Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Сиз биләмсиз?

Сиз биләмсиз?

Қедимда адәмләр сәпәргә чиққанда, отни қандақ туташтурған?

ЯРИТИЛИШ китавиниң 22-бабида Худаниң Ибраһимға жирақ бир җайға берип, қурбанлиқ әкелишни буйриғанлиғи ейтилған. У йәрдә: «Шуниңдин кейин Ибраһим көйдүрмә үчүн отунларни елип, оғли Исһаққа артип, қолиға от билән йоған пичақни алди вә улар кәтти»,— дәп йезилған (Яритилиш 22:6).

Муқәддәс китапта адәмләрниң қедимда отни қандақ туташтурғанлиғи һәққидә мәлумат йоқ. Ундақта, Ибраһим билән Исһақ отни туташтуруп, кейин уни өзлири билән елип жүрдиму? Бир Муқәддәс китап чүшәндүргүчиниң ейтишичә, «отни еһтимал шунчилик узақ сәпәргә елип меңиш мүмкин әмәс еди». Униң орниға, Ибраһим билән оғли отни туташтуруш үчүн һаҗәтлик һәммә нәрсиләрни өзлири билән алған охшайду.

Башқилири болса, шу заманларда отни туташтуруш асан әмәс болған дәйду. Шуниң үчүн адәмләр мүмкинқәдәр йенип турған оттин, бәлким хошнилириниң отидин, қизиқ чоғни елип, от туташтуратти. Көп алимларниң ойичә, Ибраһим йолға чиқиштин авал, йенип турған отниң чоғини алған. У бу чоғни бирәр қачиға, бәлким зәнҗир билән бағланған бир комзәккә селип, уни сәпәргә алған охшайду (Йәшая 30:14). Кейин болса, у бу қизиқ чоғларни вә ушшақ қуруқ яғачларни ишлитип, отни туташтуруши мүмкин еди.