Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

5-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Биз сән билән барайли

Биз сән билән барайли

«Биз сән билән барайли, чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» (ЗӘК. 8:23, КТ).

146-НАХША Маңа қилдиңлар

БУ МАҚАЛИДӘ a

Башқа қойлар («он нәпәр адәм») майланғанлар («йәһудий») билән биллә Йәһва Худаға ибадәт қилиш шан-шәрипигә егә (1, 2-абзацларға қараң)

1. Йәһва бизниң күнлиримиз тоғрилиқ алдин-ала немә ейтқан?

 ЙӘҺВА ХУДА бизниң күнлиримиз тоғрилиқ алдин-ала мундақ ейтқан: «Шу күнләрдә һәрхил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: “Биз сән билән барайли, чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ”,— дәйду» (Зәк. 8:23, КТ). «Йәһудий» дегинимиз Худаниң муқәддәс роһи билән майланған кишиләрни билдүриду. Улар йәнә «Худаниң Исраили» дәпму атилиду (Гал. 6:16). «Он адәм» йәрдә мәңгү яшашни үмүт қилидиғанларни билдүриду. Улар майланғанларни Йәһваниң Өзи таллавалғанлиғини билиду вә улар билән биллә хизмәт қилишни шан-шәрәп дәп қарайду.

2. «Он нәпәр адәм» майланғанлар билән биллә қандақ «баралайду»?

2 Йәрдә яшаш үмити барлар һазирчә йәр йүзидә яшаватқан һәрбир майланғанниң исмини билмисиму b, улар билән биллә «баралайду». Қандақ қилип? Муқәддәс китапта «он нәпәр адәм» «йәһудийниң» тониниң етигини тутуп униңға: «Биз сән билән барайли, чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ»,— дәйдиғанлиғи йезилған. Гәрчә бу айәттә бир йәһудий адәм тоғрилиқ йезилған болсиму, «сән» дегән алмаш пәқәт бирла майланған кишини әмәс, бир топ майланғанларни билдүриду. Йәрдә яшашни үмүт қилидиғанлар майланғанлар билән биллә хизмәт қилмақта. Лекин улар майланғанларни өзлириниң даһийлири дәп қаримайду, чүнки уларниң даһийи — Әйса Мәсиһтур (Мәт. 23:10).

3. Бу мақалә қайси соалларға җавап бериду?

3 Майланғанларниң бәзилири техиғичә йәрдә яшаватқачқа, мундақ соаллар пәйда боливатиду: 1) Майланғанлар өзи тоғрилиқ қандақ көзқарашта болуши лазим? 2) Җамаитиңиздә Хатириләш мәрасимида нан билән шарапқа еғиз тәккән кишигә қандақ муамилә қилишиңиз керәк? 3) Майланғанларниң сани көпийиватқанлиғиға әнсирәшниң һаҗити барму? Келиңлар, бу соалларниң җававини көрүп чиқайли.

МАЙЛАНҒАНЛАРНИҢ ӨЗИГӘ БОЛҒАН КӨЗҚАРИШИ

4. Коринтлиқларға 1-хәт 11:27—29ға асасән, майланғанлар немигә көңүл бөлүши керәк вә немә үчүн?

4 Майланғанлар Коринтлиқларға 1-хәт 11:27—29дики (оқуң) муһим агаһландуруш һәққидә чоңқур ойлинип көрүши керәк. Майланған киши Хатириләш мәрасимида қандақ қилип символларға «һөрмәтсиз һалда» яки намувапиқ еғиз тегиши мүмкин? Әгәр у киши Йәһва Худаниң һәққаний өлчәмлиригә лайиқ яшимай, символларға еғиз тәгсә (Ибр. 6:4—6; 10:26—29). Майланғанлар «Худаниң Мәсиһ Әйса арқилиқ асманға чақирилиш мукапитиға» егә болуш үчүн, чоқум садақәтмәнлигини сақлап қелиши керәк (Флп. 3:13—16).

5. Майланғанлар өзлиригә қандақ көзқарашта болуши керәк?

5 Йәһваниң муқәддәс роһи хизмәтчилириниң тәкәббур әмәс, кәмтәр болушиға ярдәм бериду (Әфәс. 4:1—3; Кол. 3:10, 12). Шуңлашқа майланғанлар өзлирини башқилардин яхширақ дәп қаримайду. Улар Йәһваниң муқәддәс роһини Өз хизмәтчилириниң һәммисигә охшаш беридиғанлиғини билиду. Улар Муқәддәс китап һәқиқәтлирини башқиларға қариғанда чоңқурирақ чүшинимиз дәп ойлимайду. Шундақла башқиларға: «Сизму майланғанғу, Хатириләш мәрасимида символларға еғиз тегишиңиз керәк»,— дәп ейтмайду. Әксинчә, улар кимни асманға чақиришни пәқәт Йәһваниң Өзи қарар қилидиғанлиғини кәмтәрлик билән етирап қилиду.

