Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | ИНСАНЛАРНИ ХУДАДИН ЖИРАҚЛАШТУРҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚЛАР

Худани сирлиқ қилип қойған ялғанчилиқ

Худани сирлиқ қилип қойған ялғанчилиқ

НУРҒУН КИШИЛӘР ИШИНИДИҒАН ЯЛҒАНЧИЛИҚ

«Рим католик, православие вә протестант қатарлиқ асасий үч христиан дини үчбирлик шәхс, йәни Худа ата, оғул (Әйса Мәсиһ) вә муқәддәс роһ бир илаһ дәп ишиниду. Әшу христиан дини мәзһәплириниң талимати бойичә, бу үчи айрим үч илаһ әмәс, бәлки улар үчи бирләшкән үчбирлик Худа екәнлигигә ишиниш керәк» (The New Encyclopedia Britannica).

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ҺӘҚИҚӘТ

Һәзрити Әйса һечқачан өзини Худаға тәң яки баравәр дәп ейтмиған. Әксинчә у өзи: «Атам мәндин улуқтур»,— дәп ейтқан (Йоһан 14:28, ҺЗ). Шуниңдәк, һәзрити Әйса шагиртлириниң биригә: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!»— дегән (Йоһан 20:17, ҺЗ).

Муқәддәс роһ шәхс әмәс. Муқәддәс китапта шундақ йезилған, һәзрити Әйсаниң шагиртлириниң «һәммиси муқәддәс роһқа» чөмгән. Униңдин башқа, Худа Өзи: «Мән һәрқандақ инсанға Өз роһумни яғдурумән»,— дәп ейтқан (Әлчиләр 2:1—4, 17). Бу айәтләрдин ениқ көрүватимизки, муқәддәс роһ учбирликниң бир қисми әмәс, бәлки Худаниң һәрикәт күчи.

НЕМӘ ҮЧҮН БУ МУҺИМ

Карл Ранер вә Герберт Форгримлер исимлиқ католик дин тәтқиқатчиларниң чүшәндүрүшичә, «үчбирлик — бу бир сир... уни вәһийсиз чүшиниш мүмкин әмәс вә һәтта вәһий алғандин кейинму у бәкму сирлиқ вә чүшиниксиз». Хош, тонушуш вә чүшиниш мүмкин әмәс болған шәхсни яхши көрәләмсиз? Шуңа көрүнүп туридуки, үчбирлик тәлимати көйүмчан Худани тонушқа вә яхши көрүшкә тосалғу болиду.

Биринчи мақалидә тилға алған Марко үчүн үчбирлик тәлимати бундақ тосалғу болған. У мундақ дегән: «Худа Өзини мениңдин йошуриду дәп ойлаттим вә бу мени Униңдин техиму жирақлаштуруп, Уни сирлиқ қилип қойди». Лекин Алла Өзини биздин йошурмайду, әксинчә бизниң Уни тонушимизни халайду. Һәзрити Әйсаму: «Кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз»,— дәп ейтқан (Йоһан 4:22, ҺЗ).

Марко давамлаштуруп, мундақ дегән: «Худаниң үчбирлик әмәслигини чүшәнгинимдә, ахири Униң билән шәхсий достлуқ мунасивәтни орниталидим. Әгәр Йәһва Худа биз үчүн қандақту бир сирлиқ натонуш шәхс болмиса, Уни сөйүш асанирақ болиду». «Ким меһир-муһәббәт көрсәтмисә, у Худани тонумиған болиду, сәвәви Худа Өзи меһир-муһәббәттур» (Йоһанниң 1-хети 4:8).