Һәқиқий бәхиткә ериштүридиған меһир-муһәббәт
«Худаси Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД] болған хәлиқ бәхитликтур!» (ЗӘБУР 144:15, КТ).
НАХШИЛАР: 28, 25
1. Немишкә биз яшаватқан заман бәк алаһидә?
БИЗ инсан тарихида бурун һечқачан болмиған вақитта яшаватимиз. Муқәддәс китапта алдин ала ейтилғандәк, Йәһва Худа «барлиқ милләтләрдин, қәбилиләрдин, хәлиқләрдин вә тиллардин» бүйүк көпчиликни жиғиватиду. Сәккиз миллиондин ошуқ адәмдин туридиған бу «улуқ әл» «кечә-күндүз Худа тәхтиниң алдида» хизмәт атқурмақта (Вәһий 7:9, 15; Йәшая 60:22). Худани вә башқиларни яхши көридиғанларниң сани бурун һечқачан шунчилик көп болмиған.
2. Худадин жирақлашқан адәмләргә меһир-муһәббәтниң қандақ натоғра түри хас? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
2 Амма Муқәддәс китапта бизниң заманимизда Худадин жирақлашқан адәмләрниң меһир-муһәббәтниң умумән башқичә түри болидиғанлиғиму йезилған. Бу — шәхсийәтчиликкә асасланған муһәббәт. Әлчи Паул ахирқи күнләрдә «инсанлар өзинила яхши көридиған, пулхумар» болидиғанлиғини вә «Худани әмәс, һузурлинишни яхши көридиғанлиғини» язған (Тимотийға 2-хәт 3:1—4). Шәхсийәтчиликкә асасланған мундақ муһәббәт Худаға болған меһир-муһәббәткә қариму-қарши. Өз бешинила ойлайдиған адәм бәхитлик болалаймән дәп ойлисиму, әмәлийәттә бәхитлик болалмайду. Әксичә, мундақ көзқараш дунияниң шәхсийәтчи болушиға тәсир қилип, һаятимизни техиму қийинлаштуриду.
3. Бу мақалидә немини қараштуримиз вә немишкә?
3 Әлчи Паул шәхсийәтчиликкә асасланған муһәббәтниң кәң тарқилип, мәсиһийләргә хәвп туғдуридиғанлиғини билгән. Шуниң үчүн у мундақ меһир-муһәббәтни көрситидиғанлардин «жирақ турушқа» агаһландурған (Тимотийға 2-хәт 3:5). Лекин биз мундақ адәмләр билән тамамән арилашмаслиғимиз мүмкин әмәс. Ундақта, әтрапимиздики адәмләрниң көзқаришиниң тәсиридин қоғдиниш үчүн немә қилсақ болиду? Авал Худаға яқидиған меһир-муһәббәт билән Тимотийға 2-хәт 3:2—4 айәтләрдә тәсвирләнгән меһир-муһәббәтниң пәрқини көрүп чиқайли. Андин кейин өзүмизни тәкшүрүп, һәқиқий қанаәт вә бәхиткә ериштүридиған меһир-муһәббәтни қандақ көрситәләйдиғанлиғимизни қараштуримиз.
ХУДАНИ ЯХШИ КӨРИМИЗМУ ЯКИ ӨЗҮМИЗНИМУ?
4. Немишкә өзүмизни орунлуқ мөлчәрдә сөйүшимиз тоғра?
4 «Инсанлар өзинила яхши көридиған... болиду»,— дәп язған әлчи Паул. Бу өзүмизни яхши көрүш натоғра екәнлигини билдүрәмду? Яқ, өзүмизни яхши көрүш тәбиий вә муһим нәрсә. Йәһва бизни шундақ яратти. Әйса: «Өз йениңдики кишини өзүңдәк сөйгин»,— дәп ейтқан (Марк 12:31). Әгәр өзүмизни сөймисәк, башқиларниму сөйәлмәймиз. Муқәддәс китапта йәнә: «Әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк. Өз аялини сөйгән киши өзини сөйгән болиду, чүнки һечким һечқачан өз тенини өч көрмәйду, әксичә уни озуқландуриду һәм асрайду»,— дәп йезилған (Әфәсликләргә 5:28, 29). Демәк, өзүмизни орунлуқ мөлчәрдә сөйүшимиз керәк.
