Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

У ян, бу ян қарап, һодуқма, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән

У ян, бу ян қарап, һодуқма, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән

«Қорқма, чүнки Мән сениң билән биллидурмән; У ян бу ян қарап һодуқмаңлар, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән. Мән йәнә сени күчәйтимән, шундақ, Мән саңа ярдәмдә болимән!» (ЙӘШАЯ 41:10, КТ).

23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. а) Йәшая 41:10дики сөзләр Йошикоға қандақ тәсир қилған? ә) Йәһваниң бу сөзлири кимләр үчүн йезилған?

 УЗУН жиллар бойи Йәһваға садиқ хизмәт қиливатқан Йошико исимлиқ қериндаш дохтурдин яман хәвәр аңлиған. Дохтур униңға бирнәччә айдин кейин өлидиғанлиғини ейтқан. Йошико немә һис қилған? У өзи яхши көргән айәт, Йәшая 41:10дики (оқуң) сөзләрни есигә алған. У һодуқмастин, дохтурға Йәһва униң қолини чиң тутқанлиқтин, һеч қорқмайдиғанлиғини ейтқан b. Айәттики илһам беридиған сөзләр әзиз қериндишимизға Йәһваға пүтүнләй тайинишқа ярдәм бәргән. Бу айәт бизгиму бешимизға күн чүшкәндә хатирҗәм болуп қелишқа ярдәм берәләйду. Келиңлар, авал Худа бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәргә немә сәвәптин ейтқанлиғини көрүп чиқайли.

2 Бешида Йәһва бу сөзләрни Йәшая арқилиқ Бабилда қуллуқта болидиған йәһудийларға тәсәлли бериш үчүн ейтқан. Лекин Йәшая 41:10дики сөзләр пәқәт уларғила әмәс, униңдин кейин яшиған хизмәтчилиригиму пайда әкелиш үчүн йезилған (Йәшая 40:8; Рим. 15:4). «Адәттин ташқири қийин вақитларда» яшаватқанлиқтин, биз илһам беридиған бу сөзләргә бәк муһтаҗ (Тим. 2-х. 3:1).

3. а) Йәшая 41:10да қандақ вәдиләр йезилған? ә) Биз бу вәдиләргә немә үчүн муһтаҗ?

3 Бу мақалидә Йәһваниң Йәшая 41:10дики үч вәдисини c көрүп чиқимиз: 1) Йәһва биз билән болиду; 2) У бизниң Худайимиз; 3) У бизгә ярдәм бериду. Йошикоға охшаш, бизму синақларға учраймиз, шуңа бизму бу сөзләргә муһтаҗ. Буни аз дәп, рәзил дуниядики күндин-күнгә начарлишиватқан вәзийәт бизгә тәсир қилиду. Бәзи қериндашлар һөкүмәт тәрәптин тәқипкә учраватиду. Һазир бу үч вәдини бир-бирләп муһакимә қилайли.

«МӘН СЕНИҢ БИЛӘН БИЛЛИДУРМӘН»

4. а) Йәһваниң биринчи вәдиси қандақ? (Изаһәткә қараң.) ә) Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғини нәдин билимиз? б) Худаниң сөзлири сизгә қандақ тәсир қилиду?

4 Йәһваниң биринчи вәдиси: «Қорқма, чүнки Мән сениң билән биллидурмән» d. У бизгә һәммә диққитини бөлүп, бизни яхши көридиғанлиғини көрситиду. Йәһва бизгә көйүнидиғанлиғини мошу сөзләр билән ипадилигән: «Сән нәзәримдә қиммәтлик болғачқа, Мән саңа иззәт-һөрмәт кәлтүргән, сени сөйгән» (Йәшая 43:4). Аләмдики һечбир күч Худаниң хизмәтчилирини Униң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду (Йәшая 54:10). Йәһваниң меһир-муһәббити билән достлуғи бизни җасарәтлик қилиду. У дости Ибрамға (Ибраһим): «Ибрам, қорқма. Мән сениң үчүн Қалқандурмән»,— дәп ейтқан (Ярит. 15:1). Йәһва Ибраһимни қандақ қоғдиған болса, бизниму шундақ қоғдайду.

