Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | ЗӘБУР 87—91

Худаниң мәхпий җайида болушни давамлаштуруң

Худаниң мәхпий җайида болушни давамлаштуруң

Йәһваниң «мәхпий җайида» роһий бехәтәрликтә болалаймиз

91:1, 2, 9—14

  • Бүгүнки күндә Йәһваниң панасида болуш үчүн, униңға беғишлинип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшимиз тәләп қилиниду

  • Бу җай Худаға ишәнмигәнләр үчүн намәлум

  • Йәһваниң мәхпий җайида болғанларниң етиқадини һәм униңға болған меһир-муһәббитини һечким вә һечнәрсә совуталмайду

Шәйтан қилтақчидәк бизни тузиғиға чүшәрмәкчи

91:3

  • Қушлар тәбиити бойичә еһтиятчан болғанлиқтин, уларни тутуш қийин

  • Қилтақчи қушларниң адәтлирини диққәт билән назарәт қилип, уларни тутушниң йоллирини ойлаштуриду

  • Шәйтан «қилтақчиға» охшаш. У Йәһваниң хизмәтчилирини назарәт қилип, уларниң Йәһва билән мунасивитини бузуш үчүн һәр түрлүк тузақларни қоюду

Шәйтан ишлитидиған төрт тузақ:

  • адәмләрдин қорқуш

  • пулпәрәслик

  • зиянлиқ оюн-тамашилар

  • келишмәсликләр