Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

МУҚАВИДИКИ МАВЗУ | НЕМӘ ҮЧҮН МУҚӘДДӘС КИТАПНИ ОҚУШ КЕРӘК?

Немә үчүн Муқәддәс китапни оқуш керәк?

Немә үчүн Муқәддәс китапни оқуш керәк?

«Мән Муқәддәс китапни чүшиниш қийин дәп ойлидим» (Джови).

«Уни оқуш маңа зерикишлик туюлған еди» (Квини).

«Муқәддәс китапниң шунчә көп бәтлик китаплиғини көрүп, уни оқуш истигим йоқалди» (Әзәкиял).

Муқәддәс китапни оқушни ойлиғанда, сиздиму охшаш һис-туйғулар пәйда болғанму? Нурғун адәмләр бу китапни оқуш қолумдин кәлмәйду дәп ойлишиду. Лекин Муқәддәс китап сизниң техиму хошал-хорам вә қанаәтлинәрлик һаят кәчүрүшиңизгә ярдәм берәлисичу? Униңдин башқа, уни оқушниң техиму қизиқарлиқ бәзи усуллирини тапқан болсиңизчу? Муқәддәс китапни оқушниң сиз үчүн қандақ пайдиси барлиғини билишни халамсиз?

Көплигән кишиләр Муқәддәс китапни оқуп, қандақ пайдисини көргән, келиң улардин бир қанчисиниң немә дегәнлигини көрүп бақайли.

20 яшлардики Әзәкиял мундақ дәйду: «Илгири нәгә кетиватқанлиғини билмәйдиған шопурға охшаттим. Бирақ Муқәддәс китапни оқуш мәналиқ һаят кәчүрүшимгә ярдәм бәрди. Бу китапта күндилик турмушумға ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләр бар».

20 яшлардин ашқан Фрида исимлиқ бир яш қиз мундақ дәйду: «Қеним қизиқ еди. Муқәддәс китапни оқушниң ярдимидә өзүмни контрол қилишни үгәндим. Башқилар билән чиқишип өтүш асанирақ болди вә һазир көп достлирим бар».

50тин ашқан Эвника исимлиқ бир аял болса, Муқәддәс китап һәққидә мундақ дәйду: «Муқәддәс китапни оқуш яман адәтлиримни ташлап, яхширақ адәм болушумға ярдәм бәрди».

Жуқурида тилға елинған кишиләр вә миллионлиған инсанлар өз һаятида көз йәткүзгәндәк, Муқәддәс китапни оқуш сизгиму мәналиқ һаят кәчүрүшиңизгә ярдәм бериду (Йәшая 48:17, 18). Бу китапниң ярдимидә сиз 1) тоғра қарарларни чиқиралайсиз, 2) һәқиқий достларни тапалайсиз, 3) бесимларға қарши күрәш қилалайсиз вә әң муһими, 4) Худа тоғрисида билим алалайсиз. Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр Худадин кәлгәч, сиз уларға әмәл қилсиңиз, буниңға һечқачан өкүнмәйсиз. Худа һечқачан яман мәслиһәт бәрмәйду.

Әң муһими — оқушни башлаштур. Қандақ әмәлий қәдәмләр Муқәддәс китапни оқушни асанирақ башлашқа вә техиму қизиқарлиқ вә көңүллүк оқушқа ярдәм бериду?