«Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» учришиши үчүн көрсәтмиләр
Мундәриҗә
1. Бу көрсәтмиләр «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиға қатнашқучиларниң һәммисигә ярдәм бериду. Қатнашқучилар мәлум бир тупшурмини орунлаштин илгири «Иш дәптәр» дегән варақчидики вә бу һөҗҗәттики көрсәтмиләрни көрүп чиқиши керәк. Вәз ейтқучиларниң һәммиси оқуғучи тапшурмилирини орунлашқа дәвәт қилиниду. Вәз ейтқучи әмәсләрму, әгәр җамаәт учришишлириға дайим қатнишиватқан вә Муқәддәс китаптики тәлимләргә мас һаят кәчүрүватқан болса, тапшурмиларни орунлиши мүмкин. Вәз ейтқучи болмиған киши бу учришиштики тапшурмиларни орунлашни халиса, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси униң билән бу учришиштики ташурмиларни орунлашқа лаяқәтлик болуши яки болмаслиғини муһакимә қилиши керәк. Андин әгәр у киши лаяқәтлик болса, йетәкчи униңға хәвәрлишиду. Муһакимини у кишини үгәткән вәз ейтқучиниң алдида (етиқатчи ата-анисиниң алдида) өткүзүш керәк od-U 8-б., 8-абз.
КИРИШ СӨЗ
2. 1 минут. Һәр һәптә «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси нахша вә дуадин кейин тиңшиғучиларниң программиға болған қизиқишини ойғитиш үчүн кириш сөз ейтиду. У тиңшиғучиларниң диққитини җамаәт үчүн әң пайдилиқ ой-пикирләргә қаритиду.
ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗН
3. Нутуқ. 10 минут. Иш дәптиридә мавзу вә икки-үч асасий ой-пикир кәлтүрүлиду. Бу нутуқни ақсақал яки лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси ейтиду. Һәптилик җәдвәл бойичә Муқәддәс Язмилардики йеңи китапни оқуш башланған болса, шу китапни тонуштуруш видеоси көрситилиду. Натиқ видеодики ой-пикирләрни нутуқ мавзуси билән бағлаштуруши мүмкин. Амма у иш дәптиридики асасий ой-пикирләрни чоқум йорутуп бериши лазим. Йетәрлик вақит қалса, у иш дәптиридики рәсимләрни үнүмлүк усулда көрүп чиқиши керәк. Шундақла бурадәр нутуқтики ой-пикирләрни техиму яхширақ йорутуп беришкә ярдәм беридиған қошумчә ой-пикирләрни ишлитиши мүмкин.
4. Роһий гөһәрләрни издәйли. 10 минут. Муһакимини кириш сөз ейтмай вә хуласә чиқармай соал-җавап арқилиқ өткүзүш керәк. Бу муһакимини ақсақал яки лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси өткүзиду. Бурадәр икки соал сориши керәк. Кәлтүрүлгән айәтләрни оқуш-оқумаслиқни у өзи қарар қилиши мүмкин. Җавап бәргүчи җававини 30 секунд яки униңдин азирақ бериши керәк.
5. Муқәддәс китапни оқуш. 4 минут. Бу тапшурмини әр оқуғучиси орунлайду. У Муқәддәс китаптики үзүндини кириш сөз ейтмай вә хуласә чиқармай оқуп чиқиду. Учришишниң риясәтчиси оқуғучиниң тапшурулған үзүндини саватлиқ, тәбиий, чүшинишлик, раван, тоғра аһаң билән, мәнтиқий урғу қоюп, сүкүт қилип оқуш қатарлиқ маһарәтләрни ашурушиға ярдәм беришкә көңүл қоюшқа тиришиду. Муқәддәс китаптики үзүндиләрниң бәзибирлири қисқа, башқилири болса, узун болғач, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси оқуғучиларниң қабилийитигә қарап, мувапиқ тапшурмиларни бериши керәк.
