Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Һәммигә егә болған Худаға бир нәрсә беришимиз һаҗәтму?

Һәммигә егә болған Худаға бир нәрсә беришимиз һаҗәтму?

«Униң үчүн, әй Худайимиз, Сениң шәрәплик исмиңға һәмд ейтимиз» (ТАРИХНАМӘ 1-ЯЗМА 29:13).

НАХШИЛАР: 1, 48

1, 2. Йәһва бизгә қандақ қилип сехийлиқ көрситиду?

 ЙӘҺВА — сехий Худа. Биздә барниң һәммисини У бәргән. У йәрдики һәммә тәбиий байлиқларниң Егиси вә уларни һаятлиқни тәминләш үчүн ишлитиду (Зәбур 104:13—15; Һагай 2:8). Муқәддәс китапта Йәһваниң өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилиш үчүн, бәзидә бу байлиқлардин мөҗүзәвий һалда пайдилинидиғанлиғи йезилған.

2 Мәсилән, Исраил хәлқи 40 жил давамида чөлдә яшиғанда, Йәһва уларға манна билән суни бәргән (Чиқиш 16:35). Шуңа улар һечнәрсигә муһтаҗ болмиған (Нәһәмия 9:20, 21). Кейинирәк Йәһва Худа Елиша пәйғәмбәргә бир садиқ тул аялниң азғина мейини көпәйтишкә күч бәрди. Худа бәргән бу соға түпәйлидин тул аял қәризлиридин қутулуп, һәтта қалған пулға оғуллири билән давамлиқ күн көргән (Падишалар 2-язма 4:1—7). Әйса болса Йәһваниң ярдими билән мөҗүзә қилип, һаҗәт болғанда озуқ, һәтта пул биләнму тәминлигән (Мәтта 15:35—38; 17:27).

3. Бу мақалидә немини қараштуримиз?

3 Йәһва мәвҗудатларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн халиған нәрсисини қоллиналайду. Шундақ болсиму, У өз хизмәтчилирини тәшкилатиниң паалийитини қоллаш үчүн қолида барини беришкә үндәйду (Чиқиш 36:3—7; Пәнд-нәсиһәтләр 3:9). Немишкә Йәһва униңдин алған баһалиқ нәрсиләрни униңға беришимизни күтиду? Йәһваниң қедимда яшиған хизмәтчилири униң хәлқиниң ишини маддий тәрәптин қандақ қоллиған? Тәшкилат бүгүнки күндә ианиләрни қандақ қоллиниду? Келиң, бу соалларниң җававини биливалайли.

НЕМИШКӘ БИЗ ЙӘҺВАҒА ҚОЛУМИЗДА БАРНИ БЕРИМИЗ?

4. Униң ишини қоллиғанда, Йәһваға немини көрситимиз?

Биз Йәһвани яхши көргәнликтин униңға беримиз

4 Биз Йәһвани яхши көргәнликтин вә униңға миннәтдар болғанлиқтин униңға беримиз. Биз үчүн қилған һәммә ишлири һәққидә ойлиғанда, қәлбимиз тәвриниду. Давут падиша ибадәтханини қуруш үчүн немиләрниң һаҗәт екәнлигини ейтқанда, мундақ һиссиятта болған. Давут қолумизда барниң һәммиси Йәһвадин екәнлигини вә Униңға беридиған һәдийәлиримизниң барлиғиму Униңдин кәлгәнлигини ейтқан (Тарихнамә 1-язма 29:11—14ни оқуң).

5. Чин дилдин бериш һәқиқий ибадәтниң муһим қисми екәнлигини Муқәддәс китап қандақ көрситиду?

