Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Берип шагиртларни тәйярлаңлар

Берип шагиртларни тәйярлаңлар

2020-ЖИЛНИҢ АЙИТИ: Шу сәвәптин берип шагиртларни тәйярлаңлар. Уларни чөмдүрүңлар (МӘТ. 28:19).

139-НАХША Уларни чиң турушқа үгәткин

БУ МАҚАЛИДӘ a

1, 2. Әйсаниң қәбригә кәлгән аялларға пәриштә немә дегән? Әйсаниң өзи уларға немини буйриған?

 ТАҢ СӘҺӘР. Милади 33-жил, 16-нисан күни. Худадин әйминидиған қайғуға патқан бир топ аяллар қәбир тәрәпкә маңмақта. Шу йәргә икки күн бурун Әйса Мәсиһниң җәсити қоюлған. Хушпурақлиқ дора-дәрмәкләрни вә майларни әкәлгән бу аяллар қәбиргә кәлгәндә, һаң-таң болушқан. Чүнки улар җәсәтниң йоқлиғини көргән. Шу чағда пәриштә уларға Әйсаниң тирилгәнлигини ейтқан. Пәриштә йәнә уларға: «У силәрдин авал Җәлилийәгә кәтмәктә. Шу йәрдә уни көрисиләр»,— дегән (Мәт. 28:1—7; Луқа 23:56; 24:10).

2 Аяллар қәбирдин қайтиватқанда, Әйсаниң өзи уларға: «Берип, қериндашлиримға Җәлилийәгә беришини ейтиңлар. Шу йәрдә улар мени көриду»,— дәп буйриған (Мәт. 28:10). Әйса тирилгәндин кейин әң авал шагиртлири билән учришишни уюштурған. Бу учришишта Әйса уларға бәк муһим көрсәтмиләрни бәргән.

БУ ИШНИ КИМГӘ БУЙРИҒАН?

Әйса тирилдүрүлгәндин кейин әлчиләр вә башқа шагиртлири билән Җәлилийәдә көрүшүп, уларға берип шагиртларни тәйярлашни буйриған (3, 4-абзацлириға қараң)

3, 4. Немә сәвәптин Мәтта 28:19, 20дики буйруқ әлчиләргила қаритилмиған дәп ейтишқа болиду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

3 Мәтта 28:16—20ни оқуң. Әйса шагиртлири билән учрашқанда, уларға тапшурулған ишниң бәкму муһим екәнлигини тәкитлигән. Бизму бүгүн шу муһим ишни орунлаватимиз. Әйса уларға: «Берип барлиқ хәлиқләрдин... шагиртларни тәйярлаңлар, һәм мән силәргә буйриған барлиқ нәрсиләргә әмәл қилишни уларға үгитиңлар»,— дәп ейтқан.

4 Әйса барлиқ әгәшкүчилириниң вәз ишиға қатнишишини халайду. У бу тапшуруқни пәқәт 11 садиқ әлчисигә бәрмигән. Немә үчүн шундақ дәймиз? Сәвәви Әйса вәз қилишни тапшурғанда, Җәлилийәдики тағда улардин башқа адәмләрму болған. Пәриштә аялларға: «Шу йәрдә [Җәлилийәдә] уни көрисиләр»,— дәп ейтқан. Демәк, әшу учришишта шу аялларму болған болуши мүмкин. Буниңдин башқа Паул язғандәк, Әйса «500дин ошуғирақ қериндашларға көрүнди» (Кор. 1-х. 15:6). Бу қәйәрдә болған?

5. Коринтлиқларға 1-хәт 15:6дин немини билимиз?

5 Әлчи Паул Коринтлиқларға 1-хәт 15:6дә Әйса шагиртлири билән өткүзгән учришиш тоғрилиқ язған дәп ейталаймиз. Буниң биринчи сәвәви, шагиртларниң тәңдин толиси җәлилийәлик болған. Шуңа шунчилик нурғун адәмләрниң бир өйдә жиғилишиға қариғанда, Җәлилийәдики тағда жиғилиши асанирақ болған. Иккинчи сәвәви, Әйса тирилгәндин кейин, Йерусалимдики бир өйдә 11 әлчиси билән учришип болған еди. Әйса вәз қилиш вә шагирт тәйярлаш ишини пәқәт әлчиләргә тапшурмақчи болған болса, уларни вә аяллар билән башқа адәмләрни Җәлилийәгә чақирмайла, бу ишни Йерусалимда тапшуратти (Луқа 24:33, 36).

