Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар»

«Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар»

«Мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар»

«Әгәр мениң тәлимим бойичә иш көрсәңлар, мениң һәқиқий шагиртлирим болисиләр. Силәр һәқиқәтни тонуп йетисиләр вә һәқиқәт силәрни азат қилиду» (Йоһан 8:31, 32, ЙД)

Бу немини билдүриду? Һәзрити Әйса «тәлимим» дегәндә, асмандики Атисиниң униңға бәргән тәлимлирини көздә тутқан. У мундақ дегән: «Мени әвәткән Атам нәқ немә ейтишим керәклигини әмир қилди» (Йоһан 12:49). Һәзрити Әйса асмандики Атиси Йәһваға дуа қилғанда, шуни дегән: «Сениң сөзүң һәқиқәттур». У үгәткәнлириниң һәқ екәнлигини тәстиқләш үчүн дайим Худа Сөзидин айәтләрни нәқил кәлтүргән (Йоһан 17:17; Мәтта 4:4, 7, 10). Шуңа Әйсаниң һәқиқий әгәшкүчилири униң «тәлими бойичә иш көриду», йәни Худа Сөзи болған Муқәддәс китапниң «һәқиқәт» екәнлигини қобул қилип, иман-етиқат вә әдәп-әхлақ мәсилилиридә бу китаптин йол-йоруқ вә мәслиһәт издәйду.

Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ йол тутқан? Һәзрити Әйсаға охшаш әлчи Паул Муқәддәс Язмиларни чоңқур һөрмәтлигән. У мундақ дегән: «Пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә... пайдилиқтур» (Тимотийға 2-хәт 3:16). Йәнә етиқатдашлириға тәлим беришкә тәйинләнгән әрләр ишәнчлик тәлимдә чиң туруши керәк еди (Титқа 1:7, 9). Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири бемәна пәлсәпә вә беһудә қуруқ гәп-сөзләрни рәт қилиши керәк еди. Чүнки буларниң һәммиси инсанларниң урп-адәтлири вә бу дунияниң йүзәки көзқарашлири болуп, Мәсиһниң тәлимигә зиттур (Колосилиқларға 2:8).

Бүгүнки күндә кимләр бу алаһидиликкә мас һәрикәт қилиду? Католик чиркоси өз тәлиматлири сәвәплик пәқәт Муқәддәс китапқила әмәс, бәлки башқа әнъәниләргиму асаслинип йол-йоруқ издәйду. Сәвәви католик чиркоси өз әнъәнилиригә Муқәддәс китап тәлимлиригә охшаш чоң әһмийәт бериду. «Маклинз» журналида Канадиниң Торонто шәһиридики бир роһаний аялниң сөзлири кәлтүрүлгән. У мундақ дегән: «Немә үчүн биз икки миң жил бурун болған инқлабчи авазиға қулақ селишимиз керәк? Биздә һаяҗанландуридиған пикирлиримиз барғу. Әйса вә Муқәддәс китапниң сөзлиригә қулақ селиш дайим пикирлиримизниң күчини аҗизлаштуриду».

Католик қамусида Йәһва гувачилири һәққидә мундақ дейилгән: «Улар иман-етиқат вә әдәп-әхлақ мәсилилиридә пәқәт Муқәддәс китапқила асаслинип йол-йоруқ издәйду» («New Catholic Encyclopedia»). Йеқинда Канадида бир Йәһва гувачиси әр билән параңлашқанда, у киши Йәһва гувачисиниң сөзини бөлүп, етиқатдишимизниң қолидики Муқәддәс китапқа ишарә қилип, мундақ деди: «Кимлигиңизни қолуңиздики китаптин чүшәндим».