5. Қачан вә қәйәрдә дуа қилиш керәк?
НАҺАЙИТИ ЕНИҚКИ, көплигән динларда кишиләр дуа қилиш үчүн мәлум бир вақитқа вә мәхсус җайларға бариду. Амма қачан вә қәйәрдә дуа қилиш керәклиги һәққидә Муқәддәс Язмиларда немә йезилған?
Муқәддәс китапта ихласмән кишиләрниң бәзи вәзийәтләрдә қилған дуалири йезилған. Мәсилән, Әйса пәйғәмбәр өз шагиртлири билән бир дәстиханда олтирип, тамаққа еғиз тегиш алдида Худаға шүкүр ейтқан еди (Луқа 22:17). Буниңдин башқа, шагиртлар жиғилип, Худаға ибадәт қилиш үчүн бирликтә дуа қилған. Шундақ қилип, улар Йерусалимдики ибадәтханида вә йәһудий синагогилирида узундин бери давам қиливатқан әнъәнигә әмәл қилишни тохтатмиған. Худа Өзи ибадәтхана тоғрисида: «Мениң өйүм пүткүл хәлиқләрниң дуа-тилавәтханиси дәп аталсун»,— дегән (Марк 11:17, ҺЗ).
Бүгүнки күндә Худаниң хизмәтчилири биллә жиғилип, бирликтә дуа қилса, уларниң дуаси аңлиниши мүмкин. Әгәр ортақ көзқараштики кишиләр җәм болуп, Муқәддәс китаптики һәқиқәтләргә мас дуа қилса, бундақ дуалар Худаниң көңлини хурсән қилиду. Бу дуалар һәтта Худани қилмақчи болмиған ишни қилишқа үндиши мүмкин (Ибранийларға 13:18, 19). Адәттә Йәһва гувачилири өз җамаәт жиғилишлирида дайим дуа қилиду. Чин қәлбимиздин сизни өзүңиз яшаватқан җайға йеқин йәрдә өткүзүлидиған ибадәт жиғилишлиримизға келип шундақ дуаларни аңлап беқишқа тәклип қилимиз.
Амма Муқәддәс китапта чоқум мәлум бир җайда вә ениқ бир вақитта дуа қилиш керәклиги йезилмиған. Әксинчә бу Китапта Худаниң хизмәтчилириниң охшимайдиған җайда вә вақитта дуа қилғанлиғи йезилған. Әйса әләйһиссалам: «Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду»,— дегән (Мәтта 6:6, ҺЗ).
Һәрқандақ җайда, һәрқандақ вақитта дуа қилсақ болиду
Бу тәклип, биз үчүн нәқәдәр зор шан-шәрәп, һә! Әмәлийәттә, сиз һәрқандақ җайда вә вақитта Аләмниң Егисигә шәхсән дуа қилалайсиз. Униң дуайиңизға қулақ салидиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болсун. Демәк, Әйса пәйғәмбәрниң дуа қилиши үчүн дайим ялғуз қелишқа пурсәт издигәнлиги һәйран қаларлиқ әмәс! Әйса әләйһиссалам бир күни муһим қарар чиқириштин авал һәтта пүтүн бир кечә дуада болған (Луқа 6:12, 13).
Муқәддәс китапта башқа садиқ әр вә аяллар һаятида муһим қарар чиқириш алдида яки қийинчилиқларға дуч кәлгәндә йол-йоруқ издәп, дуа қилғанлиғи йезилған. Бәзидә улар үнлүк яки үнсиз, ялғуз яки башқилар билән бирликтә дуа қилған. Қандақла болмисун, әң муһими, улар дуа қилған. Яратқучимиз Йәһва һәтта өз хизмәтчилирини «һемишәм дуа» қилишқа чақириду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17, ҺЗ). Шәк-шүбһисизки, Худа Өз ирадисини орунлайдиғанларниң дуалириға қулақ селишқа һәрқачан тәйяр. Бу меһир-муһәббәткә толған Худаниң кишигә тәсәлли беридиған әҗайип тәкливи әмәсму, һә?!
Әлвәттә, бүгүнки күндә шәхсийәтчиликкә толған бу дунияда яшаватқан нурғун адәмләр дуа қилишниң пайдисини көрмәйду. Бәлким сиз: «Дуа қилишниң мән үчүн пайдиси барму?»— дәп сорап баққансиз. Кейинки мақалидә бу соал һәққидә муһакимә қилимиз.