«У һалидин кәткәнләргә қудрәт бериду»
2018-жилниң айити: «Пәрвәрдигарға [Йәһваға] үмүт бағлап күткәнләрниң күчи йеңилиниду» (ЙӘШАЯ 40:31, КТ).
1. Биз қандақ қийинчилиқларға дуч келимиз? Лекин немишкә Йәһва садиқ хизмәтчилиригә рази? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
БУ ДУНИЯДА яшаш асан әмәс. Мәсилән, көплигән әзиз қериндашлиримиз җиддий ағриқларниң дәрдини тартмақта. Йәнә бәзилири йеши чоң болсиму, яшанған туққанлириға ғәмхорлуқ қилиши керәк. Башқа қериндашлар үчүн аилисини тәминләш қийин болуши мүмкин. Көпимиз бу қийинчилиқларниң пәқәт биригә әмәс, бәлки бирнәччисигә дуч келимиз. Буниңға көп вақтимиз, күчимиз вә пулумиз кетиду. Лекин Йәһваниң бизгә ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Вәзийәтниң яхшилинидиғанлиғини билимиз, чүнки Худа буни вәдә қилған. Шәк-шүбһисизки, етиқадимиз Худаға яқиду!
2. Йәшая 40:29 бизгә қандақ тәсәлли бериду? Немә қилғинимиз натоғра болатти?
2 Амма бәзидә қийинчилиқлириңизға бәрдашлиқ бериш һәддидин ташқири қийин болуп көрүнәмду? Шундақ болса, сиз ялғуз әмәс. Худаниң қедимдики бәзи хизмәтчилириму шуниңға охшаш һис-туйғуда болған (Падишалар 1-язма 19:4; Аюп 7:7). Уларға бәрдашлиқ беришкә немә ярдәм бәргән? Улар Йәһваниң күч беридиғанлиғиға ишәнгән. Муқәддәс китапта Худа һалидин кәткәнләргә қудрәт беридиғанлиғи ейтилған (Йәшая 40:29). Әпсуски, бүгүн Худаниң бәзи хизмәтчилири қийинчилиқларға тәқабил турушниң әң яхши йоли — Йәһваға хизмәт қилишни бирдәм тохтитип туруш дәп һесаплайду. Уларниң ойичә, Йәһваға хизмәт қилиш — бәрикәт әмәс, еғир жүктур. Шуңа улар Муқәддәс китапни оқуш, учришишларға қатнишиш һәм вәз қилишни тохтитиду. Шәйтан дәл мошуни көзләйду.
3. а) Шәйтанниң бизни аҗизлаштурушиға йол бәрмәслик үчүн немә қилалаймиз? ә) Бу мақалидә немини қараштуримиз?
3 Шәйтан бизниң күчлүк болушимизни халимайду. Йәһваға хизмәт қилиш билән бәнт болсақ, күчлигирәк болидиғанлиғимизни у яхши билиду. Шуңа җисманий яки һис-туйғу җәһәттин мағдирсизлинип кәтсиңиз, Йәһвадин жирақлашмаң. Әксичә, Униңға йеқинлишиң. Муқәддәс китапта: «[Худа] мустәһкәмләп, силәрни күчлүк қилиду»,— дәп йезилған (Петрусниң 1-хети 5:10; Яқуп 4:8). Бу мақалидә биз Йәшая 40:26—31 айәтләрни қараштуруп, Йәһваниң бизни күчлүк қилалайдиғанлиғини көримиз. Кейин Йәһваға болған хизмәттики қизғинлиғимизни йоқитишқа сәвәп болуши мүмкин икки вәзийәтни қараштуримиз. Шундақла Муқәддәс китаптики принципларни қоллиниш бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғини көрүп чиқимиз.
ЙӘҺВАҒА ҮМҮТ БАҒЛАП КҮТКӘНЛӘРНИҢ КҮЧИ ЙЕҢИЛИНИДУ
4. Йәшая 40:26дин қандақ савақ алимиз?