6. Шагирт тәйярлаш ишини бүгүнки күндиму орунлаш керәклигини Мәтта 28:20 қандақ көрситиду? Бу иш қандақ орунланмақта?

6 Үчинчи сәвәви, Әйса шагирт тәйярлаш ишини пәқәт биринчи әсирдә яшиған әгәшкүчилиригә тапшурмиған. Әйса сөзини қандақ тамамлиғанлиғиға диққәт ағдурайли. У: «Мошу дуния қурулуми аяқлашқичә, барлиқ күнләрдә мән силәр билән болумән»,— деди (Мәт. 28:20). Һәқиқәтән, һазир шагирт тәйярлаш ишиниң раст қизиватқан вақти. Ойлап көрүңа, һәр жили тәхминән 300000 адәм Йәһва гувачилири сүпитидә чөмдүрүлүп, Мәсиһниң шагирти болмақта!

7. Биз немини муһакимә қилимиз вә немә үчүн?

7 Көплигән оқуғучилар роһий җәһәттин өсүп, чөмдүрүлүштин өткән. Лекин биз билән Муқәддәс китапни үгинидиған бәзи кишиләр Мәсиһниң шагирти болуштин қорқиду. Улар үгинишни яхши көриду, бирақ улар чөмдүрүлүштин өтүшкә интилмәйду. Бирси билән Муқәддәс китапни үгиниш дәрисини өткүзсиңиз, униңға үгәнгәнлирини әмәлийәттә қоллинип, Мәсиһниң шагирти болушқа ярдәм беришни халайдиғанлиғиңиз сөзсиз. Бу мақалидә оқуғучиниң Йәһвани яхши көрүшигә вә униң роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм беришниң усуллирини көрүп чиқимиз. Буни муһакимә қилиш немә үчүн муһим? Чүнки бәзидә үгинишни давамлаштуруш яки тохтитишни қарар қилишиңизға тоғра келиши мүмкин.

ОҚУҒУЧИҒА ЙӘҺВАНИ ЯХШИ КӨРҮШКӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ

8. Оқуғучиниң Йәһвани яхши көрүшигә ярдәм бериш немә үчүн қийин болуши мүмкин?

8 Йәһва адәмләрниң Униңға меһир-муһәббити дәвәт қилғанлиқтин хизмәт қилишини халайду. Шуңа бизниң мәхситимиз — оқуғучиларниң Йәһваниң уларни қәдирләйдиғанлиғи вә бәк яхши көридиғанлиғини чүшинишигә ярдәм бериш. Биз уларниң Йәһва «житимларниң Атиси вә тул аялларниң Һимайичиси» екәнлигигә көз йәткүзүшини халаймиз (Зәб. 68:5). Йәһваниң уларға болған меһир-муһәббитиниң қанчилик чоңқур екәнлигини чүшәнгәндә, уларму Уни яхши көрүшкә башлиши мүмкин. Бәзи үгәнгүчиләр дадисиниң меһрини көрмигәчкә, Йәһваниң уларни көйүмчан Атидәк сөйидиғанлиғиға ишиниши қийин (Тим. 2-х. 3:1, 3). Дәрис өткүзгәндә адәмниң диққитини Йәһваниң есил пәзиләтлиригә қаритишқа тиришиң. Оқуғучиңизға меһрибан Худайимиз униң мәңгү һаятқа еришишини вә шу мәхсәткә қол йәткүзүшигә ярдәм беришни халайдиғанлиғини чүшәндүрүң. Биз йәнә немә қилалаймиз?

9, 10. Үгиниш дәрисини қайси китапларниң ярдими билән өткүзүшимиз керәк вә немә үчүн?

9 «Муқәддәс китап тәлимлири» вә «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китаплирини қоллиниң. Бу китаплар адәмләрниң жүригигә йол ечишимизға ярдәм бериш үчүн йезилған. Мәсилән, «Тәлимләр» китавиниң биринчи баби төвәндики соалларға җавап бериду: «Қийинчилиқлар Худадин кәлгән синақму? Инсанлар азап-оқубәт чәксә, Худаниң ичи ағрамду? Худа билән дост болуш мүмкинму?» «Худаниң меһир-муһәббити» китави оқуғучиниң Муқәддәс китап принциплириға әмәл қилса, һаяти яхши тәрәпкә өзгирип, у Йәһваға техиму йеқин болалайдиғанлиғини чүшинишигә ярдәм бериду. Бу китапларни бурун башқа адәмләр билән тәтқиқ қилған болсиңизму, һәр қетим үгиништин бурун дәрискә яхши тәйярлиқ қилиң вә оқуғучиниң еһтияҗлирини әстә тутуң.

