5. Йәр шариниң булғиниши
5. Йәр шариниң булғиниши
«Йәр йүзини гумран қилғанларни һалак қилиш вақти кәлди» (ВӘҺИЙ 11:18, ҺЗ)
● Нигерияниң Кпор йезисида яшайдиған Пире исимлиқ киши пальма шараби ишләп чиқириш билән шуғулланған. Амма Нигер дәрия вадилириға көп миқдарда нефть еқип чиқип кәткәч, у өз тиҗаритини тохтитишқа мәҗбур болған еди. У мундақ дәйду: «Нефть дәриялиримизни булғап, белиқлар өлүп кетиватиду вә тәң-саламәтлигимизгиму зиянлиқ. Әнди қандақ җан беқишни билмәймән».
ДӘЛИЛ-ИСПАТЛАР НЕМӘ КӨРСИТИДУ? Мутәхәссисләрниң ейтишичә, һәр жили дуниядики деңиз-океанларға алтә йерим миллион тонна әхләт ташлиниду. Бу әхләтниң 50 проценти пластик болуп, уларниң чирип йоқ болуп кетишигә нәччә йүз жил вақит кетидикән. Инсанийәт йәр шарини булғаштин башқа, йәр асти байлиқлирини бәк тез исрап қилмақта. Тәтқиқат нәтиҗисидә көрситилишчә, инсанлар бир жил ичидә ишләткән йәр асти байлиқлириниң орнини толдуруш үчүн бир жил бәш ай вақит кетидикән. Австралиядики бир гезиттә мундақ дәп йезилған: «Әгәр йәр шари нопусиниң көпийиши вә йәр асти байлиқлирини ишлитиш һазирқи сүръәт билән давамлашса, 2035-жилиға кәлгәндә, бир әмәс, бәлки икки йәр шариға муһтаҗ болумиз» («Sydney Morning Herald»).
КӘҢ ТАРҚАЛҒАН КӨЗҚАРАШ. Инсанлар әқиллиқ. Шуңа мошу мәсилиләрни һәл қилишниң чарә-тәдбирлирини тепип, йәр шарини қутқузалаймиз.
БУ ҺӘҚИҚӘТӘН ШУНДАҚМУ? Нурғун адәмләр вә тәшкилатлар җәмийәтниң диққитини муһит булғиниш мәсилисигә ағдурушқа интилиду. Амма уларниң чиқарған күчлири йәр шари муһитиниң кәң көләмдә булғинишини тохтиталмайду.
СИЗ ҚАНДАҚ ОЙЛАЙСИЗ? Сизниңчә, йәр шарини вәйран болуштин сақлап қелиш үчүн Худа вәдә қилғандәк, У Өзи инсанларниң ишлириға арилишип, вәзийәтни оңшиши керәкму?
Биз көрүп чиққан мошу бәш бәшарәттин башқа, Муқәддәс китапта ахир заманда яхши ишларниң йүз беридиғанлиғи һәққидиму алдин-ала йезилған. Кейинки мақалидә алтинчи бәшарәтни көрүп чиқимиз.
[8-бәттики қистурма]
«Җәннәткә охшаш макан-җайим зәһәрлик әхләткә толған җайға айлинип кетиватқандәк һис қилимән». (2010-ЖИЛИ, МЕКСИКА ДЕҢИЗ ҚОЛТУҒИДА НЕФТЬ ДЕҢИЗҒА ЧИҚИП КӘТКӘНДӘ, АҚШта ЯШАЙДИҒАН ЭРИН ТАМБЕР ЕЙТҚАН СӨЗЛӘР).
[8-бәттики рамка]
Худа әйипкарму?
Муқәддәс китапта бүгүнки күндә биз көрүватқандәк, дунияниң әһвали начарлишип кетидиғанлиғи бәшарәт қилинған екән. Буларниң һәммисигә Худа җавапкар дәп ейтсақ боламду? Биз тартқан азап-оқубәтләр үчүн Худа әйипкарму? Бу соалларға қанаәтлинәрлик җавапларни Йәһва гувачилири нәшир қилған «Муқәддәс Китапта немә ейтилиду?» дегән китапниң 11-бабидин тапалайсиз.
[8-бәттики рәсим рухсити билән]
U.S. Coast Guard photo