4 Йәшая 40:26ни оқуң. Һечким каинаттики һәммә юлтузларни саналмайду. Алимлар бизниң галактикимизниң өзидә 400 миллиард юлтуз бар дәп һесаплайду. Юлтузлар шунчилик көп болсиму, Йәһва уларниң һәрбиригә нам бәргән. Буниңдин Йәһва һәққидә немини билимиз? Әгәр У җансиз юлтузларниң һәрбиригә шундақ шәхсий көңүл бөлсә, сизгә техиму көп көңүл бөлмәмду?! Сиз Худаға мәҗбурий һалда әмәс, уни яхши көргәнликтин хизмәт қилисиз (Зәбур 19:1, 3, 14). Әрштики Атимиз сиз тоғрисида һәммини билиду. Муқәддәс китапта: «Силәрниң болса, һәтта бешиңлардики чечиңларму саналған»,— дәп йезилған (Мәтта 10:30). Йәһва көңли дурусларниң күнлирини билиду (Зәбур 37:18). Бәк ениқки, Йәһва сизниң һәммә қийиничилиғиңизни көриду вә һәрбиригә қарши турушқа һаҗәтлик күч берәләйду.
5. Йәһваниң бизгә күч-қувәт берәләйдиғанлиғиға немишкә ишәнсәк болиду?
5 Йәшая 40:28ни оқуң. Йәһва — барлиқ қувәтниң Мәнбәси. Мәсилән, Униң қуяшқа бәргән қувәт мөлчирини алайли. Дэвид Боданис исимлиқ илмий язғучиниң ейтишичә, қуяшниң бир секунд ичидә ишләп чиқиридиған қувити миллиардлиған атом бомбисиниң қувитигә баравәр. Башқа бир тәтқиқатчиниң һесави бойичә, қуяш һәр секунд дуниядики барлиқ инсанийәткә 200000 жилға йетәрлик қувәт ишләп чиқиридекән! Әлвәттә, қуяшқа қувәт беридиған Йәһва Худа бизгиму қийинчилиққа бәрдашлиқ беришкә һаҗәт болған күчни берәләйду.
6. Әйсаниң боюнтуруғи қайси мәнада қолайлиқ вә буни билиш сизгә қандақ тәсир қилиду?
6 Йәшая 40:29ни оқуң. Йәһваға хизмәт қилиш зор хошаллиқ әта қилиду. Әйса шагиртлириға: «Боюнтуруғумни бойнуңларға елиңлар»,— дегән. Бирақ кейин мундақ дәп қошти: «Шу чағда җениңлар тәскинлик тапиду. Сәвәви, боюнтуруғум қолайлиқ вә жүкүм йеник» (Мәтта 11:28—30). Бу һәқиқәтән шундақ! Бәзидә һерип кәткәнлигимиз шуки, җамаәт учришишиға яки вәз қилишқа өзүмизни өйдин сөрәп чиқиримиз. Амма өйгә қайтқанда өзүмизни қандақ һис қилимиз? Җанға тәскин тепип, қийинчилиқлиримиз билән күришишкә керәклик күчкә егә болимиз. Растинла, Әйсаниң боюнтуруғи җанға арам бериду.
7. Мәтта 11:28—30дики сөзләрниң растлиғини көрситидиған мисал кәлтүрүң.
7 Бир қериндишимизниң мисалини көрүп чиқайли. У созулма чарчаш кесили вә чүшкүнлүктин азап чекип, шундақла беши қаттиқ ағрийдекән. Шуңа бәзидә униңға учришишларға бериш интайин қийин. Амма бир күни бар күчини жиғип учришишқа барғандин кейин, у мундақ дәп язди: «Шу күни ейтилған нутуқ чүшкүнлүк һәққидә болған. Натиқниң мәлуматни алаһидә көйүнүп-ечинип ейтқанлиғи маңа қаттиқ тәсир қилип, көзүмгә яш алдим. Шу чағда җамаәт учришишлириниң маңа қанчилик һаҗәт екәнлигини чүшәндим». Учришишқа бериш үчүн күч чиқарғанлиғиға у бәк хошал болди!
8, 9. Әлчи Паулниң «аҗиз вақтимда күчлүкмән» дегән сөзлириниң мәнаси немә?
8 Йәшая 40:30ни оқуң. Қолумиздин көп нәрсә кәлсиму, күчимиз чәкләнгән. Буни һәммимиз етирап қилишимиз керәк. Әлчи Паул көп нәрсә қилишқа қабилийәтлик болған, бирақ халиғанниң һәммисини қилалмиған. У Йәһваға ич-бағрини төккәндә, Йәһва униңға: «Мениң күч-қудритим аҗизлиқта мукәммәллишиду»,— деди. Паул Йәһваниң немә демәкчи болғанлиғини чүшәнгәнликтин: «Мән аҗиз вақтимда күчлүкмән»,— дәп ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 12:7—10). Паул немини нәзәрдә тутқан?
