МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Пәқәт өзүм һәққидә ойлинаттим
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1951
ДӨЛИТИ: ГЕРМАНИЯ
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: ӨЗИГӘ ИШИНИДИҒАН, МӘҒРУР ИНСАН
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ:
Кичик чеғимда аилимиз билән бирликтә шәрқий Германиядики Лейпциг шәһәрниң йенида яшидуқ. Бу шәһәр Чехия вә Польша билән чегарилиниду. Лекин алтә йешимда дадам чәт әлдә ишләшкә башлиғанлиқтин биз авал Бразилиягә, кейин болса, Эквадорға көчүп кәттуқ.
14 йешимда мени Германиядики оғул балиларни тәрбийиләйдиған ятақлиқ мәктәпкә оқушқа бәрди. Ата-анам мениңдин тазиму жирақ йәрдә, йәни җәнубий Америкида болғанлиғи үчүн маңа өз-өзүмгә ғәмхорлуқ қилишқа тоғра кәлди. Мән өзүмгә ишәнгән, мәғрур болған вә башқиларниң ой-пикри мени зади қизиқтурматти.
17 йешимда ата-анам Германиягә қайтип кәлди вә мән улар билән биллә яшашқа башлидим. Бирақ мәғрурлуғим түпәйлидин ата-анам билән тил тапалмидим вә 18 йешимда өйдин кәттим.
Мән һаятниң мәнасини издәп, барғансири беарам болуп кәттим. Һәр түрлүк тәшкилат вә җәмийәтләрдә болуп көргәндин кейин бир хуласигә кәлдим: инсанлар гөзәл йәр йүзини пүтүнләй йоқ қилмиғичә һаятимни әң яхши ишқа, йәни йәр йүзини тәтқиқ қилишқа беғишлишим керәк.
Германиядин кетип, мотоцикл сетивелип, Африкиға қарап йолға чиқтим. Лекин узун өтмәй, йолда мотоцикилим бузулуп қалди. Шуңа уни ремонт қилиш үчүн маңа Европиға қайтишқа тоғра кәлди. Көп өтмәй, Португалиядики деңиз қирғиғиға келип йәттим. Әшу йәрдә хиялимға мотоциклни ташлап, қейиқта сәпәргә чиқиш ой-пикри кәлди.
Атлантик океанини бойлап сәпәргә чиқмақчи болған бир топ жигит-қизларға қошулдум. Уларниң арисида келәчәктики аялим Лорини учраттим. Биз Кариб деңиздики араллириға йолға чиқтуқ. Андин Пуэрто-Рико шәһиридә азғина тохтап, йәнә Европиға қайттуқ. Лори билән иккимиз узақ сәпәрләр үчүн йәлкәнлик қейиқни тепишни үмүт қилаттуқ. Лекин үч ай өткәндин кейин, туюқсиз бир тосалғуға дуч кәлдуқ. Мени Германиядики һәрбий хизмәткә чақирди.
Мән 15 ай җәриянида Германия деңиз флотида хизмәт қилдим. Бу вақит ичидә Лори иккимиз той қилип, сәяһәт һаятимизни давамлаштурушқа тәйярлиқ қилдуқ һәрбий хизмәткә чиқиштин бираз вақит илгири, биз қутқузуш парахотиниң қепини сетивалған едуқ. Мән һәрбий хизмәттә болғинимда, аста-аста парахотни кичик йәлкәнлик кемигә айландурдуқ. Биз бу кемидә яшап, гөзәл йәр йүзини тәтқиқ қилишни давамлаштурмақчи болдуқ. Һәрбий хизмәттин истипаға чиққандин кейин вә қейиқни қуруп түгитишимиздин сәл авал Йәһва гувачилирини учраттуқ. Улар билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлидуқ.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ:
Башта һаятимни өзгәртишкә еһтияҗ йоқтәк туюлди. Биз некайимизни қанунлуқ тизимлаттуқ һәм мән тамака чекишниму аллиқачан ташлиған едим (Әфәсликләргә 5:5). Дунияни бойлап, сәпәргә чиқиш планлиримиз һәққидә десәк, һаятимни Худаниң яратмилирини тәтқиқ қилишқа беғишлаш әң тоғра қарар дәп ойлидим.
Лекин әслидә миҗәз-хулқумни өзгәртишим керәк еди. Мән өзүмгә бәк ишәнгән вә мәғрур инсан болған едим. Чүнки дайим өз утуқлирим вә қабилийәтлирим һәққидә ойлаттим. Пәқәт өзүм һәққидә ойлинаттим.
