Әҗайип бирлик билән Хатириләш кечи
«Нәқәдәр яхши һәм әҗайип қериндашлар билән инақлиқ-бирликтә яшимақ!» (ЗӘБУР 133:1).
1, 2. 2018-жили қандақ вақиә бизни алаһидә усулда бирләштүриду вә қандақларчә? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
БИЙИЛ, 2018-жилниң 31-март күни, пүткүл йәр йүзидә миллионлиған адәм жилиға бир қетим өткүзүлидиған мәрасимға җәм болиду. Күн патқандин кейин, Йәһва гувачилири вә башқиму нурғун адәмләр биллә жиғилип, Әйсаниң инсанийәт үчүн бәргән қурбанлиғини әскә алиду. Һәр жили, Мәсиһниң өлүмини Хатириләш кечи адәмләрни алаһидә усулда бирләштүриду. Башқа һечқандақ учришиш буниңға тәң кәлмәйду.
2 Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ миллионлиған адәмниң пүткүл йәр йүзидә бу алаһидә учришишқа бериватқанлиғини көргәндә, наһайити хошал болидиғанлиғи сөзсиз. Муқәддәс китапта «һечким саналмайдиған инсанлардин ибарәт бүйүк көпчиликниң» үнлүк авазда: «Ниҗатлиғимиз үчүн биз тәхттә олтарған Худайимизға һәм Қозиға қәриздармиз»,— дәп ейтқанлиғи тәсвирләнгән (Вәһий 7:9, 10). Һәр жили шунчилик көп адәмниң Хатириләш кечигә келип, Йәһва билән Әйсаға әҗайип ишлири үчүн шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғи немә дегән яхши!
3. Бу мақалидин қандақ соалларниң җававини тапимиз?
3 Бу мақалидин сиз мундақ төрт соалниң җававини тапалайсиз: 1) Хатириләш кечиниң толуқ пайдисини көрүш үчүн, қандақ тәйярлиқ қилсам болиду? 2) Хатириләш кечи Худа хәлқиниң өм болушиға қандақ тәсир қилиду? 3) Мән Худа хәлқиниң инақлиғиға қандақ һәссә қошалаймән? 4) Хатириләш кечини ахирқи қетим өткүзидиған вақит келәмду? Шундақ болса, қачан?
ХАТИРИЛӘШ КЕЧИГӘ ҚАНДАҚ ТӘЙЯРЛИНИМИЗ ВӘ УНИҢҒА БЕРИШИМИЗ НЕМИШКӘ МУҺИМ?
4. Хатириләш кечигә барғанлиғимиз немишкә муһим?
Йәһва билән Әйса жилниң әң муһим учришишиға қатнишишқа бар күчини салғанларниң һәрбирини байқайдиғанлиғи шәк-шүбһисиз
4 Бу алаһидә кәчтә болушимиз немишкә муһим? Бир сәвәви, учришишларға қатнишиш арқилиқ биз Йәһваға ибадәт қилимиз. Йәһва билән Әйса жилниң әң муһим учришишиға қатнишишқа бар күчини салғанларниң һәрбирини байқайдиғанлиғи шәк-шүбһисиз. Вәзийитимиз тамамән йол бәрмигән чағлардин башқа, Хатириләш кечигә чоқум келидиғанлиғимизни Йәһва билән Әйсаниң билишини халаймиз. Җамаәт учришишлири биз үчүн муһим екәнлигини һәрикитимиз билән испатлисақ, Йәһваға исмимизни «һаят түртиги» дәпму аталған «хатирә китавиға» йезишиға йәнә бир сәвәп беримиз. Бу китапта Йәһва мәңгү һаят бәрмәкчи болған һәммә адәмниң исми йезилған (Малаки 3:16; Вәһий 20:15).
5. Хатириләш кечиниң алдидики һәптиләрдә өзүмизниң «етиқаттиму дәп тәкшүрүшкә» немә ярдәм бериду?
