Мәзмунға өтүш

Йәһва Худаниң вәдилиригә ишәнч бағлаң

Йәһва Худаниң вәдилиригә ишәнч бағлаң

«Етиқат бу үмүт қиливатқан нәрсиләрниң әмәлгә ешишиға болған ишәнч вә көзгә көрүнмәс нәрсиләрниң ениқ дәлил-испатлириға қайил болуштур» (ИБР. 11:1, ЙД)

НАХШИЛАР: 32, 21

1. Биз иман-етиқатқа қандақ көзқарашта болушимиз керәк?

 ИМАН-ЕТИҚАТ яки ишәнч наһайити қәдир-қиммәтлик есил пәзиләттур. Бәк әпсус, барчә инсанлар бу пәзиләтни көрсәтмәйду (Сал. 2-х. 3:2). Бирақ Яратқучи Йәһва һәрбир хизмәтчисигә етиқат пәзилитини әта қилған (Рим. 12:3; Гал. 5:22). Шундақ екән, бундақ етиқатқа егә болғанларниң һәммиси миннәтдарлиқ билдүрүши керәк.

2, 3. а) Етиқат көрситидиған киши қандақ бәрикәтләргә еришиши мүмкин? ә) Биз қандақ соалларни муһакимә қилимиз?

2 Әйса Мәсиһ әрштики Ата кишиләрни Өзиниң Оғли арқилиқ Өзигә җәлип қилиду дегән (Йоһ. 6:44, 65). Әйсаға ишәнч қилған кишиниң гуналири кәчүрүлиши мүмкин. Бу Йәһва Худа билән дост болуш вә мәңгүлүк һаятлиққа еришиш пурсәтлирини яритиду (Рим. 6:23). Бундақ әҗайип бәрикәтләргә егә болуш үчүн биз немиләрни қилдуқ? Биз гунакар инсанлар болғачқа, пәқәт өлүмгила лайиқ (Рим. 6:23). Бирақ Йәһва Худа бизниң яхшилиқ қилиш ихтидаримизни көрди. У Өз меһир-шәпқити арқилиқ һәқиқәтләр билән дилимизни йорутти. Шундақ қилип, биз Әйса Мәсиһкә ишәнгән болдуқ вә мәңгү яшаш үмитигә ериштуқ (Йоһанниң 1-хети 4:9, 10ни оқуң).

3 Амма әслидә иман-етиқат дегән немә? Бу Худа биз үчүн тәйярлап қилған бәрикәтләрни билиш биләнла чәклинәмду? Әң муһими, биз иман-етиқатни қайси йоллар билән көрситишимиз керәк?

ЧИН ҚӘЛБИҢИЗДИН ИШИНИҢ

4. Немә үчүн етиқат Худаниң ирадисини чүшиниш биләнла чәкләнмәйду?

4 Етиқат Худаниң ирадисини чүшиниш биләнла чәкләнмәйду. У Худаниң ирадисигә мас иш-һәрикәт қилишқа дәвәт қилидиған күчлүк пәзиләттур. Адәмниң Худа әта қилған қутқузуш йолиға ишәнч қилиши уни башқиларға хуш хәвәрни җакалашқа үндәйду. Әлчи Паул мундақ чүшәндүргән: «Әгәр сән өз ағзиң билән инсанларға Әйсаниң һәзрити екәнлигини җакалисаң вә чин қәлбиңдин Худа уни өлүмдин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән. Чүнки чин қәлбидин ишәнгән киши һәққанийлиққа еришиду, өз ағзи билән җакалаш арқилиқ болса, қутқузулиду» (Римлиқларға 10:9, 10, ЙД; Коринтлиқларға 2-хәт 4:13).

5. Немә үчүн етиқат муһим вә уни қандақ күчәйтиш керәк? Мисал кәлтүрүң.