ХИЗМӘТТӘ ТЕХИМУ ҮНҮМЛҮК БОЛУҢ
6. 15 минут. Учришишниң бу қисми сөһбәт қилиш, вәз қилиш вә тәлим бериш маһарәтлирини өстүрүшкә имканийәт яритиду. Еһтияҗ болса, ақсақалларму оқуғучи тапшурмисини орунлиши мүмкин. Һәрбир оқуғучи «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз» дегән дәптәрдики тупшуруқниң йенида йезилған тирнақ ичидә көрситилгән «Тәлим бериш» яки «Инсанларни сөйүш» дегән китапчилардики нуқта үстидә ишлиши керәк. Бәзидә учришиштики муһакимә өткүзүш керәк болиду. Бу тапшурмини ақсақал яки лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси орунлайду. (Мошу муһакимини қандақ өткүзүш үчүн 15-абзацқа қараң).
7. Сөһбәт башлаш: Бу тапшурмини әр яки аял оқуғучи орунлайду. Униң шериги охшаш җинислиқ яки аилә әзаси болуши керәк. Улар тапшурмини туруп яки олтирип орунлалайду. (Тапшуруқниң мәхсити вә вәзийити һәққидә көпирәк мәлуматқа еришиш үчүн 12, 13-абзацларға қараң).
8. Қайта йолуқуш: Бу тапшурмини әр яки аял оқуғучи орунлайду. Униң шериги охшаш җинислиқ яки аилә әзаси болуши керәк (km-U 5/97 2-б.). Улар тапшурмини туруп яки олтирип орунлалайду. Оқуғучи вә шериги дәсләпки йолуқушта болған сөһбәтни қандақ давамлаштуридиғанлиғини көрситиши керәк. (Тапшуруқниң мәхсити вә вәзийити һәққидә көпирәк мәлуматқа еришиш үчүн 12, 13-абзацларға қараң)
9. Шагиртларни тәйярлаш: Бу тапшурмини әр яки аял оқуғучи орунлайду. Униң шериги охшаш җинислиқ яки аилә әзаси болуши керәк (km-U 5/97 2-б.). Улар тапшурмини туруп яки олтирип орунлалайду. Мошу тапшурмида аллиқачан өткүзиливатқан үгинишниң бир үзүндиси көрситилиши керәк. Әгәр оқуғучиға кириш сөз вә сөһбәтни йәкүнләшкә тегишлик дәрисләр берилмисә, кириш сөзни ейтиш вә сөһбәтни йәкүнләшниң кериги йоқ. Берилгән мәтинни толуқ оқуп чиқиш шәрт әмәс, лекин оқусиму хата болмайду.
10. Көзқаришиңизни чүшәндүрүш: Әгәр нутуқ болса, уни әр оқуғучи ейтиду. Әгәр вәз қилиштики вәзийәт болса, бу тапшурмини әр яки аял оқуғучи орунлайду. Униң шериги охшаш җинислиқ яки аилә әзаси болуши керәк. Оқуғучи униңға берилгән тапшурмидики мәлуматтин пайдилинип, мавзудики соалға һөрмәт билән җавап бериши лазим. Мәлуматни көрситиш яки көрсәтмәсликни оқуғучи өзи қарар қилиду.
11. Нутуқ: Җамаәткә қаритилған нутуқни әр оқуғучи ейтиду. Нутуқ «Инсанларни сөйүш» дегән китапчидики «1-қошумчә мәлумат» дегән нуқтиға асасланса, оқуғучи берилгән айәт(ләр)ни вәз қилишта қандақ ишлитишни көрситип бериду. Мәсилән, бу айәтни қайси вәзийәтләрдә ишлитишни, униң мәнасини вә униңға асаслинип, киши билән қандақ музакирә қилишни чүшәндүрүп бериду. Әгәр нутуқ «Инсанларни сөйүш» дегән китапчидики мәлум бир дәрисниң нуқтисиға асасланса, оқуғучи бу нуқтидики ой-пикирләрни вәз қилишта қандақ ишлитишни көрситип бериши лазим. Орунлуқ болса, оқуғучи дәристики биринчи нуқтида кәлтүрүлгән мисални көрүп чиқса болиду яки шу дәристики айәтләрдин бирини йорутуп бәрсиму болиду.