10 Оқуғучи Тәлим бериш қураллириға кирмәйдиған әдәбиятниң биридики мәлуматқа қизиқиш көрсәтсичу? Сиз уни шу мәлуматни өз алдиға оқушқа дәвәт қилсиңиз, «Тәлимләр» вә «Худаниң меһир-муһәббити» китаплирини үгинишни давамлаштуралайсиз.

Үгиниш дәрисини өткүзгәндә дуа билән башлаң (11-абзацқа қараң)

11. Дәристин авал вә кейин дуа қилишни қачан башлишимиз керәк? Буни оқуғучиға қандақ чүшәндүрәләйсиз?

11 Үгиниш дәрисини дуа билән башлаң. Дәристин авал вә кейин дуа қилишни мүмкинқәдәр балдурирақ, бәлким үгиниш турақлиқ болғандин кейин дәсләпки бирнәччә һәптә ичидә башлисақ яхши болиду. Биз оқуғучиниң Худа Сөзини муқәддәс роһниң ярдимисиз чүшиниш мүмкин әмәслигигә көз йәткүзүшигә ярдәм беришимиз керәк. Бәзи қериндашлар оқуғучиларға дуа қилишниң муһимлиғини чүшәндүрүш үчүн Яқуп 1:5тики: «Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә, Худадин сорисун»,— дегән сөзләрни оқуп бериду. Кейин оқуғучидин: «Худадин даналиқни қандақ соралаймиз?»— дәп сорайду. Оқуғучи Худаға дуада илтиҗа қилишимиз керәклиги билән келишидиғанду.

12. Зәбур 139:2—4ни қоллинип, оқуғучиниң Йәһваға көңлидикини очуқ ейтишиға қандақ ярдәм берәләйсиз?

12 Оқуғучиңизға дуа қилишни үгитиң. Униңға Худа униң чин жүрәктин чиққан дуасини аңлашни халайдиғанлиғини чүшәндүрүң. Дуада Йәһваға ич-сиримизни төкүп, башқа һечкимгә ейталмайдиған һис-туйғулиримизниму ейталайдиғанлиғимизни чүшәндүрүң. Чүнки Йәһва һәтта қәлбимизниң чоңқур қатламлиридики ой-хияллиримизни билиду (Зәбур 139:2—4ни оқуң). Шундақла биз натоғра ой-пикрини өзгәртиши вә яман адәтлирини ташлиши үчүн оқуғучини Худадин ярдәм сорашқа дәвәт қилалаймиз. Муқәддәс китапни үгиниватқан адәм ялған дин билән мунасивити бар бир мәйрәмни яхши көриду дәйли. У буниң натоғра екәнлигини билсиму, шу мәйрәмниң бәзи нәрсилирини яхши көриду. Уни Йәһваға һис-туйғулирини очуқ ейтишқа вә Худа яхши көридиған нәрсиләрнила яхши көрүши үчүн ярдәм сорашқа дәвәт қилиң (Зәб. 97:10).

Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмни учришишларға тәклип қилиң (13-абзацқа қараң)

13. а) Немә үчүн үгәнгүчини учришишларға мүмкинқәдәр балдурирақ чақириш керәк? ә) Оқуғучи учришишқа кәлгәндә өзини әркин-азадә һис қилиши үчүн немә қилсақ болиду?

13 Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмни мүмкинқәдәр балдурирақ учришишқа чақириң. Оқуғучиға учришишта аңлиғанлири вә көргәнлири тәсир қилип, Йәһваға хизмәт қилишқа дәвәт қилиши мүмкин. Униңға «Ибадәт өйлиригә немә үчүн жиғилимиз?» намлиқ видеони көрситип, уни җамаәт учришишиға тәклип қилиң. Мүмкинчилигиңиз болса, учришиш өткүзилидиған җайға келип-кетишигә ярдәмлишиң. Үгиниш дәрисигә һәр түрлүк қериндашларни чақирсиңиз яхши. Шу чағда үгәнгүчи җамаәттики қериндашлар билән тонушуп, учришишқа кәлгәндә өзини әркин-азадә һис қилалайду.