Йәһваниң ярдими билән сулардәк вә оттәк синақларға тәқабил туралаймиз (5, 6-абзацларға қараң) e

5, 6. а) Йәһва бизгә қийинчилиқларда ярдәм беридиғанлиғини нәдин билимиз? ә) Йошикониң үлгисидин немини үгинәләймиз?

5 Биз Йәһваниң қийинчилиқларға қарши турушимизға ярдәм беридиғанлиғини билимиз. Чүнки У Өз хәлқигә мундақ вәдә бәргән: «Сән сулардин өткиниңдә, Мән сениң билән биллә болимән; Дәриялардин өткиниңдә, улар сени ғәриқ қилмайду; Сән отта меңип жүргиниңдә, сән көймәйсән; Ялқунлар үстүңдә от алмайду» (Йәшая 43:2, КТ). Бу сөзләр немини билдүриду?

6 Әлвәттә, Йәһва қийинчилиқлиримизни йоқ қилишқа вәдә қилмиған. Лекин У «дәриялардәк» қийинчилиқларниң бизни чөктүрүветишигә вә бизниң «оттәк» синақларда мәңгү азап чекишимизгә йол қоймайду. У синақлар вақтида йенимизда болуп, бизгә ярдәм беришкә вәдә қилған. Йәһва буни қандақ қилиду? У һәтта өлүм алдида турсақму, садақәтмәнликни сақлап қелишимиз үчүн, қорқунучқа берилмәслигимизгә ярдәм бериду (Йәшая 41:13). Жуқурида тилға елинған Йошико буниңға көз йәткүзгән. Униң қизи мундақ дәйду: «Апамниң хатирҗәмлиги бизни һәйран қалдурди. Йәһва униңға көңүл хатирҗәмлигини бәргәнлиги рошән көрүнди. Апам ахирқи нәписигичә медсестралар билән йенидики ағриқларға Йәһва вә Униң вәдилири һәққидә ейтқан». Йошикониң үлгисидин немини үгинәләймиз? Биз Йәһваниң «Мән сениң билән биллидурмән» дегән вәдисигә ишәнсәк, бизму җасарәт билән күчкә толуп, қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләймиз.

«МӘН СЕНИҢ ХУДАЙИҢДУРМӘН»

7, 8. а) Йәһваниң иккинчи вәдиси қандақ вә у немини билдүриду? ә) Йәһва қуллуқтики йәһудийларға немә үчүн «һодуқмаңлар» дегән? б) Йәшая 46:3, 4тики қайси сөзләр Худа хәлқиниң көңлини тинчландурған?

7 Йәшая китавидики иккинчи вәдини көрүп чиқайли: «Һодуқмаңлар, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән». Бу йәрдики «һодуқуш» дегән сөз немини билдүриду? Түп нусха тилда бу сөз «бирәр хәвп-хәтәрдин қорқуп, кәйнигә әнсирәп қарашни» яки «хәтәрлик вәзийәттә болған кишидәк алақзадә болушни» билдүриду.

8 Йәһва немә үчүн Бабил қуллиғидики йәһудийларға «һодуқмаңлар» дегән? Сәвәви У шу йәрниң турғунлири қорқуп кетидиғанлиғини билгән. Немә сәвәптин? Чүнки йәһудийларниң 70 жиллиқ қуллиғиниң ахирида Мидия билән Парсниң күчлүк қошунлири Бабилға һуҗум қилиши керәк еди. Йәһва бу әскәрләр арқилиқ Өз хәлқини Бабил қуллиғидин азат қилмақчи болған (Йәшая 41:2—4). Бабиллиқлар вә шу чағда яшиған башқа кишиләр дүшмәнлири йеқинлишиватқанда бир-биригә «Жүрәклик бол!» дәп ейтатти. Улар йәнә көпирәк бутларни ясап, қутулуп қалимиз дәп үмүтләнгән (Йәшая 41:5—7). Йәһва болса, қуллуқта болған йәһудийларға: «Сән, әй қулум Исраил,... һодуқмаңлар, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән»,— дәп уларниң көңлини тинчландурған (Йәшая 41:8—10, КТ). Йәһва «Мән сениң Худайиңдурмән» дәп ейтиши билән, садақәтмән хизмәтчилирини унтумиғанлиғини көрсәткән. У техичә уларниң Худаси, улар болса Униң хәлқи еди. Йәһваниң «силәрни көтиримән, силәрни... қутқузимән» дегән вәдиси хәлиқни роһландурғанлиғи сөзсиз (Йәшая 46:3, 4ни оқуң, КТ).