12. Тапшуруқниң мәхсити: Бу вә кейинки абзацлар «Сөһбәт башлаш» вә «Қайта йолуқуш» дегән вәзийәтләр билән мунасивәтлик. Әгәр башқа көрсәтмә берилмисә, оқуғучиниң мәхсити — кишигә Муқәддәс китаптики һәқиқәтни йәткүзүш вә қайта йолуқуш үчүн асас селиш. Оқуғучи йәрлик кишиләрни қизиқтуридиған мавзуни таллиши керәк. У Тәлим бериш қураллиридин пайдилиниш яки пайдиланмаслиқни өзи қарар қилиду. Оқуғучиниң мәхсити тәвсийә үлгисини ядлавелиш әмәс, башқиларға болған қизиқиш вә тәбиий усулда параңлишиш қатарлиқ сөһбәтлишиш маһарәтлирини ашуруш.
13. Вәзийәтләр: Оқуғучи вәз қилиш вәзийитини йәрлик әһвалиға маслаштуруши керәк. Мәсилән:
1) Өйму өй вәз қилиш: Бу вәзийәт өйму өй (үзму үз, телефон яки хәт арқилиқ) вәз қилиш вә қайта йолуқуш һәмдә илгири болған сөһбәтлишишни давамлаштурушни өз ичигә алиду.
2) Нарәсмий вәз қилиш: Бу вәзийәт гувалиқ бериш үчүн аддий сөһбәтлишиштин қандақ пайдилинишни көрситиду. Униңдин башқа, бу иш-орунда, мәктәптә, жутта, таранспортта яки башқа җайларда күндилик ишларни орунлап, учритидиған кишиләр билән Муқәддәс китаптики бир ой-пикирни ортақлишишни өз ичигә алиду.
3) Аммивий орунларда вәз қилиш: Бу қол һарвуси билән вәз қилиш хизмитини һәмдә сода-сетиқ қилидиған җайларда, кочиларда, бағчиларда яки башқа җайларда учритидиған кишиләргә вәз қилишни өз ичигә алиду.
14. Видеолар вә башқа нәшир материаллардин пайдилиниш. Вәзийәткә қарап, оқуғучи видео яки китап-журналлардин бирини ишлитишни өзи қарар қилиши мүмкин. Әгәр оқуғучиниң тапшуриғи видеони көрситишни яки у өзи таллиған видеони көрситишни өз ичигә алса, уни көрсәтмәй, муһакимә қилиши лазим.
МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
15. Бу 15-минутлуқ қисим нахша билән башлиниду. Бу программиниң қисми бир яки икки нуқтидин ибарәт болиду. Бурадәрләрниң мәхсити тиңшиғучиларға Худа Сөзини әмәлийәттә қоллинишқа ярдәм бериштур. Әгәр башқа көрсәтмиләр берилмисә, бу тапшурмиларни ақсақал яки лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси орунлайду. Лекин «Йәрлик еһтияҗлар» дегән тапшурмини пәқәт ақсақал орунлиши керәк. Муһакимә болса, бурадәр кәлтүрүлидиған соаллардин башқа, йәнә қошумчә соалларни сориши мүмкин. Асасий ой-пикирләрни көрүп чиқишқа йетәрлик вақит болуш вә тиңшиғучилар муһакимигә қатнишиши үчүн кириш сөз қисқичә болуши лазим. Әгәр бу программиниң қисми сөһбәт елишни өз ичигә алса, қатнашқучи мүмкинқәдәр олтиридиған җайдин әмәс, сәһнидин сөһбәт бәрсә яхши.
16. Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш. 30 минут. Бу муһакимини қабилийәтлик ақсақал өткүзиду. (Бәзи җамаәтләрдә ақсақаллар аз болса, бу тапшурма лаяқәтлик хизмәт ярдәмчисигә тапшурулуши мүмкин). Ақсақаллар кеңиши «Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш» муһакимисини өткүзәләйдиған ақсақалларни таллиши керәк. Талланған ақсақал Муқәддәс китаптики асасий айәтләргә вә муһакимә қилинидиған мәлуматниң әмәлий пайдисиға диққәт ағдуруши лазим. Муһакимә өз вақтида тамамлиниши керәк. Пайдилиқ мәслиһәтләрни муһакимини соал-җавап арқилиқ қандақ өткүзүшни чүшәндүрүп беридиған көрсәтмиләрдин тепишқа болиду (w23.04 24-б., рамка). Һәптә үчүн берилгән мәлумат пүтүнләй муһакимә қилинғандин кейин вақит қалса, бу муһакимини әтәй созушниң кериги йоқ. Муһакимини өткүзүшкә вә абзацларни оқуп беришкә мүмкинқәдәр һәр һәптә һәрхил бурадәрләр тәйинлиниши керәк. Әгәр учришишниң риясәтчиси «Муқәддәс китапни җамаәттә үгинишни» дегән муһакимини қисқартишни сориса, өткүзиватқан бурадәр уни қандақ әң яхши усулда аяқлаштурушни өзи қарар қилиду. Мәсилән, у бәзи абзацларни оқумайла, муһакимә қилиши мүмкин.