5 Шәк-шүбһисизки, Худаниң йеңи дуниясида мәңгүлүк һаятлиққа еришишни халисақ, иман-етиқадимизни көрситип, күчәйтишимиз керәк. Худди өсүмлүкни суғурушқа охшаш, етиқадимизни сағлам сақлаш үчүн уни күчәйтиш керәк. Сүнъий өсүмлүккә қариғанда, тирик өсүмлүк дайим өзгириду. Тирик өсүмлүкни йетәрлик дәриҗидә суғурмиса, қуруп кетиши мүмкин. Бирақ уни дайим суғурса, у күчийип өсиду. Ениқки, су йоқ болса, һәтта сағлам болған өсүмлүк қуруп өлүп кетиду. Худди шуниңға охшаш, етиқадимизни күчәйтмисәк, у ахирида өлүп кетиши мүмкин (Луқа 22:32; Ибр. 3:12). Бирақ биз етиқадимизни күчәйтсәк, у тирик күчлүк болуп давамлиқ өсиду вә биз иман-етиқатта сағлам болимиз (Сал. 2-х. 1:3; Тит. 2:2).

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ ЕТИҚАТ ҺӘҚҚИДИКИ ЧҮШӘНЧИСИ

6. Ибранийларға 11:1-айәткә асасланғанда, етиқат қандақ икки нәрсини өз ичигә алиду?

6 Муқәддәс китапниң етиқат һәққидики чүшәнчиси Ибранийларға 11:1-да (оқуң) йезилған. Етиқат көзгә көрүнмәйдиған икки нәрсини өз ичигә алиду: 1) үмүт қилған ишлар — бу техи йүз бәрмигән, амма вәдә қилинған келәчәктики иш-вақиәләр, мәсилән, барлиқ яманлиқниң йоқ қилиниши вә йеңи дунияниң келиши; 2) көрүнмәйдиған нәрсиләр — бу көрүнмәйдиған һәқиқәтләр, шу җүмлидин Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә пәриштиләрниң барлиғиға вә асмандики Падишалиқниң иш-паалийити елип баридиғанлиғиға ишиниш (Ибр. 11:3). Хош, үмүтимизниң тирик екәнлигини вә Худаниң Муқәддәс Язмиларда тилға елинған көрүнмәс нәрсилиригә ишинидиғанлиғимизни қандақ испатлаймиз? Гәп-сөзлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ испатлаймиз.

7. Нуһ пәйғәмбәрниң үлгиси етиқат көрситиш немини билдүридиғанлиғини чүшинишкә қандақ ярдәм бәргән? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

7 Ибранийларға 11:7-айәттә Нуһ пәйғәмбәрниң етиқади һәққидә мундақ йезилған: «Нуһ техи көрүнмигән нәрсиләр тоғрисида Худа тәрипидин агаһландурулғанда, итаәтчанлиқни көрситип, өйидикиләрниң аман қелиши үчүн, кемә ясиди». Нуһ йоған кемә қуруш арқилиқ етиқат көрсәткән. Шәк-шүбһисизки, холум-хошнилири Нуһтин: «Сән немишкә шунчилик йоған кемини қурисән?»,— дәп соратти. У һеч җавап бәрмәй җим-җит болуп жүргәнму яки силәрниң немә кариңлар бар дәп җавап қайтурғанму? Әлвәттә яқ. Нуһ пәйғәмбәрниң етиқади уни замандашлиригә җасарәт билән гувалиқ берип, йеқинлишиватқан Худаниң һөкүм күни һәққидә агаһландурушқа үндигән. Бәлким, Нуһ әшу кишиләргә Йәһва Худаниң «алдимда һәрқандақ адәмниң ахири кәлди, чүнки уларниң кесиридин йәр зораванлиққа толди... Мән асман тегидики һаятлиқ нәпәси бар һәрқандақ тирик җанни һалак қилиш үчүн, йәргә су топинини кәлтүримән. Йәрдики бар нәрсә һаятидин мәһрум болиду» дегән сөзлирини тәкрарлиған охшайду. Униңдин башқа, Нуһ пәйғәмбәр кишиләргә Худаниң: «Сән кемигә кирисән»,— дегән буйруғини қайта-қайта тәкрарлап, қутқузулушниң бирла йолини чүшәндүрүп бәргәнлиги шәк-шүбһисиз. Нуһ «һәққаний йолини хәвәрләп жүр[үп]», өзиниң иман-етиқади барлиғини испатлиған (Ярит. 6:13, 17, 18; Пет. 2-х. 2:5).

