Мәзмунға өтүш

Падишалиқ вәз ейтқучилириниң хәвәрлиши

Падишалиқ вәз ейтқучилириниң хәвәрлиши

Падишалиқ вәз ейтқучилириниң хәвәрлиши

У һаятниң мәнасини тапти

Һәзрити Әйса өз қойлиримни тонуймән дегән (Йоһан 10:14). Әгәр кишиниң қәлби пак болуп, течлиқ вә адаләтни яхши көрсә, Әйса Мәсиһниң әгәшкүчиси болалайду. У киши һаятниң мәнасини тапалайду. Шундақ кишиләрдин бири Бельгиядә яшайдиған бир аял еди. У мундақ дәйду:

«Йәһва гувачилири ишигимни тақилдатқанда, мән чүшкүнлүк һалитидә өзүмгә қол салмақчи болуп ойлинип жүрәттим. Улар маңа бу зулум дуниядики барчә қийинчилиқлар пат йеқинда һәл қилиниду дегәндә, мән интайин хошал болдум. Лекин, бу қийинчилиқларни һәл қилишқа биз Худаға муһтаҗ дегән ой-пикирни яқтурмидим. Чиркодикиләрниң сахтипәзлигини өч көргәч, сәккиз жил бурун мән чиркоға беришни тохтаттим. Йәһва гувачилириниң ейтқанлири тоғра екәнлигини чүшинип йәттим. Ахирида Худасиз яшашниң асан әмәслигигә көз йәткүздүм.

Бәк әпсус, улар билән бир нәччә қетим көрүшкәндин кейин алақимиз үзүлүп қалди. Өзүмни бәхитсиз һис қилдим. Һәр күни икки пачка тамака, һәтта зәһәр чекәттим. Өлүп кәткән бовам билән көрүшүш истигим барлиғидин мән җинкәшлик билән шуғуллинишқа башлидим. Буниң ақиветидә бир күни кечичә җинлар маңа һуҗум қилип, мени қийнатти. Бу бир нәччә айға созулди. Һәр күни ялғуз болуп қелишим һәққидә ойлаш мени қаттиқ қорқунучқа салатти.

Бир күни сәйлигә чиқип, адәттикидәк өзүм маңидиған йолға әмәс, башқа бир йолға чүшүп маңдим. Кетиветип, чоң қурулуш иши жүргүзүлүватқан җайға кәлдим. У йәрдә топ-топ кишиләрни көрүп һәйран болдум. Йеқинирақ берип қарисам, Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйини селиватқанлиғини көрүп қалдим. Мән дәррула Йәһва гувачилири өйүмгә кәлгән пәйтләрни әслидим. Пүтүн дунияниң җай-җайлиридики адәмләр уларға охшаш яшиған болса, немә дегән гөзәл һаят болар еди дәп ойландим.

Уларниң қайтидин келип турушини халап, шу йәрдә ишләватқанларниң бәзибирлири билән параңлишаттим. Худаға дуа қилдим. Андин, он күн өтүп биринчи қетим кәлгән һелиқи киши Йәһва гувачиси қайтидин өйүмгә кәлди. У маңа Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни тәклип қилғанда, хошаллиқ билән қобул қилдим. Шу күнила у мени Ибадәт өйидики жиғилишқа тәклип қилди. У йәргә берип көргәнлирим мени бәк һаяҗанландурди. Бир-биригә меһрибан хошал инсанларни узақтин бери издәп жүрәттим. Ахири мән уларни таптим!

Шу вақиттин башлап, бир қетимму жиғилиштин қалмидим. Үч һәптә өткәндин кейин, тамакини ташлап, яман адәтимдин айрилдим. Астрологияға аит китапларни вә җинкәшликкә бағлинишлиқ музыка харитилирини чөрүп ташлиғандин кейин, җинларниң маңа аз тәсир қиливатқинини һис қилдим. Һаятимни Йәһва Худаниң Муқәддәс китаптики өлчәмләргә мас өзгәртип, үч ай өткәндин кейин хуш хәвәрни вәз қилишқа башлидим. Алтә ай өткәндин кейин суға чөмдүрүлүштин өтүп, Йәһва гувачиси болдум. Чөмдүрүлүштин өтүп икки күндин кейин ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилишқа башлидим.

Йәһва Худаниң маңа қилған барлиқ яхшилиқлири үчүн Униңға чәксиз миннәтдармән. Ахири һаятниң мәнасини таптим. Йәһваниң исми «мустәһкәм мунар» (Пәнд-нәсиһәтләр 18:10). Зәбур язғучисиниң сөзлиригә қошулумән: «Сениң қоралириңда өткән бир күн башқа миң Күндин артуқ. Худайим өйиниң босуғисида болушни рәзилләр чедирлирида яшаштин әвзәл көримән» (Зәбур 84:10).

Қәлби пак аял һаятниң мәнасини тапти. Униңға охшаш Йәһва Худани издәватқан ақ көңүл кишиләрниң һәммиси һаятниң мәнасини тапалайду.