ХУЛАСӘ
17. 3 минут. «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси учришишта ейтилған әң пайдилиқ ой-пикирләрни көрүп чиқиши керәк. Андин у кейинки һәптидики учришишниң программиси тоғрилиқ ейтип өтүши керәк. Униңдин башқа, йетәрлик вақит қалса, кейинки һәптидики тапшурмиларни орунлайдиған оқуғучиларни атап өтүшкә болиду. Учришишниң риясәтчиси башқа көрсәтмиләр берилмигән болса, муһим уқтурушларни вә хәтләрни оқуп берәләйду. Һәр һәптә өткүзүлидиған вәз учришишлири вә Ибадәт өйини бесиқтуруш җәдвәллири һәққидики уқтурушлар сәһнидин елан қилинмайду. Бу мәлумат елан тахтисида болуши керәк. Әгәр хәт вә уқтурушлар нурғун болса, учришишниң риясәтчиси «Мәсиһий һаятимиз» бойичә тапшурмисини орунлайдиған бурадәрләрдин өз тапшурмилириниң вақтини қисқартишни сориса болиду ( 16 вә 19-абзацларқа қараң.). Учришиш нахша вә дуа билән аяқлишиду.
МАХТАШ ВӘ МӘСЛИҺӘТ
18. «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси һәрбир тапшурмидин кейин, тапшурулған дәрискә асаслинип, тәхминән бир минут ичидә мәслиһәт берип махтайду. Учришишниң риясәтчиси оқуғучиниң тапшурмисини елан қилғанда, униң орунливатқан дәрисини ейтмайду. Амма оқуғучи тапшурмисини орунлиғандин кейин, уни махтап, қайси дәрис үстидә ишлигәнлигини ейтиду. Учришишниң риясәтчиси оқуғучиға дәристики қандақ мәслиһәтләрни яхши қолланғанлиғини яки немә үчүн вә қандақ уларға йәнә көңүл бөлүши керәклигини һөрмәт билән ейтса болиду. Риясәтчи оқуғучиларни орунлиған тапшурмисиниң башқа алаһидиликлири үчүн махтиса болиду. Қошумчә әмәлий мәслиһәтләрни учришиштин кейин шәхсән яки башқа вақитта «Инсанларни сөйүш», «Тәлим бериш» дегән китапчиләргә яки «Вәзчиләр мәктиви» дегән китапқа асаслинип бәрсә болиду («Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси вә мәхсус мәслиһәт бәргүчиниң вәзипилири һәққидә 19, 24 вә 25-абзацларға қараң.).
ВАҚИТ ТӘРТИВИ
19. Учришиштики һәммә тапшурмилар үчүн берилгән вақит ичидила орунлиниши керәк. Учришишниң һәрбир қисми һәм учришишниң риясәтчисиниң изаһлириму бәлгүләнгән вақиттин ешип кәтмәслиги керәк. Иш дәптиридики һәрбир тапшуруқ үчүн бәлгүләнгән вақит бар. Әгәр оқуғучи өз тапшурмисидики мавзуни яки ой-пикирләрни бәлгүләнгән вақит ичидә яки униңдин илгири йорутуп бәргән болса, вақитни созуш үчүнла башқа мәлуматни қошушниң кериги йоқ. Әгәр сәһнигә чиқидиған оқуғучи өз тапшурмиси үчүн бәлгүләнгән вақитни ашурувәткән болса, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси яки мәхсус мәслиһәт бәргүчи униңға шәхсән мәслиһәт бериду ( 24 вә 25-абзацларға қараң.). Нахшилар билән дуаларни өз ичигә алған учришишниң вақти 1 саат 45 минуттин ешип кәтмәслиги керәк.