5. Өзини һәддидин ташқири сөйидиған адәмни қандақ тәсвирләттиңиз?
5 Тимотийға 2-хәт 3:2дики «өзинила яхши көрүш» орунсиз муһәббәтни билдүриду. Бу шәхсийәтчи муһәббәт. Өзини һәддидин ташқири яхши көридиған адәм өзи һәққидә артуқчә ойлайду (Римлиқларға 12:3ни оқуң). У өз бешинила ойлап, башқилар билән кари йоқ. Бирәр иш тоғра болмай қалса, у өзини әмәс, башқиларни әйипләйду. Муқәддәс китапниң бир чүшәндүрмисидә мундақ адәм кирпә билән селиштурулған: өзи юмшақ иссиқ жуңиға йөгинивелип, сиртқа пәқәт учлуқ тикәнлирини чиқириду. Мундақ кишиләр һәқиқий бәхиткә еришәлмәйду.
6. Худани яхши көридиған адәмләр немигә еришиду?
6 Бәзи Муқәддәс китап тәтқиқатчилириниң ейтишичә, Паул авал өз бешини ойлашни тилға алғанлиғиниң сәвәви — у буниңдин кейин ейтқан яман хисләтләрни туғдуриду. Худаға яқидиған меһир-муһәббәт болса, әксичә, биздә яхши хисләтләрни йетилдүриду. У хошаллиқ, течлиқ, сәвир-тақәт, меһрибанлиқ, һиммәтлик, етиқат, мулайимлиқ, өзини тутуштәк хисләтләр билән бағлиқ (Галатилиқларға 5:22, 23). Зәбур язғучиси: «Худаси Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД] болған хәлиқ бәхитликтур!»— дегән (Зәбур 144:15, КТ). Йәһва бәхитлик Худа болғанлиқтин, униң хәлқиму бәхитлик. Шундақла өзини һәддидин ташқири сөйидиған вә пәқәт елишни көзләйдиған адәмләргә охшимастин, Йәһваниң хизмәтчилири башқиларға бериштин хошаллиқ тапиду (Әлчиләр 20:35).
7. Қандақ соаллар Худаға болған меһир-муһәббитимизни тәкшүрүшкә ярдәм бериду?
7 Өзүмизгә болған меһир-муһәббәт Худаға болған меһир-муһәббитимиздин күчлүгирәк болуп кәтмигәнлигини қандақ биләләймиз? Мону дана мәслиһәт һәққидә мулаһизә қилип көрүң: «Һечнәрсини талаш-тартиштин яки шөһрәтпәрәсликтин қилмаңлар, әксичә әқил мулайимлиғидин башқиларни өзүңлардин артуқ дәп санаңлар. Пәқәт өз мәнпәитлириңларға ғәмхорлуқ қилмай, башқиларниңму мәнпәитлирини ойлаңлар» (Филипиликләргә 2:3, 4). Өзүмиздин: «Мән бу мәслиһәткә қулақ салимәнму? Худаниң ирадисигә бенаән һәрикәт қилишқа тиришимәнму? Җамаәттә вә вәзлик хизмәттә башқиларға ярдәм бериш пурситини издәймәнму?»— дәп сорисақ болиду. Буниңға вақтимиз билән күчимизни чиқириш һәрдайим асан болмайду. Буниң үчүн тәр төкүп, өзүмизгә яқидиған ишлардин ваз кечишкә тоғра келидиғанду. Бирақ Аләм Егисиниң мақуллишиға еришкәнлигимизни билиштин артуқ бәхит йоқ!
8. Худани яхши көргәнликтин, бәзи мәсиһийләр немә қилған?