6. Коринтлиқларға 1-хәт 4:7, 8гә асасән, майланғанлар өзлирини қандақ тутуши керәк?

6 Майланғанлар асманда яшаш шан-шәрипигә еришсиму, башқиларниң өзлиригә алаһидә муамилә қилишини күтмәйду (Флп. 2:2, 3). Униңдин башқа, майланғанлар Йәһва Худаниң уларни муқәддәс роһ билән майлиғанлиғини барлиқ адәмләргә ашкарә қилмайдиғанлиғини билиду. Шуңа улар өзлириниң майланғанлиғиға башқилар дәрһал ишәнмисә, буниңға һәйран қалмайду. Чүнки Муқәддәс китап Худа маңа алаһидә бир мәсъулийәтни тапшурди дегәнләргә тезла ишинип кетиштин агаһландуриду (Вәһ. 2:2). Өзлиригә артуқчә диққәт ағдурмаслиқ үчүн, майланғанлар башқилар билән тонушқанда, өзиниң майланған екәнлигини ейтмайду вә келәчәктики үмүтини ейтип махтанмайду (Коринтлиқларға 1-хәт 4:7, 8ни оқуң).

7. Майланғанлар қандақ ой-пикирдин нери туриду вә немә үчүн?

7 Майланғанлар худди бир уюшма әзалиридәк, пәқәт өз ара арилишип өтүши керәк дәп ойлимайду. Улар башқа майланғанларни издәп, өзлириниң үмүти тоғрилиқ сөзлишиш яки Муқәддәс китапни бирликтә үгиниш үчүн алайтән җәм болидиған топларни қурмайду (Гал. 1:15—17). Майланғанлар шундақ қилған болса, җамаәттики иҗил-инақлиқни бузуп вә бөлгүнчиликни пәйда қилип, муқәддәс роһниң тәсиригә қарши чиқатти (Рим. 16:17, 18).

МАЙЛАНҒАНЛАРҒА ҚАНДАҚ МУАМИЛИДӘ БОЛУШМИЗ КЕРӘК?

Биз майланғанларға яки йетәкчиликни қолиға алған башқа қериндашларға чолпанлардәк қаримаслиғимиз керәк (8-абзацқа қараң) f

8. Немә үчүн майланғанларға қилған муамилимизгә пәхәс болушимиз керәк? (Изаһәткиму қараң.)

8 Биз майланған қериндашларға қандақ муамилидә болушимиз керәк? Гәрчә улар Мәсиһниң қериндашлири болушқа талланған болсиму, уларға һәддидин зиядә көңүл бөлүш хата (Мәт. 23:8—12). Муқәддәс китап бизни ақсақалларниң ишәнчидин үлгә елишқа үндисиму, адәмни рәһбәр қилишқа дәвәт қилмайду (Ибр. 13:7). Худа Сөзидә бәзиләрниң «икки һәссә һөрмәткә сазавәр» болидиғанлиғи йезилған. Лекин улар майланғанлиқтин әмәс, «җамаәтни яхши башқурғанлиқтин» вә «тәлим бериштә чин дилидин әҗир сиңдүргәнликтин» һөрмәткә лайиқтур (Тим. 1-х. 5:17). Әгәр биз майланғанларни һәддидин зиядә махтап, артуқчә көңүл бөлсәк, уларни хиҗаләткә қалдуримиз c. Техиму ямини, уларниң өзлири тоғрилиқ артуқчә ойлап, тәкәббур болуп кетишигә сәвәпчи болушимиз мүмкин (Рим. 12:3). Һечким Мәсиһниң қериндашлириниң шундақ еғир хаталиқ өткүзүшигә сәвәпчи болуп қалидиған ишларни қилишни халимайду (Луқа 17:2).

9. Майланғанларға қандақ һөрмәт көрситәләймиз?

