Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Масоретлар Муқәддәс Язмиларни еһтиятчанлиқ билән көчүрүп язған

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | МУҚӘДДӘС КИТАП ҚАНДАҚ АМАН ҚАЛҒАН?

Муқәддәс Язмиларниң мәзмуни өзгәртишләрдин аман қалған

Муқәддәс Язмиларниң мәзмуни өзгәртишләрдин аман қалған

ХӘВП-ХӘТӘР. Чириш вә қаршилиқ кәби ташқи хәвп-хәтләрләр Муқәддәс китапни йоқ қилалмиған. Бирақ йәнә бир хәвп-хәтәр бар еди. Бәзи нусха көчүргүчиләр вә тәрҗиманлар Муқәддәс китапниң мәзмунини өзгәртишкә урунған. Улар өз тәлиматлирини Муқәддәс китапқа маслаштурушниң орниға, Муқәддәс китапни өз тәлиматлириға маслаштурушқа тиришқан. Келиң, бәзи мисалларни көрүп чиқайли.

  • Ибадәт қилидиған җайи. Миладидин илгири IV–II әсирләр арисида кишиләр Самарийә Тәвратиниң Чиқиш 20:17-айитигә «Гаризим теғида. Шу йәрдә қурбангаһ ясиғиң» дегән җүмлини қошуп қойған. Шундақ қилип, самарийәликләр Муқәддәс Язмиларниң ярдимидә Гаризим теғида ибадәтхана селигш үчүн банә-сәвәп издәшкә һәрикәт қилған.

  • Үчбирлик тәлимати. Муқәддәс Язмилар йезилип тамамланғандин кейин, 300 жилчә вақит өтүп, үчбирлик тәлимати тәрәпдари болған бир киши Йоһанниң 1-хети 5:7-айитигә «Булар Ата, Калам вә Муқәддәс роһтур. Бу үчи бирдур» дегән сөзләрни қошуп қойған. Бу сөзләр Муқәддәс Язмиларниң әсли нусхисида йоқ. Муқәддәс китап тәтқиқатчиси Брюс Мецгерниң ейтишичә, бу сөзләр «милади VI әсирдин башлап, кона латин қолязмилирида, шу җүмлидин Вульгата тәрҗимисидә барғансири көп учрайдиған болған».

  • Худаниң исми. Нурғунлиған Муқәддәс китапниң тәрҗиманлири йәһудийларниң хурапий урп-адитигә әгишип, Муқәддәс Язмилардин Худаниң исмини чиқирип ташлашни қарар қилған. Улар Худаниң исминиң орниға, «Худа», «Пәрвәрдигар» кәби нам-унванларни ишлитидиған болған еди. Лекин Муқәддәс китапта бу нам-унванлар пәқәт Яратқучиғила әмәс, бәлки адәмләр, сахта чоқунушта қоллинидиған бутлар кәби нәрсиләр вә һәтта Иблисқа қарита ишлитилиду (Йоһан 10:34, 35; Коринтлиқларға 1-хәт 8:5, 6; Коринтлиқларға 2-хәт 4:4) *.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҚАНДАҚ САҚЛИНИП ҚАЛҒАН? Биринчи, гәрчә бәзи Муқәддәс Язмиларни көчүргүчиләр сәмимийәтсиз вә ишәнчсиз болған болсиму, йәнә нурғун өз кәспигә маһир вә еһтиятчанлиқ билән өз хизмитини қилған көчүргүчиләрму болған. Мәсилән, масоретларни алайли. Улар милади VI—X әсирләрдә Ибраний Язмиларни көчүрүп язған. Бүгүнки күндә әшу язмилар Масорет қолязмилири дәп тонулған. Масоретлар Муқәддәс Язмиларниң мәзмуниға хаталиқларни киргүзүп қоймаслиқ үчүн һәрбир һәрипни санап чиққан еди. Улар әсли нусхисидики текст мәзмуниға хаталиқлар киргүзүлгән дәп гуман қилған болса, улар текстниң ян гирвигигә бәлгүләрни селип қойған. Масоретлар Муқәддәс Язмиларниң текстини өзгәртип қоюштин бәкму қорққан. Профессор Моше Гошен-Готтштайн: «Масоретлар бу адәткә қәстән әмәл қилмаслиқни әң еғир җинайәт дәп қариған»,— дегән.