9 Паул өз күчи билән қилалайдиған нәрсиләрниң чәклик екәнлигини чүшәнгән. Шуңлашқа у өзидин қудрәтлигирәк бирсиниң ярдимигә муһтаҗ болған. Худаниң муқәддәс роһи Паулға аҗизлишип қалған чағда күч берәләтти. Буниңдин ташқири, муқәддәс роһ Паулға һәтта өз күчи билән қилалмайдиған ишларни атқурушқа күч-қудрәт әта қилалатти. Бизниң вәзийитимиздиму дәл шундақ. Йәһва бизгә муқәддәс роһини бәргәндә, биз һәқиқәтән күчлүк болумиз!
10. Йәһва Давутқа қийинчилиқларға қарши турушқа қандақ ярдәм бәргән?
10 Зәбур язғучиси Давут муқәддәс роһниң күчини өз һаятида көп қетим көргән. У мундақ күйлигән: «Сениң билән қошунларни йеңимән вә Тәңрим күчи билән сепиллардин сәкрәп өтимән» (Зәбур 18:29). Бүйүк сепил тамдин атлап өтүш мүмкин әмәс болғандәк, бәзидә қийинчилиқлиримизниң зор болғанлиғи шуки, уларни өз күчимиз билән һәл қилалмаймиз. Бизгә чоқум Йәһваниң ярдими һаҗәт.
11. Муқәддәс роһ қандақларчә қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә ярдәм бериду?
11 Йәшая 40:31ни оқуң. Бүркүт асманда пәрваз қилғанда, пәқәт өзиниң күчини қолланмайду. Иллиқ һава еқиминиң күчи бүркүтни жуқури көтириду. Бу арқилиқ у узақ вақит учуп, күчини сақлалайду. Шуңа җениңизни азап қилидиған қийинчилиққа дуч кәлгәндә бүркүтләр һәққидә ойлап көрүң. Йәһваниң «ярдәмчи», йәни муқәддәс роһ, арқилиқ көпирәк күч беришини өтүнүң (Йоһан 14:26). Биз Йәһвадин муқәддәс роһни һәрқандақ вақитта, күнигә 24 саат давамида соралаймиз. Йәһваниң ярдимигә, болупму бирәр қериндишимиз билән келишмәслик пәйда болғанда муһтаҗ болушимиз мүмкин. Бирақ келишмәсликләр немишкә пәйда болиду?
12, 13. а) Немишкә мәсиһийләрниң арисида бәзидә келишмәсликләр болуп туриду? ә) Йүсүпниң һаятидин Йәһва һәққидә немини билимиз?
12 Һәммимиз намукәммәл болғанлиқтин, келишмәсликләр пәйда болиду. Бәзидә бириниң ейтқан сөзи һәм иши бизни териктүрүши яки өзүмизму башқиларниң чишиға тегишимиз мүмкин. Бу қийин синақ болуши еһтимал. Лекин қериндашлиримиз билән һәмкарлишишни үгиниш арқилиқ Йәһваға болған садиқлиғимизни көрситәләймиз. Йәһва уларни намукәммәллигигә қаримастин яхши көриду, шуңа бизму уларни яхши көрүшимиз керәк.
13 Йәһва өз хизмәтчилирини синақлардин сақлап қалмайду. Буниңға Йүсүпниң һаяти испат. Йүсүпниң яш чеғида акилири униңға ичи тарлиқ қилди. Улар уни қуллуққа сетивәтти, андин Йүсүп Мисирға әкетилди (Яритилиш 37:28). Йәһва болуватқан вәзийәтниң һәммисини көрүп, Униң дости вә садиқ хизмәтчиси Йүсүп билән қандақ муамилә қилинғанлиғини көргәндә, жүриги ағриғанлиғи сөзсиз. Лекин Йәһва бу вәзийәткә арилашмиди. Кейинирәк Йүсүп Потипарниң аялини зорлимақчи болди дәп әйиплинип зинданға ташланғанда, Йәһва уни қутулдурмиди. Лекин Худаниң Йүсүптин баш тартқан вақти болдиму? Әлвәттә, яқ. Муқәддәс китапта: «Йәһва униң билән еди, у немила қилмиса, Йәһва униңға мувәппәқийәт берәтти»,— дәп йезилған (Яритилиш 39:21—23).