8 Худани яхши көргәнликтин вә униңға көпирәк хизмәт қилишни халиғанлиқтин, бәзи мәсиһийләр көп пул әкелидиған иштин баш тартқан. Дохтур болуп ишлигән Эрика исимлиқ қериндишимиз, тибабәттики мәнсәпни қоғлашниң орниға, пешқәдәм болуп хизмәт қилишни таллиди. Йолдиши иккисиниң бирнәччә дөләттә хизмәт қилиш мүмкинчилиги болди. Эрика мундақ дәйду: «Башқа тилда сөзләйдиған адәмләргә ярдәм бәргәндә баштин кәчүргәнлиримиз вә шу йәрдә тапқан достлиримиз — биз үчүн һәқиқий байлиқ». У һазирғичә дохтур болуп ишлисиму, көпинчә вақти билән күчини адәмләргә Йәһва һәққидә тәлим беришкә вә қериндашларға ярдәм беришкә сәрип қилиду. Униң ейтишичә, бу униңға «һәқиқий хошаллиқ вә қанаәт» әкелиду.
БАЙЛИҒИМИЗ АСМАНДИМУ ЯКИ ЙӘРДИМУ?
9. Немишкә пулхумар адәм һәқиқәтән бәхитлик болалмайду?
9 Паул адәмләрниң «пулхумар» болидиғанлиғини ейтқан. Бирнәччә жил бурун Ирландиядики бир пешқәдәм әр кишигә Худа тоғрисида ейтқан. Андин бу әр киши һәмянидин пул чиқирип: «Мана, бу мениң хударим!»— дәп ейтипту. Буни очуқ етирап қилмиғини билән, көплигән адәмләр үчүн пул худаға айлинип кәткән. Улар пул вә униңға сетивелишқа болидиған мал-мүлүккә хумар. Амма Муқәддәс китапта: «Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, яки байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас»,— дегән агаһландуруш бар (Вәз 5:10). Пулхумар адәм һечқачан пулға тоймайду. У һәрқачан көпирәк пулға егә болушни көзләйду вә пүтүн һаятини шуниңға сәрип қилиду. Бу болса, униңға «нурғун дәрт-азапларни» әкелиду (Тимотийға 1-хәт 6:9, 10).
10. Муқәддәс китапта байлиқ билән гадайлиқ һәққидә немә ейтилған?
10 Әлвәттә, һәммимизгә пул һаҗәт. У бизгә қандақту бир мәнада һимайә бериду (Вәз 7:12). Амма биздә пәқәт асасий еһтияҗлиримизғила йетәрлик пулимиз болса, бәхитлик болалаймизму? Һә, болалаймиз! (Вәз 5:12ни оқуң.) Худаниң бир хизмәтчиси: «Намратчилиқ һәм байлиқни бәрмигинә»,— дәп язған. Бу кишиниң немә сәвәптин гадай болушни халимиғанлиғи чүшинишлик. У оғрилиқ қилишни халимиған, чүнки мундақ қилиш Худаниң намиға дағ кәлтүрәтти. Амма немишкә у байлиқниму соримиған? У буни мундақ чүшәндүрди: «Чүнки мән тоюп, Сәндин баш тартип: “Кимкән у Йәһва?”— демәй» (Пәнд-нәсиһәтләр 30:8, 9). Бәлким, сиз Худаға әмәс, байлиққа тайинидиған бираз адәмләрни билидиғансиз.
11. Әйса пулға тегишлик немә дегән?
11 Пулхумар инсан Худаниң мақуллишиға еришәлмәйду. Әйса мундақ дегән: «Һечким икки ғоҗайинниң қули болалмайду, чүнки бирсини өч көрүп, йәнә бирсини яхши көриду яки биригә садиқ болуп, йәнә бирсини көзигә илмайду. Силәр Худаниң һәм байлиқниң қули болалмайсиләр». У йәнә: «Өзүңларға йәрдә ғәзнә топлашни тохтитиңлар, чүнки уларни күйә вә дат йәйду һәм оғрилар кирип оғрилап кетиду. Әксичә, ғәзнини асманда топлаңлар, чүнки у йәрдә күйә вә дат йоқ һәм оғриларму кирип оғрилалмайду»,— дәп ейтқан (Мәтта 6:19, 20, 24).
12. Аддий һаят кәчүргәнлигимиз Худаға хизмәт қилишқа қандақ ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң.
