТТӘ: Бурадиримиз порнография көрүватқан хизмәтдашлириға қошулушни рәт қиливатиду.

e СҮРӘТТӘ: Бурадиримиз өзигә керәк әмәс вә пули йәтмәйдиған йоған телевизорни сетивелиштин баш тартиватиду.

f СҮРӘТТӘ: Бурадиримиз вақит чиқирип, җәннәттә яшаш үмүти тоғрисида дуа қилип, чоңқур ойлиниватиду.