5 Хатириләш кечиниң алдидики һәптиләрдә дуа қилиш вә Йәһва билән мунасивитимиз қанчилик мәһкәм екәнлиги һәққидә мулаһизә қилиш үчүн қошумчә вақит чиқарсақ болиду (Коринтлиқларға 2-хәт 13:5ни оқуң). Әлчи Паул мәсиһийләргә: «Өзүңларни биз етиқаттиму дәп тәкшүрәп, синап көрүңлар»,— дәп ейтқан. Буни қандақ қилалаймиз? Биз өзүмиздин: «Йәһва өз ирадисини орунлаш үчүн таллиған ялғуз тәшкилат мошу екәнлигигә һәқиқәтән ишинимәнму? Хуш хәвәрни вәз қилиш вә тәлим бериш үчүн бар күчүмни салимәнму? Иш-һәрикәтлиримдин ахирқи күнләрдә яшаватқанлиғимизға вә Шәйтанниң һөкүмранлиғиниң ахири йеқин екәнлигигә ишинидиғанлиғим көрүнәмду? Һаятимни Йәһваға беғишлиғинимда Униңға вә Әйсаға болған етиқадим күчлүк еди, һазирчу?»— дәп сорисақ болиду (Мәтта 24:14; Тимотийға 2-хәт 3:1; Ибранийларға 3:14). Бу соалларниң җавави тоғрилиқ ойланғанлиғимиз өз-өзүмизни тәкшүрүшкә ярдәм бериду.
6. а) Мәңгү һаятқа еришишниң ялғуз йоли қандақ? ә) Бир ақсақал Хатириләш кечигә һәр жили қандақ тәйярлиниду вә униңға охшаш сизму немә қилалайсиз?
6 Хатириләш кечигә тәйярлинишниң бир усули — бу кәчниң муһимлиғини чүшәндүридиған мақалиләрни оқуп, мулаһизә қилиш (Йоһан 3:16; 17:3ни оқуң). Мәңгү һаятқа еришишниң бирдинбир йоли — Йәһвани тонуп-билиш вә униң Оғли Әйсаға ишиниш. Хатириләш кечигә тәйярлиниш үчүн, уларға техиму йеқинлишишқа дәвәт қилидиған мавзуларни тәтқиқ қилсақ болиду. Узун вақит давамида ақсақал болуп хизмәт қиливатқан бир бурадәр шундақ қилидекән. Көп жиллар бойи у «Күзитиш мунаридики» Хатириләш кечи вә Йәһва билән Әйсаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббитигә тегишлик мақалиләрни жиғиду. У Хатириләш кечидин авалқи һәптиләрдә мошу мақалиләрни қайтидин оқуп, әшу учришишниң немә сәвәптин шунчилик муһим екәнлиги тоғрисида мулаһизә қилиду. Бәзидә у мәзкүр мақалиләр топлимиға йәнә бир-иккисини қошиду. Шундақла у Хатириләш кечиниң алдида оқулидиған Муқәддәс китап айәтлирини оқуп, чоңқур ойлиниду. Униң ейтишичә, буниң арқилиқ у һәр жили йеңи нәрсиләрни биливалиду. Әң муһими болса, униң Йәһва билән Әйсаға болған меһир-муһәббити күчийиду. Бу бурадәргә охшаш тәтқиқ қилсиңиз, сизму Йәһвани һәм Әйсани техиму яхши көридиған болисиз. Шуниң билән, уларға болған миннәтдарлиғиңиз күчийиду вә Хатириләш кечидин көпирәк пайда алисиз.
ХАТИРИЛӘШ КЕЧИ ӨМ БОЛУШИМИЗҒА ТӘСИР ҚИЛИДУ
7. а) Һакимдаримизниң кәчки зияпити дәсләпки қетим өткүзүлгән кечи Әйса немә һәққидә дуа қилди? ә) Йәһва Әйсаниң дуасиға җавап бәргәнлигини нәдин билимиз?