12 Йәһваниң көп хизмәтчиси аддий турмуш кәчүрүшкә тиришиду. Уларниң байқишичә, бу Йәһваға хизмәт қилишқа көпирәк вақит чиқиришиға ярдәм берип, уларни техиму бәхитлик қилиду. Қошма Штатларда яшайдиған Джек аяли билән пешқәдәм болуп хизмәт қилиш үчүн чоң өйи вә тиҗаритини сетивәтти. У мундақ дәйду: «Шәһәр сиртидики чирайлиқ өйүмиз билән йеримиздин ваз кечиш қийин болди». Лекин жиллар давамида Джек ишидики қийинчилиқлар кесиридин өйгә терикип келәтти. У мундақ дәйду: «Пешқәдәм болуп хизмәт қилған аялим болса, һәрқачан шундақ бәхитлик еди. У: “Мениң башлиғим әң яхши”,— дәп ейтатти. Әнди мәнму пешқәдәм болғанда, иккилимиз бир Шәхскә, Йәһваға, хизмәт қилимиз».
13. Пулға болған көзқаришимизни тәкшүрүшкә немә ярдәм бериду?
13 Пулға болған көзқаришимизни тәкшүргәндә, растчил болушимиз керәк. Мону һәққидә ойлансақ болиду: «Муқәддәс китапта пул һәққидә ейтилғанларға һәқиқәтән ишинидиғанлиғим иш-һәрикитимдин көрүнәмду? Пул тепиш мениң үчүн әң муһим нәрсиму? Маддий нәрсиләрни Йәһва Худа вә адәмләр билән болған мунасивитимдин артуқ көримәнму? Йәһва һаҗәт болған һәммә нәрсә билән тәминләйдиғанлиғиға ишинимәнму?» Униңға тайинидиғанларни Йәһваниң һечқачан ташлимайдиғанлиғиға ишәнчимиз камил болсун! (Мәтта 6:33).
ХУДАНИ ЯХШИ КӨРИМИЗМУ ЯКИ ҺУЗУРЛИНИШНИМУ?
14. Һузурлинишқа қандақ көзқарашта болушимиз керәк?
14 Муқәддәс китапта ахирқи күнләрдә адәмләрниң «һузурлинишни яхши көридиғанлиғи» бәшарәт қилинған. Өзүмизгә вә пулға тәңпуң көзқарашта болушниң һеч ямини йоқ екәнлигини биливалдуқ. Дәл шундақ, һаятниң қизиғини көрүшниңму һеч ямини йоқ. Бәзи адәмләр һәргиз көңүл көтәрмәслигимиз керәк дәп һесаплайду. Амма Йәһва бизниң мундақ һаят кәчүрүшимизни халимайду. Муқәддәс китап Худаниң садиқ хизмәтчилирини: «Барғин, нениңни хошаллиқ билән йәп, шарапиңни хушхуйлуқ билән ичкин»,— дәп чақириду (Вәз 9:7).
15. «Һузурлинишни яхши көрүш» немини билдүриду?
15 Тимотийға 2-хәт 3:4тики сөзләр адәмләрниң һузурлинишни сөйидиғанлиғи шуки, һаятида Худа үчүн орун қалмайдиғанлиғини билдүриду. Бу айәттә адәмләрниң һузурлинишни Худадин көпирәк яхши көридиғанлиғи йезилмиған. Ундақ болса, улар Худани азирақ болсиму сөйиду дегәнни билдүрәтти. Бу йәрдә уларниң «Худани әмәс, һузурлинишни яхши көридиғанлиғи» йезилған. Бир Муқәддәс китап тәтқиқатчиси язғандәк, «мәзкүр айәттики сөзләр адәмләрниң қандақту бир мөлчәрдә Худани яхши көридиғанлиғини билдүрмәйду. Әксичә, уларниң Худани тамамән сөймәйдиғанлиғини көрситиду». Бу һузурлинишни яхши көридиғанлар үчүн бәк җиддий агаһландуруш. Муқәддәс китапта мундақ адәмләр һаятниң қизиғиға пүтүнләй «чөкүп қалғанлар» сүпитидә тәсвирлиниду (Луқа 8:14).
16, 17. Әйсаниң һузурлинишқа болған көзқаришидин қандақ савақ алимиз?