РАЙОНҒА ҖАВАПКАР АҚСАҚАЛНИҢ ЗИЯРӘТ ҚИЛИШИ
20. Районға җавапкар ақсақал җамаәтни зиярәт қилғанда, программа иш дәптиридики җәдвәл бойичә өткүзүлиду. Лекин бәзи өзгәртишләрни қилиш керәк. «Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш» муһакимисиниң орниға, районға җавапкар ақсақал 30 минутлуқ хизмәт нутуғини ейтиду. Хизмәт нутуғидин авал учришишиниң риясәтчиси өткүзүлгән программини қисқичә тәкрарлап, кейинки һәптиниң программисини көрүп чиқиду вә керәклик уқтурушларни ейтиду. Андин у тиңшиғучиларға районға җавапкар ақсақални тонуштуруп, нутуғини елан қилиду. Хизмәт нутуғини ейтқандин кейин, районға җавапкар ақсақал өзи таллиған нахша билән учришишни аяқлаштуриду. У башқа бурадәрдин ахирқи дуа қилишни сориши мүмкин. Районға җавапкар ақсақал зиярәт қилған һәптидә җамаәтниң тилида өткүзүлидиған қошумчә синиптики тапшурмилар орунланмайду. Әгәр топ болса, учришишини өткүзсә болиду. Лекин бу топ районға җавапкар ақсақалниң хизмәт нутуғини җамаәт билән тиңшиши зөрүр.
РАЙОНЛУҚ ЯКИ РЕГИОНЛУҚ КОНГРЕСС ӨТКҮЗҮЛИДИҒАН ҺӘПТӘ
21. Конгресс өткүзүлидиған һәптидә җамаәт учришишлири өткүзүлмәйду. Шу һәптидики программини һәрким шәхсән өзи яки аилиси билән көрүп чиқиши керәклиги һәққидә җамаәттикиләргә әслитиш керәк.
ХАТИРИЛӘШ МӘРАСИМИ ӨТКҮЗҮЛИДИҒАН ҺӘПТӘ
22. Хатириләш мәрасими өткүзүлидиған һәптә оттурисиға чүшсә, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришиши өткүзүлмәйду.
«ҺАЯТИМИЗ ВӘ ХИЗМИТИМИЗ» УЧРИШИШИНИҢ ЙЕТӘКЧИСИ
23. Ақсақаллар кеңиши бир ақсақални «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси сүпитидә таллайду. Бу ақсақал учришишларниң убдан тәшкилиниши вә төвәндики көрсәтмиләргә мувапиқ өткүзүлүшигә җавапкар. У мәхсус мәслиһәт бәргүчи билән зич һәмкарлишиши керәк. «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» китапчиси чиққандила, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси бу икки айлиқ иш дәптиридики барлиқ тапшурмиларни оқуғучиларға алдин-ала тапшуриду, ақсақаллар кеңиши тәйинлигән учришишниң риясәтчилиридин бирини таллайду вә җавапкарлиқ бурадәрләргә «Иш дәптири» бойичә башқа тапшурмиларни тапшуриду ( 3—16 вә 24-абзацларға қараң). Йетәкчи оқуғучиларға тапшурма тапшурғанда, уларниң йеши, тәҗрибиси вә муһакимә қилинидиған мавзу һәққидә сөз әркинлиги бар-йоқлиғини көздә тутуши керәк. У учришиштики башқа қисимлирини тапшурғанда, шуниму нәзәр тутиду. Барлиқ тапшурмилар аз дегәндә үч һәптә бурун тапшурулиши лазим. «“Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз” учришишидики тапшуруқ» (S-89) бланкиси оқуғучилар үчүн ишлитилиши керәк. «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси тапшурмилар җәдвилиниң нусхиси тахтайда есилиши үчүн җавапкар. Ақсақаллар кеңиши униңға ярдәм бериш үчүн башқа ақсақал яки хизмәт ярдәмчисини тәйинлиши мүмкин. Бирақ оқуғучилар орунлалмайдиған тапшуруқларни пәқәт ақсақаллар тапшуриду.