7 Һакимдаримизниң кәчки зияпити дәсләпки қетим өткүзүлгән кәчтә Әйса алаһидә дуа қилған. У Атиси билән өзиниң арисидики қиммәтбаһа бирлик тоғрисида ейтқан. Шундақла у һәммә шагиртлириниңму дәл шундақ бирликтә болушини тилигән (Йоһан 17:20, 21ни оқуң). Йәһва Оғлиниң бу дуасиға сөзсиз җавап бәрди. Хатириләш кечи — Йәһва гувачилириниң инақ-иттипақлиғини ениқ көрситидиған бирдинбир учришиш. Шу күни дуниядики һәр түрлүк дөләттин вә милләттин чиққан миллионлиған киши баш қошуп, Йәһваниң өз Оғлини әвәткәнлигигә ишинидиғанлиғини көрситиду. Гайбир йәрләрдә миллити охшимайдиған адәмләрниң яки әр кишиләр билән аял кишиләрниң ибадәт қилиш үчүн жиғилиши адәттики нәрсә әмәс вә һәтта бәзилиригә орунсиз көрүнүши мүмкин. Лекин Йәһва билән Әйса мундақ көзқарашта әмәс. Хатириләш кечидики бирлигимиз уларни хурсән қилиду!
8. Йәһва Әзәкиял пәйғәмбәр арқилиқ қандақ хәвәрни ейтти?
8 Йәһваниң хәлқи сүпитидә биз мундақ әҗайип инақлиқта болғанлиғимизға һәйран болмаймиз. Бу инақлиқ Йәһваниң Әзәкиялға бәргән хәвиридә бәшарәт қилинған. У Әзәкиялға икки таяқни елип, бирсигә «Йәһуда үчүн», иккинчисигә болса «Әфраим үчүн» дәп йезишни вә уларни қошуп, биллә тутушни буйриған (Әзәкиял 37:15—17ни оқуң). 2016-жилниң июль ейида чиққан «Күзитиш мунаридики» (рус) «Оқурмәнләрниң соаллирида» мундақ йезилған: «Йәһва Худа Әзәкиял пәйғәмбәр арқилиқ Исраил хәлқиниң Вәдә қилинған йәргә қайтип, яңливаштин бир хәлиқ болидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Бу бәшарәттә Худаниң ахирқи заманда яшайдиған хизмәтчилириму бир хәлиқ болуп, бирликтә болиду дәп ейтилған».
9. Һәр жили Хатириләш кечидә биз Әзәкиялниң бәшаритидә тилға елинған бирликни қандақ көримиз?
9 1919-жилдин тартип, Йәһва авал майланғанларни аста-аста қайта тәшкилләндүрүп, бириктүрди. Улар «Йәһуда үчүн» таяқтәк болди. Кейин майланғанларға йәрдә мәңгү яшашқа үмүтләнгән адәмләр қошулуп, барғансири көпәйгән. Улар болса «Әфраим үчүн» таяқтәк болған. Йәһва бу икки таяқни бириктүрүп, қолидики «бир таяқ» қилишқа вәдә қилди (Әзәкиял 37:19). У майланғанлар билән «башқа қойларни» «бир пада» қилди (Йоһан 10:16; Зәкәрия 8:23). Бүгүнки күндә бу икки топ Йәһваға биллә хизмәт қилмақта. Шундақла уларниң Падишаси — Әзәкиялниң бәшаритидә Йәһва «қулум Давут» дәп атиған — Әйса Мәсиһ (Әзәкиял 37:24, 25). Һәр жили Әйсаниң өлүмини хатириләш үчүн җәм болғанда, биз Әзәкиялниң бәшаритидә ейтилған бу икки топниң өмлигини өз көзүмиз билән көримиз. Амма Худа хәлқиниң бирлигини бузмастин, уни мустәһкәмләшкә һәрқайсимиз һәссимизни қандақ қошалаймиз?
ИНАҚЛИҚНИ САҚЛАШ ҮЧҮН ҺӘРБИРИМИЗ НЕМӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?
10. Худа хәлқиниң бирлигигә үлүшимизни қандақ қошалаймиз?
10 Худаниң хәлқи арисида бирлик болушиға үлүш қошушниң бир усули — кәмтәрликни риваҗландуруш. Әйса йәрдә болғанда, әгәшкүчилиригә кәмтәр болуши керәклигини ейтқан (Мәтта 23:12). Бу дуниядики адәмләр өзлирини пат-пат башқилардин үстүн тутиду. Бирақ биз кәмтәр болсақ, җамаәттә рәһбәрлик қилидиған бурадәрләрни һөрмәтләп, уларға итаәт қилидиған болимиз. Пәқәт шу чағдила җамаәттә инақлиқ һөкүм сүриду. Әң муһими, кәмтәрликни сақлисақ, Йәһваниң мақуллишиға еришимиз. Чүнки У «чоңчиларға қаршилиқ көрситиду, мөмүнләргә болса, мол меһрини намайән қилиду» (Петрусниң 1-хети 5:5).