5 Йәһваға беридиғанлиғимизниң йәнә бир сәвәви — бу униңға ибадәт қилишниң бир йоли. Әлчи Йоһан вәһийдә Йәһваниң асмандики хизмәтчилириниң мундақ ейтқанлиғини аңлиған: «Йәһва, бизниң Худайимиз, Сән шан-шөһрәткә, шан-шәрәпкә вә күч-қудрәткә лайиқсән, чүнки Сән барлиқ нәрсини яраттиң вә барлиқ нәрсә Сениң ирадәң бойичә моҗут һәм яритилғандур» (Вәһий 4:11). Йәһва Худа шан-шөһрәткә вә шан-шәрәпкә лайиқ болғанлиқтин, биз униңға қолумиздики әң яхшисини беришни халаймиз, шундақ әмәсму? Йәһва Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраил хәлқигә жилида үч түрлүк һейтни өткүзүшкә буйриған. Бу һейтлардики ибадәтниң бир қисми сүпитидә улар Йәһваға қолда барини бәргән. Хәлиқ Йәһваниң алдиға «қуруқ қол кәлмәслиги» керәк еди (Қанун шәрһи 16:16). Бизниң күнимиздиму чин дилдин бериш — ибадитимизниң муһим бир қисми. Буниң арқилиқ биз Йәһваниң тәшкилати қиливатқан ишни баһалайдиғанлиғимизни вә қоллайдиғанлиғимизни көрситимиз.

6. Беришниң өзүмиз үчүн қандақ пайдиси бар? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

6 Пәқәт елиш әмәс, бәлки сехийлиқ билән бериш өзүмиз үчүн пайдилиқ (Әлчиләр 20:35ни оқуң). Ата-аниси униңға бәргән азғина пулни жиғип, уларға соға қилған балини тәсәввур қилиң. Улар тазиму хошал болиду, шундақ әмәсму?! Йә болмиса, ата-анисиниң өйидә туруватқан яш пешқәдәм өйниң чиқимлирини йепиш яки озуқ-түлүк сетивелиш үчүн бираз пул бериду дәйли. Ата-аниси пул беришини күтмисиму, уни қобул қилиду. Немишкә? Сәвәви мундақ қилиш арқилиқ балиси ата-анисиниң һәммә яхшилиғи үчүн миннәтдарлиғини изһар қиливатқинидур. Шуниңға охшаш, Йәһва баһалиқ нәрсилиримизни униңға бәргәнлигимиз өзүмизгә яхши екәнлигини билиду.

ЙӘҺВАНИҢ ҚЕДИМДИКИ ХИЗМӘТЧИЛИРИ ҚАНДАҚ ИАНӘ БӘРГӘН?

7, 8. Қедимда Худаниң хәлқи қандақларчә а) алаһидә чарә-тәдбирләргә вә ә) Йәһваниң ишини қоллаш үчүн ианә бериштә үлгә көрсәткән?

7 Муқәддәс китапта йезилғандәк, Йәһваниң хәлқи униң ишини қоллаш үчүн ианә қилған. Бәзидә улар қандақту бир алаһидә чарә-тәдбир үчүн ианә бәргән. Мәсилән, Муса пәйғәмбәр исраиллиқларни муқәддәс чедирниң қурулушиға һәдийә беришкә дәвәт қилған. Кейинирәк Давут падишаму ибадәтханини қурған чағда шундақ қилған (Чиқиш 35:5; Тарихнамә 1-язма 29:5—9). Йәһоаш падиша һөкүмранлиқ қилғанда, роһанийлар ибадәтханини түзәш үчүн адәмләр бәргән пулни ишләткән (Падишалар 2-язма 12:4, 5). Биринчи әсирдики мәсиһийләр болса, Йәһудийәдики ачарчилиқ түпәйлидин көп қериндашларниң ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини аңлиди. Шуңа һәрбир мәсиһий шу йәрдики қериндашларға қолидин кәлгиничә ярдәм беришни қарар қилди (Әлчиләр 11:27—30).

8 Шундақла Йәһваниң хәлқи униң ишида рәһбәрликни қолиға алидиғанларға маддий тәрәптин ярдәм бәргән. Мәсилән, Тәврат қануни бойичә, Лавий қәбилисиниң башқа қәбилиләргә охшаш мираслиқ йери болмиған. Шуниң үчүн қалған исраиллиқлар лавийларға өзидә барниң ондин бир үлүшини әта қилған. Шундақ қилип, улар пүтүн диққитини муқәддәс чедирдики хизмәткә қоялиған (Санлар 18:21). Шуниңға охшаш, Әйса билән әлчилиригиму көплигән мәрт аяллар қолида бар нәрсиси билән ярдәм бәргән (Луқа 8:1—3).