14. Ғәзәпкә берилмәслигимизниң қандақ пайдиси бар?
14 Давутниңму мисалини көрүп чиқайли. Көп адәмләр Давут көргән хорлуқни һечқачан көрмигән. Буниңға қаримастин, Худаниң мошу дости қәһәр-ғәзивиниң самандәк көйүп кетишигә йол бәрмиди. У мундақ дәп язди: «Ғәзивиңни бесип, қәһриңни тохтат, яманлиқ қилғичә терикмә» (Зәбур 37:8). Аччиғидин йенишниң яки ғәзивини бесишниң әң муһим сәвәви — Йәһва Худаға тәқлит қилишни халиғанлиғимиз. У «бизниң гуналиримизға қарита муамилә қилмайду», амма гуналиримизни кәчүриду (Зәбур 103:10). Ғәзәпкә берилмәсликниң әмәлий пайдиси бар. Мәсилән, ғәзәплиништин қан бесими көтирилиши яки нәпәс елиш әзалириниң ағриқлири пәйда болуши мүмкин. Беғир, ашқазан асти бези вә тамақни һәзим қилиш системиси начарлишиду. Буниңдин ташқири, ғәзәпләнгәндә ениқ ойлаш қийин болуши мүмкин. Сөзүмиз яки ишимиз билән башқиларниң көңлини ағритип қойғандин кейин, өзүмизму көп вақит давамида чүшкүнлүккә берилип кетишимиз мүмкин. Шуңа «сәвир түви — алтун» дегәндәк, хатирҗәм болсақ яхши болатти. Муқәддәс китапта: «Хатирҗәм жүрәк тән үчүн саламәтлик»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 14:30). Шуниң үчүн етиқатдашлар көңлүмизни рәнҗитсә, улар билән инақлиқни қандақ сақлалаймиз? Муқәддәс китапниң дана мәслиһитини қоллиналаймиз.
ҚЕРИНДАШЛИРИМИЗ КӨҢЛҮМИЗНИ ҚАЛДУРСА
15, 16. Бизни бирси хапа қилса, немә қилишимиз керәк?
15 Әфәсликләргә 4:26ни оқуң. Йәһваға хизмәт қилмайдиған адәмләр көңлүмизни рәнҗитсә, һәйран қалмаймиз. Бирақ етиқатдишимиз яки аилә әзалиримиз бизни сөзлири яки ишлири билән хапа қилса, бу көңлүмизгә қаттиқ тегиду. Шундақ вақитларда уларни кәчүрүш қийин болсичу? Шу ғәзәптин айрилмай, һәтта жиллар бойи жүригимиздә адавәтни сақлап қалимизму? Мәсилини һәл қилиш үчүн Муқәддәс китаптики дана мәслиһәткә қулақ салимизму? Вәзийәтни һәл қилишни қанчә созсақ, инақлиққа еришиш шунчә қийин болиду.
16 Қериндишиңизға болған хапилиқни һеч унталмай, у һәққидә қайта-қайта ойлайвәрсиңизчу? Инақлиқни сақлаш үчүн немә қилсиңиз болиду? Биринчидин Йәһваға дуа қилиң. Қериндишиңиз билән тил тепип сөзлишиш үчүн, Худадин ярдәм сорап ялвуруң. Уму Йәһва Худаниң дости екәнлигини унтумаң (Зәбур 25:14). Худа уни яхши көриду. Йәһва өз достлириға меһрибанлиқ билән қарайду, биздинму шундақ қилишни күтиду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:23; Мәтта 7:12; Колосилиқларға 4:6). Иккинчидин қериндишиңизға немә ейтидиғанлиғиңизни яхшилап ойлаң. У сизни әтәй рәнҗиткүси кәлди дәп ойлимаң. Бәлким, сиз вәзийәтни натоғра чүшинип қалғансиз. Пәйда болған мәсилидә сизниңму гунайиңиз болуши мүмкин екәнлигини етирап қилишқа тәйяр болуң. Сөһбәтни мошундақ башлап көрүң: «Бәлким, мән түгмидәкни төгидәк қиливатқанмән, лекин түнүгүн ейтқан сөзлириңиз маңа... ». Бу сөһбәт инақлиқни сақлашқа ярдәм бәрмисиму, бәрибир тиришип көрүң. Қериндишиңиз үчүн дуа қилиң. Йәһва униңға бәрикәт бәрсун дәп сораң, униң яхши хисләтлирини көрүш үчүн дуа қилиң. Худаниң дости болған қериндишиңиз билән инақлиқни сақлашқа чин жүрәктин тиришиватқанлиғиңизға Йәһва рази болидиғанлиғиға ишиниң.