11. Хатириләш кечидики нан вә шарап һәққидә ойлиниш бизни инақлиқни мустәһкәмләшкә қандақ дәвәт қилиду?
11 Инақлиқни мустәһкәмләшниң иккинчи усули — нан билән шарапниң мәнаси һәққидә чоңқур ойлиниш. Бу һәққидә Хатириләш кечиниң алдида вә болупму шу кечи ойлинишимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 11:23—25). Петир нан Әйсаниң қурбанлиққа бәргән мукәммәл тенини билдүриду. Қизил шарап болса, униң қенини билдүриду. Амма бу асасий һәқиқәтләрни билипла қоюш йетәрлик әмәс. Әйсаниң төләм қурбанлиғи меһир-муһәббәтниң икки тәңдиши йоқ ипадиси екәнлигини әстә тутушумиз керәк. Йәһва биз үчүн Оғлини бәрди вә Әйса тәйярлиқ билән өз җенини пида қилди. Уларниң меһир-муһәббити тоғрилиқ ойлиғинимиз бизни уларни сөйүшкә үндәйду. Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз бирлигимизни мустәһкәмләйду.
12. Падиша вә қул һәққидики тәмсилдин Йәһва башқиларни кәчүрүшимизни халайдиғанлиғини Әйса қандақ қилип ениқ көрсәтти?
12 Бирликни сақлашниң үчинчи йоли — һиммәтлик кәчүрүш. Шундақ қилсақ, Әйсаниң қурбанлиғиниң асасида гуналиримизни кәчүргәнлиги үчүн Йәһваға болған миннәтдарлиғимизни көрситәләймиз. Әйса кәчүрүшниң қанчилик муһим екәнлигини көрситиш үчүн, падиша вә қул һәққидики тәмсилни ейтип бәрди. Мәтта 18:23—34 айәтләрни оқуп, мошу соалларға җавап бериң: «Әйсаниң тәлими бойичә һаят кәчүрүшкә тиришимәнму? Қериндашлар билән арилашқанда чидамлиқ көрситип, уларға чүшинишлик билән қараймәнму? Мән мени рәнҗиткән қериндашларни кәчүрүшкә тәйярму? Бәзи гуналар башқа гуналарға қариғанда җиддий екәнлиги раст. Намукәммәл болғачқа, гайибир гуналарни кәчүрүш наһайити еғир. Бирақ Әйсаниң тәмсилидин Йәһва Худа немә қилишимизни халайдиғанлиғини билимиз (Мәтта 18:35ни оқуң). Товва қилған чағдиму қериндишимизни кәчүрмисәк, Йәһва бизни кәчүрмәйдиғанлиғини Әйса ениқ көрсәтти. Әлвәттә, бу бәк җиддий мәсилә. Бизниң инақлиғимизни қоғдаш вә сақлаш үчүн, Әйса үгәткәндәк башқиларни кәчүрүшимиз керәк.
13. Башқиларни кәчүргәндә, қандақларчә инақлиқни сақлаймиз?
13 Башқиларни кәчүргәндә, қериндашлар билән инақлиқни сақлаймиз. Әлчи Паул өз ара өм болуп, бирликни сақлашқа дәвәт қилған (Әфәсликләргә 4:3). Шуңа Хатириләш кечи вақтида вә болупму шу кечиси башқиларға қандақ муамилә қилғанлиғиңиз һәққидә чоңқур ойлиниң. Өзүңиздин: «Мени яхши билидиғанлар мени хапа қилип қойған адәмләргә адавәт сақлимайдиғанлиғимни ениқ биләмду? Башқилар мениң инақлиқни сақлап, бирликни мустәһкәмләшкә күч салғанлиғимни көрәмду?»— дәп сораң. Бу ойлинишқа әрзийдиған муһим соаллар.