ОҚУҒУЧИНИҢ РОҺИЙ ҖӘҺӘТТИН ӨСҮШИГӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ

14. Оқуғучини роһий җәһәттин өсүшкә немә дәвәт қилиши мүмкин?

14 Бизниң мәхситимиз — оқуғучиға роһий җәһәттин өсүшкә ярдәм бериш (Әфәс. 4:13). Бирси Муқәддәс китапни үгинишкә келишкәндә, бу маңа қандақ ярдәм бериду дәп ойлайдиғанду. Лекин униң Йәһва Худаға болған меһир-муһәббити ашқансири, у башқиларға вә җамаәттикиләргә қандақ ярдәм бәрсәм болар дәп ойлиниши мүмкин (Мәт. 22:37—39). Орунлуқ болғанда, Падишалиқ ишини маддий җәһәттин қоллаш шан-шәрипи тоғрилиқ оқуғучиға ейтиштин тартинмайли.

Оқуғучиға қийинчилиқларни һәл қилишни үгитиң (15-абзацқа қараң)

15. Оқуғучиға қийинчилиқлирини һәл қилишқа қандақ ярдәм берәләйсиз?

15 Қийинчилиқларни һәл қилишни үгитиң. Мәсилән, сиз чөмдүрүлмигән вәз ейтқучи билән Муқәддәс китапни үгиниватисиз вә у җамаәттики бирсигә рәнҗип қалғанлиғини ейтти дәйли. Шу чағда биригә ян басмай, униңға Муқәддәс китаптики принципларни чүшәндүрүң. У қериндишини кәчүрүп, болған ишни унтуп кәтсә яхши болиду. Ундақ қилалмиса, қериндиши билән яришивелиш үчүн униңға берип, меһрибанлиқ билән, иллиқ сөзләшсә болиду (Мәтта 18:15ни селиштуруң). Оқуғучиниң демәкчи болған сөзлирини тәйярлишиға ярдәм бериң. Униңға қийинчилиқни һәл қилиш үчүн «JW Library®» программиси, «Йәһва гувачилириниң йол көрсәткүчи» яки jw.org® торбетидин мәлумат издәш усуллирини үгитиң. Чөмдүрүлүштин өтмигән чағда қийинчилиқларни һәл қилишни үгәнсә, чөмдүрүлгәндин кейинму қериндашлар билән мунасивити яхши болиду.

16. Үгиниш дәрисигә башқиларни чақиришниң қандақ пайдиси бар?

16 Үгинишкә җамаәттикиләрни вә наһийилик назарәтчини чақириң. Бу немә үчүн муһим? Җамаәттики қериндашлар Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмгә сиз берәлмәйдиған ярдәмни берәлиши мүмкин. Мәсилән, оқуғучи тамака чекишни ташлашқа тиришиватиду, бирақ бу яман адитидин айрилиш техи қолидин кәлмиди дәйли. Ундақта, үгиниш дәрисигә дәл шундақ қийинчилиқ билән күрәшкән вә шу адәтни йеңип чиққан қериндашни чақирсиңиз болиду. Қериндаш униңға пайдилиқ мәслиһәт берәләйду. Тәҗрибилик қериндашниң қешида дәрисни өткүзүштин тартинсиңиз, мошу қетим дәрисни у өткүзүшини сорисиңиз болиду. Үгиниш дәрисигә башқиларни чақирсиңиз, оқуғучи улардин көп нәрсини үгинәләйду. Есиңиздә болсунки, бизниң мәхситимиз оқуғучиниң роһий җәһәттин өсүшигә ярдәм бериш.

ҮГИНИШ ДӘРИСИНИ ТОХТИТИШ КЕРӘКМУ?

17, 18. Үгиниш дәрисини тохтитиш-тохтатмаслиқни қарар қилғанда немини әстә тутқан яхши?

17 Оқуғучи һаятида өзгиришләрни қилмиса, униң билән үгинишни тохтитиш яки тохтатмаслиқни қарар қилишиңизға тоғра келиши мүмкин. Лекин буни қарар қилиштин авал, оқуғучиниң қабилийәтлири тоғрилиқ ойлишиңиз лазим. Бәзиләрниң роһий җәһәттин алға бесиши үчүн көпирәк вақит керәк. Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Оқуғучи өз қабилийитигә яриша роһий җәһәттин өсүватамду? У билгәнлиригә “әмәл қилишни” башлидиму?» (Мәт. 28:20). Оқуғучи роһий җәһәттин бәк тез өсмисиму, һаятини аста-аста өзгәртиши муһим.