ӨТМҮШТӘ ҚИЛҒАН ГУНАЛИРИМИЗҒА ӨКҮНҮШ
17. Гуна қилғанда Йәһва бизгә өзи билән мунасивәтни яңливаштин тикләшкә қандақ ярдәм бериду вә немишкә бу ярдәмни қобул қилишимиз керәк?
17 Җиддий гуна қилғанлиқтин, бәзи қериндашлар өзини Худаға хизмәт қилишқа лайиқ әмәс дәп һис қилиду. Виждан азави бизни хатирҗәмлик, хошаллиқ вә күч-қувәттин айриши мүмкин. Мәсилән, виждан азавидин қийналған Давут падиша мундақ дегән: «Бирақ мән гунайимни етирап қилмай сүкүт қилған екәнмән, күн бойи налә-пәряд көтүрүшүм билән сүйәклирим қерип кәтти, чүнки Сениң мени басқан қолуң маңа кечә-күндүз еғир болди». Бәхиткә яриша, Давут җасур болуп, Йәһваниң өз хизмәтчилиригә қойған тәливигә мас һәрикәт қилди. «Ахири мән Саңа гунайимни ечип... Сән мениңдин гунайимниң әйивини еливәттиң»,— дәп язди Давут (Зәбур 32:3—5). Әгәр җиддий гуна қилсиңиз, Йәһва сизни кәчүрүшкә тәйяр. У сизгә Өзи билән мунасивәтни яңливаштин тикләшкә ярдәм бәргүси келиду. Лекин буниң үчүн Йәһваниң ақсақаллар арқилиқ беридиған ярдимини қобул қилишиңиз һаҗәт (Пәнд-нәсиһәтләр 24:16; Яқуп 5:13—15). Шуңа кечиктүрмәң! Сизниң мәңгү яшишиңиз буниңға бағлиқ. Бирақ гунайиңиз кәчүрүлгәндин кейинму өзүңизни әйипләйвәрсиңизчу? Шу чағда немә қилсиңиз болиду?
18. Йәһваға хизмәт қилишқа лайиқсиз һис қилидиған адәмләргә Паулниң мисали қандақ ярдәм бериду?
18 Әлчи Паул бурун қилған гуналири һәққидә ойлап қайғурған. У мундақ дегән: «Мән әлчиләрниң арисида әң төвини һәм әлчи дәп атилишқиму лайиқсиз, чүнки мән Худаниң җамаитини тәқиплигән едим». Кейин: «Амма Рәббимниң мол меһирлиги бойичә мән һазир силәр көрүватқан дәриҗигә йәттим»,— деди (Коринтлиқларға 1-хәт 15:9, 10). Йәһва Паулниң намукәммәл екәнлигини билгән. Лекин Йәһва уни бурунқи хаталиқлириға қаримастин қобул қилди вә Паулниң буни билишини халиди. Әгәр қилған гуналириңизға һәқиқәтән товва қилип, Йәһваға вә һаҗәт болса ақсақалларға ейтсиңиз, Йәһва сизни чоқум кәчүриду. Йәһва сизни кәчүргәнлигигә ишәнчиңиз камил болсун! (Йәшая 55:6, 7).
19. 2018-жилниң айити қандақ вә мошу айәтниң талланғанлиғи немишкә орунлуқ?
19 Мошу дунияниң ахири йеқинлашқансири, қийинчилиқлиримиз көпийиду. Лекин һалидин кәткәнләргә қудрәт вә мағдирсизларға... қудрәт-бәрдашлиқни беридиған Йәһва Худаниң сизгә садиқ хизмәт қилишиңиз үчүн керәк болған һәммә нәрсини берәләйдиғанлиғини унтумаң (Йәшая 40:29; Зәбур 55:22; 68:19). Ибадәт өйигә келип, 2018-жилниң айитини көргәнсири, биз мошу муһим һәқиқәтни жил давамида әстә сақлайдиған болимиз: Йәһваға үмүт бағлиғанлар қайтидин күч-қувәткә егә болиду (Йәшая 40:31).