9, 10. Немә үчүн бизгә қорқушниң һаҗити йоқ? Мисал кәлтүрүң.

9 Дуниядики әһвалниң начарлиши адәмләрни сәрасимигә салмақта. Әлвәттә, бу қийинчилиқлар бизгиму тәсир қилиду. Бирақ бизгә қорқушниң һаҗити йоқ. Чүнки Йәһва Худа бизгә: «Мән сениң Худайиңдурмән»,— дәйду. Бу сөзләр немә сәвәптин бизниң хатирҗәм болушимизға ярдәм бериду?

10 Бир мисални көрүп чиқайли. Җалил билән Бәхтияр исимлиқ икки киши аэропланда учуватқанда, у күчлүк шамалдин силкиниду. Шу чағда аваз чоңайтқучтин: «Бехәтәрлик тасмисини чиң бағлаңлар. Аэроплан йәнә бираз вақит силкиниду»,— дегән аваз аңланди. Җалил қаттиқ қорқуп кетиду. Бир вақитта учқуч: «Һодуқмаңлар, силәр билән учқуч сөзләватиду»,— дәп ейтиду. Амма Җалил бешини чақап: «Қандақ һодуқмайсән?!»— дәйду. У Бәхтиярниң һеч қорқмиғанлиғини көрүп, униңдин: «Һәй, сән немә үчүн қорқмай олтирисән?»— дәп сорайду. Бәхтияр күлүп, униңға: «Мән бу учқучни яхши тонуймән. У — мениң дадам!»— дәп җавап бериду. Кейин у: «Дадам қандақ киши екәнлигини, қанчилик тәҗрибилик учқуч екәнлигини билгән болсаң, сәнму қорқматтиң»,— деди.

11. Аэропландики икки киши тоғрилиқ мисалдин қандақ савақ алимиз?

11 Бу мисалдин қандақ савақ алимиз? Бәхтиярға охшаш биз әнсиримәймиз, чүнки асмандики Атимизни яхши тонуймиз. Мошу дунияниң ахирида боран-чапқунға охшаш қийинчилиқларға дуч кәлгәндә, Йәһва бизгә улардин аман-есән өтүшкә ярдәм бериду (Йәшая 35:4). Биз Йәһваға таянғанлиқтин, бу дуниядики адәмләргә охшаш қорқунучқа берилмәй, хатирҗәмликни сақлалаймиз (Йәшая 30:15). Буниңдин ташқири, бизму Бәхтиярға охшаш Худаға немә үчүн пүтүнләй тайинидиғанлиғимизни башқиларға ейталаймиз. Шу чағда Худа һәрқандақ қийинчилиқта уларни сөзсиз қоллап-қувәтләйдиғанлиғиға уларму мәһкәм ишинәләйду.

«МӘН ЙӘНӘ СЕНИ КҮЧӘЙТИМӘН [ВӘ] МӘН САҢА ЯРДӘМДӘ БОЛИМӘН»

12. а) Йәһваниң үчинчи вәдиси қандақ? ә) Йәһваниң «күч-қудрити» дегән сөз немини есимизгә салиду?