Бәк байларму, бәк намрат болғанларму, һәрким қолида барини берәлигән

9. Өтмүштә Худаниң хизмәтчилири қандақ усулларда ианә қилған?

9 Бу ианиләр һәрхил усул билән қилинған. Исраиллиқлар муқәддәс чедирниң қурулушиға Мисирдин елип чиққан қиммәтбаһа буюмларни бәргән болса керәк (Чиқиш 3:21, 22; 35:22—24). Биринчи әсирдики бәзи мәсиһийләр болса, өз мүлкини, йәни етизлирини яки өйлирини сетип, униңдин алған пулни әлчиләргә бәргән. Әлчиләр бу пулни муһтаҗлиқта болған қериндашларға тәхсим қилди (Әлчиләр 4:34, 35). Башқилири Худаниң ишини қоллашқа өз һәссисини қошуш үчүн бираз пулни чәткә қоятти (Коринтлиқларға 1-хәт 16:2). Шундақ қилип, бәк байларму, бәк намрат болғанларму, һәрким қолида барини берәлигән (Луқа 21:1—4).

БҮГҮНКИ КҮНДӘ ҚАНДАҚ ИАНӘ ҚИЛИМИЗ?

10, 11. а) Қедимда яшиған Йәһваниң хизмәтчилиригә қандақ тәқлит қилалаймиз? ә) Падишалиқ ишини қоллаш мүмкинчилигигә қандақ қарайсиз?

10 Бүгүнки таңда бизниңму қандақту бир алаһидә ишлар яки мәхсәтләр үчүн ианә қилишимиз керәк болуши мүмкин. Бәлким, җамаитиңиз Ибадәт өйини җөндәшни яки йеңисини қурушни реҗилигәнду. Йә болмиса, йәрлик филиални җөндәш һаҗәт болғанду. Конгрессни өткүзүшкә кәткән хираҗәтни көтиришкә ярдәм берәләйдиғандимиз. Яки башқа йәрдики қериндашлиримиз тәбиий апәттин зәрдап чекип, ярдәмгә муһтаҗ болуши мүмкин. Шундақла бизниң ианилиримиз миссионерларниң, мәхсус пешқәдәмләрниң, наһийилик назарәтчиләрниң һәм дуниявий баш идаридики вә һәрхил җайлардики филиаллардики қериндашларниң хизмитини қоллайду. Җамаитиңиз дуния йүзи бойичә Конгресс сарайлири билән Ибадәт өйлирини қуруш ишиға дайим ианә берип турушиму мүмкин.

11 Йәһваниң тәшкилати ахирқи күнләрдә қиливатқан ишни қоллашқа һәрқайсимиз өз һәссимизни қошалаймиз. Ианиләрниң көпинчиси мәхпий берилиду. Биз Ибадәт өйидики ианә сандуғиға пул салғанда яки jw.org торбети арқилиқ ианә бәргәндә, қанчә пул бәргәнлигимизни башқиларға ейтмаймиз. Амма бәргән ианимиз өзүмизгә бәк аз яки әрзимәс болуп көрүнсичу? Әмәлийәттә, тәшкилатқа берилидиған ианиләрниң көпинчиси бирнәччә кишиниң нурғун пулидин әмәс, көплигән кишиләрниң аз-аздин бәргән ианилиридин ибарәт. Һәтта турмуши анчә яхши әмәс қериндашлиримиз биринчи әсирдә яшиған Македониядики мәсиһийләргә тәқлит қилиду. Улар «намрат» болушиға қаримастин, уларниң ианилирини қобул қилишқа ялвурған вә кейин мәртлик билән һәдийә қилған (Коринтлиқларға 2-хәт 8:1—4).

12. Тәшкилатимиз ианиләрни қандақларчә әң яхши усулда қоллинишқа тиришиду?