Бир күни Әйса пәйғәмбәрниң тағдики вәз-нәсиһәтлирини оқудум (Мәтта 5—7 баплар). Башта һәзрити Әйсаниң бәхит һәққидә ейтқанлири мени ойландуруп қойди. У «тәшнә болғанлар нәқәдәр» бәхитлик дәп ейтқан (Мәтта 5:6). Бу адәмни қандақ бәхитлик қилалайду дегән соал калламға сиғмиди. Тәтқиқ қилғансири, һәрбиримизниң роһий еһтияҗлиримизниң барлиғини тонуп йәттим. Лекин уларни қанаәтләндүрүш үчүн биринчидин уларға муһтаҗ екәнлигимизни кәмтәрлик билән етирап қилишимиз керәк екән. Сәвәви Әйса Мәсиһ шундақ дегән: «Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик» (Мәтта 5:3).
Лори билән Муқәддәс китап тәтқиқ үгинишини Германияда башлидуқ. Лекин Францияға, кейин Италиягә көчүп кәттуқ. Қәйәргила бармайли, Йәһва гувачилирини издәп тапаттуқ. Уларниң бир-биригә болған сәмимий сөйгү-муһәббити вә инақлиғи мениңдә қаттиқ тәсират қалдурди. Мән Гувачиларниң һәқиқәтән хәлиқаралиқ қериндашчилиқ екәнлигини көрдүм (Йоһан 13:34, 35). Вақит өтүп, Лори иккимиз чөмдүрүлүштин өтүп, Йәһва гувачилири болдуқ.
Чөмдүрүлүштин кейинму өзгиришимни давамлаштурдум. Лори иккимиз авал Африкиниң деңиз қирғиғини бойлап, андин Атлантик океандин өтүп, Америкиға беришни қарар қилдуқ. Иккилимиз очуқ океанда кичиккинә бир қейиқта қирғақтин шунчә жирақта болғанда, өзүмниң улуқ Пәрвәрдигаримизниң алдида қанчилик әһмийәтсиз екәнлигимни тонуп йәттим. Бош вақтим көп еди, шуңа уни Муқәддәс китапни оқуш үчүн сәрип қилаттим (чүнки океан оттурисида һечқандақ җиддий иш болматти). Болупму, һәзрити Әйсаниң йәр йүзидики һаяти маңа қаттиқ тәсир қилди. Қизиқарлиқ йери, у һәтта тәсәввур қилишму тәс болған қабилийәтләргә егә вә мукәммәл инсан болған болсиму, һечқачан өзила һәққидә ойлимиған. У өзи үчүн әмәс, бәлки асмандики Атисиниң ирадисини орунлаш үчүн яшиған.
Мән һаятимда Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюшим керәклигини чүшәндим
Һәзрити Әйсаниң үлгиси үстидин чоңқур ойланғанда, мән һаятимда Худа Падишалиғини биринчи орунға қоюшим керәклигини чүшәндим. Йәнә Худа Падишалиғиниң ишини қизиқишлиримдин төвән қоймаслиғим лазим (Мәтта 6:33). Америкидики қирғаққа йетип кәлгәч, Лори билән у йәрдә қелип, бар күчимизни Худаға хизмәт қилишқа беғишлашни қарар қилдуқ.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?
Илгири пәқәт өзүм һәққидә ойлаттим вә һаятимда көп ениқсизлиқлар еди. Һазир болса, мени тоғра йолда йетәкләйдиған даналиқ мәнбәсигә егә екәнмән (Йәшая 48:17, 18). Мән һаятимда илгири һечқачан болмиған мәналиқ һаят кәчүриватимән. Худаға хизмәт қилип, башқиларниң У һәққидә билим елишиға ярдәм беримән.
Муқәддәс китаптики принципларға әмәл қилиш Лори иккимизгә нека риштилиримизни күчәйтишкә ярдәм бәрди. Йәһва Худани билидиған вә сөйидиған гөзәл бир қизимиз бар.
Биз дайим һузур-һалавәтлик турмуш кәчүрмидуқ. Лекин Йәһва Худаниң ярдими билән бәл қоювәтмәсликкә вә Униңға ишәнч қилишқа бәл бағлидуқ (Пәнд-нәсиһәтләр 3:5, 6).