Иккинчи, бүгүнки күнгичә йетип кәлгән интайин көп қолязмиларниң сақлинип қалғанлиғи Муқәддәс китапқа киргүзүлгән хаталиқларни ениқлашқа ярдәм бәргән. Мәсилән, диний рәһбәрләр өз қоллиридики Муқәддәс китапларниң латин тәрҗимилирини Муқәддәс китапниң әсли нусхисиниң өзи дәп, әсирләр бойи кишиләргә ялған ейтип кәлгән. Бу мақалидә жуқурида тилға елинғандәк, улар Йоһанниң 1-хети 5:7-айитигә артуқ сөзләрни қошуп қойған. Мәзкүр хаталиқ һәтта Муқәддәс китапниң инглиз тилидики даңлиқ падиша Яқуп тәрҗимисидә учрайду! Бирақ башқа қолязмилар тепилғанда, немә мәлум болди? Брюс Мецгер мундақ дәп язған: «[Йоһанниң 1-хети 5:7]-дики үзүндә латин тәрҗимисидин башқа қедимқи тәрҗимиләрниң һеч биридә (сүрийәнчә, коптикчә, әрмәнчә, эфиопийчә, әрәпчә вә славянчә) учримиған». Нәтиҗидә, бүгүнки күндики Муқәддәс китапниң бәзи падиша Яқуп тәрҗимилиридә бу үзүндә чиқирилип ташланған. Муқәддәс китапниң уйғур тилидики бүгүнки күндики тәрҗимилиридиму бу сөзләр учримайду.

Тәхминән милади 200 жилдики Муқәддәс китап қолязмиси Честер Битти папируси P46

Қедимий қолязмилар Муқәддәс китапниң мәзмуни өзгәртилмигәнлигини испатламду? 1947-жили «Өлүк деңиз орам язмилири» тепилғанда, тәтқиқатчилар ибраний Масорет қолязмилирини улардин миң жил илгири көчүрүп йезилған Муқәддәс китап орам қолязмилири билән селиштуруш имканийитигә егә болған. Өлүк деңиз орам язмилириниң тәтқиқат групписиниң бир әзасиниң ейтишичә, һәтта бир орам қолязма «йәһудий көчүргүчиләрниң миң жилдин көпирәк вақиттин буян Муқәддәс китапниң мәзмунини интайин тоғра вә ениқ йәткүзүп бәргәнлигини ишәнчилик испатлайду».

Ирландияниң Дублин шәһиридики Честер Битти китапханисида Грек Язмиларниң (Йеңи Әһдә) папируслар топлими сақлиниду. Бу топламда Грек Язмилардики китапларниң һәммиси дегидәк бар. Йәнә бу топламда милади иккинчи әсирдики қолязмиларму бар. Демәк улар Муқәддәс Язмилар пүтүнләй йезип тамамлинип, 100 жилчә вақит өткәндин кейинла мәйданға кәлгән. Гәрчә папирусларниң тексти һәққидә көплигән йеңи учурларни тәминләп бәрмисиму, улар Муқәддәс китапниң текстиниң шунчә тарихи җәриянини баштин өткүзүп, һәйран қаларлиқ дәриҗидә ениқ йетип кәлгәнлигини испатлайду.

«Шуни ишәнчилик ейтишқа болидуки, қедимий әсәрләрниң һечбири бүгүнки күнгә буниңдәк тоғра йетип келәлмигән»

ХУЛАСӘ. Муқәддәс китап қолязмилириниң шундақ узун тарихи вә шунчә көп қолязма нусхилири һазир қолумизда бар текстләрниң өзгәрмигәнлиги, әксинчә техи яхши сақланғанлиғини испатлап туриду. Мәшһур алим Фредерик Кеньон Грек Язмилар тоғрисида мундақ дегән: «Башқа һечбир қедимий китапниң буниңдәк узун тарихи вә мол қолязма текстлири йоқ. Һәрбир бетәрәпликни сақлайдиған алим қолумизда бар Муқәддәс китапниң текстиниң өзгәртәлмәй, сақлинип қалғанлиғини етирап қилиду». Тәтқиқатчи Уильям Хенри Грин Муқәддәс китап һәққидә мундақ дегән: «Шуни ишәнчилик ейтишқа болидуки, қедимий әсәрләрниң һечбири бүгүнки күнгә буниңдәк тоғра йетип келәлмигән».

^ Көпирәк мәлуматларға еришиш үчүн www.pr418.com торбетидики «Муқәддәс Китап. Мәдһийә тәрҗимисиниң» қошумчисидики А1 вә А2 мавзулириға қараң.