9 Майланған қериндашларға қандақ һөрмәт көрситәләймиз? Мәсилән, улардин қандақ майланғанлиғи тоғрилиқ соримаслиғимиз керәк. Бу уларниң шәхсий иши, бизниң буни билиш һоқуқимиз йоқ (Сал. 1-х. 4:11; Сал. 2-х. 3:11). Униңдин башқа, майланғанларниң йолдиши яки аяли, ата-аниси вә башқа уруқ-туққанлириму майланған дәп ойлимаймиз. Асманда яшаш үмүтини ата-анисидин мирасқа елиш мүмкин әмәс, әксинчә бу үмүтни Худаниң Өзи бериду (Сал. 1-х. 2:12). Йәнә уларниң көңлини рәнҗитип қойидиған соалларни қоймаймиз. Мәсилән, майланған бурадәрниң аялидин йәрдә йолдишисиз мәңгү яшаш һәққидә ойлиғанда қандақ һис-туйғуда болидиғанлиғини соримаймиз. Йеңи дунияда Йәһва чоқум Йеңи дунияда Йәһва чоқум барлиқ тирик җанларни хаһишлирини қанаәтләндүриду (Зәб. 145:16).

10. Әгәр адәмләрни улуқлаштин нери турсақ, өзүмизни немидин һимайә қилимиз?

10 Майланғанларни башқилардин муһим көрүп, өзгичә муамилидә болмисақ, өзүмизни хәтәрдин һимайә қилимиз. Чүнки Муқәддәс китапта йезилғандәк, бәзи майланғанлар садақәтмән болуп қалмайду (Мәт. 25:10—12; Пет. 2-х. 2:20, 21). Адәмләрни улуқлаштин нери турсақ, һәтта майланғанлар, һәммигә тонушлуқ етиқатчилар яки Худаға көп жиллар хизмәт қилғанларниң кәйнидин әгәшмәймиз (Йәһ. 16). Шу чағдила, майланғанлар садақәтмәнлигини сақлимиса яки җамаәтни ташлап кетип қалса, етиқадимизда тәврәнмәй, Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштуримиз.

ӘНСИРӘШНИҢ ҺАҖИТИ БАРМУ?

11. Хатириләш мәрасимида символларға еғиз тегидиғанларниң сани қандақ өзгәргән?

11 Көп жиллардин буян, Хатириләш мәрасимида символларға еғиз тәккәнләрниң сани азайған. Лекин йеқинки жилларда уларниң сани жилдин-жилға көпәймәктә. Буниңға әнсиришимизниң һаҗити барму? Яқ. Немә сәвәптин?

12. Символларға еғиз тегидиғанларниң сани тоғрилиқ немә үчүн әнсиримәслигимиз керәк?

12 «Йәһва Униңға мәнсүпләрни билиду» (Тим. 2-х. 2:19). Йәһва Худа кимниң майланғанлиғини билиду, лекин Хатириләш мәрасимида нан билән шарапқа еғиз тәккәнләрни санайдиған бурадәрләр буни ениқ билмәйду. Шуңа өзлирини майланған дәп қариған, амма майланған әмәсләрму шу санниң ичигә кириду. Мәсилән, бәзиләр символларға еғиз тегишни тохтатқан. Йәнә бәзиләр психикилиқ яки роһий кәйпияти турақсиз болғачқа, асманда Мәсиһ билән биллә һөкүмранлиқ қилимиз дәп ойлайду. Шуниң үчүн биз йәрдә қалған майланғанларниң санини ениқ билмәймиз.

13. Муқәддәс китапта дәһшәтлик балаю-апәт башланғанда йәрдә қанчә майланғанлар қалидиғанлиғи йезилғанму?

13 Әйса майланғанларни асманға елип кетиш үчүн кәлгәндә, улар дунияниң һәрқайси җайлирида болиду (Мәт. 24:31). Муқәддәс китапта ахир заманда йәрдә қалған майланғанларниң аз болидиғанлиғи йезилған (Вәһ. 12:17). Бирақ дәһшәтлик балаю-апәт башланғанда, уларниң сани қанчә болидиғанлиғи яки қәйәрдә яшайдиғанлиғи һәққидә һечнемә йезилмиған.

Хатириләш мәрасимида символларға еғиз тәккән адәмгә қандақ қаришимиз керәк? (14-абзацқа қараң)

14. Римлиқларға 9:11, 16гә асасән, майланғанларниң таллиниши тоғрилиқ немини чүшинишимиз керәк?

