АТА-АНИЛАР ҮЧҮН
6. Тәлим-тәрбийә бериш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Тәлим-тәрбийә бериш йолбашчилиқ вә тәлим беришни билдүриду. Бәзидә балиниң натоғра жүрүш-турушини түзитишниму өз ичигә алиду. Лекин көпинчә вақитта тәлим-тәрбийә бериш балиға яхши билән яманни пәриқләндүрүшни үгитишни өз ичигә алған әхлақ тәрбийиси беришни билдүриду.
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Йеқинки жилларда бәзи ата-анилар тәлим-тәрбийә беришни пүтүнләй дегидәк тохтатти, сәвәви улар балилириниң өзлиригә болған һөрмити төвәнләп кетиштин қорқиду. Лекин дана ата-анилар мувапиқ қаидә-түзүмләрни орнитип, балилириниң уларға әмәл қилишини үгитип кәлмәктә.
«Балилар немини қилиш вә немини қилмаслиқни үгиниши зөрүр, шундила қандақ адәм болушни үгиниду. Әгәр балилар тәлим-тәрбийә көрмисә, рули йоқ кемигә охшаш, у ахирида тоғра йолдин чәтнәп кетиду, һәтта өрүлүп кетиду» (Памела).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Изчил болуң. Әгәр балиңиз аилидә орнитилған қаидә-түзүмгә бойсунмиса, уни җазаң. Әксинчә у сөзиңизгә кирип бойсунса, һәрдайим махташни унтумаң.
«Итаәтчанлиқ аз учрайдиған бу дунияда мән балилиримни итаәтчан болғини үчүн дайим махтап туримән. Шундақ қилғанда, балиларни түзитишкә тоғра кәлгәндә, улар нәсиһәтни асанирақ қобул қилиду»(Кристин).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Инсан немә терисә, шунила жиғиду» (Галатилиқларға 6:7).
Тәңпуңлуқни сақлаң. Балиңизниң йеши, қабилийәтлири вә өткүзгән хаталиғи қанчилик еғир екәнлигигә қарап, тәлим-тәрбийә бериң. Әгәр балиңиз өзиниң хата қилғанлиғини чүшәнсә, түзитишниң үнүми яхширақ болиду. Мәсилән, балиңиз янфондин бешини көтүрәлмисә, уни қолиға елишқа рухсәт бәрмәң яки мәлум вақит уни ишлитишкә чәк қоюң. Амма, түгмидәк ишни төгидәк қилиштин сақлиниң.
«Мән: “Балам билмәй хаталиқ өткүзүп қалдиму яки қәстән қилдиму?”— дәп инчикә ойлинишқа тиришимән. Әгәр у дайим охшаш хаталиқни тәкрарлиса, бу униң аҗизлиқ тәрипини көрситиду, уни йилтизидин жулуп ташлашқа балиға ярдәм бериш керәк. Әгәр аддийла бир хаталиқ болса, балини агаһландуруп қойсақ йетәрлик» (Уэндэл).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Балилириңларниң көңли чүшмәслиги үчүн, уларни териктүрмәңлар» (Колосилиқларға 3:21).
Меһир-муһәббитиңизгә ишәндүрүң. Әгәр балилар өзлирини ата-анисиниң яхши көридиғанлиғини билсә, тәлим-тәрбийини қобул қилиш вә әмәлийәттә қоллиниш асан болиду.
«Оғлумиз хаталиқ өткүзгәндә, илгири қилған тоғра иш-һәрикитини есигә селип, униңдин пәхирлинидиғанлиғимизға уни ишәндүримиз. Әгәр у керәклик түзитишни қилсила, униң абройи чүшмәйдиғанлиғини вә униң түзитишигә ярдәм беришкә тәйяр екәнлигимизни чүшәндүрүп беримиз» (Дэниел).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Меһир-муһәббәт сәвирчан вә меһривандур» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, ҺЗ).