12 Рәһбәрлик кеңәш ианиләрни садиқлиқ вә әқил–парасәт билән қоллиниду (Мәтта 24:45). Униң әзалири тоғра қарар қобул қилиш үчүн дуа қилип, пулни қандақ ишлитишни пухта ойлиниду (Луқа 14:28). Қедимда мәсъулийәтлик әр кишиләр ианиләрниң пәқәт Йәһваниң ибадити үчүн қоллинилишиға ғәмхорлуқ қилған. Мәсилән, Әзра Йерусалимға Парс падишаси бәргән қиммәт соғилар, шу җүмлидин алтун, күмүч вә башқа ғәзниләр билән қайтқан. Бу һәдийәләрниң умумий қиммәтлиги бүгүнки күндә 100 миллиондин ошуқ АҚШ доллириға тәң. Әзра бу ианиләрни Йәһваға арналған һәдийә дәп қараштурған. Шуңа уларни хәвплик районлардин аман-есән өткүзүш үчүн мәхсус көрсәтмиләрни бәргән (Әзра 8:24—34). Көплигән жиллардин кейин әлчи Паул Йәһудийәдики муһтаҗлиқта болған қериндашларға ярдәм бериш үчүн пул жиққан. У мошу ианини елип баридиғанларға һәммисини «пәқәт Йәһваниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң алдидиму... һалал пайдилинишни» ейтқан (Коринтлиқларға 2-хәт 8:18—21ни оқуң). Бүгүнки күндә тәшкилатимиз Әзра билән Паулдин үлгә елип, ианиләрни даналиқ билән ишлитиду.

13. Тәшкилатниң йеқинда қилған өзгиришләрниң сәвәви немә?

13 Аилә чиқими киримидин көпирәк болмаслиғи үчүн, пулни нәгә ишлитишини өзгәртиши яки Йәһваға көпирәк хизмәт қилиш үчүн һаятини аддийлаштуруш йолини издиши мүмкин. Йәһваниң тәшкилатиму шундақ қилиду. Йеқинда көплигән йеңи ишлар қилинди. Нәтиҗидә, шу вақит давамида киримгә қариғанда чиқим көпирәк болди. Шу сәвәптин тәшкилат, аилигә охшаш, мәбләғни теҗәш вә ишни аддийлаштурушниң усуллирини издимәктә. Шундақ қилип тәшкилат сизниң сехийлиқ билән бәргән ианилириңизни үнүмлүк қоллиналайду.

ИАНИЛИРИҢИЗ ҚАНДАҚ ИШЛИТИЛИДУ?

Ианә қилиш арқилиқ сиз дуниявий паалийәтни қоллайсиз (14—16 абзацларға қараң)

14—16. а) Ианилиримиз немигә ишлитилиду? ә) Сиз бу чарә-тәдбирләрниң қандақ пайдисини көрисиз?

14 Йәһваға көп жиллар хизмәт қиливатқан қериндашларниң ейтишичә, бурун улар тәшкилаттин шунчилик көп соғиларни алмиған. Һазир биздә jw.org торбети вә JW Broadcasting телевизияси бар. Көплигән тилларда «Муқәддәс Язмилар. Йеңи дуния тәрҗимиси» бар. 2014, 2015-жиллар арилиғида «Худа Падишалиғини биринчи орунға қояйли!» дәп аталған үч күнлүк хәлиқара конгресслар дуния йүзи бойичә 14 шәһәрниң әң чоң стадионлирида өткүзүлгән. Мошу конгрессқа қатнашқанларниң хошаллиғи қин қиниға патмиди.

15 Нурғун қериндашлар Йәһваниң тәшкилати бериватқан соғилар үчүн миннәтдарлиғини изһар қилди. Мәсилән, Азиядә хизмәт қилидиған бир әр-аял мундақ язди: «Биз кичик шәһәрдә хизмәт қилғанлиқтин, бәзидә өзүмизни ялғуз һис қилип, Йәһваниң иши қанчилик кәң даиридә орунлиниватқанлиғини унтуп қалимиз. Лекин JW Broadcasting телевизиясидики түрлүк программиларни көргәндә, дуниявий қериндашлиқниң әзалири екәнлигимиз есимизға келиду. Йәрлик әзиз қериндашлиримизму бәк хошал болуп, һәр ай чиқидиған программиларни көргәндә, өзини Рәһбәрлик кеңәшниң әзалириға йеқин һис қилиду. Һазир улар Худа тәшкилатиниң әзаси болғанлиғидин техиму көп пәхирлиниду».

