Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Уларму дунияға мәнсүп әмәс»

«Уларму дунияға мәнсүп әмәс»

«Уларму дунияға мәнсүп әмәс»

«Дуния уларға өч болди, чүнки... уларму дунияға мәнсүп әмәс» (Йоһан 17:14)

Бу немини билдүриду? Һәзрити Әйса бу дунияға мәнсуп болмиғач, иҗтимаий вә сәясий ишларға арилашмиған. У шундақ чүшәндүргән: «Мениң Падишилиғим бу дуниядин әмәс. Әгәр Падишалиғим бу дуниядин болған болса, шагиртлирим йәһудийларниң қолиға чүшмәслигим үчүн күришәтти» (Йоһан 18:36). Шуниңдәк, у әгәшкүчилирини Худа Сөзигә зит болған дунияниң көзқариши, гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлирини үлгә қилмаслиққа үндигән (Мәтта 20:25—27).

Биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири қандақ йол тутқан? Диншунас Джонатон Даймондниң ейтишичә, «биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилири ақивети қандақ болушидин қәтъийнәзәр, мәсилән мәсхирә, қамақ җазаси яки өлүмгә қаримастин, урушқа қатнишиштин ваз кәчкән». Улар бетәрәп турушидин ваз кечишниң орниға, азап-оқубәтләрни чекишкә тәйяр болған еди. Униңдин башқа, Әйсаниң әгәшкүчилири башқилардин әхлақий җәһәттин пәриқләнгән. Уларға шундақ дейилгән: «Силәр һазир шәһваний турмуш кәчүрүшни тохтитип, улар билән бир йолда маңмиғачқа, улар әҗәплинип, силәрни һақарәтләватиду» (Петрусниң 1-хети 4:4, ЙД). Тарихшунас Уилл Дюрантниң йезишичә, «шәһваний турмуш кәчүргән бу дуниядики адәмләр Мәсиһ әгәшкүчилириниң жуқури әхлақий пак жүрүш-турушини көрүп, терикип жүргән».

Бүгүнки күндә кимләр бу алаһидиликкә мас һәрикәт қилиду? Мәсиһ әгәшкүчилириниң бетәрәплиги һәққидә бир қамуста мундақ йезилған: «Диний етиқат түпәйли қолға қурал елиштин ваз кечишни ақлашқа һеч сәвәп йоқ» («New Catholic Encyclopedia»). Бир гезиттики мақалидә ейтилғандәк, бир кишилик һоқуқ тәшкилатниң «Африкилиқларниң һоқуқлири» намлиқ доклати асасида, 1994-жили йүз бәргән Руандидики ирқ қирғинчилиққа Йәһва гувачилири қатнашмиди, әксинчә барчә чирколар бу шәпқәтсиз қан төкүшкә қатнашти» (Reformierte Presse).

Нацистлар һөкүмранлиғиниң вақтидики Чоң қирғинчилиқ яки Холокост һәққидә сөзләп, бир муалим шундақ деди: «Аддий пухралардин тәшкилләнгән һечбир гуруһ яки тәшкилат кәң көләмлик ялғанчилиқ, шәпқәтсизлик, һәтта вәһшийликләргә қарши чиқмиди». Амма бу киши АҚШ Чоң қирғинчилиқ ядикарлиқ музейға мураҗиәт қилғандин кейин мундақ дәп язди: «Әнди, соалимға җавап таптим». Бу киши Йәһва гувачилириниң, һәтта улар рәһимсиз муамилигә учриған болсиму, диний етиқадидин ваз кәчмәй, садиқлиқта чиң турғанлиғини биливалди.

Уларниң әхлақ өлчәмлири һәққидә немә дейишкә болиду? Бир журналда мундақ йезилған: «Бүгүнки күндә яш католикларниң көпинчиси бирәр киши билән турмуш қурмай яшаш вә некадин алдинқи җинсий мунасивәттә болуш һәққидә чиркониң үгәткәнлиригә қошулмайду». Бир журналда бир диний хизмәтчиниң сөзлири кәлтүрүлгән: «Чүшәнгинимдәк, адәмләрниң көпинчиси, мениңчә 50 проценттин көпирәк кишиләр той қилиштин авал биллә яшайду». Бир қамуста болса: «Йәһва гувачилири жуқури әхлақ өлчәмлиригә мас яшашни әвзәл көриду»,— дейилгән («The New Encyclopædia Britannica»).