Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Ерәм беғиниң мәвҗутлуғи сиз үчүн әһмийити б

Ерәм беғиниң мәвҗутлуғи сиз үчүн әһмийити б

Ерәм беғиниң мәвҗутлуғи сиз үчүн әһмийити барму?

БӘЗИБИР алимларниң ейтишичә, Ерәм беғи һәққидики тәпсилатлар Муқәддәс китапниң башқа үзүндилиридә зади учримайду. Мәсилән, диншунас профессор Пол Моррис бу һәққидә мундақ дәп язған: «Ерәм беғи тоғрисидики һекайә Муқәддәс китапниң һечбир йәрлиридә тилға елинмайду». Бу ой-пикиргә бәзи «мутәхәссисләр» қошулуши мүмкин, лекин бу дәлил-испатларға зиттур.

Һәқиқәтән Муқәддәс китапта Ерәм беғи, Адәм ата, Һава ана вә илан һәққидики тәпсилатлар нурғун қетим тилға елиниду. Амма жуқурида кәлтүрүлгән алимларға қариғанда, бәзи диний рәһбәрләр билән Муқәддәс китапни тәнқит қилғучилар техиму чоңқур хаталишиду. Әслидә улар Яритилиш китавиниң Ерәм беғи һәққидики һекайисини рәт қилип, Муқәддәс китапқа қарши чиқишиду. Немә үчүн шундақ дейишкә болиду?

Ерәм беғида йүз бәргән вақиәни чүшиниш Муқәддәс китапниң башқа үзүндилирини чүшиништә чоң әһмийәткә егә. Худаниң Сөзидә адәмләрни ғәм-тәшвишкә салидиған, мурәккәп вә муһим соалларға җаваплар бар. Бу җаваплар Ерәм беғида йүз бәргән вақиә билән зич бағлинишлиқ. Һазир бәзибир мисалларни көрүп чиқайли.

Немә үчүн биз қериймиз вә өлүмиз? Адәм ата билән Һава ана Йәһва Худаға итаәт қилған болса, улар мәңгү яшиған болатти. Улар Худаға исиян көтәрсә, өлүп кетәтти. Адәм ата билән Һава ана Худаға қарши исиян көтәргән күндин башлапла, қеришқа башлиған вә ахирида өлүп кәтти (Яритилиш 2:16, 17; 3:19). Улар мукәммәлликни йоқатқач, әвлатлириға пәқәт гуна билән мукәммәлсизликни мирас қалдурған. Муқәддәс китапта бу һәққидә шундақ дәп чүшәндүрүлгән: «Шуңлашқа гуна бир адәм арқилиқ һәм гуна арқилиқ өлүм дунияға кирди һәм шундақларчә, өлүм барлиқ адәмләргә өтти, чүнки һәммиси гуна қилған болди» (Римлиқларға 5:12).

Немә үчүн Худа яманлиққа йол қойиду? Шәйтан Ерәм беғида Худани адәмләрдин яхши нәрсиләрни йошурған ялғанчи дәп атиған (Яритилиш 3:3—5). Шундақ қилип, у Йәһва Худаниң адаләтлик һөкүмранлиқ қилиш усулиға гуман кәлтүргән. Адәм ата билән Һава ана Шәйтан тәрәптә турушни талллиған. Шуниң билән улар неминиң яхши вә неминиң яман екәнлигини инсан өзи қарар қилиду дәп Йәһва Худаниң һөкүмранлиғини рәт қилған. Амма Пәрвәрдигар мукәммәл адаләтлик вә даналиққа егә болғач, бу мәсилини мувапиқ түрдә һәл қилишниң пәқәт бирла йоли барлиғини биләтти. Шуңа инсанлар халиғанчә һөкүмранлиқ қилишниң һәр түрлүк усуллиридин пайдилиниши үчүн У уларға вақит бәргән. Нәтиҗидә Шәйтанға хас болған рәзиллик пүтүн дунияда кәң көләмлик тарқитилишқа башланғач, муһим бир һәқиқәт ашкарә қилинған: инсанлар өзлири Худасиз һөкүмранлиқ қилишқа қадир әмәстур (Йәрәмия 10:23).

Худаниң йәр йүзигә қарита қандақ нийити бар? Йәһва Худа Ерәм беғини орнитип, йәрдики гөзәлликниң үлгисини көрсәтти. Худа Адәм ата билән Һава аниға әвлат көрүп көпийиңлар, йәрни толдуруңлар вә пүткүл йәр йүзини асрап, гөзәл җәннәткә айландуруңлар дәп әмир бәргән (Яритилиш 1:28). Худа Адәм ата билән Һава аниниң мукәммәл әвлатлири инақ аилә болуп, йәр йүзидики җәннәттә һаят кәчүрүшини нийәт қилған еди. Көпинчә Муқәддәс китапта Худаниң дәсләпки нийити қандақ әмәлгә ашидиғанлиғи тоғрисидики мавзу ашкарә қилиниду.