16 Бүгүнки таңда дуния йүзи бойичә тәхминән 2500 Ибадәт өйлирини қуруш яки җөндәш ишлири жүргүзиливатиду. Гондурастики бир җамаәтниң әзалири өз Ибадәт өйиниң болушини арман қилған. Улар мундақ дәп язди: «Йәһваниң пүтүн дуния йүзидики аилисиниң әзалири екәнлигимиз вә хәлиқара қериндашлиқниң болғанлиғидин қәлбимиз хошаллиққа толиду!» Муқәддәс китап билән башқа әдәбиятларни ана тилида оқуғанда, тәбиий апәттин кейин қериндашлардин ярдәм алғанда яки җәмийиәтлик орунлардики вәз ишиниң нәтиҗисини көргәндә, көп қериндашларму охшаш һис-туйғуда болидиғанлиғини ейтиду.

17. Йәһваниң өз тәшкилатини қоллаватқанлиғини нәдин билимиз?

17 Йәһва гувачиси әмәс көп адәм ишлиримизниң һәммиси қандақларчә пәқәт ихтиярий ианиләр һесавиға атқурулуватқанлиғини әқлигә сиғдуралмайду. Бир чоң идариниң башқурғучиси басмиханилиримизниң бирини зиярәт қилған. У ишниң барлиғи пәқәт ихтиярий хизмәтчилириниң күчи вә ихтиярий ианиләрниң ярдими билән, пул жиғмай қилинғанлиғиға һәйран қелип, мундақ болуши мүмкин әмәслигини ейтти. Әмәлийәттә, шундақ! Чүнки барлиқ иш пәқәт Йәһваниң қоллап-қувәтлиши билән қилиниду (Аюп 42:2).

ЙӘҺВАҒА БӘРГӘНДӘ ЕРИШИДИҒАН БӘРИКӘТЛИРИМИЗ

18. а) Падишалиқни қоллаш үчүн қолумизда барни бәргәндә, қандақ бәрикәтләргә еришимиз? ә) Балилиримизни вә һәқиқәтни йеңидин тонуғанларни буниңға қандақ үгитәләймиз?

18 Йәһва бизгә Падишалиқ ишини қоллаш имтиязини вә мүмкинчилигини бериватиду. Униң ишини қоллисақ, үстимизгә мол бәрикәт төкидиғанлиғиға капаләт бериду (Малаки 3:10). Йәһва мәртлик билән беришимиз өзүмизгә пайда әкелидиғанлиғини вәдә қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 11:24, 25ни оқуң). Шундақла бәргәндә бәхитлик болидиғанлиғимизни ейтиду, чүнки «елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» (Әлчиләр 20:35). Балилиримиз вә һәқиқәтни йеңидин тонуғанларға Падишалиқ ишини уларму қоллап, мол бәрикәткә еришәләйдиғанлиғини һәм сөзүмиз, һәм ишимиз билән көрситәләймиз.

19. Бу мақалә сизни немигә дәвәт қилди?

19 Биздә бар һәммә нәрсә Йәһвадин кәлгән. Қолумизда барни Униңға қайтип бәргәндә, уни яхши көридиғанлиғимизни вә биз үчүн қилғанлириниң һәммисини баһалайдиғанлиғимизни көрситимиз (Тарихнамә 1-язма 29:17). Ибадәтханиниң қурулушиға өз һәссисини қошқанда, исраиллиқлар «көңүл хуши билән берилгән һәдийәләр үчүн хошал болди, чүнки улар кәңри көңүл билән Худавәндигә бәргән еди» (Тарихнамә 1-язма 29:9). Ундақта, Йәһваниң бизгә бәргән нәрсилирини униңға бериш арқилиқ давамлиқ хошаллиқ билән қанаәткә еришәйли.