«ҺАЯТИМИЗ ВӘ ХИЗМИТИМИЗ» УЧРИШИШИНИҢ РИЯСӘТЧИСИ
24. Ақсақалларниң бири һәр һәптә «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң риясәтчиси сүпитидә хизмәт қилиду. (Бәзи җамаәтләрдә ақсақалларниң сани аз болғачқа, лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси учришишниң риясәтчиси болуши мүмкин). Бу бурадәр кириш сөз ейтиду вә хуласә чиқириду. Шундақла, у учришишниң һәммә қисимлирини елан қилиду. Ақсақалларниң саниға қарап, у учришишниң башқа қисимлирини, болупму муһакимисиз видео көрситишни тәләп қилинидиған қисимлирини өткүзүши мүмкин. Риясәтчиниң изаһлири бәк қисқа болуши керәк. Ақсақаллар кеңиши учришишта ким риясәтчи болидиғанлиғини қарар қилиду. Талланған ақсақаллар новәт билән риясәтчилик қилиду. Йәрлик вәзийәтләргә қарап, «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишиниң йетәкчиси башқа ақсақалларға қариғанда, көпирәк риясәтчилик қилиши мүмкин. Ақсақал «Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш» муһакимисини өткүзүшкә тәйинләнгән болса, Иш дәптири бойичә учришишни риясәтчилик қилиши мүмкин. Риясәтчилик қиливатқан ақсақал оқуғучиларни сәмимийлик вә һөрмәт билән махтиши лазим. Керәк болса әмәлий мәслиһәт бериши мүмкин. Шундақла, риясәтчи учришишни өз вақтида аяқлаштуруши керәк ( 17 вә 19-абзацларға қараң.). Әгәр риясәтчи халиса вә сәһнидә йетәрлик орун болса, униң үчүн сәһнигә қошумчә микрофонни орнатса болиду. Ундақта минбәрниң йениға кәлгән бурадәр өз вақтида нутуқни башлайду. Оқуғучилар Муқәддәс китапни оқуғанда яки «Хизмәттә техиму үнүмлүк болуң» қисмини орунлиғанда, учришишниң риясәтчиси сәһнидики орундуқта тиңшап олтириши мүмкин.
МӘСЛИҺӘТ БӘРГҮЧИ
25. Әгәр мүмкин болса, бу вәзипини нутуқ ейтишта тәҗрибиси мол ақсақал орунлисун. У «Һаятимиз вә хизмитимиз» учришишидики тапшурмиларни орунлайдиған вә аммивий нутуқларни ейтидиған, шундақла «Күзитиш мунари» вә «Муқәддәс китапни җамаәттә үгиниш» муһакимилирини өткүзидиған яки оқуйдиған ақсақалларға вә хизмәт ярдәмчилиригә шәхсән мәслиһәт бериду ( 19-абзацқа қараң.). Бурадәрниң орунлиған һәрбир тапшурмисидин кейин униңға мәслиһәт беришниң кериги йоқ. Әгәр җамаәттә тәлим бериштә бир нәччә қабилийәтлик ақсақаллар болса, улар мәхсус мәслиһәт бәргүчи сүпитидә һәр жили новәт билән хизмәт қилалайду.
ҚОШУМЧӘ СИНИПЛАР
26. Җамаәттә оқуғучиларниң саниға қарап, қошумчә синипларни уюштурушқа болиду. Мәслиһәт бериш үчүн һәрбир синипқа тәйинләнгән лаяқәтлик бурадәр, мүмкин болса, ақсақал болуши лазим. Керәк болса, бу вәзипини лаяқәтлик хизмәт ярдәмчиси орунлиса болиду. Ақсақаллар кеңиши ким дайим яки өз новити билән мәслиһәт беридиған бурадәрләрни таллайду. Тәйинләнгән бурадәр 18-абзацта кәлтүрүлгән көрсәтмиләргә әмәл қилиши керәк. Әгәр қошумчә синип болса, учришишниң «Роһий гөһәрләрни издәйли» намлиқ қисмидин кейин бу синиптики тапшурмиларни орунлайдиған оқуғучилар әшу синипқа кириду. Улар оқуғучилар ахирқи тапшурмиси аяқлашқандин кейин асасий залға кетип қелиши керәк.
ВИДЕОЛАР
27. Бу учришишта тәйярланған видеолар көрситилиду. Уларни «JW Library®» программисидин тепип, нурғунлиған электронлуқ қурулмиларда қоюп беришкә болиду.
© 2023 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
S-38-UG 11/23