12 Йәшая пәйғәмбәр язған үчинчи вәдини көрүп чиқайли. Йәһва: «Мән йәнә сени күчәйтимән, шундақ Мән саңа ярдәмдә болимән!»— дәп вәдә қилған. Йәһва Өз хәлқини қандақ мустәһкәмләйдиғанлиғини чүшәндүрүп: «Мана, Рәб Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду, Униң билиги Өзи үчүн һоқуқ жүргүзиду»,— дегән (Йәшая 40:10, КТ). «Пәрвәрдигар күч-қудритидә келиватиду» дегән сөзләр Йәһваниң қудрәтлик Падиша екәнлигини есимизгә салиду. Йәһва Өзиниң тәңдашсиз күчини қедимки заманларда Униңға таянған адәмләргә ярдәм бериштә қандақ қолланса, бүгүнки күндиму Өз хизмәтчилирини қоллап-қувәтләш үчүн қоллиниду (Қ. шәр. 1:30, 31; Йәшая 43:10).

Йәһваниң тәңдашсиз күчигә қарши ясалған һечқандақ қурал утуқлуқ болалмайду (12—16 абзацларға қараң) f

13. а) Йәһва «Мән йәнә сени күчәйтимән» дегән вәдисини қачан орунлайду? ә) Йәһва бизгә күч-мәдәт вә җасурлуқ беридиғанлиғиға немишкә ишинәләймиз?

13 Дүшмәнләр бизгә қарши чиққанда, Йәһва Өзиниң «Мән йәнә сени күчәйтимән» дегән вәдисини орунлайду. Дунияниң бәзи җайлирида дүшмәнлиримиз вәз ишимизни тохтитишқа вә тәшкилатимизниң паалийитини мәнъий қилишқа тиришиватиду. Буниңға қаримастин, жүригимиз моҗулмайду. Йәһва бизгә күч-мәдәт вә җасурлуқ беришкә вәдә қилип: «Саңа қарши ясалған һечқандақ қурал карға [утуққа] кәлмәйду»,— дәйду (Йәшая 54:17, КТ). Бу бизгә үч муһим нәрсини әслитиду.

14. Дүшмәнлиримиз немә үчүн бизгә һуҗум қилиду?

14 Биринчидин, биз Мәсиһниң әгәшкүчилири, болғанлиқтин, адәмләр бизни өч көриду (Мәт. 10:22). Әйса ахир заманда шагиртлириниң қаттиқ қаршилиққа дуч келидиғанлиғи һәққидә алдин-ала агаһландурған (Мәт. 24:9; Йоһ. 15:20). Иккинчидин, Йәшая пәйғәмбәр дүшмәнләр бизни өч көрүпла қоймай, бизгә қарши һәр түрлүк қуралларни қоллинидиғанлиғини ейтқан. Улар ялғанни һәқиқәттәк көрситиши, бизгә төһмәт чаплиши вә вәһшийләрчә зиянкәшлик қилиши мүмкин (Мәт. 5:11). Әлвәттә, Йәһва дүшмәнлиримизниң шу қуралларни бизгә қарши қоллинишини тосимайду (Әфәс. 6:12; Вәһ. 12:17). Лекин қорқушқа һечқандақ сәвәп йоқ. Немә үчүн?

15, 16. а) Есимиздә сақлишимиз керәк үчинчи вәдә немә вә бу Йәшая 25:4, 5тин қандақ көриниду? ә) Йәшая 41:11, 12дә йезилғандәк, бизгә қарши чиққанларниң ақивети немә болиду?

15 Есимиздә сақлишимиз керәк үчинчи вәдини көрүп чиқайли. Йәһва бизгә қарши ишлитилгән һечқандақ қуралниң утуқлуқ болмайдиғанлиғини ейтқан. Там бизгә боранда далда болғандәк, Йәһва бизни дүшмәнлиримизниң һуҗумидин һимайә қилиду (Йәшая 25:4, 5ни оқуң). Дүшмәнлиримиз бизгә мәңгү зиянкәшлик қилалмайду (Йәшая 65:17).

16 Йәһва Униңға болған ишәнчимизни мустәһкәмләш үчүн, бизгә қарап ғалҗирлишип кәткәнләрниң һәммиси билән немә болидиғанлиғини тәпсилий чүшәндүриду (Йәшая 41:11, 12ни оқуң). Дүшмәнлиримизниң һуҗуми қанчилик шиддәтлик болмисун, ақивети бир болиду. Худа хәлқиниң һәммә дүшмәнлири «йоқ дейәрлик, һеч болмиғандәк болиду».

ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН ИШӘНЧИМИЗНИ ҚАНДАҚ МУСТӘҺКӘМЛӘЛӘЙМИЗ?

Муқәддәс китаптин Йәһва һәққидә дайим оқуш Униңға көпирәк тайинишқа ярдәм бериду (17, 18-абзацларға қараң) g

17, 18. а) Муқәддәс китапни оқуш Йәһваға тайинишқа қандақ ярдәм бериду? Мисал кәлтүрүң. ә) 2019-жилниң айити һәққидә мулаһизә қилишниң қандақ пайдиси бар?

17 Йәһвани йеқинирақ тонуғансири, Униңға көпирәк тайинимиз. Худани тонушниң ялғуз йоли — Муқәддәс китапни оқуш вә оқуғанлиримиз һәққидә мулаһизә қилиш. Муқәддәс китапта Йәһва өтмүштә Өз хәлқини қандақ қоғдиғанлиғи тоғрилиқ ишәнчлик мәлумат бар. Шуңа Йәһва бизгиму ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

18 Йәһва бизни қандақ һимайә қилғанлиғини Йәшая әҗайип мисал билән тәсвирлигән. У Йәһвани қойчи вә Униң хәлқини қозилар билән селиштурған. Йәшая Йәһва тоғрилиқ: «У қозиларни билигигә жиғиду, уларни қучағлап маңиду»,— дегән (Йәшая 40:11, КТ). Йәһва бизни бағриға басқанда, өзүмизни наһайити хатирҗәм һис қилимиз, шундақ әмәсму? Мәйли қандақ қийинчилиқларға учрайли, тинч-хатирҗәмликни сақлишимизға ярдәм бериш үчүн, садиқ һәм әқил-парасәтлик қул 2019-жилниң айити сүпитидә Йәшая 41:10дики У ян, бу ян қарап, һодуқма, чүнки Мән сениң Худайиңдурмән дегән сөзләрни таллиған. Илһам беридиған бу сөзләр һәққидә мулаһизә қилайли. Бу сөзләр бизни келәчәктики қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә тәйярлайду.

137-НАХША Җасарәт бәргин

a 2019-жил үчүн талланған айәттә дунияда һәм һаятимизда әһвал начарлашқанда, хатирҗәмликни сақлашниң үч сәвәви кәлтүрүлгән. Бу мақалидә шу сәвәпләрни көрүп чиқимиз вә ғәм-әндишигә берилмәй, Йәһваға көпирәк тайинишни үгинимиз. Шуңа жиллиқ айәт һәққидә мулаһизә қилиң. Илаҗи болса, уни ядлавелиң. Бу айәт сизгә келәчәктики қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришкә күч бериду.

c СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Йәһваниң вәдиси — бирәр нәрсә чоқум әмәлгә ашидиғанлиғи һәққидә ейтилған ишәнчлик сөзләр. Йәһваниң вәдилири бизгә қийинчилиқларға қаримастин, артуқчә ғәм-әндишә қилмаслиққа ярдәм бериду.

d «Қорқма» дегән сөз Йәшая 41:10, 13, 14тә үч қетим учришиду. Шундақла бу айәтләрдә Йәһваға қарита «Мән» дегән сөз көп қетим қолланған. Йәһва немә үчүн Йәшаяға «Мән» дегән сөзни көп қетим яздурған? Бир муһим һәқиқәтни тәкитләш үчүн: пәқәт Йәһваға таянсақла, қорқунучни йеңивалалаймиз.

e СҮРӘТТӘ: Аилә әзалири ишта, саламәтликкә бағлиқ, вәз хизмитидә вә мәктәптә синақларға дуч келиватиду.

f СҮРӘТТӘ: Өйдә өтүватқан җамаәт учришишиға сақчилар бесип кирди, лекин қериндашлар һодуқмай олтириду.

g СҮРӘТТӘ: Аиләвий ибадәтни дайим өткүзүш сәвир-тақәтлик болушимизға ярдәм бериду.