18 Муқәддәс китапни хелә вақиттин бери үгиниватқан киши үгәнгәнлирини қәдирлимәйдиғанлиғини көрсәтсичу? Мәсилән, у «Муқәддәс китап тәлимлири» яки һәтта «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавини башлиди дәйли. Лекин у бир қетим болсиму, учришишқа яки Хатириләш мәрасимиға кәлмигән. Буниңдин башқа үгинишни йоқла бир сәвәпләр билән кәйнигә қалдуривериду b.

19. Үгәнгәнлирини қәдирлимәйдиғандәк көрүнгән кишигә немә десиңиз болиду вә сиз немә тоғрилиқ ойлишиңиз керәк?

19 «Йәһва гувачиси болушқа сизгә немә тосалғулуқ қилмақта?» дегән соал билән башлисиңиз болиду. Оқуғучи: «Муқәддәс китапни үгинишни яхши көримән, бирақ мән һәргизму Йәһва гувачиси болмаймән»,— дәйдиғанду. Адәм бираз вақит үгәнгәндин кейин шундақ көзқарашта болса, униң билән үгинишни давамлаштурушниң әһмийити барму? Оқуғучи униңға роһий җәһәттин алға бесишқа немә тосалғулуқ қиливатқанлиғини биринчи қетим очуқ ейтишиму мүмкин. Мәсилән, у һәргизму өйму өй вәз қилалмаймән дәп ойлайдиғанду. Әнди һис-туйғулирини чүшәнгәндин кейин, униңға қандақ ярдәм беришни билисиз.

Нәтиҗисиз үгинишләргә вақитни исрап қилмаң (20-абзацқа қараң)

20. Үгиниш дәрисини тохтитиш яки тохтатмаслиқни қарар қилишқа Әлчиләр 13:48дики сөзләр қандақ ярдәм бериду?

20 Әпсуски, бәзи оқуғучилар Әзәкиялниң заманида яшиған исраилларға охшайду. Йәһва Худа улар тоғрилиқ Әзәкиялға: «Мана, сән улар үчүн пәқәт йеқимлиқ аваз билән, сазлири убдан тәңшилип ейтилған муһәббәт нахшисисән»,— дегән (Әзәк. 33:32, КТ). Адәмгә үгинишни тохтитимиз дәп ейтиш асан әмәс болуши мүмкин. Лекин қалған вақит бәк қисқидур (Кор. 1-х. 7:29). Шуңа нәтиҗисиз үгинишләргә вақитни исрап қилишниң орниға, мәңгү һаятни қобул қилишқа майил болған адәмләрни издәп тепишимиз керәк (Әлчиләр 13:48ни оқуң).

Территорияңиздә ярдәм сорап дуа қиливатқан башқиму адәмләр болуши мүмкин (20-абзацқа қараң)

21. 2020-жилниң айити қандақ вә у бизгә немә қилишқа ярдәм бериду?

21 2020-жилниң айити шагирт тәйярлаш ишида яхшилинишқа ярдәм бериду. Әйса Җәлилийәдики бир тағда өткүзгән алаһидә муһим учришишта бу айәттики сөзләрни ейтқан: “Шу сәвәптин берип шагиртларни тәйярлаңлар. Уларни чөмдүрүңлар” (Мәтта 28:19).

Шагирт тәйярлаш ишида алға бесишқа вә оқуғучиларниң чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм беришкә интиләйли (21-абзацқа қараң)

44-НАХША Хошаллиқ билән һосул жиғимиз

a 2020-жилниң айити бизни «шагиртларни тәйярлашқа» чақириду. Бу Йәһваниң барлиқ хизмәтчилиригә берилгән тапшуруқ. Муқәддәс китапни үгиниватқан адәмләргә Мәсиһниң шагиртлири болушқа қандақ ярдәмлишәләймиз? Келиңлар, уларниң Йәһваға йеқинлишишиға қандақ усулларда ярдәм берәләйдиғанлиғимизни биливалайли. Шундақла бирси билән үгинишни қачан тохтитиш керәклигини көрүп чиқайли.

b JW интернет телевизиясидики «Нәтиҗисиз үгинишләрни тохтитиш» намлиқ видеони көрүң.