Әйса Мәсиһ йәр йүзигә немә үчүн кәлгән? Ерәм беғида исиян көтәргәнликтин Адәм ата билән Һава ана һәм барчә әвлатлиригә өлүм һөкүми чиқирилған еди. Амма меһир-муһәббәтлик Худа инсанларға үмүт бәргән. У Өз Оғлини йәр йүзигә әвәтип, Муқәддәс китапта йезилғандәк бәдәл төлигән (Мәтта 20:28). Бу немини билдүриду? Муқәддәс китапта Әйса Мәсиһ «ахирқи Адәм» дәп аталған еди. Әйса тунҗа Адәм атиниң әмәлгә ашуралмиған ишини әмәлгә ашурған, йәни у Йәһва Худаға итаәтчан болуп, мукәмәлликни сақлап қалған. У өз ихтияри билән өз җенини қурбанлиқ сүпитидә пида қилип, бәдәл төлигән. Бу барлиқ итаәтчан инсанларниң кәчүрүмгә вә Адәм ата билән Һава ана гуна садир қилғандин илгири егә болған мукәммәл һаятқа еришишигә йол ачқан (Коринтлиқларға 1-хәт 15:22, 45; Йоһан 3:16). Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ Йәһва Худаниң пүткүл йәр йүзини Ерәм беғиға охшаш җәннәткә айландуруш нийити әмәлгә ашидиғанлиғиға капаләт бәргән.

Худаниң нийити бу қуруқ гәп яки қандақту бир чүшинишкә қийин диний тәлимат әмәс. Әксинчә бу әмәлгә ашидиған һәқиқәттур. Шуниңға охшаш Ерәм беғиниң һәқиқәтән мәвҗут болғанлиғиға гуман қилишниң һечқандақ сәвәви йоқ. Шу бағдики һайванатлар һәм инсанларниң яшиғанлиғи реаллиқ болғандәк, Худаниң келәчәккә болған вәдиси реаллиққа айлиниду. Бу келәчәк сиз үчүн реаллиққа айлинишни халамсиз? Реаллиққа айлиниш-айлинимаслиқ өзүңизгә бағлиқ. Худа мүмкинқәдәр инсанларниң һәммисигә, һәтта Өзиниң қанунлириға әмәл қилмай яшаватқан инсанларға шундақ келәчәкни беришни халайду (Тимотийға 1-хәт 2:3, 4).

Әйса Мәсиһ җан үзүш алдида, яман һаят кәчүргән адәм билән сөзләшкән еди. Бу адәм җинайәтчи болуп, өзиниң җазаға лайиқ екәнлигини чүшәнгән. Шундақ болсиму, у тәсәлли вә үмүт елиш үчүн Әйса Мәсиһкә сөзлигән. Әйса Мәсиһ униңға қандақ җавап бәргән? У: «Сән мениң билән җәннәттә болисән»,— дегән (Луқа 23:43). Ойлинип көрүң: Әйса Мәсиһ у җинайәтчиниң қайта тирилишигә вә йәрдики җәннәттә мәңгү яшаш пурситигә еришишини халиған болса, у сизниңму җәннәттә болушиңизни халимамду? Әлвәттә халайду! Буни Худаниң Өзиму халайду! Әгәр сиз мәңгү һаят кәчүрүшни халисиңиз, Ерәм беғини бәрпа қилған Худа һәққидә билим елиш пурситини қолуңиздин бәрмәң.

[10-бәттики рамка/рәсимләр]

МУҚӘДДӘС КИТАПНИҢ МАВЗУСИНИ АШКАРӘ ҚИЛИДИҒАН БӘШАРӘТ

«Мән сән билән аялниң арисиға, сениң нәслиң билән аялниң нәсли арисиға дүшмәнлик салимән. У сениң бешиңни йәнчийду, сән болсаң униң тапинини чақисән» (Яритилиш 3:15, ЙД).

Муқәддәс китаптики бу биринчи бәшарәтни Йәһва Худа Ерәм беғида ейтқан еди. Аял вә униң нәсли, илан вә униң нәсли кимләрни тәсвирләйду? Уларниң арисидики дүшмәнлик болса, немини билдүриду?

ИЛАН

Шәйтан Иблис (Вәһий 12:9)

АЯЛ

Роһий шәхсләрдин тәркип тапқан Йәһва Худаниң асмандики тәшкилати (Галатилиқларға 4:26, 27). Йәшая пәйғәмбәр келәчәктә бу аялдин роһий хәлиқниң келип чиқидиғанлиғи һәққидә бәшарәт қилған (Йәшая 54:1; 66:8).

ИЛАННИҢ НӘСЛИ

Шәйтанниң ирадисини орунливатқан шәхсләр (Йоһан 8:44).

АЯЛНИҢ НӘСЛИ

Аялниң нәслиниң асасий қисми болған вә Йәһваниң асмандики тәшкилатиниң қисмиға мәнсүп болған Әйса Мәсиһ. Бу нәсил Мәсиһ билән бирликтә асманда һөкүмранлиқ қилидиған униң роһий җәһәттики қериндашлирини өз ичигә алиду. Шу майланғанлар йеңи бир хәлиқни, йәни «Худаниң Исраилини» тәсвирләйду (Галатилиқларға 3:16, 29; 6:16; Яритилиш 22:18).

ТАПИННИ ЧЕҚИШ

Мәсиһкә қаттиқ зиян йәткүзүлгән еди, амма бу узақ вақит созулмиған. Шәйтан Әйса Мәсиһниң йәрдә өлтүрүлүшигә мувәппәқийәт қазанған. Бирақ Әйса тирилдүрүлгән еди.

БАШНИ ЙӘНЧИШ

Шәйтан һалакәткә учрайду. Әйса Мәсиһ Шәйтанни йәксән қилиду. Лекин буниңдин алдин, у Шәйтанниң Ерәм беғида асас салған яманлиғини тамамән йоқ қилиду (Йоһанниң 1-хети 3:8; Вәһий 20:10).

Муқәддәс китапниң асасий мавзусини чүшиниш үчүн Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс китаптики асасий мавзу» дегән китапчигә қараң.

[11-бәттики рәсим]

Адәм ата билән Һава ана садир қилған гунасиниң паҗиәлик ақиветигә дучар болған.