14 Майланғанларни қачан таллашни Йәһва Худаниң Өзи қарар қилиду (Рим. 8:28—30). Йәһва майланған етиқатчиларни Әйса тирилгәндин кейин таллашни башлиған. Қаримаққа, биринчи әсирдә Әйсаниң әгәшкүчилириниң һәммиси дегидәк майланған болуши мүмкин. Лекин әсирләр өтүп, өзлирини мәсиһийләр дәп ативалғанларниң тәңдин толиси Әйса Мәсиһкә әгәшмигән. Гәрчә шундақ болсиму, Йәһва һәқиқий мәсиһийләрни муқәддәс роһ билән майлиған. Улар явайи чөпләрниң арисида өскән буғдайға охшаш еди (Мәт. 13:24—30). Ахир заманда Йәһва 144000ға киридиған адәмләрни таллашни давамлаштурмақта d. Шуңа Худа бирсини асманда яшаш үчүн дәл бу дунияниң ахири келиштин авал таллиса, биз Униң даналиғиға гуман қилмаймиз (Римлиқларға 9:11, 16ни оқуң) e. Биз Әйсаниң тәмсилидики ишчиларға охшап қелиштин пәхәс болушимиз керәк. Улар үзүмзарлиқниң ғоҗайини ахирқи саатта ишләшкә кәлгән ишчиларға қандақ муамилә қилғанлиғиға наразилиқ билдүргән (Мәт. 20:8—15).

15. Мәтта 24:45—47дә тилға елинған «садиқ қул» қатариға һәммә майланғанлар кирәмду? Чүшәндүрүп бериң.

15 «Садиқ һәм әқил-парасәтлик қулға» майланғанларниң һәммиси кирмәйду (Мәтта 24:45—47ни оқуң). Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ биринчи әсирдиму, бүгүнму бирнәччә майланған етиқатчилар арқилиқ көпчиликни тойдуриду, йәни тәлим бериду. Мәсилән, биринчи әсирдә Грек язмиларни пәқәт бирнәччә майланғанлар язған. Бүгүнки күндиму Худа хәлқигә «озуқни вақти-вақтида бериш» җавапкарлиғи пәқәт бирнәччә майланған етиқатчиларға тапшурулған.

16. Бу мақалидин биз немини үгәндуқ?

16 Бу мақалидин немини үгәндуқ? Худа хизмәтчилириниң көпинчиси йәрдә мәңгү яшайду. Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилидиған аз сандики адәмләр болса, асманда яшаш үмитигә егә. Йәһва «йәһудийниму», «он нәпәр адәмниму» мукапатлайду вә улардин охшаш қанунларға әмәл қилип, садақәтмән болушни тәләп қилиду. Худаниң барлиқ хизмәтчилири кәмтәр болуши вә Йәһва Худаға бирликтә хизмәт қилиши керәк. Йәнә һәммиси җамаәтниң инақлиғини сақлаш үчүн бирдәк күч чиқириши зөрүр. Заман ахири йеқинлишиватқансири, һәммимиз «бир пада» сүпитидә Йәһваға давамлиқ хизмәт қилип, Мәсиһкә әгишәйли (Йоһ. 10:16).

a Бу жил Хатириләш мәрасими 7-апрель, сешәнбә күни өткүзүлиду. Җамаитиңиздә бирси нан вә шарапқа еғиз тәгсә, униңға қандақ қаришиңиз керәк? Майланғанларниң сани көпийиватқанлиғиға әнсирәшниң һаҗити барму? Мошу соалларниң җававини бу мақалидин тапимиз. Бу мақалә «Күзитиш мунариниң» (рус) 2016-жил, январь санида нәшир қилинған мақалигә асасланған.

b Зәбур 87:5, 6гә асасән, Йәһва Худа келәчәктә асманда Әйса билән биллә һөкүмранлиқ қилидиғанларниң исимлирини ашкарә қилип бериши мүмкин (Рим. 8:19).

c «Күзитиш мунариниң» (рус) 2016-жил, январь санидики «Меһир-муһәббәт өзини әдәпсиз тутмайду» намлиқ рамкиға қараң.

d Әлчиләр 2:33кә асасән, муқәддәс роһ Әйса арқилиқ берилсиму, асманда яшашқа кимни таллашни Йәһваниң Өзи қарар қилиду.

e Көпирәк мәлумат елиш үчүн, «Күзитиш мунариниң» (рус) 2007-жил, 1-май санидики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.

29-НАХША Садақәтмәнликни сақлап жүрәйли

f СҮРӘТТӘ: Конгресста бир топ адәм баш идариниң вәкили вә униң аяли билән сүрәткә чүшүш үчүн уларни қоршавалғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа. Немә дегән һөрмәтсизлик!