8. Яқуп Худаниң илһами билән һәқиқий етиқатниң немини билдүридиғанлиғини қандақ чүшәндүрүп бәргән?

8 Әлчи Паул Худаниң илһами билән етиқат тоғрисидики өз хетини язғандин кейин көп өтмәйла, бәлким, Яқуп өз хетини язған болуши мүмкин. Әлчи Паулға охшаш Яқупму һәқиқий етиқатни көрситиш пәқәт ишинишни әмәс, йәни иш-һәрикәт қилишниму өз ичигә алғанлиғини чүшәндүргән. У мундақ язған: «Сән маңа ишларсиз етиқатиңни көрсәткинә, мән саңа етиқатимни ишлирим билән көрситимән» (Яқуп 2:18). Кейин у бирәр нәрсигә ишиниш билән етиқат көрситишниң оттурисидики ениқ пәриқни көрсәткән. Мәсилән, җинларму Худаниң барлиғиға ишиниду, амма улар һәқиқий иман-етиқатқа егә әмәс. Униңдин ташқири, улар Йәһва Худа ирадисиниң әмәлгә ешишиға қарши чиқишиду (Яқуп 2:19, 20). Кейинирәк Яқуп өз хетидә қедимда яшиған вә күчлүк етиқадини көрсәткән киши һәққидә мундақ язған: «Ибраһим атимиз өз оғли Исһақни қурбангаһқа ятқузғанда, әмәлияти асасида һәққаний дәп җакаланған әмәсму? Сән көрүватисәнки, униң етиқати ишлири билән биллә болди һәм униң етиқати ишлири арқилиқ мукәммәлләшти». Хуласиләп, Яқуп йәнә бир қетим иш-һәрикәт қилиш арқилиқ ишәнч бағлашниң қанчилик муһимлиғини чүшәндүрүп мундақ язған: «Тән роһсиз өлүк болғинидәк, етиқатму әмәлиятсиз [иш-һәрикәтсиз, ЙД] өлүктур» (Яқуп 2:21—23, 26).

9, 10. Әлчи Йоһан бизгә етиқат көрситишниң муһимлиғини чүшинишкә қандақ ярдәм бәргән?

9 30 жилдин көпирәк вақит өтүп, әлчи Йоһан баян қилған Хуш Хәвәрни вә үч хәтни язған. У илгири Худаниң илһами билән етиқат һәққидә язғучиларға охшаш Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас иман-етиқатниң чоңқур мәнасини чүшәнгәнму? Шәк-шүбһисизки, чүшәнгән. У өзиниң хәтлиридә «ишиниң» яки «етиқат көрситиң» дәп тәрҗимә қилинған грек пеилини Муқәддәс китапниң башқа язғучилириға қариғанда көпирәк ишләткән.

10 Мәсилән, Йоһан мундақ дәп язған: «Худаниң Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятлиққа еришкән болиду, бирақ униңға итаәт қилмиған киши мәңгүлүк һаятлиқни һеч көрмәйду. Шундақ киши Худаниң ғәзивигә учрайду» (Йоһ. 3:36, ЙД). Ениқки, Мәсиһ әгәшкүчилиригә хас етиқат көрситиш Әйса Мәсиһниң буйруқлириға бойсунушни өз ичигә алиду. Әлчи Йоһан һәзрити Әйсаниң сөзлирини дайим нәқил кәлтүрүп, етиқатни давамлиқ көрситиш керәклигини чүшәндүргән (Йоһ. 3:16; 6:29, 40; 11:25, 26; 14:1, 12).

11. Һәқиқәтни билгәнлигимиз үчүн Худаға миннәтдарлиқни қандақ билдүрәләймиз?

