АТА-АНИЛАР ҮЧҮН
8. Үлгә көрситиш
ДЕГӘН НЕМӘ?
Ата-ана өзи үгитиватқан нәрсиләргә мас һаят кәчүрүшни билдүриду. Мәсилән, кимду-бирси ишик чәксә, сиз халимисиңиз һәмдә: «Мени өйдә йоқ, дәп қой»,— дегән сөзлириңизни оғлуңиз аңлиса, униңдин растчил болушни күтүш қийин болиду.
«“Дегинимни қил, қилғинимни қилма” дегән сөзләр кәң тарқалған. Лекин шундақ дейиш натоғра. Балилар худди пахтиға охшаш, қилған һәммә гәп-сөзлиримизни вә иш-һәрикәтлиримизни өзлиригә сиңдүрүплавалиду. Әгәр қилған ишлиримиз үгитиватқанлиримизға мас кәлмисә, улар буни чоқум бизгә ейтиду» (Дейвид).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Қандақларчә сән башқиларни үгитип, өзәңни үгәтмәйсән?» (Римлиқларға 2:21)
НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ?
Ениқки, балиларға вә һәтта өсмүрләргә башқиларниң, йәни тәңдашлириниң үлгисигә қариғанда, ата-анилириниң үлгиси көпирәк тәсир қилиду. Шуңа, сиз балилириңизға тоғра йол көрситиштә муһим орунда турисиз вә үгитиватқанлириңизға чоқум өзүңизму әмәл қилишиңиз керәк.
«Сиз бир нәрсини йүз қетим қайтилап, балам қулақ селиватамду дәп ойлайсиз. Амма бир қетим өзүңиз дегиниңиздәк сиз қилмисиңиз, балиңиз буни көрситип бериду. Балиларниң қиливатқан барчә ишлиримиз билән чатиғи йоқ дәп ойлап жүрсәкму, лекин улар һәммини байқайду» (Николь).
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: Бир адәмдә «әрштин кәлгән даналиқ болса,... униңда... сахтипәзлик йоқтур» (Яқуп 3:17, Калам).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Өзүңизни тәкшүрүп көрүң. Сиз қандақ фильмларни көрисиз? Сиз өмүрлүк җүптиңиз вә балилириңизға қандақ муамилә қилисиз? Сизниң достлириңиз кимләр? Башқиларға көңүл бөләмсиз? Бир сөз билән ейтсақ, балилириңизниң сизгә охшаш болушини халамсиз?
«Һәмрайим иккимиз балилиримиздин өзүмиз әмәл қилмайдиған өлчәмләр бойичә яшашни тәләп қилмаймиз» (Кристин).
Хаталиқлириңиз үчүн кәчүрүм сораң. Пәрзәнтлириңиз намукәммәл екәнлигиңизни яхши билиду. Җүптиңиз вә балилириңиздин кәчүрүм сорисиңиз, сиз растчил болуш вә башқиларни һөрмәтләштә үлгә көрситисиз.
«Балилиримиз өткүзгән хаталиқлиримизни иқрар қилғанлиғимизни вә улардин кәчүрүм сориғинимизни аңлиши керәк. Әгәр шундақ қилмисақ, улар өз хаталиқлирини иқрар қилишни үгәнмәйду» (Робин).
«Ата-ана болуп, биз пәрзәнтлиримизгә күчлүк тәсир қилимиз. Тәлим-тәрбийә бериштә көрсәткән үлгимиз әң күчлүк қурал. Чүнки улар буни дайим көрүп туриду. Биз худди дайим очуқ туридиған китапқа охшаш, балилиримиз қалдурған үлгимиздин дайим савақ алиду» (Уэндэл).