14. «Меһир-муһәббәтлик билән бир-биримизгә кәң қосақлиқ» екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз?
14 Бирликни мустәһкәмләшниң төртинчи йоли — меһир-муһәббәтни көрситиштә Йәһваға тәқлит қилиш (Йоһанниң 1-хети 4:8). Биз: «Қериндашлар билән бирликни сақлишим керәк болсиму, улар билән йеқин болушум шәрт әмәс»,— дәп ойлисақ, натоғра болатти. Шундақ қилсақ, Паулниң «меһир-муһәббәтлик билән бир-бириңларға кәң қосақлиқ болуш» һәққидики мәслиһитигә қулақ салмиған болаттуқ (Әфәсликләргә 4:2). Паул пәқәт «кәң қосақлиқ болуңлар» демигән, буни «меһир-муһәббәтлик билән» қилиңлар деди. Бу икки түрлүк нәрсә. Җамаитимиздә һәр түрлүк адәмләр бар вә Йәһва Худа уларниң һәммисини өзигә җәлип қилди (Йоһан 6:44). Демәк, Йәһваниң уларни яхши көрүшиниң көплигән муһим сәвәплири болуши керәк. Әгәр қериндашлиримиз Худаниң меһир-муһәббитигә лайиқ болса, қандақларчә улар бизниң меһир-муһәббитимизгә налайиқ дәп ейталаймиз? Йәһва уларни қандақ яхши көрүшимизни халиса, шундақ яхши көрүшкә интилайли (Йоһанниң 1-хети 4:20, 21).
АХИРҚИ ХАТИРИЛӘШ КЕЧИ ҚАЧАН БОЛИДУ?
15. Хатириләш кечи ахирқи қетим өткүзүлидиғанлиғини қәйәрдин билимиз?
15 Күнләрниң бир күни Хатириләш кечи ахирқи қетим өткүзүлиду. Буни қәйәрдин билимиз? Паул майланған мәсиһийләргә Әйсаниң өлүмини һәр жили әскә алғанда, улар «Һакимдаримиз кәлмигичә униң өлүмини җакалайдиғанлиғини» ейтқан (Коринтлиқларға 1-хәт 11:26). Әйса ахирқи заман һәққидики бәшаритидә өзиниң «келиши» тоғрисида ейтқан. Пат арида бүйүк апәтниң болидиғанлиғини ейтқанда, у мундақ дегән: «Асманда инсан Оғлиниң бәлгүси пәйда болиду һәм йәр-зәминниң барлиқ қәбилилири мәйдисигә уруп жиға-зар қилишиду вә инсан Оғлиниң булутлар үстидә күч-қудрәттә вә бүйүк шан-шәрәптә келиватқанлиғини көриду. У пәриштилирини җараңлиқ карнәй садаси билән әвәтиду һәм улар униң таллиғанлирини төрт шамалдин, асманниң бир четидин йәнә бир четигичә жиғип бериду» (Мәтта 24:29—31). Әйса «таллиғанлирини» жиғидиған вақит у йәрдә қалған майланғанларни пүтүнләй асманға елип кәткәндә болиду. Бу бүйүк апәт башланғандин кейин, лекин Һар-Магедон уруши техи башланмай туруп йүз бериду. Әйса билән 144000 биллә йәр йүзидики падишаларға қарши чиқип, бу җәңдә ғәлибә қазиниду (Вәһий 17:12—14). Биз баридиған ахирқи Хатириләш кечи Әйса майланғанларни жиғиш үчүн «кәлгәндә» болиду.
16. Сиз немишкә бийил болидиған Хатириләш кечигә келишкә бәл бағлидиңиз?
16 2018-жилниң 31-март күни өтидиған Хатириләш кечигә беришқа бәл бағлаң. Шуниң билән Худа хәлқиниң бирлигигә өз һәссиңизни қошуш үчүн Йәһвадин ярдәм сораң (Зәбур 133:1ни оқуң). Бир күни биз Хатириләш кечигә ахирқи қетим баримиз. Шу күн кәлмигичә, һәр жили өткүзүлидиған Хатириләш кечидики әҗайип инақлиқни баһалайдиғанлиғимизни көрситәйли.