11 Муқәддәс роһиниң дилимизни һәқиқәт билән йорутуп, хуш хәвәргә ишиниш пурситини бәргәнлиги үчүн Йәһва Худаға нәқәдәр миннәтдармиз! (Луқа 10:21ни оқуң). «Етиқадимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса» Оғли арқилиқ Өзигә җәлип қилғанлиғи үчүн Йәһва Худаға миннәтдарлиқни һемишәм билдүрүшимиз керәк (Ибр. 12:2, ЙД). Худаниң шундақ меһир-шәпқити үчүн миннәтдарлиқни билдүрүш үчүн етиқадимизни күчәйтиш, Худаға дуа қилиш вә Униң Сөзини тәтқиқ қилишни давамлаштурушимиз керәк (Әфәс. 6:18; Пет. 1-х. 2:2).

Хуш хәвәр йәткүзүш пурситини қолуңиздин бәрмәй, етиқат көрситиң (12-абзацқа қараң)

12. Етиқат көрситишниң қандақ усуллири бар?

12 Биз Йәһва Худаниң вәдилиригә давамлиқ ишинишимиз керәк. Биз буни кишиләргә көринидиған усулда қилишимиз лазим. Мәсилән, давамлиқ Худа Падишалиғи һәққидә вәз қилимиз вә шагирт тәйярлаш ишиға қатнишимиз. Йәнә биз һәммисигә, болупму етиқатдашлиримизға яхшилиқ қилимиз (Гал. 6:10). Униңдин башқа, биз «кона шәхсни униң ишлири билән йешип», роһий җәһәттин бизни аҗизлаштуридиған һәрқандақ иштин бар күчни чиқирип, жирақ турушимиз керәк (Кол. 3:5, 8—10).

ХУДАҒА БОЛҒАН ИШӘНЧ ИШӘНЧ ҺӘҚИҚИЙ ЕТИҚАТНИҢ ҺУЛ-АСАСИДУР

13. Худаға ишәнч қилиш қанчилик муһим вә уни немигә охшатса болиду?

13 Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Етиқатсиз Худаға йеқиш әсли мүмкин әмәс, чүнки Худаға йеқинлишиватқан киши Униң бар екәнлигигә вә Уни әстаидил издигәнләрни У мукапатлайдиғиниға ишиниши керәк» (Ибр. 11:6). Муқәддәс китап «Худаға ишәнч бағлаш» — Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчиси қелишниң һул-асасидур дәйду (Ибр. 6:1). Мәсиһ әгәшкүчилири өзлирини Худаниң меһир-муһәббитидә сақлиши үчүн етиқадидин башқа есил пәзиләтләрни көрситишкә тиришиши лазим (Петрусниң 2-хети 1:5—7ни оқуң) (Йәһ. 20, 21).

14, 15. Етиқатни меһир-муһәббәт билән селиштурсақ, униң муһимлиғи һәққидә немә десәк болиду?

14 Инҗил язғучилири етиқат һәққидә йүзләрчә қетим тилға елип, униң муһимлиғини тәкитлигән еди. Һечбир пәзиләт шунчилик көп қетим тилға елинмиған. Бу етиқатниң Мәсиһ әгәшкүчилири үчүн әң муһим пәзиләт екәнлигини билдүрәмду?

15 Етиқатни меһир-муһәббәт билән селиштуруп, әлчи Паул мундақ язған: «Әгәр тағларни йөткәйдиған толуқ етиқатим болсиму, амма меһир-муһәббитим болмиса, мән — һечнәрсә әмәс» (Кор. 1-х. 13:2). Әйса Мәсиһ «қанундики әң муһим әмир қайси» дегән соалға җавап берип, Худаға болған сөйгү-муһәббәтниң әң муһим пәзиләт екәнлигини тәкитлигән (Мәт. 22:35—40). Сөйгү-муһәббәт нурғун есил пәзиләтләрни, шу җүмлидин иман-етиқатни өз ичигә алиду. Муқәддәс китап меһир-муһәббәт «һәммигә ишиниду», йәни Худа Сөзиниң һәқиқитигә ишиниду дәйду (Кор. 1-х. 13:4, 7).