16 Әйса һузурлинишқа тоғра көзқарашта болуш немини билдүридиғанлиғини көрсәтти. У «тойғиму», «чоң бир зияпәткиму» барған (Йоһан 2:1—10; Луқа 5:29). Тойда шарап түгигәндә, у мөҗүзә қилип, суни шарапқа айландурди. Башқа бир қетим, адәмләр уни ичип-йегини үчүн әйиплигәндә, Әйса уларниң натоғра көзқарашта болғанлиғини ениқ көрсәтти (Луқа 7:33—36).
17 Шундақ болған һалдиму, Әйса үчүн һузурлиниш һаятидики әң муһим нәрсә болмиған. У Йәһвани биринчи орунға қойған вә адәмләргә ярдәм бериш үчүн қолидин кәлгинини қилған. Инсанийәтни қутқузуш үчүн у һәтта азап түвригигә миқлинип өлүшкиму тәйяр болған. Әйса униңға әгәшмәкчи болғанларға: «Мән үчүн адәмләр силәрни һақарәтләп, тәқипләп, барлиқ яманлиқни төһмәт қилса, бәхитликсиләр. Хошал болуңлар һәм яйраңлар, чүнки асмандики мукапитиңлар бүйүктүр. Шундақла силәрдин авал болған пәйғәмбәрләрниму әшундақ тәқиплигән»,— дәп ейтқан (Мәтта 5:11, 12).
18. Һузурлинишни қанчилик яхши көридиғанлиғимизни тәкшүрүшкә қандақ соаллар ярдәм бериду?
18 Һузурлинишни қанчилик яхши көридиғанлиғимизни ениқлашқа немә ярдәм бериду? Биз өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Көңүл ечиш мән үчүн җамаәт учришишлири вә вәзлик хизмәттин муһимирақму? Худаға хизмәт қилишни халиғанлиқтин, яхши көридиған бәзи нәрсиләрдин ваз кечишкә тәйярмәнму? Оюн-тамашини таллиғанда, Йәһва қараримға қандақ қарайду дәп ойлаймәнму?» Биз Худани яхши көргәнликтин вә уни хошал қилишни халиғанлиқтин, пәқәт униңға яқмайдиған нәрсиләрдин әмәс, бәлки уни рәнҗитиши мүмкин болған нәрсиләрдинму нери туримиз (Мәтта 22:37, 38ни оқуң).
БӘХИТКӘ ЕРИШИШНИҢ ЙОЛИ
19. Кимләр һечқачан һәқиқий бәхиткә еришәлмәйду?
19 Адәмләр Шәйтанниң дуниясида 6000 жилдин ошуқ вақит қийнилип кәлмәктә. Һазир, бу дунияниң ахирқи күнлиридә, йәр йүзи пәқәт өзинила сөйидиған, пулхумар вә Худани әмәс, һузурлинишни яхши көридиған адәмләргә толған. Улар пәқәт елишни көзләйду вә өз һәвәслирини биринчи орунға қойиду. Амма мундақ адәмләр һечқачан һәқиқий бәхиткә еришәлмәйду! Муқәддәс китапта: «Яқупниң Тәңриси өзиниң мәдити болған адәм, Пәрвәрдигар [Йәһва, ЙД] униң Худаси, униң үмүти болған адәм бәхитликтур!»— дәп йезилған (Зәбур 146:5, КТ).
20. Худаға болған меһир-муһәббәт сизни қандақ бәхитлик қилиду?
20 Йәһваниң хизмәтчилири уни чин дилидин яхши көриду. Һәр жили көплигән йеңи адәмләр уни тонуп-билип, яхши көрмәктә. Бу Худа Падишалиғиниң һөкүмранлиқ қиливатқанлиғини вә униң пат арида биз һәтта тәсәввур қилалмайдиған бәрикәтләрни әкелидиғанлиғини испатлайду! Йәһва халайдиған ишни қилсақ, уни бәк хурсән қилимиз вә бу өзүмизгиму хошаллиқ әта қилиду. Йәһвани яхши көридиғанлар мәңгү хошал болиду! Келәрки мақалидә шәхсийәтчи муһәббәт туғдиридиған яман хисләтләрниң бәзилирини қараштуримиз. Андин уларниң Худаниң хизмәтчилири көрситидиған яхши хисләтләргә қандақларчә қариму-қарши екәнлигини көримиз.