16, 17. Қандақ қилип һәм етиқат һәм меһир-муһәббәт Муқәддәс китапта бирликтә тилға елиниду, лекин улардин қайсиси муһимирақ вә немә үчүн?

16 Һәм етиқат һәм сөйгү-муһәббәт муһим пәзиләтләр болғач, Инҗил язғучилири әшу пәзиләтләрни көп қетим бирликтә, һәтта бир җүмлә яки сөз-ибаридә тилға алған. Мәсилән, әлчи Паул етиқатдашларни «етиқат һәм меһир-муһәббәт савутини тақап... кийәйли» дәп үндигән (Сал. 1-х. 5:8). Әлчи Петрус болса, шундақ дәп язған: «Мәсиһни һечқачан көрмигән болсаңларму, уни сөйисиләр. Һазирму көрмигиниңларға қаримай, униңға ишини[силәр]» (Пет. 1-х. 1:8). Яқуп майланған етиқатдашлардин мундақ сориған: «Худа бу дунияниң көзидики кәмбәғәлләрни етиқатта бай болуши үчүн таллап елип һәм уларни — Өзини сөйгәнләрни Падишалиғиниң мирасхори болушқа вәдә қилмидиму?» (Яқуп 2:5). Йоһан: «Униң [Худаниң] әмри шудур, биз Униң Оғли Әйса Мәсиһниң исмиға ишинимиз вә бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситимиз» (Йоһ. 1-х. 3:23, ЙД).

17 Гәрчә етиқат чоң әһмийәткә егә болсиму, келәчәктики йеңи дунияда Худаниң вәдилири вә биз үмүт қилған ишларниң әмәлгә ашидиғанлиғини өз көзимиз билән көргәндә, ишәнч бағлашниң һаҗити болмайду. Бирақ биз Йәһва Худаға вә башқиларға болған сөйгү-муһәббәтни көрситишни давамлаштуримиз. Шуңа, әлчи Паул мундақ язған: «Һазир болса етиқат, үмүт, меһир-муһәббәт — мошу үчи болуватиду, лекин улардин әң бүйүги — меһир-муһәббәттур» (Кор. 1-х. 13:13).

ЕТИҚАТНИҢ КҮЧЛҮК ИПАДИСИ

18, 19. Худа хәлқиниң етиқадиниң ипадиси немә вә бу әҗайип иш үчүн ким шан-шәрәпкә лайиқ?

18 Бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқи У тиклигән Падишалиққа болған етиқатни көрситиду. Буниң нәтиҗисидә дунияниң һәрқайси җай-җайлиридики 8 миллиондин көпирәк киши роһий җәннәттә яшаватиду. Шундақ роһий җәннәттә яшап, улар Худаниң мевисини, йәни есил пәзиләтләрни йетилдүрүшкә тиришиватиду (Гал. 5:22, 23). Бу һәқиқий етиқат вә меһир-муһәббәтниң ипадиси нәқәдәр күчлүк!

19 Инсанлар шундақ әҗайип утуқларға һечқачан йәтмәйду. Сәвәви бу ишни пәқәт Худайимиз Йәһва қилған. Бу әҗайип иш «Пәрвәрдигарға бир нам кәлтүриду, мәңгүгә үзүлмәс карамәт болиду» (Йәшая 55:13). Ениқки, «етиқат арқилиқ қутқузул[ғанлиғимиз]» Худаниң соғисидур (Әфәс. 2:8). Роһий җәннитимиз барғансири өсүп гүллиниду. Нәтиҗисидә, пүтүн йәр йүзи Йәһваниң исмиға мәңгү шан-шәрәп кәлтүрүш мәхситидә мукәммәл, һәққаний вә бәхитлик адәмләр билән толиду. Келиң, Йәһва Худаниң вәдилиригә давамлиқ етиқат қилайли!